Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

2-БАП

Вижданиңизни қандақ пак сақлалайсиз?

Вижданиңизни қандақ пак сақлалайсиз?

«Вижданиңларни пак сақлаңлар» (ПЕТРУСНИҢ 1-ХЕТИ 3:16).

1, 2. Немишкә компас муһим бир әсвап вә немишкә вижданни униң билән селиштурушқа болиду?

ДЕҢИЗЧИ чәксиз океанда кемидә үзүп кетип бариду; сәяһәтчи чөлдә кетиватиду; учқуч асманниң у четидин бу четигә кетип барған булутларниң үстидин самолетни башқуруватиду. Уларниң арисида қандақ умумийлиқ бар? Компас вә башқиму заманивий қураллар болмиса, уларниң һәрқайсиси апәткә дуч келиши мүмкин.

2 Компас — шимални көрситидиған магнитлиқ тили бар аддий бир әсвап. У тоғра ишлисә, болупму ишәшлик хәритә билән биллә пайдилинилса, өлүмгә елип баридиған хәвп-хәтәрдин сақлап қелиши мүмкин. Йәһва Худа бәргән виждан — баһалиқ соға, уни компас билән селиштурушқа болиду (Яқуп 1:17). Вижданимиз болмиғанда, биз йолдин адашқан адәмгә охшап қалаттуқ. Вижданға қулақ салсақ, у бизгә һаятимизда тоғра йолдин адишип кәтмәйдиғанға ярдәм бериду. Келиң, виждан дегән немә һәм у қандақ инкас қайтуридиғанлиғини қараштурайли. Андин төвәндики соалларни муһакимә қилип көрәйли: 1) вижданни қандақ тәрбийиләшкә болиду, 2) немишкә башқиларниң вижданини нәзәрдә тутушимиз керәк вә 3) пак виждан қандақ бәрикәтләрни әкелиду.

ВИЖДАН ДЕГӘН НЕМӘ ҺӘМ У ҚАНДАҚ ВӘЗИПИНИ АТҚУРИДУ?

3. «Виждан» дәп тәрҗимә қилинған грек сөзи сөзму сөз немини билдүриду вә у адәмләрниң қандақ әҗайип қабилийитини тәсвирләйду?

3 Муқәддәс китапта «виждан» дәп тәрҗимә қилинған грек сөзи сөзму сөз «өз-өзини билиш» дегән мәнани билдүриду. Инсанни башқа мәвҗудатлардин пәриқләндүридиған нәрсә — Йәһва бизгә бәргән өзүмизни тонуп билиш қабилийити. Қандақту бир мәнада биз өзүмизни сирттин тәкшүрүп, иш-һәрикәтлиримизгә әхлақий баһа берәләймиз. Вижданимиз худди ичимиздики гувачи яки сотчиға охшаш, бизниң жүрүш-турушимизни, һис-туйғулиримизни вә қарарлиримизни тәкшүрәләйду. У бизгә тоғра қарарларни қобул қилишқа вә натоғра қарарлардин пәхәс болушқа ярдәм бериду. Нәтиҗидә вижданимиз бизни йә хошал қилиду, йә қаттиқ азаплайду.

4, 5. а) Адәм ата вә Һава аниниң вижданлиқ болғанлиғини қәйәрдин билимиз һәм уларниң Худа қанунини бузғанлиғи қандақ ақивәтләргә елип кәлди? ә) Қедимий дәвирләрдики садақәтмән хизмәтчиләрниң виждани һәққидә қайси мисаллардин билишкә болиду?

4 Бу қабилийәт Адәм ата вә Һава аниға яритилишидин башлапла берилгән еди. Адәм ата билән Һава аниниң иш-һәрикәтлиридин көрүнгәндәк, уларда виждан болған. Мәсилән, гуна қилғандин кейин улар қаттиқ уялди (Яритилиш 3:7, 8). Әпсус, уларниң напак виждани әһвални өзгәртәлмәтти. Улар Худаниң қанунини қәстән бузуп, аңлиқ рәвиштә Йәһваниң дүшмәнлири вә исиянчилар болуп қалди. Мукәммәл инсанлар сүпитидә, улар өзлириниң немә қиливатқанлиғини ениқ чүшинәтти, шуниң үчүн уларға кәчүрүм йоқ еди.

