148-нахша
Йеганә Оғлуңни бәрдиң
(Йоһанниң 1-хети 4:9)
-
Тәңримиз, Рәб Йәһва,
Рәхмәт төләм үчүн.
Йоқ еди униңсиз
Биздә һеч үмүт.
Пүтүн һаятимиз
Сениңки қалдуқсиз.
Дайим җакалаймиз
Ирадәңни улуқ.
ҚАЙТУРМИСИ:
Оғлуңни әвәттиң,
Бәрди у төләмни.
Мәңгү Саңа ейтимиз
Бу тәшәккүр нахшимизни.
-
Рәһимиң түпәйли
Саңа йеқинлаштуқ.
Исмиңни, Худайим,
Яхши көримиз.
Лекин бундин артуқ
Бебаһа һәдийә —
Оғлуң пида қилған
Биз үчүн җенини.
ҚАЙТУРМИСИ:
Оғлуңни әвәттиң,
Бәрди у төләмни.
Мәңгү Саңа ейтимиз
Бу тәшәккүр нахшимизни.
ЙӘКҮНИ:
Тәңримиз, Рәб Йәһва, саңа миннәтдармиз.
Йеганә Оғлуңни биз үчүн қурбан қилдиң.
(Шундақла Йоһ. 3:16; Йоһ. 1-х. 4:9ни қараң.)