Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

11-САВАҚ

Немишкә Муқәддәс китапниң принциплири бойичә яшаш тоғра?

Немишкә Муқәддәс китапниң принциплири бойичә яшаш тоғра?

1. Немишкә биз башчилиққа муһтаҗ?

Муқәддәс китапниң принциплири бехәтәрлик қаидилирини орунлашқа дәвәт қилиду (ЗӘБУР 36:9).

Яратқучимиз биздин хелила дана һәм тәҗрибилик. У меһриван атидәк бизгә ғәмхорлуқ қилиду. Униңдин ташқири, биз Худадин мустәқил яшашқа яритилмиған (Йәрәмия 10:23). Кичик бала ата-аниниң ғәмхорлуғиға муһтаҗ болғинидәк, бизму Яратқучи Худаниң көрсәтмилиригә муһтаҗмиз (Йәшая 48:17, 18). Муқәддәс китап тәләплири һаятимиз үчүн рәһбәрлик бериду. Бу Худадин болған соға (Тимотийға 2-хәт 3:16 оқуп чиқиң).

Йәһва Худаниң қанунлири вә принциплири һазирниң өзидә яхши һаят кәчүрүшкә һәм келәчәктә мәңгү һаятқа еришишкә ярдәм бериду. Худа бизни яратқачқа, Униң көрсәтмилиригә қулақ селиш вә миннәтдар болуш даналиққа ятиду (Зәбур 19:7, 11; Вәһий 4:11 оқуп чиқиң).

2. Худа Сөзи бизгә қандақ башчилиқ қилиду?

Муқәддәс китапта түрлүк шараитларға тегишлик қанунлар вә принциплар бар (Әлчиләр 15:29). Қанунлар — бу ениқ қаидиләр. Принциплар — бу өзгәрмәйдиған һәқиқәтләр. Принципларни бәлгүлүк бир вәзийәттә қандақ пайдилинишни чүшиниш үчүн, улар һәққидә чоңқур ойлинишимиз керәк (Пәнд-нәсиһәтләр 2:10—12). Мәсилән Муқәддәс китапта һаят — Худа бәргән соға дегән принцип бар. Бу принцип ишта, өйдә, сәяһәттә яки дәм елишларда бехәтәрлик қаидилирини орунлашқа ярдәм бериду (Әлчиләр 17:28 оқуп чиқиң).

3. Қайси икки принцип әң асасий дәп санилиду?

Әйса пәйғәмбәр икки муһим принцип бар дәп үгәткән. Биринчиси инсан һаятиниң мәнаси немидә екәнлигини көрситиду. Бу — Худани тонуш, сөйүш вә Униңға садиқ хизмәт қилиш. Мошу биринчи принцип қобул қилған қарарлиримизға тәсир қилиши керәк (Пәнд-нәсиһәтләр 3:6). Мошундақ қилғанлар Худаниң дости болуп, мәңгү бәхитлик яшалайду (Мәтта 22:36—38 оқуп чиқиң).

Иккинчиси башқилар билән яхши мунасивәттә болушқа ярдәм бериду (Коринтлиқларға 1-хәт 13:4—7). Адәмләргә Худаниң қөзқариши билән қариғинимиз иккинчи принципни орунлашқа ярдәм бериду (Мәтта 7:12; 22:39, 40 оқуп чиқиң).

4. Муқәддәс китапниң принциплири қандақ пайда әкелиду?

Муқәддәс китапниң прициплири аилини мустәһкәмләйду һәм һәқиқий сөйгүни көрситишкә ярдәм бериду (Колосилиқларға 3:12—14). Худаниң Сөзи аилиниң мәккәм болуши керәклиги һәққидә йәнә бир принципни өз ичигә алиду. Нека — мәнгүлүк иттипақ (Яритилиш 2:24 оқуп чиқиң).

Әгәр Муқәддәс китапниң тәлимлири бойичә яшисақ, өзимизни маддий тәрәптин һәм көңүл ағришлардин сақлаймиз. Мәсилән, башлиқлар ишқа диянәтлик һәм ишләмчанларни елишқа көпирәк көңүл қойиду (Пәнд-нәсиһәтләр 10:4, 26; Ибранийларға 13:18). Худаниң Сөзи шундақла бар болған нәрсимизгә шүкүр ейтишқа һәм Худа билән болған мунасивитимизни мал-дуниядин артуқ баһалашқа үгитиду (Мәтта 6:24, 25, 33; Тимотийға 1-хәт 6:8—10 оқуп чиқиң).

Муқәддәс китапниң тәлимлири саламәтликни сақлашқиму ярдәм бериду (Пәнд-нәсиһәтләр 14:30; 22:24, 25). Мәсилән, Худа Сөзи һарақкәшликни гуна дәп санайду. Әгәр биз мошу мәсилидә Худани тиңшисақ, өзимизни һалакәтлик ағриқлардин вә йол апәтлиригә охшаш паҗиәлик вақиәләрдин сақлаймиз (Римлиқларға 13:13). Гәрчә Йәһва Худа спиртлиқ ичимликләрни ичишкә рухсәт қилсиму, бирақ мәс болғанни әйипләйду (Зәбур 104:15; Коринтлиқларға 1-хәт 6:10). Худа принциплири иш-һәрикәтлиримизни һәм ой-пикирлиримизни назарәт қилишқа үгитиду (Зәбур 119:97—100). Худаниң хизмәтчилири Униң қанунлирини пәқәт пайдисини көрүш үчүн әмәс, бәлки Йәһвани мәдһийиләш үчүн орунлайду (Мәтта 5:14—16 оқуп чиқиң).