153-нахша
Мәңгү хошаллиқ
(Ибранийларға 13:15)
-
Пак дил инсанларни
Кечә-күндүз издәйли,
Хошаллиқ берәр мәңгү
Бу ишимиз изгү!
Қол үзмәй, тәр төкүп
Һәқ уруғини тәрдуқ,
Сәмимий жүрәкләрдә
Рәб уни өстүрәр.
ҚАЙТУРМИСИ:
Бу шан-шәрәп нахшимизни
Бар җаһанға яңритимиз,
Худайимиз Рәб Йәһвани
Улуқлаймиз бақи!
-
Һәқиқәтни билгән
Көп адәмләр өзгәргән,
Хошаллиқ берәр мәңгү
Бу тәң кәлмәс сәзгү!
Рәт қилғанларму бар;
Аз әмәс адашқанлар,
Амма Йәһ буйриғанни
Хурсән орунлаймиз.
ҚАЙТУРМИСИ:
Бу шан-шәрәп нахшимизни
Бар җаһанға яңритимиз,
Худайимиз Рәб Йәһвани
Улуқлаймиз бақи!
-
Һә, бизгә тапшурди
У җиддий вәзипини,
Хошаллиқ берәр мәңгү
Көрситиш чин сөйгү!
Өзи мәдәт болар,
У бизгә пана берәр,
Тетимлиқ сөзләр билән
Йәткүзүң хуш хәвәр.
ҚАЙТУРМИСИ:
Бу шан-шәрәп нахшимизни
Бар җаһанға яңритимиз,
Худайимиз Рәб Йәһвани
Улуқлаймиз бақи!
(Шундақла Әлч. 13:48; Сал. 1-х. 2:4; Тим. 1-х. 1:11ни қараң.)