Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

60-ДӘРИС

Йәһва билән болған достлуқ мунасивитиңизни давамлиқ күчәйтиң

Йәһва билән болған достлуқ мунасивитиңизни давамлиқ күчәйтиң

Сиз бу дәрисликтин нурғун нәрсиләрни үгәндиңиз. Үгәнгәнлириңиз сизни Йәһвани сөйүшкә дәвәт қилип, бәлким сиз һаятиңизни Униңға беғишлап, чөмдүрүлүштин өттүңиз. Әгәр техи ундақ қилмиған болсиңиз, йеқин келәчәктә бу қәдәмни бесишни ойлишиватқан болушиңиз мүмкин. Мәйли қандақ болсун, чөмдүрүлүштин өтүш ахирқи нишан әмәс. Сиз Йәһва билән болған достлуқ мунасивитиңизни мәңгү күчәйтәләйсиз. Буни қандақ қилалайсиз?

1. Немә үчүн Йәһва билән болған достлуғиңизни күчәйтишни давамлаштурушиңиз керәк?

Йәһва билән болған мунасивитимизни давамлиқ күчәйтиш үчүн тиришишимиз лазим. Немә үчүн? Биз Йәһвадин «чәтнәп кәтмәслигимиз үчүн» (Ибранийларға 2:1). Яратқучи Йәһваға садақәтмәнлик билән хизмәт қилишимизға немә ярдәм берәләйду? Вәз хизмити билән бәнт болуш вә Худайимизға техиму көпирәк хизмәт қилишниң йоллирини издәш ярдәм бериду (Филипиликләргә 3:16ни оқуң). Йәһва Худаға хизмәт қилиш әң яхши һаят йолидур! (Зәбур 84:10)

2. Сиз йәнә немә қилишни давамлаштурушиңиз керәк?

Гәрчә бу Муқәддәс китаптин билим ашуруш дәрислиги ахирлашқан болсиму, Мәсиһ әгәшкүчиси болуп яшашни давамлаштурисиз. Муқәддәс китап: «Йеңи шәхскә өзгириңлар»,— дәйду (Әфәсликләргә 4:23, 24). Сиз давамлиқ Худаниң Сөзини тәтқиқ қилип, җамаәт жиғилишлириға қатнашсиңиз, Йәһва вә Униң есил пәзиләтлири тоғрилиқ йеңи нәрсиләрни үгинисиз. Һаятиңизда Униң пәзиләтлирини үлгә қилишниң йоллирини давамлиқ издәң. Йәһва Худани хурсән қилиш үчүн зөрүр болған һәрқандақ өзгәртишләрни қилишни давамлаштуруң.

3. Йәһва роһий җәһәттин өсүп йетилишиңизгә қандақ ярдәм бериду?

Муқәддәс китап мундақ дәйду: «[Худа] Өзи силәрниң үгинишиңларни ахириғичә йәткүзүп, мустәһкәмләп, силәрни күчлүк қилиду» (Петрусниң 1-хети 5:10). Һәммимиз езиқтурулушларға дуч келимиз. Бирақ уларға қарши турушимиз үчүн Йәһва бизгә керәклик күчни бериду (Зәбур 139:23, 24). У бизгә Униңға садақәтмәнлик билән хизмәт қилиш арзу-истиги вә күч-қувитини беридиғанлиғини вәдә қилиду (Филипиликләргә 2:13ни оқуң).

ЧОҢҚУРИРАҚ ҚЕЗИҢ

Давамлиқ роһий җәһәттин өсүп йетилиш үчүн немә қилалайдиғанлиғиңизни вә Йәһва сизни қандақ бәрикәтләйдиғанлиғини ойлап көрүң.

4. Әң йеқин Достуңиз билән сөһбәтлишип туруң

Дуа вә Муқәддәс китапни давамлиқ тәтқиқ қилиш Йәһва Худаниң дости болушиңизға ярдәм бәрди. Бу адәтләрни давамлаштуруш достлуқ мунасивитиңизни техиму күчәйтишкә қандақ ярдәм берәләйду?

Зәбур 62:8ни оқуң, кейин төвәндики соалға җавап бериң:

  • Йәһва билән болған достлуғиңизни күчәйтиш үчүн дуалириңизниң сүпитини қандақ яхшилалайсиз?

