Яшинип қалған ата-аниларға көңүл бөлүш һәққидә Муқәддәс китап немә дәйду?
Муқәддәс китапниң җавави
Әр йәткән балиларниң яшинип қалған ата-анисиға ғәмхорлуқ қилиш вәзиписи бар. Муқәддәс китапқа бенаән, әр йәткән балилар «ата-анилириға тегишлик әҗрини қайтурушни» үгинип, «өз өйидә Худаға вападарлиқни көрситиши» керәк, «чүнки бу иш Тәңримизгә яқиду» (Тимотийға 1-хәт 5:4). Яшанған ата-анисиға ғәмхорлуқ қилиш үчүн қолидин кәлгининиң һәммисини қилғанда, әр йәткән балилар Муқәддәс китаптики «Ата-анаңни һөрмәтлә» дегән әмиргә әмәл қилиду (Әфәсликләргә 6:2, 3).
Муқәддәс китапта яшинип қалған ата-аниларға қандақ қараш керәклиги һәққидә айрим көрсәтмиләр йоқ. Амма униңда ата-анисиға қариған етиқади мәһкәм әрләр вә аялларниң үлгиси йезилған. Буниңдин ташқири, Муқәддәс китап яшанған ата-анисиға қарайдиғанлар үчүн әмәлий мәслиһәтләрни бериду.
Муқәддәс китапта тилға елинған адәмләр ата-анилириға қандақларчә ғәмхорлуқ қилған?
Улар буни, вәзийитигә қарап, һәр түрлүк йоллар билән қилған.
Йүсүп яшинип қалған атиси Яқуптин жирақ яшиған. Бирақ мүмкинчилиги пәйда болғанда, у атисиниң йеқин бир җайға көчүп келишини орунлаштурди. Йүсүп атисини башпана вә озуқ-түлүк билән тәминлигән һәм уни һимайә қилған (Яритилиш 45:9—11; 47:11, 12).
Рут қейинанисиниң ана жутиға көчүп барди вә униңға ғәмхорлуқ қилиш үчүн өзини айимай әмгәк қилған (Рут 1:16; 2:2, 17, 18, 23).
Әйса өлүмигә аз қалғанда, аписи Мәрийямгә ғәмхорлуқ қилишни бир кишигә тапшурди. Аписи шу чағда тул болған охшайду (Йоһан 19:26, 27). a
Яшанған ата-анисиға қарайдиғанлар Муқәддәс китаптин қандақ әмәлий мәслиһәтләрни тапалайду?
Яшанған ата-анилириға қарайдиғанлар бәзидә җисманий вә һиссий җәһәттин чарчайду. Муқәддәс китапта уларға ярдәм беридиған принциплар йезилған.
Ата-аниңизни һөрмәтләң
Муқәддәс китапта мундақ йезилған: «Атаң билән ананңи һөрмәтлигин» (Чиқиш 20:12).
Бу мәслиһәтни қандақ қоллинишқа болиду? Ата-аниңизни һөрмәт қилидиғанлиғиңизни уларға мүмкинқәдәр көп әркинлик бериш арқилиқ көрситиң. Мүмкинчилигиниң баричә, қандақ ғәмхорлуқ қилиниши керәклиги һәққидики қарарни уларниң өзлири қилсун. Шуниң билән қолиңиздин кәлгиничә қоллап, ярдәм беришкә интилсиңиз, уларни һөрмәтләйдиғанлиғиңизни көрситисиз.
Чүшинишкә вә кәчүрүшкә тәйяр болуң
Муқәддәс китапта мундақ йезилған: «Әқил-идрәклик киши аччиқланмас асанлиқчә, башқиларниң гунайини кәчүрүши шөһрәт кәлтүрәр өзигә» (Пәнд-нәсиһәтләр 19:11, ҺЗУТ).
Бу мәслиһәтни қандақ қоллинишқа болиду? Атиңиз яки апиңиз көңлүңизни қалдуридиған бир нәрсә ейтса яки ғәмхорлуғиңизни қәдирлимәйдиғандәк болуп көрүнсә, өзүңиздин мундақ дәп сораң: «Уларниңкидәк имканийәтлирим чәкләнгән болуп, үмүтсизләнгән болсам, мән немә һис қилаттим?» Чүшинишкә вә кәчүрүшкә тәйяр болсиңиз, қийин вәзийәтни техиму кәскинләштүрүветиштин нери болалайсиз.