5 Адәм ата билән Һава аниға қариғанда, нурғун намукәммәл адәмләр виждан авазиға қулақ салған. Мәсилән, садиқ пәйғәмбәр Аюп мундақ дегән: «Адиллиғимни чиң тутуверимән, уни қоюп бәрмәймән, вижданим күнлиримниң биридиму мени әйиплимисун!» * (Аюп 27:6). Аюп пәйғәмбәр һәқиқәтәнму пак вижданлиқ адәм болған. У өзиниң виждан авазиға қулақ салатти вә тоғра қарарларни қобул қилип, пак вижданиға мувапиқ иш қилатти. Шуниң үчүн у толуқ һоқуқ билән виждани мени әйиплимәйду дәп ейталиған, йәни һечқандақ уятлиқ вә әйиплик иш қилмиғанлиқтин, виждани уни азаплиматти. Аюп пәйғәмбәргә қариғанда, Давутта башқа һис-туйғулар болған. У Йәһва Худа майлиған падиша Шаулға һөрмәтсизлик көрсәткәндә, виждани уни азаплиди (Самуилниң 1-язмиси 24:5). Давут виждан азавини чәкти вә бу иш униң үчүн пайдилиқ болди: кейин мошундақ һөрмәтсизликни һечқачан көрсәтмиди.

6. Вижданлиқ болуш һәммә адәмләргә хас хисләт екәнлигини қәйәрдин билимиз?

6 Вижданлиқ болуш пәқәт Йәһваниң хизмәтчилиригә хас хисләтму? Әлчи Паулниң сөзлирини қараштуруп көрәйли: «Һәрдайим қануни йоқ башқа хәлиқләрниң кишилири тәбиий һалда бу қанунға мувапиқ ишларни қилса, улар гәрчә қанунсиз болсиму, өзлири өзлиригә қанундур. Улар шуни көрситиватидуки, қанунниң маһийити уларниң қәлблиридә йезилған, шуниңдәк уларниң вижданиму улар билән биллә гувалиқ бериватиду һәм өз ойлирида улар өзлирини яки әйипләйду, яки ақлайду» (Римлиқларға 2:14, 15). Һәтта Худаниң қанунлирини тамамән билмигән адәмләрму бәзи вақитларда өзиниң виждани түпәйли униң принциплириға мувапиқ иш-һәрикәт қилиши мүмкин.

7. Немишкә вижданимиз бәзидә натоғра қарар қобул қилишқа дәвәт қилиши мүмкин?

7 Амма бәзи вақитларда вижданимиз натоғра қарар қобул қилишқа дәвәт қилиши мүмкин. Немишкә? Әгәр компасни бирәр төмүр нәрсиниң йениға қойсақ, униң тили шимални көрсәтмәйду. Әгәр компасни ениқ хәритисиз қоллансақ, униңдин һечқандақ пайда болмайду. Худди шуниңға охшаш, вижданимизға қәлбимизниң шәхсийәтчил хаһишлири күчлүк тәсир қилса, вижданимиз бизни натоғра йолға башлиши мүмкин. Әгәр биз Худа Сөзидики ениқ билимгә етибар қилмастин вижданимизға қулақ салсақ, нурғун муһим ишларда яхши билән яманни айривелиш наһайити қийин болиду. Шуңа, вижданимиз тоғра инкас қайтуруши үчүн бизгә муқәддәс роһиниң рәһбәрлиги керәк. Әлчи Паул: «Вижданим муқәддәс роһниң илкидә мениң билән биллә гувалиқ бериватиду»,— дәп язған (Римлиқларға 9:1). Лекин бизниң вижданимиз Йәһваниң муқәддәс роһиға мувапиқ инкас қайтуридиғанлиғиға қандақ көз йәткүзүшкә болиду? Буниң үчүн уни тәрбийиләш керәк.

ВИЖДАННИ ҚАНДАҚ ТӘРБИЙИЛӘШКӘ БОЛИДУ

8. а) Қәлбимиз вижданимизға қандақ тәсир қилиши мүмкин вә қарарларни қобул қилғанда немини әстә тутушимиз керәк? ә) Немишкә мәсиһий пак вижданға егә болушла йетәрлик дәп ойлимаслиғи керәк? (Изаһәткә қараң.)

