Мәзмунға өтүш

Сиз һәқиқәтни билишни халаттиңизму?

Сиз һәқиқәтни билишни халаттиңизму?

ҺӘҚИҚӘТ немә тоғрисида? Бу һәқиқәт қачанду бир чағда адәмләрниң қойған әң муһим соаллири. Мүмкин сиз мундақ соалларниң үстидин ойланғансиз:

  • Худа һәқиқәтән бизгә ғәмхорлуқ қиламду?

  • Урушлар вә азап-оқубәтләрниң ахири қачанду бир вақитта келәмду?

  • Өлгәндә биз билән немә болиду?

  • Өлгәнләр үчүн қандақту бир үмүт барму?

  • Мениң дугалиримни Худа аңлиши үчүн мән қандақ дуга қилишим керәк?

  • Мән һаятимда бәхитни қандақ тапсам болиду?

Сиз бу соалларға җавапларни қәйәрдин издәттиңиз? Әгәр сиз дуканға яки китапханиға барған болсиңиз, җавап беришни тәстиқләйдиған миңлиған китапларни тапаттиңиз. Пат-пат бир китап йәнә бир китапқа қарши чиқиду. Бәзи бир китаплар ишәшлик болуп, кейин улар конирап кетип яки өзгириду яки алмаштурилиду.

Униңға қаримастин, ишәшлик җавап беридиған бир китап бар. Бу һәқиқәт китави. Әйса Мәсиһ өзиниң дугасида мундақ дегән: «Сениң сөзүң һәқиқәттур» (Йоһан 17:17). Биз бүгүн бу Сөзни Муқәддәс китап дәп тонуймиз. Новәттики бәтләрдә, жуқурдики ейтилған соалларға һәқиқий җавапларни Муқәддәс китаптин қисқичә қараштуралайсиз.

Худа һәқиқәтән бизгә ғәмхорлуқ қиламду?

НЕМИШКӘ МОШУ СОАЛ ПӘЙДА БОЛИДУ? Биз зулум вә адаләтсизликкә толған дунияда яшаватимиз. Биз баштин кәчүрүватқан азап-оқубәтләрни көп динлар Худаниң нийити, дәп үгитиватиду.

МУҚӘДДӘС КИТАП ТӘЛИМАТЛИРИ БОЙИЧӘ, Худа зулумлуқ қилмайду. Аюп 34:10да мундақ ейтилған: «Әскилик Худадин жирақта турсун! Яманлиқ Һәммидин Қадирдин нери болсун!» Худаниң инсанларға сөйүмлүк нийити бар. Шу сәвәптин Әйса Мәсиһ мундақ дуга қилишни үгәткән: «Асмандики Атимиз, Сениң исмиң муқәддәс болғай. Сениң Падишалиғиң кәлгәй. Ирадәң асманда орунланғандәк, йәрдиму шундақ орунланғай» (Мәтта 6:9, 10). Худа бизгә шунчилик ғәмхорлуқ қилип, Өз нийитини чоқум орунлаш үчүн һәммини қиливатиду (Йоһан 3:16).

Яритилиш 1:26—28, Яқуп 1:13 вә Петрусниң 1-хети 5:6, 7ни қараң.

Урушлар вә азап-оқубәтләрниң ахири қачанду бир вақитта келәмду?

НЕМИШКӘ МОШУ СОАЛ ПӘЙДА БОЛИДУ? Урушлар санақсиз миңлиған адәмләрниң һаятини елип кетишни давамлаштуриватиду. Инсанларниң азап-оқубәтлири һәммимизгә тәсир қиливатиду.

