29-ДӘРИС
Адәм өлгәндин кейин немә болиду?
Бу дунияда йеқин туққинидин вә дост-бурадәрлиридин айрилмиған адәм йоқ. Шундақ пәйтләрдә, бәлким, сиз: «Биз өлгәндин кейин немә болиду? Өлүп кәткән йеқинлиримизни қайта көрәләймизму?»— дәп ойлайдиғансиз. Бу вә келәрки дәристә Муқәддәс китапниң шу соалларға тәсәлли беридиған җаваплирини көрүп чиқимиз.
1. Адәм өлгәндин кейин немә болиду?
Әйса Мәсиһ өлүмни қаттиқ уйқу билән селиштурған. Өлүмни қандақларчә уйқу билән селиштурушқа болиду? Қаттиқ ухлиған киши адәттә әтрапида немә иш болуватқанлиғини билмәйду. Шуниңға охшаш, адәм өлгәндин кейинму һечқандақ азап-оқубәтни һис қилмайду. Чүнки Муқәддәс китап мундақ дәйду: «Өлгәнләр һечнәрсә билмәйду» (Вәз 9:5ни оқуң).
2. Өлүм тоғрилиқ һәқиқәтни билиш бизгә қандақ ярдәм берәләйду?
Нурғун адәмләр өлүмдин, һәтта өлүкләрдин қорқушиду. Бирақ Муқәддәс китаптики өлүкләр тоғрилиқ һәқиқәт көңлүмизгә тәсәлли бериду. Әйса Мәсиһ: «Һәқиқәт силәрни азатлиққа чиқириду»,— дегән (Йоһан 8:32). Нурғун динлар адәм өлгәндин кейин униң роһи давамлиқ яшайду дәп үгитиду. Бирақ бу Муқәддәс китап һәқиқитигә зиттур. Адәм өлгәндин кейин азап-оқубәт чәкмәйду. Униңдин башқа, өлгәнләр бизгә зиян йәткүзәлмәйду, сәвәви улар һечнемини билмәйду. Шуңа әрваларға ибадәт қилишимиз яки дуа қилишимизниң һаҗити йоқ.
Бәзиләр әрвалар билән алақә қилалаймиз дәйду. Бирақ бу мүмкин әмәс. Биз жуқурида көргәндәк, өлүкләр һечнемини билмәйду. Әрвалар билән алақә қиливатимиз дәп ойлиғанлар әмәлийәттә җинлар билән алақә қилишиду. Җинлар өлгән кишиниң қияпитигә киривалиду. Шуңа өлүм тоғрилиқ һәқиқәтни билиш бизни җинлардин қоғдайду. Йәһва Худа җинларниң бизгә зиянкәшлик қилалайдиғанлиғини билгәчкә, бизни улар билән алақә қилмаслиққа агаһландуриду (Қанун шәрһи 18:10—12ни оқуң).
ЧОҢҚУРИРАҚ ҚЕЗИҢ
Муқәддәс китапта өлүм һәққидә йәнә немиләр йезилғанлиғини биливелиң. Меһир-муһәббәткә толған Худа өлгәнләрни җазалимайдиғанлиғини билиш иман-етиқатни күчәйтиду.
3. Өлүм тоғрисидики һәқиқәт
Адәм өлгәндин кейин немә болидиғанлиғи һәққидә дунияниң һәрқайси җайлиридики адәмләрниң көзқарашлири һәр түрлүк. Әлвәттә, уларниң бир-биригә охшимайдиған көзқарашлириниң һәммиси тоғра болуши натайин.
-
Өлгән адәм қандақ һаләттә болидиғанлиғи һәққидә сиз яшаватқан райондики кишиләрниң көзқариши қандақ?
Муқәддәс китапта бу тоғрилиқ немә йезилған? ВИДЕОНИ көрүң.
Вәз 3:20ни оқуң, кейин төвәндики соалларға җавап бериң:
-
Оқулған айәтләргә асасән, адәм өлгәндә униң билән немә болиду?
