Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

7-БАП

Өмүрни Худа қәдирлигәндәк қәдирләмсиз?

Өмүрни Худа қәдирлигәндәк қәдирләмсиз?

«Сәндила бардур һаятлиқ булиғи» (ЗӘБУР 36:9).

1, 2. Бүгүнки күндә Худаниң қайси соғиси алаһидә баһалиқ вә немә үчүн?

АСМАНДИКИ АТИМИЗ бизни әқил-парасәт вә Униң хисләтлирини әкс әттүрүш қабилийити билән яратқан (Яритилиш 1:27). Әқил — интайин баһалиқ соға. Униң ярдими билән биз Муқәддәс китаптики принциплар һәққидә мулаһизә қилалаймиз. Бу принципларни қоллиниш арқилиқ биз Йәһвани яхши көридиған һәм «өз уқумини әмәл арқилиқ яхши билән яманни пәриқләндүрүшкә үгәткән» роһий җәһәттин йетилгән адәмләр болалаймиз (Ибранийларға 5:14).

2 Муқәддәс китаптики принциплар һәққидә мулаһизә қилиш қабилийити болупму бүгүнки күндә наһайити муһим. Дуниядики әһвал барғансири еғирлишиватқанлиқтин, һәрбир вәзийәткә тегишлик қанунлар тизимини түзүш мүмкин әмәс. Буни тибабәт илимидин, болупму қандин ясалған дора-дәрмәкләргә вә қан билән бағлиқ процедуриларға мунасивәтлик мисаллардин ениқ көрүшкә болиду. Бу мәсилә Йәһва Худаға итаәтчан болушни халайдиған барлиқ адәмләрни тәшвишләндүрмәктә. Әгәр биз Йәһваниң мошу мәсилигә тегишлик нормилирини чүшәнсәк, вижданимизға зит болмиған вә Рәббимизниң меһир-муһәббитидин айрилмаслиғимизға ярдәм беридиған дана қарарларни қобул қилимиз (Пәнд-нәсиһәтләр 2:6—11). Мошу принципларниң бирнәччисини қараштуруп көрәйли.

ҺАЯТ ВӘ ҚАН МУҚӘДДӘСТУР

3, 4. Қанниң муқәддәс екәнлиги дәсләпки қетим Муқәддәс китапниң қайси айитидә йезилған вә у қайси принципларға асасланған?

3 Йәһва Худа һаят билән қанниң өз ара зич мунасивәтлик вә муқәддәс екәнлигини дәсләпки қетим Қабил иниси Һабилни өлтүргәндин кейин көрсәткән. Пәрвәрдигар Қабилға: «Тиңша! Иниңниң қени Маңа йәрдин пәряд қиливатиду»,— дәп ейтқан (Яритилиш 4:10). Йәһваниң нәзәридә Һабилниң қени униң вәһшиянә үзүлгән һаятини билдүрәтти. Шуниң үчүн, образлиқ мәнада, Һабилниң қени интиқам елиш үчүн Худаға дад-пәряд қилған (Ибранийларға 12:24).

4 Нуһ дәвридики Топан сүйидин кейин Йәһва Худа адәмләргә һайванларниң гөшини йейишкә рухсәт бәргән, бирақ уларниң қенини йейишни мәнъий қилип: «Пәқәт гөшни җени билән — униң қени билән йемәңлар. Мән силәрниң җениңларниң қени үчүнму һәрқандақ тирик җандин һесават алимән»,— дәп ейтқан (Яритилиш 9:4, 5). Мошу әмир Нуһниң барлиқ әвлатлири үчүн бүгүнки күндиму күчкә егә. У Худаниң илгири Қабилға ейтқан сөзлирини, йәни барлиқ мәвҗудатларниң қени уларниң җенини яки һаятини билдүридиғанлиғини, тәстиқлиди. Шундақла бу пәрман Һаятлиқниң мәнбәси болған Йәһваниң һаят билән қанни һөрмәтлимәйдиған барлиқ адәмләрни җавапқа тартидиғанлиғини тәкитләйду (Зәбур 36:9).