8 Вижданға қариму-қарши кәлмәйдиған қарарни қобул қилиш үчүн немә қилиш керәк? Бир хил адәмләр қарар қобул қилғанда һис-туйғулириға тайиниду. Кейин улар: «Мениң көңлүм хатирҗәм»,— дәйду. Қәлбниң хаһишлири вижданимизға күчлүк тәсир қилиши мүмкин. Муқәддәс китапта: «Қәлб һәммидин алдамчи, униң даваси йоқтур. Кимму уни чүшинәлисун?»— дәп йезилған (Йәрәмия 17:9). Шуниң үчүн биз һәрқачанла қәлбимизниң хаһишлириға риайә қилмаслиғимиз керәк. Әксичә, Йәһвани немә хурсән қилидиғанлиғи һәққидә ойлишимиз керәк *.

9. Худадин әйминиш дегән немә вә у вижданимизға қандақ тәсир қилиду?

9 Әгәр биз тәрбийиләнгән вижданимизға бенаән қарар қобул қилсақ, униңда бизниң шәхсий һәвәслиримиз әмәс, бәлки Худадин әйминиш әкс әттүрүлиду. Бир мисални қараштурайли. Садиқ хизмәткар Нәһәмияниң Йерусалим турғунлиридин селиқ жиғиш һоқуқи болған. Лекин у шундақ қилмиди. Немишкә? Худаниң хәлқини езип, Йәһваниң көңлини ағритиш униң үчүн жиркиничлик болған. «Мән болсам Худадин қорқуп мундақ қилмидим»,— деди у (Нәһәмия 5:15). Пәрвәрдигардин чин қәлбимиздин әйминиш, йәни асмандики Атимизни хапа қилип қоюштин қорқуш, биз үчүн интайин муһим. Мошундақ иззәт-еһтирамлиқ қорқунуч, қарар қобул қилишниң алдида рәһбәрликни Алланиң Сөзидин издәшкә дәвәт қилиду.

10, 11. Һарақ-шарапни истимал қилишқа нисбәтән Муқәддәс китапниң қайси принциплирини нәзәргә елишимиз керәк вә уларни қоллиништа Худаниң рәһбәрлигигә қандақ еришәләймиз?

10 Мәсилән, һарақ-шарапни ичиш мәсилисини қараштурайли. Нурғун адәмләр достлири яки тонуш-билишлири билән болған олтурушларда өзидин «Һарақ ичәйму яки ичмәйму?» дәп сориши керәк. Авал бир нәрсини әстә сақлаш керәк: мошу вәзийәттә Муқәддәс китапниң қайси принциплирини қоллинишқа болиду? Муқәддәс китап һарақ-шарапни өз мөлчәридә ичишни әйиплимәйду. Униңда Йәһва Худа бизгә шарапни һәдийә қилғанлиғи үчүн мәдһийилиниду (Зәбур 104:14, 15). Амма Муқәддәс китап шарапхорлуқни вә әйш-ишрәтни әйипләйду (Луқа 21:34; Римлиқларға 13:13). Буниңдин ташқири, һарақкәшлик, зинахорлуқ вә нека вапасизлиғи җиддий гуналар қатариға кириду * (Коринтлиқларға 1-хәт 6:9, 10).

11 Мәсиһийниң виждани мошундақ принциплар арқилиқ тәрбийилинип, сәзгүр болиду. Шуңлашқа, достлар билән болған мәшрәпләрдә ичиш яки ичмәсликни қарар қилғанда, биз өзүмиздин: «Бу мәшрәп немә сәвәп билән өтүватиду? Мәшрәп әйш-ишрәткә айлинип кетиши мүмкинму? Мән немигә майил? Мениңдә ичимликкә болған интилиш яки һарақкәшликниң бәлгүлири барму? Һарақ-шарап кәйпиятимгә вә жүрүш-турушимға тәсир қилиши мүмкинму? Ичимликни чәкләш үчүн мән нәпсимни туталаймәнму?» дәп соришимиз керәк. Муқәддәс китапниң принциплири вә уларға бағлиқ соаллар тоғрисида мулаһизә қилғанда, Йәһва Худадин дуада рәһбәрлик соришимиз лазим (Зәбур 139:23, 24ни оқуң). Шундақ қилиш арқилиқ муқәддәс роһиниң бизгә йол-йоруқ көрситишигә йол беримиз. Шуниң билән вижданимизни Униң принциплириға мувапиқ тәрбийиләймиз. Лекин қарарларни чиқарғанда, йәнә бир нәрсини есимиздә сақлишимиз керәк.

НЕМИШКӘ БАШҚИЛАРНИҢ ВИЖДАНИНИ НӘЗӘРДӘ ТУТУШИМИЗ КЕРӘК?

