Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

43-ДӘРИС

Һарақ-шарапларға қандақ көзқарашта болушимиз керәк?

Һарақ-шарапларға қандақ көзқарашта болушимиз керәк?

Дунияниң һәрқайси җайлирида кишиләрниң һарақ-шарапқа болған көзқарашлири охшимайду. Бәзиләр анда-санда дост-ярәнлири билән муңдишип олтирип, азғина ичишни яхши көриду. Башқилар қәтъий ичмәсликни қарар қилиду. Йәнә бәзиләр мәс болғичә ичиду. Ундақта, Муқәддәс китапниң һарақ-шарапқа болған көзқариши қандақ?

1. Спиртлиқ ичимликләрни ичиш хатаму?

Муқәддәс китап һарақ-шарап ичишни әйиплимәйду, әксичә, шарапни Худа бәргән соғилар қатарида тилға елип, мундақ дәйду: «Инсан қәлбини хошал қилидиған шарапни» (Зәбур 104:14, 15). Муқәддәс Язмиларда Худаға садиқ бәзи әрләр вә аялларниң спиртлиқ ичимликләрни ичкәнлиги тилға елинған (Тимотийға 1-хәт 5:23).

2. Муқәддәс китап ичидиғанларға қандақ нәсиһәт бериду?

Йәһва Худа һарақ-шарапни көп ичидиғанларни вә һарақкәшләрни әйипләйду (Галатилиқларға 5:21). Униң Сөзидә: «Болма һарақкәшләрниң арисида»,— дейилгән (Пәнд-нәсиһәтләр 23:20). Шуңа мәйли башқилар билән яки ялғуз олтирип ичәйли, һәргизму көп ичмәслигимиз, йәни әқил-һошимизни йоқитип, сөз-һәрикәтлиримизни тизгинләлмигидәк, тән-саламәтлигимизгә зиян йәткүзидиған дәриҗидә ичмәслигимиз керәк. Әгәр қанчилик ичишни контрол қилалмисақ, әң яхшиси ичишни пүтүнләй ташлишимиз лазим.

3. Башқиларниң қарарини қандақ һөрмәтләләймиз?

Спиртлиқ ичимликләрни ичиш-ичмәсликни һәрбир адәм чоқум өзи қарар қилиши керәк. Биз һарақ-шарапни мувапиқ миқдарда ичишни таллиғанларни һөкүм қилмаслиғимиз керәк. Шуниңдәк, ичмәйдиғанларға бесим қилмаслиғимиз лазим (Римлиқларға 14:10). Әгәр ичиш башқиларға аваричилик елип кәлсә, биз ичмәсликни таллаймиз (Римлиқларға 14:21ни оқуң). Чүнки Муқәддәс китап бизгә: «Һәрким өзиниң пайдисини әмәс, башқисиниң пайдисини издисун»,— дәп нәсиһәт бериду (Коринтлиқларға 1-хәт 10:23, 24ни оқуң).

ЧОҢҚУРИРАҚ ҚЕЗИҢ

Һарақ-шарап ичиш-ичмәсликни яки қанчилик ичишни қарар қилишқа ярдәм беридиған Муқәддәс китап принциплирини ойлап көрүң. Униңдин башқа, ичишни ташлаш үчүн тиришиватқан болсиңиз, немиләрни қилсиңиз болидиғанлиғини биливелиң.

4. Ичиш-ичмәсликни қарар қилиң

Һәзрити Әйса һарақ-шарап ичишкә қандақ көзқарашта болған? Җававини билиш үчүн, у көрсәткән тунҗа мөҗүзә үстидә ойлаң. Йоһан 2:1—11ни оқуң, кейин төвәндики соалларға җавап бериң:

  • Әйса Мәсиһ көрсәткән мөҗүзидин униң һарақ-шарапқа вә ичидиғанларға болған көзқариши һәққидә немә үгинәләймиз?

  • Әйса Мәсиһ һарақ ичишни әйиплимигән. Ундақта, Мәсиһ әгәшкүчилири ичидиғанларға қандақ көзқарашта болуши керәк?

Мәсиһ әгәшкүчисиниң һарақ ичиш әркинлиги бар болсиму, у һемишәм ичсә, ақиланилик иш болмайду. Пәнд-нәсиһәтләр 22:3ни оқуң, андин ичиш-ичмәсликни қарар қилишқа төвәндики амилларниң қандақ тәсир қилидиғанлиғини чоңқур ойлап көрүң:

  • қатнаш васитилирини һайдимақчи яки моторлуқ үскиниләрни ишләтмәкчи болсиңиз;

  • һамилдар болсиңиз;

  • дохтур сизгә һарақ ичмәсликни ейтқан болса;

  • қанчилик ичишни контрол қилалмисиңиз;

  • қанун сизниң һарақ ичишиңизгә йол қоймиса;

  • йениңизда өтмүштә һараққа хумар болған, әнди һарақни ағзиға алмаслиқни қарар қилған киши бар болса.

Той зияпити яки достлар олтиришлирида меһманларға спиртлиқ ичимликләрни қуюп бәрсәм боламду? Қарар чиқиришиңизға немә ярдәм берәләйдиғанлиғини билиш үчүн, бу видеони көрүң. ВИДЕОНИ көрүң.