5, 6. Қанниң муқәддәс вә қәдирлик екәнлиги Муса пәйғәмбәрниң қанунида қандақ әкс әттүрүлгән? (Шундақла « Җаниварларниң һаятини қәдирләш» намлиқ рамкиға қараң.)

5 Бу икки муһим һәқиқәт Муса пәйғәмбәрниң қанунида әкс әттүрүлгән. Мәсилән, Лавийлар 17:10, 11дә: «Бирси қан йесә, мән Өз үзүмни қанни йегән кишигә қарши қилип, уни өз хәлқидин йоқитиветимән. Чүнки һәр җисим болса, униң җени қандидур. Мән уни җанлириңлар үчүн қурбангаһ үстидә капарәт кәлтүрүшкә бәрдим әмәсму? Мана қан өзи униң ичидә бар җанниң васитиси билән капарәт кәлтүриду»,— дәп йезилған *. (« Қанниң гунадин қутулдурувелиш күчи» намлиқ рамкиға қараң.)

6 Әгәр боғузланған малниң қени қурбангаһ үчүн ишлитилмисә, уни йәргә төкүветиш керәк еди. Шу вақитта һаят, образлиқ мәнада, өзиниң Егисигә қайтурулатти (Қанун шәрһи 12:16; Әзәкиял 18:4). Лекин, байқисиңиз, исраиллиқлардин малниң гөшидики қанни ахирқи тамчисиғичә чиқириш тәләп қилинматти. Әгәр мал һалал союлуп, униң қени дурус чиқирилған болса, адәм бу гөшни пак виждани билән йәләләтти, чүнки Һаятлиқ бәргүчигә һөрмәт көрситилди.

7. Давут қанниң муқәддәслигигә болған һөрмитини қандақ көрсәтти?

7 Худаниң «қәлбигә лайиқ адәм» болған Давут падиша Пәрвәрдигарниң қан тоғрилиқ қануниниң асасидики принципларни яхши чүшинәтти (Әлчиләр 13:22). Бир күни у наһайити уссап кәткәндә, униң үч җәңчиси дүшмән қараргаһиға кирип, қудуқтин су елип келиду. Шу чағда Давут немә қилди? У: «Һәргиз мундақ қилмиғаймән. Өз җанлирини хәтәргә селип барған кишиләрниң қени әмәсму?»— дәп ейтқан. Әмәлийәттә, Давут үчүн мошу су җәңчилириниң қени билән тәң-баравәр еди. Шуңа у чаңқап кәткинигә қаримастин, бу суни «“Худавәндигә һәдийә” дәп төкүп қойди» (Самуилниң 2-язмиси 23:15—17).

8, 9. Мәсиһий җамаәт тәшкил қилинғандин кейин Худаниң һаят билән қанға болған көзқариши өзгирип кәттиму? Чүшәндүрүп бериң.

8 Нуһқа әмир берилгәндин тәхминән 2400 жил, Қанун келишими түзүлгәндин тәхминән 1500 жил өткәндин кейин, Йәһва дәсләпки мәсиһийләр җамаитидики Рәһбәрлик кеңәшни мундақ дәп йезишқа илһамландурди: «Муқәддәс роһ һәм биз, силәргә һаҗәтлик нәрсидин артуқ еғирлиқ артмай, монуларни лайиқ көрдуқ: бутларға беғишланған нәрсиләрдин, паһишивазлиқтин, боғузланмиған һайванларниң гөшлиридин һәм қандин сақлиниңлар» (Әлчиләр 15:28, 29).

9 Мошу айәтләрдин көрүнүп туридуки, шу замандики рәһбәрлик кеңәш қанниң муқәддәс екәнлигини вә уни орунсиз қоллинишниң бутпәрәслик һәм паһишивазлиқ билән тәң-баравәр екәнлигини чүшинәтти. Мошу әмиргә бүгүнки күндики һәқиқий мәсиһийләрму риайә қилиду. Улар Муқәддәс китаптики принциплар һәққидә мулаһизә қилип, қанни қоллинишқа нисбәтән тоғра қарар қобул қилғанда, Йәһвани хурсән қилиду.

