Мәзмунға өтүш

Инсанийәтниң азап-оқубәтлиригә Худа әйипликму?

Инсанийәтниң азап-оқубәтлиригә Худа әйипликму?

Муқәддәс китапта немә ейтилиду?

 Муқәддәс китап бу соалға «яқ» дәп кәскин җавап бериду. Азап-оқубәтләр Худаниң инсанийәткә тегишлик нийитигә кирмигән. Лекин биринчи инсан җүпи Худаниң һөкүмранлиғиға қарши исиян көтирип, яхши билән яманға тегишлик өлчәмләрни өзлири орнитишқа қарар қилған. Улар Худадин үз өрүп, буниң яман ақиветини көргән.

 Бүгүнки күндә биз уларниң натоғра қарариниң нәтиҗисини көрүватимиз. Бирақ инсанийәт чекиватқан азап-оқубәтләр Худадин әмәс.

 Муқәддәс китапта: «Синақта һечким: “Худа мени синаватиду”, дәп ейтмисун, чүнки Тәңрини яманлиқ билән синаш мүмкин әмәс һәм У Өзи һечкимни яманлиқ билән синимайду»,— дәп йезилған (Яқуп 1:13). Һәммә адәмләр, һәтта Худаниң мақуллишиға егә болған адәмләрму, азап чекиду.