МУҚӘДДӘС КИТАП ТӘЛИМАТЛИРИ БОЙИЧӘ, Худа йәр-зәминда течлиқ орнитиш вақтини алдин-ала хәвәрлигән. Асман һөкүмити болған Худа Падишалиғи кәлгәндә, адәмләр «йәнә урушни үгәнмәйду». Буниң орниға «өз қиличлирини сапан чишлири... қилип соқушиду» (Йәшая 2:4). Худа һәммә адаләтсизликни вә қайғу-һәсрәтләрни йоқ қилиду. Муқәддәс китап вәдә бериватиду: «Шу чағда Худа уларниң көзидики һәрқандақ яшни сүртиду вә өлүм әнди болмайду йә қайғу, йә жиға-зар, йә ағриқ башқа болмайду. Авалқиларниң барлиғи (шу җүмлидин бүгүнки адәләтсизлиқ вә қайғу-һасрәт) өтүп кәтти» (Вәһий 21:3, 4).

Зәбур 37:10, 11; 46:9 вә Мика 4:1—4ни қараң.

Өлгәндә биз билән немә болиду?

НЕМИШКӘ МОШУ СОАЛ ПӘЙДА БОЛИДУ? Дуниядики көп динлар адәм өлгәндин кейин роһи яшайду дәп үгитиду. Бәзи бирлири өлгәнләр тирикләргә зиян кәлтүриду яки Худа зулумларни җазалап, мәңгү отлуқ дозақта қийнайду дәп ишиниду.

МУҚӘДДӘС КИТАП ТӘЛИМАТЛИРИ БОЙИЧӘ, адәмләр өлгәндә моҗут болушни тохтитиду. Вәз 9:5тә: «Өлгәнләр болса һечнемини билмәйду»,— дәп йезилған. Өлгәнләр һечнәрсә билмигәнликтин, улар һечнәрсә сәзмәйду яки туймайду, шундақла тирикләргә зиянму яки ярдәмму қилалмайду.

Яритилиш 3:19ни қараң.

Өлгәнләр үчүн қандақту бир үмүт барму?

НЕМИШКӘ МОШУ СОАЛ ПӘЙДА БОЛИДУ? Яхши көргәнлиримиз билән раһәтлинип яшиғимиз келиду. Биз өзимизниң сөйгән өлгәнлиримизни қайта көрүшни халайдиғинимиз тәбиий.

МУҚӘДДӘС КИТАП ТӘЛИМАТЛИРИ БОЙИЧӘ, өлгәнләрниң көпинчиси қайта тирилиду. Әйса «хатирә қәбирләрдики һәммиси... чиқишиду»,— дәп вәдә қилған (Йоһан 5:28, 29). Худаниң нийити бойичә, қайта тирилгән адәмләрниң йәрдики җәннәттә өмүр сүрүшкә мүмкинчилиги болиду (Луқа 23:43). Бу вәдигә бенаән, итаәтчан инсанийәтниң мукаммәл саламәтликкә вә мәңгү һаятқа еришду. Муқәддәс китапта: «һәққанийлар земинға игә болиду, униңда мәңгүгә макан тутуп яшайду»,— дәп ейзилған (Зәбур 37:29).

Луқа 7:11—17 вә Әлчиләр 24:15кә қараң.

Худа дуалиримни аңлиши үчүн мән қандақ дуга қилишим керәк?

НЕМИШКӘ МОШУ СОАЛ ПӘЙДА БОЛИДУ? Көплигән динларда адәмләр дуга қилиду. Шуниңға қаримастин, көп адәмләр дугалириниң җавапсиз қалғанлиғини көриватиду.

МУҚӘДДӘС КИТАП ТӘЛИМАТЛИРИ БОЙИЧӘ, Әйса Мәсиһ адәмләр дуга қилғанда, сөзләрни қайтилашниң һаҗити йоқ екәнлигини үгәткән. У: «Дуа қилғанда,... бир нәрсини қайтилавәрмәңлар»,— дегән (Мәтта 6:7). Әгәр Худа бизниң дугалиримизни тиңшисун десәк, биз Униңға мақуллайдиған дугаларни ейтишимиз керәк. Шундақ һаләттә, биз Худаниң ирадисини билип, һәм шуниңға лайиқ дуга қилишимиз керәк. Муқәддәс китапта: «Униң [Худаниң] ирадисигә мувапиқ неминила сорисақ, У бизни тиңшайду»,— дәп йезилған (Йоһанниң 1-хети 5:14).

