Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

22-ДӘРИС

Башқиларға хуш хәвәрни қандақ йәткүзәләйсиз?

Башқиларға хуш хәвәрни қандақ йәткүзәләйсиз?

Муқәддәс китап һәқиқәтлирини үгәнгәндә, бәлким, сиз: «Буни һәммә адәм билиши керәк»,— дәп ойлиғансиз. Тоғра, буни һәммә адәм билиши керәк. Амма әшу үгәнгәнлириңизни башқиларға ейтмақчи болғанда, җиддийлишип яки қорқуп кетишиңиз мүмкин. Келиң, җиддийлишишни қандақ йеңип, хошаллиқ билән Муқәддәс китаптики хуш хәвәрни башқиларға йәткүзәләйдиғанлиғиңизни муһакимә қилайли.

1. Үгәнгәнлириңизни өзүңиз тонуйдиған кишиләргә қандақ ейтип берәләйсиз?

Әйса Мәсиһниң шагиртлири мундақ дегән: «Биз болсақ, көргинимизни вә аңлиғинимизни ейтмай туралмаймиз» (Әлчиләр 4:20). Улар һәқиқәтни наһайити қәдирләп, уни имкан қәдәр көпирәк кишиләргә йәткүзмәкчи болған. Сизму шундақ ойлиғанму? Әгәр шундақ болса, үгәнгәнлириңизни һөрмәт билән аилидикилириңизгә вә достлириңизға ейтип беришниң пурсәтлирини издәң (Колосилиқларға 4:6ни оқуң).

Сөһбәт башлаш үчүн төвәндики усулларни ишлитип көрүң

  • Аилидикиләр билән параңлашқанда: «Мән бу һәптә қизиқ нәрсиләрни үгәндим»,— дәп Муқәддәс китап һәққидә сөз башлисиңиз болиду.

  • Бир достуңиз ағриватқан яки ғәм-әндишә қиливатқан болса, Муқәддәс китаптики бир айәтни ишлитип, тәсәлли бериң.

  • Әгәр иш орниңизда хизмәтдашлириңиз дәм елиш күнлириңизни қандақ өткүзгәнлигиңизни сориса, Муқәддәс китап тәтқиқ үгинишиңиздә яки җамаитиңиздә немиләрни үгәнгәнлириңизни ейтип бериң.

  • Достуңизға jw.org торбетини көрситип бериң.

  • Башқиларни өзүңизниң Муқәддәс китап үгинишини тиңшашқа тәклип қилиң яки уларни тәтқиқ үгинишини башлаш үчүн jw.org торбетидә үгиниш илтимасини қандақ толдуралайдиғанлиғини көрситип бериң.

2. Немә үчүн җамаәт билән хуш хәвәрни йәткүзүш бәк муһим?

Әйсаниң шагиртлири пәқәт өзлири тонуйдиған кишиләргә хуш хәвәр ейтиш билән чәклинип қалмиған. Әйса Мәсиһ уларни өзи бармақчи болған шәһәрләргә икки-иккидин әвәткән еди (Луқа 10:1). Шундақ тәшкиллик елип берилгән вәз қилиш хизмити нурғун кишиләрниң хуш хәвәрни аңлишиға пурсәт яритип бәргән. Улар бирликтә вәз ейтип, шат-хорамлиққа чөмгән (Луқа 10:17). Сизму шуниңға охшаш җамаәттики қериндашлар билән бирликтә вәз ейтиш үчүн мәхсәт қояламсиз?

ЧОҢҚУРИРАҚ ҚЕЗИҢ

Вәз хизмәттә қорқушни қандақ йеңәләйдиғанлиғиңиз вә қандақ қилип хошаллиққа еришәләйдиғанлиғиңизни биливелиң.

3. Йәһва Худа сиз билән биллә болиду

Бәзиләр вәз ейтишни халисиму, бирақ «башқилар мән тоғрилиқ немә ойлап қалар яки сөзлиримгә қандақ инкас қайтурар» дәп әнсирәп қорқуши мүмкин.

  • Үгәнгәнлириңизни башқиларға ейтиштин қорқамсиз? Немә үчүн?

ВИДЕОНИ көрүң, кейин төвәндики соал үстидә ойлинип көрүң.

  • Бәзи яш Йәһва гувачилири өз қорқунучлирини қандақ йәңгән?

Йәшая 41:10ни оқуң, кейин төвәндики соалға җавап бериң:

  • Вәз ейтиштин қорққанда, дуа сизгә қандақ ярдәм бериду?

Сиз биләмсиз?

Нурғун Йәһва гувачилири: «Илгири мән һәргизму башқиларға хуш хәвәрни ейталмаймән»,— дәп ойлиған. Мәсилән, Сергей Муқәддәс китапни үгиништин бурун өзини әрзимәс һис қилип, башқилар билән параңлишиштин қорқатти. Бирақ у Муқәддәс китапни үгәнгәндин кейин мундақ дәйду: «Гәрчә мән қорқсамму, башқиларға үгәнгәнлирим һәққидә ейтип беришни башлидим. Һәйран қаларлиқ йери шуки, башқиларға Муқәддәс китап һәққидә ейтип бәргәнсири, өз-өзүмгә болған ишәнчим ашти вә иман-етиқадимму мустәһкәмләнди».