Һарақ-шарапни ичиш-ичмәслик мәсилисидә сизгә Муқәддәс китап бойичә тәрбийиләнгән вижданиңиз ярдәм бериду

12, 13. Мәсиһийләрниң виждани немишкә пәриқлиниду вә биз буниңға қандақ қаришимиз керәк?

12 Бәлким, бир мәсиһийниң виждани башқа мәсиһийниң вижданидин нәқәдәр пәриқлинидиғанлиғини көргиниңиздә, һәйран қалисиз. Мәсилән, бирсигә қандақту бир урп-адәт тамамән яқмайду, башқа бирси униң һечқандақ яманлиғи йоқ дәп ойлайду. Кимду-бирси кәчқурун достлар билән болған нарәсмий шараитта бираз ичип қоюшни хуш көрүши мүмкин, йәнә бирсини бу әһвал тәшвишләндүриду. Немишкә адәмләрниң пикирлири мошундақ пәриқлиниду һәм бу бизниң қарарлиримизға қандақ тәсир қилиду?

13 Адәмләр көп нәрсиләрдә бир-биридин пәриқлиниду. Һәрқайсисиниң һаят тәҗрибиси һәр түрлүк. Мәсилән, бәзилири бурунқи һаятидин қалған бирәр камчилиғи билән күришип, уни йеңишкә қийниливатқанду (Падишалар 1-язмиси 8:38, 39). Һарақ-шарап ичиш мәсилисигә кәлгәндә, уларниң виждани техиму сәзгүр болиду. Өйүңизгә мошундақ адәм кәлсә, бәлким, униң виждани бәлгүлүк бир сәвәпләргә бола сунулған һарақ-шарапни рәт қилишқа дәвәт қилиду. Буниңға хапа боламсиз яки уни ичишкә зорламсиз? Әлвәттә, яқ! Мошу вәзийәттә у ичмәслигиниң сәвәплири тоғрилиқ ейтқуси кәлмәслиги мүмкин. Буниң сәвәплирини билгән-билмигәнлигиңиздин қәтъийнәзәр, уни яхши көргәнлигиңиз үчүн қарарини һөрмәтләйсиз.

14, 15. Биринчи әсирдики мәсиһийләрниң виждани қайси мәсилидә һәрхил болған вә Паул қандақ мәслиһәт бәргән?

14 Әлчи Паул биринчи әсирдики мәсиһийләрниң виждани өз ара қанчилик пәриқлинидиғанлиғини көргән. Шу чағда бәзи мәсиһийләрни бутларға қурбанлиқ қилинған йемәклик һәққидә мәсилә тәшвишләндүрди (Коринтлиқларға 1-хәт 10:25). Паулниң виждани қурбанлиқ қилинған вә кейин базарда сетилған йемәкликни истимал қилишқа йол қойди. Паул үчүн бутларниң һечбир әһмийити йоқ еди; бутлар әмәлийәттә Йәһва Худаға мәнсүп болған озуқни берәлмәтти. Амма Паул башқиларниң униң көзқаришини қобул қилмайдиғанлиғини билгән. Бәлким, бәзилири мәсиһий болуштин бурун бутларға қизғинлиқ билән ибадәт қилатти. Бирақ әнди бутпәрәсликкә бағлиқ нәрсиләрниң һәммиси уларға интайин жиркиничлик болған. Паул бу мәсилини қандақ һәл қилған?

15 Әлчи Паул: «Биз, күчлүкләр, өзүмизни ойлимастин, күчсизләрниң аҗизлиқлирини көтиришимиз керәк. Чүнки Мәсиһму өзини ойлимиған»,— дегән (Римлиқларға 15:1, 3). Әлчи Паул бизни Мәсиһкә тәқлит қилишқа вә етиқатдашларниң мәнпәитини өзүмизниңкидин үстүн қоюшқа дәвәт қилиду. Башқа бир әһвалда, мошундақ мәсилини муһакимә қилғанда, Мәсиһ өз җенини бәргән қериндашлириға путликашаң болуштин көрә, Паул һәргизму гөш йемәсликни әвзәл көргән (Коринтлиқларға 1-хәт 8:13; 10:23, 24, 31—33ни оқуң).

16. Немишкә виждани интайин сәзгүр мәсиһийләр башқиларниң вижданини әйиплимәслиги зөрүр?