-
Оқулған айәтләрдә адәм өлгәндин кейин, униң җени яки роһи чиқип, башқа бир җайда яшайду дәп йезилғанму?
Муқәддәс китапта Әйса пәйғәмбәрниң йеқин дости Лазарниң өлүми тоғрилиқ йезилған. У достиниң өлүмини қандақ тәсвирлигән? Йоһан 11:11—14ни оқуң, кейин төвәндики соалларға җавап бериң:
-
Әйса Мәсиһ өлүмни немә билән селиштурған?
-
Әйса Мәсиһниң бу селиштуруши өлүкләрниң һалити тоғрилиқ бизгә немә ейтип бериду?
-
Сизниңчә, Муқәддәс китаптики өлүкләрниң әһвали һәққидики тәсвирләшләр мәнтиқийгә уйғунму?
4. Өлүм тоғрилиқ һәқиқәт бизни әркин қилиду
Өлүм тоғрилиқ һәқиқәтләрни билсәк, биз өлүкләрдин қорқмаймиз. Вәз 9:10ни оқуң, кейин төвәндики соалға җавап бериң:
-
Өлүкләр бизгә зиян йәткүзәләмду?
Бәзиләр әрваларни чоқум һөрмәтлишимиз, һәтта уларға ибадәт қилишимиз керәк дәйду. Муқәддәс китап һәқиқәтлири бизни шундақ хата көзқарашлардин қоғдайду. Йәшая 8:19 вә Вәһий 4:11ни оқуң, кейин төвәндики соалға җавап бериң:
-
Сизниңчә, киши өлүкләргә чоқунса, һәтта улардин ярдәм сориса, Йәһва Худа қандақ һис-туйғуда болиду?
5. Өлүкләр тоғрилиқ һәқиқәтләр бизгә тәсәлли бериду
Адәм өлгәндин кейин илгири қилған яманлиқлири үчүн җазалинип, азап-оқубәт чекиду дәйдиған көзқарашлар нурғун адәмләргә сиңдүрүветилгән. Бирақ өлгәндин кейин һечким, һәтта яманлиқ қилғанларниңму, азап-оқубәт чәкмәйдиғанлиғини билиш бизгә тәсәлли бериду. Римлиқларға 6:7ни оқуң, кейин төвәндики соалға җавап бериң:
-
Биз Муқәддәс китаптин оқуғинимиздәк, адәм өлсә, у гунадин азат болиду. Ундақта, өлгәнләр илгири өткүзгән гуналири үчүн җазалинамду?
Йәһва Худа һәққидә көпирәк билим алғансири, Униң һәргизму өлгәнләрни җазалимайдиғанлиғиға сизму ишинәләйсиз. Қанун шәрһи 32:4 вә Йоһанниң 1-хети 4:8ни оқуң, кейин төвәндики соалларға җавап бериң:
-
Айәтләрдә тәсвирләнгәндәк, шундақ есил пәзиләтләргә егә болған Худа, адәм өлгәндин кейин, уни җазалиши мүмкинму?
-
Сизниңчә, өлүкләр тоғрилиқ һәқиқәтләр бизгә тәсәлли берәмду? Немә үчүн?
БӘЗИЛӘР МУНДАҚ ДӘЙДУ: «Мән гөр азавидин қорқумән».
-
Шундақ ойлайдиған адәмләргә сиз Муқәддәс китаптики қайси айәтләрни көрситәләйсиз?
ХУЛАСӘ
Адәм өлсә, униң һаяти ахирлишиду. Өлүк азап-оқубәт чәкмәйду вә тирик кишиләргиму зиян йәткүзәлмәйду.
Тәкрарлаш
-
Адәм өлгәндин кейин немә болиду?
-
Өлүм тоғрилиқ һәқиқәт бизни немидин әркин қилиду?
-
Өлүм һәққидики һәқиқәт бизгә қандақ тәсәлли бериду?
ИЗДИНИП КӨРҮҢ
Муқәддәс китапта тилға елинған «җан» дегән сөз немини билдүридиғанлиғини биливелиң.
Худа яманлиқ қилған кишиләрни дозақта җазаламду?