Римлиқларға 13:13 вә Коринтлиқларға 1-хәт 10:31, 32ни оқуң. Һәрбир айәтни оқуғандин кейин, бу соалға җавап бериң:

  • Бу принцип Йәһва Худани хурсән қилидиған қарарни чиқиришиңизға қандақ ярдәм берәләйду?

Һәрбир мәсиһий спиртлиқ ичимликни ичиш-ичмәсликни шәхсий өзи қарар қилиши керәк. Һәтта бәзидә ичип турсиму, бәзи вәзийәтләрдә ичмәсликни қарар қилиши мүмкин

5. Қанчилик ичишни қарар қилиң

Әгәр спиртлиқ ичимликләрни ичмәкчи болсиңиз, буни есиңиздә тутуң: гәрчә Йәһва Худа һарақ ичишни әйиплимисиму, амма көп ичишни әйипләйду. Немә үчүн? Һошия 4:11, 18ни оқуң, кейин төвәндики соалға җавап бериң:

  • Бир киши бәк көп ичсә, немә ишлар йүз бериши мүмкин?

Һарақни көп ичиштин қандақ сақлиналаймиз? Биз кәмтәр болуп, өзүмизгә чәк-чегара бәлгүлишимиз лазим. Пәнд-нәсиһәтләр 11:2ни оқуң, кейин төвәндики соалға җавап бериң:

  • Биз кәмтәр болуп, немә үчүн қанчилик ичишни ениқ бәлгүләп қоюшимиз лазим?

6. Көп һарақ ичиш адитини ташлаш

Бир кишигә бәк көп ичиш адитини ташлашқа немә ярдәм бәргәнлигини көрүң. ВИДЕОНИ көрүң, кейин төвәндики соаллар үстидә ойлинип көрүң.

  • Һарақ Дмитрийниң иш-һәрикәтлиригә қандақ тәсир қилди?

  • У көп ичиш адитини дәрһалла ташлалидиму?

  • У ахири һарақ хумаридин қандақ қутулди?

Коринтлиқларға 1-хәт 6:10, 11ни оқуң, кейин төвәндики соалларға җавап бериң:

  • Һарақкәшлик қандақ ақивәткә дучар қилиду?

  • Көп ичидиған адәмләр бу яман адитини ташлалайдиғанлиғини немә көрситип бериду?

Мәтта 5:30ни оқуң, кейин төвәндики соалға җавап бериң:

  • Қолини чепип ташлаш һәққидики мисал Йәһвани хурсән қилиш үчүн бәзи нәрсиләрдин ваз кечишниң зөрүрлигини көрситиду. Әгәр көп һарақ ичиш адитини ташлашқа тиришиватқан болсиңиз, немә қилалайсиз a?

Коринтлиқларға 1-хәт 15:33ни оқуң, кейин төвәндики соалға җавап бериң:

  • Достлириңиз қанчилик миқдарда ичишиңизгә қандақ тәсир қилалайду?

БӘЛКИМ, БӘЗИЛӘР МУНДАҚ СОРАЙДУ: «Һарақ ичиш хатаму?»

  • Буниңға қандақ җавап берисиз?

ХУЛАСӘ

Йәһва һузурлинишимиз үчүн һарақ-шарапни соға қилған, бирақ У көп һарақ ичиш вә һарақкәшликни әйипләйду.

Тәкрарлаш

  • Муқәддәс китап һарақ-шарап ичиш һәққидә немә дәйду?

  • Һарақ-шарапни бәк көп ичиш қандақ ақивәткә дучар қилиду?

  • Һарақ-шарап ичиш мәсилисидә башқиларниң қарарини қандақ һөрмәт қилалаймиз?

Мәхсәт

ИЗДИНИП КӨРҮҢ

Өсмүрләр спиртлиқ ичимликләрни ичиш һәққидә тоғра қарарни чиқириш үчүн немә қилалайду?

«Ичиштин авал ақивети тоғрилиқ ойлаң» (2:31)

Һарақхумарлиқ адитини ташлашқа ярдәм беридиған қандақ қәдәм-басқучлар бар?

«Спиртлиқ ичимликләргә тоғра көзқарашта болуш» («Күзитиш мунари» 2010-жил, 1-январь)

Мәсиһ әгәшкүчиси қәдәһ көтирип тәбрик сөзлирини ейтса боламду?

«Оқурмәнләрниң соаллири» («Күзитиш мунари» 2007-жил, 15-февраль)

Бир киши һарақхумарлиқ адитини қандақ ташлиған? «Достлиримниң бири мени теги йоқ туң дәп атиди» намлиқ тәрҗимиһални оқуң.

«Муқәддәс китап һаятни өзгәртиду» («Күзитиш мунари» 2012-жил, 1-май)

a Һараққа хумар болғанлар шу адитини ташлаш үчүн дохтурларниң ярдимигә муһтаҗ болуши мүмкин. Нурғун дохтурлар һарақ хумаридин қутулмақчи болғанларға һәргиз ичмәсликни ейтиду.