Йоһан 14:6, 14 вә Йоһанниң 1-хети 3:22ни қараң.

Мән һаятимда бәхитни қандақ тапсам болиду?

НЕМИШКӘ МОШУ СОАЛ ПӘЙДА БОЛИДУ? Көп адәмләр бай, атақ, гөзәллик болуш уларни бәхитлик қилиду дәп ишиниду. Шуңлашқа бәхит қечип кәтмәслиги үчүн, улар мошу затларниң кәйнигә чүшиду.

МУҚӘДДӘС КИТАП ТӘЛИМАТЛИРИ БОЙИЧӘ, Әйса Мәсиһ бәхитниң ачқучини көрсәткән: «Өзиниң роһий еһтияҗлирини чүшәнгәнләр бәхитлик» (Мәтта 5:3). һәқиқий бәхитни тепиш үчүн, биз әң муһим еһтияҗимизни, қанаәтләндүрүшимиз керәк. Унинға Худа тоғрисидики һәқиқәтни вә униң бизгә болған нийитини билиш кириду. Бу һәқиқәт Муқәддәс китапта бар. Бу һәқиқәтни билгинимиз неминиң муһим, неминиң муһим әмәслигини чүшинишкә ярдәм бериду. Әгәр биз Муқәддәс китаптики һәқиқәткә қарарлиримизни вә иш-һәрикәтлиримизни рәһбәрлик қилишқа йол бәрсәк, шу чағда бизниң һаятимиз хелила мәналиқ болиду (Луқа 11:28).

Пәнд-нәсиһәтләр 3:5, 6, 13—18 вә Тимотийға 1-хәт 6:9, 10ни қараң.

Жуқурида қоюлған бу алтә соалға Муқәддәс китаптики җавапларни қисқичә қараштуруп чиқтуқ. Сиз көпирәк билишни халамсиз? Әгәр сиз роһаний иһтияҗини чүшинидиғанларниң арисида болсиңиз, шүбһисиз, башқиму соаллар һәққидә ойлишиңиз мүмкин, мәсилән: «Худа бизгә ғәмхорлуқ қилса, немишкә У тарих давамида зулумға һәм азап-оқубәтләргә йол қоюватиду? Мән аиләвий һаятимни қандақ қилип бәхитлик қилалаймән?» Муқәддәс китап бу вә башқа соалларғиму ениқ һәм қанаәтләндүридиған җавапларни бериду.

Амма бүгүн көплиридә Муқәддәс китапни оқуш арзуйи йоқ. Улар бу китапни мурәккәп һәм чүшинишкә қийин дәп һесаплайду. Сизгә Муқәддәс китаптин җавап тепиш үчүн ярдәм керәкму? Йәһвә гувачилири сизгә ярдәм беришкә тәйяр.

Биринчи йол: «Муқәддәс китапта немә ейтилиду?» дегән китап мәшғул адәмләргә муһим соалларға Муқәддәс китаптин ениқ җавапларни тепишқа ярдәм бериду. Иккинчи йол: Муқәддәс китапни һәқсиз үгитишкә тәҗрибилик Йәһва гувачиси өйиңизгә яки өзүңиз халиған башқа җайға келиши үчүн вақтини бөлүп, сиз билән Муқәддәс китапни һәр һәптә қисқа вақит давамида муһакимә қилалайду. Дуниядики миллионлиған адәм бу орунлаштурушниң пайдисини көрүватиду. Нурғунлири: «Мән растинла һәқиқәтни таптим!»— дегән хуласигә кәлди.

Бу зор ғәзнидин артуқ баһалиқ һечнәрсә йоқ! Муқәддәс китаптики һәқиқәт бизни хурапәттин, опулаң-топулаңдин вә қорқунучтин сақлайду. У бизгә үмүтни, һаят мәнасини вә хошаллиқни әкелиду. Әйса Мәсиһ: «Силәр Һәқиқәтни билисиләр вә һәқиқәт силәрни ­азатлиққа чиқириду»,— дегән (Йоһан 8:32).