ҚАННИҢ ТИБАБӘТТӘ ҚОЛЛИНИЛИШИ

Қан фракциялириниң қоллинилишиға мунасивәтлик қараримни дохтурға қандақ чүшәндүрүп берәттим?

10, 11. а) Йәһва гувачилири қанни вә униң асасий тәркивий қисимлирини қуйдурушқа қандақ қарайду? ә) Мәсиһийләрниң қанға мунасивәтлик қайси мәсилиләрдә пикирлири һәрхил болуши мүмкин?

10 Йәһва гувачилири «қандин сақлиниңлар» дегән әмирниң қан қуймаслиқ һәм тапшурмаслиқ вә өз қенини сақлимаслиқни билдүридиғанлиғини чүшиниду. Улар Худаниң қанунини һөрмәтлигәнликтин, қанниң төрт асасий тәркивий қисмини, йәни қизил қан данчилири (эритроцитлар), ақ қан данчилири (лейкоцитлар), қан пластинкилири (тромбоцитлар) вә қан ширнисини (плазмини) рәт қилиду.

11 Бүгүнки күндә мошу асасий тәркивий қисимлар униңдин ушшақ фракцияләргә бөлүниду һәм һәрхил усулларда қоллинилиду. Мәсиһий мошу фракцияләрниң қоллинилишиға келишәмду? Уларни «қан» дәп һесапламду? Һәрбир адәм мошу мәсилигә тегишлик шәхсән өзи қарар қобул қилиши керәк. Шундақла адәмниң өз қени сақланмай, бирдин қоллинилидиған гемодиализ, гемодилюция вә реинфузия қатарлиқ тиббий процедуриларға тегишлик шундақ қилиши керәк. (Қошумчиниң «Қан фракциялири вә хирургиялик процедурилар» намлиқ мақалисигә қараң.)

12. Вижданға мунасивәтлик мәсилиләрдә биз қандақ һәрикәт қилишимиз керәк?

12 Бизниң қарарлиримиз Йәһва Худа үчүн муһимму? Һә, чүнки У бизниң ой-пикирлиримиз билән нийәтлиримизгә бепәрва қаримайду (Пәнд-нәсиһәтләр 17:3; 24:12ни оқуң). Шуңа, дора-дәрмәкләр яки тиббий процедурилар һәққидә дуа қилип, мошу мәсилигә мунасивәтлик әдәбиятларни қараштуруп, андин Муқәддәс китап асасида тәрбийиләнгән вижданимизға бенаән иш қилишимиз керәк (Римлиқларға 14:2, 22, 23). Әлвәттә, бу мәсилидә башқилар бизгә өзлириниң ой-пикирлирини таңмаслиғи керәк. Биз болсақ улардин: «Сиз мениң орнумда болған болсиңиз, қандақ қилаттиңиз?» дәп соримаслиғимиз керәк. Мошундақ мәсилиләрдә һәрбир мәсиһий «өз жүкини көтириду» * (Галатилиқларға 6:5; Римлиқларға 14:12). (« Мән қанни муқәддәс дәп һесаплаймәнму?» намлиқ рамкиға қараң.)

ЙӘҺВА ХУДАНИҢ ҚАНУНЛИРИДА УНИҢ АТИЛИҚ МЕҺИР-МУҺӘББИТИ ӘКС ӘТТҮРҮЛИДУ

13. Йәһваниң қанунлири билән принциплири униң тоғрилиқ немини ашкарә қилиду? Мисал кәлтүрүң.

13 Муқәддәс китапта берилгән қанунлар вә принциплар Пәрвәрдигарниң өз балилириға ғәмхорлуқ қилидиған меһрибан Ата вә данишмән Қанун бәргүчи екәнлигини дәлилләйду (Зәбур 19:7—11). Гәрчә «қандин сақлиниңлар» дегән әмирниң мәхсити саламәтликни сақлаш болмисиму, у бизни қан қуйдурушқа бағлиқ әгәшмә кесәлләрдин қоғдайду (Әлчиләр 15:20). Тибабәт саһасидики нурғунлиған хадимлар қансиз хирургияни заманивий давалаш усуллириниң «алтун стандарти» дәп атайду. Һәқиқий мәсиһийләр үчүн бу йәнә бир қетим Йәһваниң атилиқ меһир-муһәббити билән чәксиз даналиғини испатлайду (Йәшая 55:9ни оқуң; Йоһан 14:21, 23).