Башқилар билән мәслиһәтлишиң
Муқәддәс китапта мундақ йезилған: «Планлар мәғлуп болар мәслиһәт болмиғанда, муваппәқийәтлик болар мәслиһәтчи көп болғанда» (Пәнд-нәсиһәтләр 15:22, ҺЗУТ).
Бу мәслиһәтни қандақ қоллинишқа болиду? Ата-аниңизниң тән-саламәтлиги һәққидә вә уларға қандақ ярдәм берәләйдиғанлиғиңиз тоғрилиқ көпирәк биливелиң. Сиз яшаватқан җайда уларға әң яхши усулда ғәмхорлуқ қилишқа ярдәм беридиған қандақ мүмкинчиликләр бар екәнлигини ениқлавелиң. Яшанған ата-анилириға қарайдиғанлар билән сөзлишиң. Ака-ука, һәдә-сиңиллириңиз бар болса, улар билән учришип, ата-аниңизниң муһтаҗлиқлирини, уларға қандақ ғәмхорлуқ қилиш керәклигини вә буниңға бағлиқ болған вәзипиләрни қандақ бөлүшүшкә болидиғанлиғини бирликтә муһакимә қилиң.
Кичик пейил болуң
Муқәддәс китапта мундақ йезилған: «Даналиқ кичик пейилларға һәмра болар» (Пәнд-нәсиһәтләр 11:2).
Бу мәслиһәтни қандақ қоллинишқа болиду? Имканийитиңизниң чәклик екәнлигини етирап қилиң. Мәсилән, һәммә адәмниң күчи һәм вақти чәклик. Бундақ чәклимиләр ата-аниңизға қанчилик көп ғәмхорлуқ қилалайдиғанлиғиңизға тәсир қилиду. Яшинип қалған ата-аниңизға қараш сиз үчүн һәддидин ташқири еғир болуватса, аилиңизниң башқа әзалиридин яки яшанғанларға қарайдиған мутәхәссисләрдин ярдәм сораң.
Өзүңизгә ғәмхорлуқ қилиң
Муқәддәс китапта мундақ йезилған: «Һечким һечқачан өз тенини өч көрмәйду, әксичә уни озуқландуриду һәм асрайду» (Әфәсликләргә 5:29).
Бу мәслиһәтни қандақ қоллинишқа болиду? Сиздә яшанған ата-аниңизға ғәмхорлуқ қилиш вәзиписи бар болсиму, сиз шундақла өзүңизгә, һәм, турмуш қурған болсиңиз, аилиңизгә ғәмхорлуқ қилишиңиз керәк. Яхши тамақлинишиңиз лазим. Буниңдин ташқири, сизгә йетәрлик дәриҗидә ухлаш һәм дәм елиш бәк муһим (Вәз 4:6). Илаҗи болса, арам еливелишқа тиришиң. Буларниң һәммисини әмәлийәттә орунлисиңиз, сиз җисманий, әқлий вә һиссий җәһәттин яхши әһвалда болуп, ата-аниңизға ғәмхорлуқ қилалайсиз.
Муқәддәс китапта яшанған ата-аниларға чоқум өйдә қараш керәк дәп йезилғанму?
Муқәддәс китапта бу һәққидә ениқ көрсәтмиләр йоқ. Бәзи аилиләр яшанған ата-анисиға мүмкинқәдәр көп вақит давамида өйидә қарашни қарар қилиду. Амма кейин улар ата-анисиға яшанғанлар үчүн мәхсус мәһкимидә яхширақ ғәмхорлуқ қилиду дәп ойлиши мүмкин. Мундақ вәзийәттә аилә әзалири җәм болуп, қандақ қилғанда һәрбиригә яхши болидиғанлиғини муһакимә қилиши еһтимал (Галатилиқларға 6:4, 5).
a Муқәддәс китапниң бу үзүндиси һәққидә бир китапта мундақ йезилған: «Еһтимал, [Мәрийәмниң ери] Йүсүпниң өлүп кәткәнлигигә бираз вақит болди һәм Мәрийәмдин униң оғли Әйса хәвәр алатти. Бирақ әнди Әйса өлүп кәтсә, бу аялға ким ғәмхорлуқ қилиду? [...] Буниң билән Әйса яшанған ата-анилириға балилири ғәмхорлуқ қилиши керәклигини көрсәтти» (The NIV Matthew Henry Commentary in One Volume, 428, 429 -бәт).