16 Виждани интайин сәзгүр мәсиһийләр болса, башқиларни тәңқит қилмаслиғи вә вижданға бағлиқ болған мәсилиләрдә һәммиси өзлиригә охшаш һәрикәт қилиши лазим дәп турувалмаслиғи керәк (Римлиқларға 14:10ни оқуң). Әң яхшиси, адәмниң виждани башқиларни әмәс, өзини әйиплиши лазим. Биз Әйса Мәсиһниң «Әйипләнмәш үчүн әйипләшни тохтитиңлар» дегән сөзлирини унтумаслиғимиз һаҗәт (Мәтта 7:1). Җамаәтниң һәммә әзалири вижданға бағлиқ мәсилиләрдә башқиларға өзлириниң ой-пикрини таңмаслиғи лазим. Әксичә, һәрқайсимиз бир-биримизниң көңлини қалдурмастин, роһландурушқа тиришип, меһир-муһәббәт вә инақлиқни сақлашқа интилишимиз керәк (Римлиқларға 14:19).

ПАК ВИЖДАН ӘКЕЛИДИҒАН БӘРИКӘТЛӘР

Пак виждан бизгә хошаллиқ билән көңүл хатирҗәмлик әкелип, бизни һаят йолумизда йетәкләйду

17. Бүгүнки күндә көп адәмләрниң виждани қандақ әһвалда?

17 Әлчи Петрус: «Вижданиңларни пак сақлаңлар»,— дәп язған (Петрусниң 1-хети 3:16). Алланиң көзқаришидики пак виждан — зор бәрикәт. Амма бүгүнки күндики көп адәмләрниң виждани һәққидә шундақ дейишкә болмайду. Әлчи Паул «вижданида тамға бесилғандәк» кишиләр тоғрилиқ ейтқан (Тимотийға 1-хәт 4:2). Қизитилған төмүр билән бесилған тамға бәдәндә тартуқ қалдуриду вә әшу йәрниң териси һечнемә сәзмәйдиған болуп қалиду. Нурғун адәмләрниң вижданини өлүк дейишкә болиду, чүнки виждани шунчилик қопаллишип кәткәнки, гуна қилғанда уларни әйиплимәйду вә номусландурмайду. Бүгүнки күндә көп адәмләр мошу сезимни йоқитип қойғанлиғиға хошалдәк көрүниду.

18, 19. а) Өзүмизни әйипләш билән уюлуш сезиминиң қандақ пайдиси бар? ә) Өтмүштики гуналаримизға товва қилсақму, вижданимиз бизни азаплашни давамлаштурса, немә қилиш керәк?

18 Әслидә, өзүмизни әйиплик һис қилиш — вижданимизниң хата иш қилғанлиғимизни билдүрүшниң бир йоли. Мошундақ туйғулар гунакарни товва қилишқа дәвәт қилғанда, униң һәтта әң еғир гунасиму кәчүрүлиши мүмкин. Мәсилән, Давут падиша еғир гуна қилсиму, чин қәлбидин товва қилғанлиғидин, кәчүрүмгә еришти. Давут гунасидин нәпрәтләнгәнликтин вә Худаниң қанунлирини орунлашқа җүръәтлик билән майил болғанлиқтин, Йәһваниң «меһрибан, кәчүрүмчан» екәнлигигә көз йәткүзди (Зәбур 51:1—19; 86:5). Бирақ товва қилип кәчүрүмгә еришкәндин кейинму өзүмизни әйипләшни тохтатмай, уюлуш сезимидин қутулалмисақчу?

19 Бәзидә гунакар адәм йәнә узақ вақит өз гөшини өзи йәп, виждани һәддидин ташқири азаплиши мүмкин. Мошундақ сезимниң һеч пайдиси йоқ. Қәлбимиз бизни қанчилик әйиплисиму, Яратқучи жүригимиздин улуқ вә һәммә һис-туйғулиримизни чүшинидиғанлиғи һәққидә ойлинишимиз лазим. Биз башқиларни Худаниң меһир-муһәббити вә кәчүрүмчанлиғиға ишинишкә дәвәт қилғинимиздәк, өзүмизму шуниңға ишинишимиз керәк (Йоһанниң 1-хети 3:19, 20ни оқуң). Шундақла пакланған вижданимизға бола биз бу дунияда наһайити аз учришидиған көңүл арамлиқ, хатирҗәмлик һәм зор хошаллиқни сезимиз. Өтмүштә еғир гуна өткүзгәнләрниң көпинчиси һәқиқий йеникчилик һис қилған вә әнди Йәһваға пак виждан билән хизмәт қилалайду (Коринтлиқларға 1-хәт 6:11).