14, 15. а) Худаниң өз хәлқигә болған меһир-муһәббити қайси қанунларда әкс әттүрүлгән? ә) Жуқуридики еһтият чарилириниң асасидики принципларни қандақ қоллинишқа болиду?

14 Қедимий Исраил хәлқигә берилгән нурғун қанунларда Пәрвәрдигарниң хәлиққә ғәмхорлуқ қилидиғанлиғи ипадиләнгән. Мәсилән, өйниң өгүзидә көп иш атқурулғанлиқтин, хейим-хәтәрләрниң алдини елиш үчүн уни чөрәдәп тосма там ясаш тәләп қилинатти (Қанун шәрһи 22:8; Самуилниң 1-язмиси 9:25, 26; Нәһәмия 8:16; Әлчиләр 10:9). Худа шундақла үскәк буқиларниң назарәт астида болушини тәләп қилған (Чиқиш 21:28, 29). Бу тәләпләргә қулақ салмиған адәм башқиларниң әһвалини һеч ойлимайдиғанлиғини көрситип, қанниң төкүлүшигә әйиплик болуп қелиши мүмкин еди.

15 Мошу қанунларниң асасидики принципларни қандақ қоллинишқа болиду? Өйүңизниң һалити, иш орниңиз, өй һайванлириңиз, машиниңиз, машина һайдаш усулиңиз вә оюн-тамашиларни таллишиңиз тоғрилиқ ойлинип көрүң. Бәзибир мәмликәтләрдә йол паҗиәлири — өсмүрләрниң өлүмгә дучар болушиниң биринчи сәвәви, чүнки улар орунсиз тәвәккәлчиликкә пат-пат йол қойиду. Лекин Худаниң меһир-муһәббитидә яшашни халайдиған яш қиз-жигитләр һаятни қәдирләйду вә хәтәрлик ишлардин һузур-һалавәт издимәйду. Бу яшлар өзлиригә артуқ ишинип, яш вақтимизда ойнап-күлүвелишимиз керәк дәп ойлимайду. Әксичә, улар өзлирини нурғун бала-қазалардин сақлап, яшлиқ дәвридин бәһримән болиду (Вәз 11:9, 10).

16. Бала чүшүрүшкә нисбәтән Муқәддәс китаптики қайси принципларни қоллинишқа болиду? (Шундақла изаһәткә қараң.)

16 Худаниң нәзәридә һәтта туғулмиған балиниң һаятиму қәдирликтур. Әгәр қедимий Исраилда кимду-бирси һамилдар аялға зиян йәткүзүп, нәтиҗидә йә аял, йә униң балиси өлүп кәтсә, Худа әйиплик адәмни қатил дәп һесаплатти вә у «җан орниға җан бериши» керәк еди * (Чиқиш 21:22, 23ни оқуң). Һәр жили сан-санақсиз бегуна балиларниң қәстән қилинған бала чүшүрүшләрниң ақиветидә өлүватқанлиғини көргәндә, Йәһваниң немә һис қилидиғанлиғини тәсәввур қилип көрүң. Бу балиларниң көпинчиси артуқчә тәшвиштин хали болуш вә әхлақсиз һаят кәчүрүш истигиниң қурбини болуп кәткән.

17. Әгәр аял һәқиқәтни билиштин авал бала чүшүрүвәткән болса, униңға қандақ тәсәлли беришкә болиду?

17 Муқәддәс китаптики һәқиқәтни билиштин авал бала чүшүрүвәткән аял тоғрилиқ немә дейишкә болиду? У Худаниң меһир-шәпқитигә үмүт қилаламду? Әлвәттә, шундақ! Йәһва Худа чин жүригидин товва қилған һәрқандақ адәмни Әйса Мәсиһниң төкүлгән қениниң асасида кәчүрүшкә тәйяр (Зәбур 103:8—14; Әфәсликләргә 1:7). Әйса: «Мән һәққанийларни әмәс, бәлки гунакарларни товва қилишқа чақирғили кәлдим»,— дәп ейтқан (Луқа 5:32).

