Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

20-ДӘРИС

Нәтиҗилик хуласиләш

Нәтиҗилик хуласиләш

Вәз 12:13, 14

АСАСИЙ МӘХСӘТ. Ахирқи хуласидә тиңшиғучиларни үгәнгәнлирини әмәлий турмушида қоллинишқа дәвәт қилиш.

МӘХСӘТКӘ ҚАНДАҚ ЙЕТӘЛӘЙСИЗ?

  • Мавзуни хуласә билән бағлаш. Хуласә қилғанда, асасий ой-пикир яки мавзуни өз сөзүңиз билән қайта тәкрарлаң.

  • Тиңшиғучиларға илһам бериш. Тиңшиғучиларға немә қилиш керәк вә немә үчүн шундақ қилиш керәк дегәнләрни ениқ тәкитләң. Сәмимийлик вә ишәнч билән сөз қилиң.

  • Аддий вә қисқа хуласә қилиш. Хуласә қилғанда йеңи ой-пикирләрни қошмаң. Қисқичә бирнәччә сөз билән тиңшиғучиларни әмәлий һәрикәт қилишқа дәвәт қилиң.