20, 21. а) Қолуңиздики китап қандақ мәхсәт билән йезилған? ә) Биздә қандақ әркинлик бар һәм биз уни қандақ пайдилинишимиз лазим?

20 Қолуңиздики китапниң мәхсити — Шәйтан дуниясиниң тәшвишлик күнлириниң ахириғичә пак вижданни сақлап, хошаллиқ тепишиңизға ярдәм бериш. Әлвәттә, бу китапта мулаһизә қилишқа вә күндилик турмушта қоллинишқа һаҗәт болған Муқәддәс китапниң барлиқ қанун вә принциплирини қараштуруп чиқиш мүмкин әмәс. Униңдин ташқири, виждан мәсилилиригә тегишлик аддий вә бирхил җавапларни күтмәслигимиз керәк. Мошу китапниң ярдими арқилиқ сиз Худаниң Сөзини әмәлийәттә қандақ пайдилиниш керәклигини билип, вижданиңизни тәрбийиләләйсиз вә уни техиму сәзгүр қилалайсиз. Муса пәйғәмбәрниң қанунидин пәриқлинидиған «Мәсиһниң қануни» йезилған қаидиләргә тайинип яшашниң орниға, виждан вә принципларға тайинип яшашқа дәвәт қилиду (Галатилиқларға 6:2). Шундақ қилип, Йәһва мәсиһийләргә алаһидә әркинлик бериду. Амма Худаниң Сөзи бизни мошу әркинликни «яманлиқни йошуруш үчүн» пайдиланмаслиқни агаһландуриду (Петрусниң 1-хети 2:16). Мошундақ әркинлик Аллаға болған меһир-муһәббитимизни ипадиләшкә әҗайип мүмкинчилик бериду.

21 Муқәддәс китаптики принципларни яхширақ қоллинишниң усуллири һәққидә дуа қилип ойлансиңиз, андин қарариңизни әмәлгә ашурсиңиз, Йәһвани тонуп-билишни давамлаштурисиз. Йәнә «яхши билән яманни пәриқләндүрүш» үчүн «уқумиңизни» үгитисиз (Ибранийларға 5:14). Һаятиңизниң һәр күнидә Муқәддәс китап бойичә тәрбийиләнгән вижданниң чоң бәрикәт екәнлигини көрисиз. Сәяһәтчигә йолдин адашмаслиққа ярдәм беридиған компасқа охшаш, вижданиңиз асмандики Атиңизға яқидиған қарарларни қобул қилишқа ярдәм бериду. Шундақ қилип, сиз Худаниң меһир-муһәббитидин айрилмайсиз.

^ 5-абзац Гәрчә Ибраний Язмилирида «виждан» дегән сөз учрашмисиму, мошундақ мисаллардин виждан тоғрилиқ гәп болуватқанлиғи көрүнүп туриду. Адәттә «жүрәк» дегән сөз адәмниң ички дуниясини билдүриду. Лекин бу вә башқиму мисаллар шуни көрситидуки, «жүрәк» дегән сөз вижданғиму бағлиқ болуши мүмкин. Грек Язмилирида «виждан» дәп тәрҗимә қилинған грек сөзи тәхминән 30 қетим учришиду.

^ 8-абзац Муқәддәс китап пак вижданға егә болуш йетәрлик әмәс дәп тәкитләйду. Мәсилән, әлчи Паул мундақ дегән: «Мән өзүмни әйиплигидәк һечнәрсидин хәвирим йоқ. Лекин бу мени һәққаний қилмайду, мени Һөкүм қилғучи пәқәт Йәһва» (Коринтлиқларға 1-хәт 4:4). Һәтта мәсиһийләрни әлчи Паулға охшаш тәқип қилғучиларму пак вижданлиқ болуши мүмкин, чүнки улар бизни Алла қоллайду дәп һесаплайду. Әң муһими, вижданимиз пәқәт бизниң нуқтимиздинла әмәс, бәлки Худаниң көзқаришидиму пак болуши керәк (Әлчиләр 23:1; Тимотийға 2-хәт 1:3).

^ 10-абзац Шуни атап өтүш керәкки, нурғун дохтурларниң пикри бойичә, һарақкәшләргә өз мөлчәридә һарақ ичиш интайин зиян, улар үчүн «өз мөлчәридә ичиш» тамамән ичишкә болмайдиғанлиғини билдүриду.