ЯШЛАРНИҢ СОАЛЛИРИ
Оруқлаш үчүн мән немә қилишим керәк?
Маңа һәқиқәтән оруқлаш керәкму?
Бәзи өсмүрләрниң ейтишичә, уларға салмиғини ташлаш керәк. Амма . . .
Көпинчә адәмләр өзлириниң саламәтлиги әмәс, ташқи көрүнүши һәққидила ойлайду. Тезирақ салмиғини ташлаш үчүн улар тамақ йемәйду яки оруқлитидиған дориларни ичиду. Бундақ қилишниң адәттә һеч пайдиси йоқ вә бу һәтта зиян болуши мүмкин.
«Бәзи қизлар техиму тез оруқлаш үчүн тамақ йемәй, ач жүриду. Нәтиҗисидә, өзлиригә зиян қилип, саламәтлигини әслигә кәлтүрүш үчүн көп вақит керәк болиду» (Хейли).
Нурғунлири семиз болмисиму, толуп кәттим дәп бекардин бекар әнсирәйду. Бу адәмләрниң салмиғи ешип кәтмигән, бирақ тәңдашлири яки аммивий әхбарат васитилиридики қуруқ сүйәк адәмләр билән селиштурғанда, өзлирини семиз дәп ойлайду.
«13 яшта болғинимда, мән өзүмни достлирим билән селиштураттим. Достлиримға охшаш қорайдәк қуруқ болсам, улар мени яқтуриду дәп ойлидим» (Паола).
Башқа тәрәптин, гайибир яшларға һәқиқәтән оруқлаш керәк. Дуния сәһийә тәшкилатиниң (ДСТ) һесавитигә бенаән . . .
Дуния йүзи бойичә 5 яштин 19 яшқичә тәхминән 340 миллион яшниң салмиғи ешип кәтти.
1975-жили 5—19 яш арилиғидики адәмләрниң пәқәт 8 пайизиниң артуқ салмиғи бар еди. 2016-жили болса, бу сан 18 пайизға өсүп кәтти.
Дуния йүзидики көпинчә мәмликәтләрдә һәддидин ташқири оруқ кишиләргә қариғанда, салмиғи ешип кәткән кишиләрниң сани көп.
Тапавити төвән дөләтләрдиму семизлик кәң тарқалған. Һәтта тамақни тойғичә йемәйдиған аилиләрдә семиз адәмләр көп учрайду.
Оруқлашниң әң яхши усули немә?
Сиз қайси усулни таллаттиңиз?
Тамақтин ваз кечиш
Чиниқиш вә тоғра тамақлинишни бирләштүрүш
Оруқлитидиған дориларини ичиш
Тоғра җавап: 2-усул. Чиниқиш вә тоғра тамақлинишни бирләштүрүш.
Әлвәттә, тамақни йемәй қоюш яки озуқ-түлүкниң қандақту бир түридин баш тартиш тез оруқлашқа ярдәм бериши мүмкин. Лекин бу усуллар саламәтлик үчүн яхши әмәс һәм әгәр сиз адәттикидәк тамақлинишни башлисиңиз, салмиғиңиз әслигә қайтиду.
Бирақ мәхситиңиз саламәтлигиңизни яхшилитиш болса, ташқи көрүнүшиңизму яхши болиду һәм өзиңизниму яхши һис қилисиз. Психология илиминиң доктори Майкл Брэдли * мундақ дәйду: «Саламәтликни тәвәккәлгә салмай, яхши һәм узақ нәтиҗиләргә еришиш үчүн... адәтләрни өзгәртиш керәк вә мошу адәтләр билән өмүр бойи яшаш муһим». Шуңа, сиз оруқлашни халисиңиз, пәқәтла диета һәққидә ойлимай, һаят тәрзиңизни өзгәртишкә һәрикәт қилиң.
Немә қилсам болиду?
Муқәддәс китап бизни «адәтлиридә чекини билидиған» адәмләр болушимизға дәвәт қилиду һәм бу тамақлиниш адәтлириниму өз ичигә алиду (Тимотийға 1-хәт 3:11). Униңда һәтта артуқ тамақ йейиштин нери болуш һәққидә ейтилған (Пәнд-нәсиһәтләр 23:20; Луқа 21:34). Есиңиздә бу принципларни тутуп, сағлам турмуш тәрзини қобул қилиш үчүн төвәндә кәлтүрүлгәнләрни синап беқиң:
Тоғра тамақлиниш өз ичигә немини алидиғанлиғини биливелиң.
Буниңға бешиңиз билән кирип кетишиңиз шәрт әмәс, амма йемәклик һәққидә асасий билимләр тоғра тамақлинишиңизға ярдәм бериду. Бу болса салмақни сақлишиңизниң яхши йоллириниң биридур.
Дайим чиниқип туруң.
Паал болушиңизға ярдәмлишидиған күндилик нәрсиләр һәққидә ойлинип беқиң. Мәсилән, лифтниң орниға пәләмпәйни қоллиниң. Видео оюнларға яки иҗтимаий торларға бөлүнидиған йерим саатниң орниға таза һава жутуп сәйлә қилип келиң.
Пайдиси йоқ йемәк-ичмәкниң орниға саламәтлигиңизгә пайдилиқ болидиған тамақни йәң.
«Мән өзүм билән мевиләр вә көктатлар охшаш сағлам йемәкликләрни елип жүримән. Қосуғум ачқанда уларни ағзимға селивалимән. Шундақ қилғинимда, мени пайдисиз тамақлар қизиқтурмайду»,—дәп бөлүшиду София исимлиқ өсмүр қиз.
Алдиримай йәң.
Бәзи адәмләр тез йегәнликтин тойғинини билмәй қалиду. Шуңа, алдиримай, аста йәң. Йәнә бир тәхсә тамақ елиштин авал, тохтап туруң. Шу чағда унчилик ач әмәс екәнлигиңизни чүшинисиз.
Қанчә калория йәватқанлиғиңизни тәкшүрүп туруң.
Тамиғиңизда қанчә калория бар екәнлигини билиш үчүн сиртидики мәлуматни оқуп туруң. Татлиқ газлиқ ичимликләрдә, фастфудта вә татлиқ-түрүмләрдә калория интайин көп болиду. Буларниң һәммиси семирип кетишиңизгә сәвәп болиду.
Тәңпуң болуң.
16 яштики Сара мундақ дәп бөлүшиду: «Бир пәйттә мән калория санашқа бешим билән кирип кәткәнлигим шуки, тәхсидики йемәкликләргә қариғанда, көз алдимда пәқәт санлар көрүнүп туратти!» «Калория һесапчисигә» айлинип кәтмәң. Бәзидә сиз калорияси көп, амма тәмлик болған нәрсиләрниму йесиңиз болиду.
Мәслиһәт. Дохтуриңизға салмиғиңиз һәққидики әндишилириңизни ейтиң. У сағламлиғиңизға һәм вәзийитиңизгә қарап, саламәтлигиниңизни яхшилитишқа вә һаят тәрзиңизни өзгәртишкә ярдәм бериду.
^ «When Things Get Crazy With Your Teen» китавидин елинған