Зәбур 1:2ни оқуң, кейин төвәндики соалға җавап бериң:

  • Йәһва билән болған достлуғиңизни күчәйтиш үчүн Муқәддәс китапни оқушниң үнүмини қандақ ашуралайсиз?

Шәхсий тәтқиқ қилишниң көпирәк пайдисини көрүш үчүн немиләрни қилсиңиз болиду? Буни билиш үчүн ВИДЕОНИ көрүң, кейин төвәндики соаллар үстидә ойлинип көрүң.

  • Видеодики қайси мәслиһәтни қолланмақчисиз?

  • Қайси мавзулар үстидә тәтқиқ қилип үгәнмәкчисиз?

5. Йәһваға көпирәк хизмәт қилиш үчүн мәхсәтләрни қоюң

Йәһваға хизмәт қилишта мәхсәтләрни қоюш давамлиқ роһий җәһәттин өсүп йетилишиңизгә ярдәм бериду. ВИДЕОНИ көрүң, кейин төвәндики соал үстидә ойлинип көрүң.

  • Камерон мәхсәтләрни қоюшниң қандақ пайдисини көрди?

Һәммила адәм вәз ейтиш үчүн башқа дөләткә көчәлмәйду. Қандақла болмисун, һәммимиз йетәлигидәк мәхсәтләрни қойсақ болиду. Пәнд-нәсиһәтләр 21:5ни оқуң, кейин қандақ мәхсәтләрни қоюшқа болидиғанлиғи тоғрилиқ ойлинип көрүң:

  • җамаәттә;

  • вәз хизмәттә.

Бу айәттики принцип мәхсәтлириңизгә йетишиңизгә қандақ ярдәм бериду?

Төвәндикиләрдәк мәхсәтләрни қоюп беқиң

  • Дуалириңизниң сүпитини яхшилаш.

  • Муқәддәс китапни пүтүнләй оқуп чиқиш.

  • Җамаәттики барлиқ етиқатчилар билән тонушуш.

  • Бири билән Муқәддәс китап тәтқиқини башлаш.

  • Ярдәмчи пионер яки пионер болуп хизмәт қилиш.

  • Әгәр сиз бурадәр болсиңиз, хизмәт ярдәмчиси болушқа тиришиң.

6. Мәңгү шат-хорам яшаң!

Зәбур 22:26ни оқуң, кейин төвәндики соалға җавап бериң:

  • Һазир вә мәңгү шат-хорам яшаш үчүн немә қилалайсиз?

ХУЛАСӘ

Яратқучи Йәһва билән болған достлуғиңизни давамлиқ күчәйтип, алдиңизға роһий мәхсәтләрни қоюң. Шундила мәңгү шат-хорам яшалайсиз!

Тәкрарлаш

  • Немә үчүн Йәһваниң садақәтмәнлик билән хизмәт қилишиңизға ярдәм беридиғанлиғиға ишинәләйсиз?

  • Йәһва Худа билән болған достлуғиңизни қандақ күчәйтәләйсиз?

  • Мәхсәтләрни қоюш Йәһваға көпирәк хизмәт қилишиңизға қандақ ярдәм берәләйду?

Кейинки жили йетәлигидәк мәхсәт қоюң

ИЗДИНИП КӨРҮҢ

Йәһва Худа немини қәдирләйду: бирла қетим чоң бир ишта Униңға садиқ болушниму яки өмүр бойи садиқ болуп қелишниму?

«Ибраһимға охшаш садақәтмәнликни сақлаш» (9:20)

Һәтта Йәһваниң садиқ хизмәтчилириму хошаллиғини жүтүрүп қоюши мүмкин. Қайта хошаллиққа еришиш үчүн немә қилалайдиғанлиғиңизни көрүң.

«Тәтқиқ вә мулаһизә қилиш арқилиқ хошаллиққа қайта еришиң» (5:25)

Қайси роһий мәхсәтләрни қоялайсиз вә уларға қандақ йетәләйсиз?

«Яратқучиңизни улуқлаш үчүн алдиңизға роһий мәхсәтләрни қоюң» («Күзитиш мунари» 2004-жил, 15-июль)

Немә үчүн Мәсиһ әгәшкүчиси иман-етиқатта өсүп йетилиши керәк вә шу мәхсәткә йетиш үчүн немиләрни қилалайсиз?

«Йәһваниң чоң күни йеқинлашти. Роһий җәһәттин өсүп йетилишкә қәдәм ташлаң» («Күзитиш мунари» 2009-жил, 15-май)