Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

6-СОАЛ

Муқәддәс китапта Мәсиһ тоғрилиқ немә ейтилған?

БӘШАРӘТ

«Әнди сән әй Бәйт-Ләһәм-Әфратаһ... сәндин Мән үчүн Исраилға һаким болғучи чиқиду».

Мика 5:2

ОРУНЛУНУШИ

«Йәһудиядики Бәйтләһәм шәһиридә Һирод падиша дәвридә Әйса туғулғандин кейин, Йерусалимға шәриқтин мунәҗҗимләр кәлди».

Мәтта 2:1

БӘШАРӘТ

«Улар мениң кийимлиримни өз арисида үләштүриватиду, Мениң чапинимға еришиш үчүн чәк ташлишиватиду».

Зәбур 22:18

ОРУНЛУНУШИ

«Ләшкәрләр болса, Әйсани миқлап болуп, униң сиртқи кийимини елип, һәр әскәргә бир парчидин тегидиғандәк қилип, кийимни төрткә бөлди. Шундақла ич көйнәк тикилмигән болуп, баштин аяқ бир туташ тоқулған еди. Улар өз ара: “Буни житмай, чәк ташлайли, кимгә чиқса, шу алсун”, дейишти».

Йоһан 19:23, 24

БӘШАРӘТ

«У өзиниң барлиқ сүйәклирини сақ қалдуриду, Улардин бирсиму сунуп кәтмәйду».

Зәбур 34:20

ОРУНЛУНУШИ

«Улар Әйсаниң қешиға кәлгәндә, униң өлгәнлигини көрүп, путлирини чақмиди».

Йоһан 19:33

БӘШАРӘТ

«Лекин у бизниң асийлиқлиримиз түпәйлидин яриланди».

Йәшая 53:5

ОРУНЛУНУШИ

«Бирақ ләшкәрләрдин бири униң биқиниға нәйзисини санчиведи, шу ан қан вә су еқип чиқти».

Йоһан 19:34

БӘШАРӘТ

«Улар мениң иш һәққимгә 30 тәңгә күмүчни таразиға салди».

Зәкәрия 11:12, 13

ОРУНЛУНУШИ

«Шу чағда он иккиниң бири, Йәһуда Ишқарийот исимлиқ шагирт, чоң роһанийларға берип, уларға: “Әгәр мән уни силәргә тутуп бәрсәм, маңа немә берисиләр?”– деди. Улар униңға 30 күмүч тәңгә беришкә вәдә қилди».

Мәтта 26:14, 15; 27:5