4. Башқиларға һөрмәт көрситиң

Вәз ейтқанда пәқәт немә ейтиш тоғрилиқла әмәс, йәнә уни қандақ ейтиш тоғрилиқ ойлинип көрүң. Тимотийға 2-хәт 2:24 вә Петрусниң 1-хети 3:15ни оқуң, кейин төвәндики соалларға җавап бериң:

  • Муқәддәс китап тоғрилиқ башқилар билән параңлашқанда, мошу икки айәттики мәслиһәтләргә қандақ қулақ салалайсиз?

  • Бәзи туққанлириңиз яки достлириңиз ейтқан сөзлириңизни қобул қилмиса, сиз немә қилишиңиз керәк? Немә қилиштин пәхәс болушиңиз керәк?

  • Өз ой-пикриңизни башқиларға зорлап теңишниң орниға, мулайимлиқ билән соалларни қоюш немә үчүн яхширақ?

5. Хуш хәвәрни ейтиш сизни хошаллиққа ериштүриду

Йәһва Худа Әйса Мәсиһни хуш хәвәрни йәткүзүшкә әвәткән. Әйса Мәсиһ бу хизмәткә қандақ қариған? Йоһан 4:34ни оқуң, кейин төвәндики соалларға җавап бериң:

  • Яхши тамақларни йейиш тән-саламәтлигимизгә пайдилиқ вә бизгә һузур беғишлайду. Әйса Мәсиһ немә үчүн Худаниң ирадисини орунлашни, шу җүмлидин хуш хәвәрни ейтишни, тамақ йейиш билән селиштурған?

  • Башқиларға хуш хәвәрни йәткүзүш сизгә қандақ хошаллиқ елип келәләйду?

Мәслиһәтләр

  • Һәптә арисидики җамаәт учришишлириниң мәзмуниға диққәт қилип, башқилар билән қандақ сөһбәт башлаш тоғрилиқ ойлинип көрүң.

  • Сиз билән үгиниватқан Гувачидин һәптә оттурисидики жиғилишта тапшуруқларни елишқа қандақ йезилса болидиғанлиғини сорап көрүң. Шу тапшуруқлар үгәнгәнлириңизни башқиларға қорқмай ейтишни үгинишкә ярдәм бериду.

  • «Бәзиләр мундақ дәйду» яки «Бәлким, бәзиләр мундақ сорайду» дегән рамкиларни ишлитип, көп соралған соалларға яки қарши ой-пикирдә болғанларға қандақ җавап беришни мәшиқ қилиң.

БӘЛКИМ, БӘЗИЛӘР МУНДАҚ СОРАЙДУ: «Узун болди көрүнмәйсиз. Немә ишларни қиливатисиз? Қандақ йеңилиқлар бар?»

  • Шу пурсәттин пайдилинип, шундақ сориған кишигә үгәнгәнлириңизни қандақ ейтип берәләйсиз?

ХУЛАСӘ

Башқиларға хуш хәвәрни йәткүзүш сиз ойлиғандәк шунчә тәс иш әмәс. Әксинчә, у сизгә хошаллиқ елип келәләйду.

Тәкрарлаш

  • Немә үчүн хуш хәвәрни ейтиш керәк?

  • Хуш хәвәрни ейтқанда башқиларға қандақ һөрмәт көрситәләйсиз?

  • Сиз җиддийлишишни йеңип, вәз ейтиштин қорқмаслиқ үчүн немә қилалайсиз?

Мәхсәт

ИЗДИНИП КӨРҮҢ

Хуш хәвәр йәткүзүштә jw.org алақә қилиш картисини ишлитишниң төрт усулини көрүп беқиң.

«JW.ORG алақә қилиш карточкисини ишлитиш усули» (1:43)

Хуш хәвәрни җакалаш үчүн қайси төрт пәзиләт ярдәм беридиғанлиғини биливелиң.

«Сиз адәм тутқучи болушқа тәйярму?» («Күзитиш мунари» 2020-жил, сентябрь)

Гәрчә кичик болсақму, хуш хәвәрни йәткүзүш үчүн җасарәтлик болушимизға Муқәддәс китаптики бир үлгә қандақ ярдәм берәләйдиғанлиғини көрүң.

«Йәһва җасарәтлик болушиңизға ярдәмлишиду» (11:59)

Әгәр аилидикиләр Йәһва Худани тонумиса, улар билән Муқәддәс китап һәққидә сөһбәтни қандақ башлашқа болидиғанлиғини биливелиң.

«Йәһва гувачиси әмәс туққанлириңизниң һәқиқәтни тонушиға ярдәм бериң» («Күзитиш мунари» 2014-жил, 15-март)