139-нахша
Уларни чиң турушқа үгәткин
-
Қанчилик хошал болдуқ, көрүп
Йетилгән қойлириңни.
Уларни Сән йетәкләп жүрдүң,
Сиңдүрди һәқиқәтни.
ҚАЙТУРМИСИ:
Аңлиғайсән бизни, Йәһва,
Болғин ғәмхор қойлириңға.
Мәсиһ Әйса намидин биз,
Өтүнимиз: һәрбири чиң турсун дайим.
-
Уларни дуада әслидуқ,
Синалди етиқади.
Дайимлиқ билән тәлим бәрдуқ,
Чиң туруп, бәр’кәтләнди
ҚАЙТУРМИСИ:
Аңлиғайсән бизни, Йәһва,
Болғин ғәмхор қойлириңға.
Мәсиһ Әйса намидин биз,
Өтүнимиз: һәрбири чиң турсун дайим.
-
Һәммиси ишәнч бағлап бирдәк,
Йәһ, Саңа һәм Оғлуңға.
Бойсунуп, сәвирликни сақлап,
Еришсун һаятлиққа.
ҚАЙТУРМИСИ:
Аңлиғайсән бизни, Йәһва,
Болғин ғәмхор қойлириңға.
Мәсиһ Әйса намидин биз,
Өтүнимиз: һәрбири чиң турсун дайим.
(Шундақла Луқа 6:48; Әлч. 5:42; Фил. 4:1ни қараң.)