ҺАЛАКӘТЛИК ОЙ-ПИКИРЛӘРДИН ҚЕЧИҢ

18. Қан төкүлүшниң асасий сәвәви тоғрисида Муқәддәс китапта немә ейтилған?

18 Йәһва бизниң башқиларға зиян йәткүзмәслигимизни һәм шундақла қан төкүлүшниң асасий сәвәви болған өчмәнликни қәлбимиздин түп йилтизидин жулуп ташлишимизни халайду. Әлчи Йоһан: «Өз қериндишини өч көргән һәрқандақ киши — қатилдур»,— дәп язған (Йоһанниң 1-хети 3:15). Мошундақ адәм өзиниң қериндишини өч көрүпла қалмастин, униң өлүмини тиләйду. Униң өчмәнлиги зәһәрлик төһмәттә яки ялған әйипләрдә ипадиләнсә, у Худаниң һөкүмигә учрайду (Лавийлар 19:16; Қанун шәрһи 19:18—21; Мәтта 5:22). Шуңа қәлбимиздики һәрқандақ адавәттин айрилиш нәқәдәр муһим! (Яқуп 1:14, 15; 4:1—3).

19. Муқәддәс китаптики принципларға риайә қилидиған адәмгә Зәбур 11:5тики вә Филипиликләргә 4:8, 9дики сөзләр қандақ қилиду?

19 Һаятни Худаға охшаш қәдирләйдиған вә униң меһир-муһәббитидин айрилишни халимайдиған инсанлар зораванлиқниң һәрқандақ түридин қачиду. Зәбур 11:5тә: «Рәзил адәмгә вә яки зораванлиққа хуштарға У [Йәһва] вуҗудидин нәпрәтлиниду» дәп йезилған. Бу айәттә пәқәтла Пәрвәрдигарниң шәхсийити һәққидә ейтилмиған. Униңда шундақла һаятимизға рәһбәрлик беридиған принцип йезилған. У Йәһвани яхши көридиғанларни зораванлиққа қизиқишни ойғитидиған һәрқандақ оюн-тамашилардин нери турушқа дәвәт қилиду. Буниңдин ташқири, «хатирҗәмликниң Худаси» хизмәтчилирини өзлириниң әқли билән қәлбини меһир-муһәббәткә сазавәр, яхшилиққа ятидиған һәм махташқа лайиқ нәрсиләр билән толдурушқа дәвәт қилиду (Филипиликләргә 4:8, 9ни оқуң).

ҚАН ТӨКҮЛҮШТӘ ӘЙИПЛИК БОЛҒАН ТӘШКИЛАТЛАРДИН ЖИРАҚ ТУРУҢ

20—22. Мәсиһийләр мошу дунияға нисбәтән қандақ көзқарашта вә немишкә?

20 Йәһва Худаниң нәзәридә қан төкүлүштә Шәйтанниң дунияси әйиплик. Муқәддәс китапта униң сәясий түзүмлири миллионлиған адәмләрни, шу җүмлидин, Йәһваниң хизмәтчилирини өлтүргән вәһший җиртқучлар сүпитидә тәриплиниду (Даниял 8:3, 4, 20—22; Вәһий 13:1, 2, 7, 8). Тиҗарәт вә илим-пән жиртқуч һайванларға охшитилған мошу империяләр билән зич һәмкарлишишниң нәтиҗисидә дәһшәтлик қуралларни яритип, наһайити көп пайда тапти. Дәрһәқиқәт, «пүткүл дуния Шәйтанниң һөкүми астида болмақта»! (Йоһанниң 1-хети 5:19).

21 Әйсаниң әгәшкүчилири «дуниядин әмәс» болғанлиқтин, сәясий мәсилиләр билән урушларда җиддий бетәрәпликни сақлайду. Мәсиһийләр қан төкүлүшкә мунасивәтлик болған һәрқандақ вәзийәтләрдин жирақ болиду * (Йоһан 15:19; 17:16). Улар Мәсиһкә тәқлит қилип, өзлирини тәқип қилғанларға зораванлиқ билән қайтурмайду. Әксичә, дүшмәнлиригә меһир-муһәббәт көрситип, һәтта улар үчүн дуа қилиду (Мәтта 5:44; Римлиқларға 12:17—21).

22 Буниңдин ташқири, һәқиқий мәсиһийләр қан төкүлүшниң асасий сәвәпчиси болған «Бүйүк Бабилниң», йәни сахта динниң дуниявий империясиниң, ишлириға арилишиштин қачиду. Муқәддәс китапта: «Униңда пәйғәмбәрләрниң, муқәддәсләрниң вә йәрдә өлтүрүлгән барлиғиниң қени тепилди» дәп ейтилиду. Шуңлашқа бизгә «Мениң хәлқим, униңдин чиқиңлар» дегән агаһландуруш бериливатиду (Вәһий 17:6; 18:2, 4, 24).

23. Бүйүк Бабилдин чиқип кетиш дегән немини билдүриду?

23 Бүйүк Бабилдин чиқиш исмимизни униң әзалириниң тизимидин өчүрүветишнила билдүрмәйду. Бу шуниңдәк сахта дин қоллаватқан әхлақсиз жүрүш-туруш, сәясәткә арилишиш вә байлиқ топлашқа ачкөзлүк билән интилиш охшаш нәрсиләрдин нәпрәтлиниш керәклигини билдүриду. (Зәбур 97:10ни оқуң; Вәһий 18:7, 9, 11—17). Буларниң һәммиси қан төкүлүшниң сәвәви болидиған ишлар әмәсму?!

24, 25. Қан төкүштә әйиплик болғанлиғиға товва қилған адәмгә меһир-шәпқәт неминиң асасида көрситилиду вә қедимий заманда буниң символи немә болған?

24 Йәһва гувачиси болуштин авал һәрқайсимиз у яки бу йосунда Шәйтанниң түзүмини қоллап кәлдуқ. Шуңлашқа мәлум дәриҗидә қан төкүлүшкә әйипликмиз. Лекин һаятимизни өзгәртип, Мәсиһниң төләм қурбанлиғиға ишәнчни риваҗландуруп, һаятимизни Йәһваға беғишлап, Худаниң меһир-шәпқити вә роһий һимайисигә ериштуқ (Әлчиләр 3:19). Қедимий заманлардики панаһгаһ шәһәрлири мошу һимайиниң символи болған (Санлар 35:11—15; Қанун шәрһи 21:1—9).

25 Панаһгаһ шәһәрлири қандақларчә һимайә болған? Әгәр исраиллиқ киши кимду-бирсини авайлимастин өлтүрүп қойса, шу панаһгаһ шәһәрлириниң биригә қечип кетиши керәк еди. Һакимлар мошу иш тоғрилиқ қарар чиқарғандин кейин, бу адәм баш роһанийниң өлүмигичә әшу панаһгаһ шәһиридә яшиши керәк еди. Пәқәт шуниңдин кейинла у шәһәрдин чиқип, халиған йәрдә яшалатти. Бу — меһир-шәпқәтлик Худаниң инсан һаятини нәқәдәр қәдирләйдиғанлиғини көрситидиған әҗайип мисали. Бүгүнки күндә әшу қедимий панаһгаһ шәһәрлири немини ипадиләйду? Биз байқимастин Алланиң һаят билән қанниң муқәддәслиги тоғрилиқ әмирлирини бузуп қойсақ, У бизни Мәсиһниң төләм қурбанлиғиниң асасида өлүмдин қутқузиду. Пәрвәрдигар бизгә бәргән мошу мүмкинчиликни қәдирләмсиз? Буни қандақ көрситәләйсиз? Мәсилән, буни «бүйүк апәтниң» тез йеқинлишиватқанлиғини нәзәрдә тутуп, башқиларни бизгә қошулуп, образлиқ панаһгаһ шәһиригә киришкә тәклип қилиш арқилиқ көрситәләйсиз (Мәтта 24:21; Коринтлиқларға 2-хәт 6:1, 2).

ПАДИШАЛИҚ ҺӘҚҚИДИКИ ХУШ ХӘВӘРНИ ВӘЗ ҚИЛИШ АРҚИЛИҚ ҺАЯТНИ ҚӘДИРЛӘҢ

26—28. Бүгүнки күндики әһвалимиз қайси җәһәттин Әзәкиял пәйғәмбәрниңкигә охшайду вә өзүмизни Худаниң меһир-муһәббитидә қандақ сақлалаймиз?

26 Худа хәлқиниң бүгүнки күндики әһвали қедимда яшап өткән Әзәкиял пәйғәмбәрниң әһвалини әслитиду. Йәһва Худа уни исраиллиқлар үчүн роһий мәнада мунаридики күзәтчи болуп хизмәт қилишқа тайинлиған. Пәрвәрдигар униңға: «Сән Мениң ағзимдин хәвәр аңлап, уларға Мәндин агаһ йәткүзисән»,— дәп ейтқан. Әгәр Әзәкиял мошу тапшуруқни орунлимиған болса, Йерусалим җавапқа тартилғанда, у қан төкүштә әйиплик болуп қалатти (Әзәкиял 33:7—9). Амма Әзәкиял итаәтчанлиқ көрсәткәнликтин, қан төкүштә әйиплик болмиди.

27 Биз бүгүн Шәйтанниң пүткүл дуниясиниң вәйран болуши алдида яшаватимиз. Шуңа Йәһва гувачилири Худаниң «қисаслиқ күни» вә Падишалиғи тоғрилиқ хәвәрни җакалашни өзлиригә тапшурулған шан-шәрәплик вәзипә дәп һесаплайду (Йәшая 61:2; Мәтта 24:14). Сиз мошу муһим ишқа паал қатнишиватамсиз? Әлчи Паул вәз қилиш тапшуруғиға бәк җиддий қариған. Шуниң үчүн у: «Шуңлашқа һәммиңларниң қенидин мән таза, чүнки Худаниң пүтүнләй ирадисини силәргә җакалаштин баш тартмидим»,— дәп ейталатти (Әлчиләр 20:26, 27). Бу биз үчүн немә дегән әҗайип үлгә!

28 Әлвәттә, Йәһва Худаниң атилиқ меһир-муһәббитини һәрдайим һис қилишни халисақ, һаят билән қанға Йәһваниңкигә охшаш көзқарашта болупла қалмастин, шундақла униң нәзәридә пак вә муқәддәс болушимиз керәк. Буни қандақ әмәлгә ашурушқа болидиғанлиғини кейинки бапта қараштуримиз.

^ 5-абзац Худаниң «һәр җисим болса, униң җени қандидур» дегән ибариси тоғрилиқ «Сайентифик америкэн» журналида мундақ йезилған: «Бу ибарини образлиқ әмәс, бәлки удул мәнада чүшәнсәк, у бәк ениқ: һаятни сақлаш үчүн қан данчилириниң һәрбир түри интайин муһим».

^ 12-абзац Йәһва гувачилири нәшир қилған «Ойғиниңлар!» (рус) журналиниң 2006-жилниң август ейидики саниниң 3—12 бәтлиригә қараң.

^ 16-абзац Муқәддәс китап луғәтшунаслириниң ейтишичә, Тәвраттики мошу сөзләрни «еһтимал, пәқәт аялға йәткүзүлгән зиянға нисбәтән қоллинишқа болмайду». Шундақла Худаниң Сөзидә һамилниң қанчә айлиқ болуши Йәһваниң һөкүмигә тәсир қилидиғанлиғи ейтилмиған.

^ 21-абзац 5-баптики «Бу дуниядин қандақ қилип айрим болалаймиз?» намлиқ мавзуға қараң.

^ 70-абзац Бу тоғрилиқ тәпсилий мәлуматни елиш үчүн қошумчиниң «Қан фракциялири вә хирургиялик процедурилар» намлиқ мақалисигә қараң.