16-ДӘРИС
Әйса Мәсиһ йәрдә яшиғанда немиләрни қилған?
Әйса пәйғәмбәр тоғрилиқ гәп болғанда, нурғун кишиләр көз алдиға ярдәмгә муһтаҗ бир бовақ, улуқ бир пәйғәмбәр яки миқлинип өлтүрүлгән бир кишини кәлтүриду. Бирақ Әйса Мәсиһниң йәр йүзидики һаяти һәққидә үгәнсәк, уни техиму яхширақ тоналаймиз. Бу дәристә һәзрити Әйсаниң қилған муһим ишлиридин бәзилирини вә уларниң бизгә қандақ тәсир қилидиғанлиғини көрүп чиқимиз.
1. Әйса пәйғәмбәр үчүн әң муһим иш немә болған?
Һәзрити Әйсаниң әң муһим иши Худаниң Падишалиғи тоғрилиқ хуш хәвәрни җакалаш болған (Луқа 4:43ни оқуң). У йәткүзгән хуш хәвәр Худа тикләйдиған Падишалиқ һәққидә еди. Бу һөкүмәт инсанларниң барлиқ қийинчилиқлирини һәл қилалайду a. Әйса пәйғәмбәр үч йерим жил тиришип, адәмләргә тәсәлли беридиған бу хәвәрни йәткүзгән (Мәтта 9:35).
2. Әйса Мәсиһ немә үчүн мөҗүзиләрни көрсәткән?
Муқәддәс китапта Худаниң һәзрити Әйса арқилиқ нурғун мөҗүзә вә карамәтләрни көрсәткәнлиги баян қилинған (Әлчиләр 2:22). Худаниң күч-қудрити билән Әйса пәйғәмбәр боран-чапқунларни тохтитип, миңлиған инсанларни тойғузған, ағриқларни сақайтқан, һәтта өлгәнләрни тирилдүргән еди (Мәтта 8:23—27; 14:15—21; Марк 6:56; Луқа 7:11—17). Әйса Мәсиһ көрсәткән мөҗүзиләр арқилиқ адәмләр Худаниң уни әвәткәнлигини ениқ көрүп йәткән. Әшу мөҗүзиләр йәнә Йәһва Худаниң йәр йүзидики барлиқ қийинчилиқларни һәл қилишқа қадир екәнлигини көрситиду.
3. Әйса Мәсиһниң һаятидин биз немиләрни үгинәләймиз?
Һәзрити Әйса түрлүк вәзийәтләрдә Йәһваға итаәт қилған (Йоһан 8:29ни оқуң). Қаршилиқларға қаримай, Әйса Мәсиһ ахирқи нәпәсигичә асмандики Атисиниң ирадисини садақәтмәнлик билән орунлиған. Шу арқилиқ адәмләр, мәйли қандақ қийинчилиққа дуч кәлмисун, Худаға садақәтмәнликни сақлап қалалайдиғанлиғини испатлиған. Шундақ қилип, Әйса пәйғәмбәр униң изидин әгишип меңишимиз үчүн бизгә үлгә қалдурған (Петрусниң 1-хети 2:21).
ЧОҢҚУРИРАҚ ҚЕЗИҢ
Әйса Мәсиһниң хуш хәвәрни қандақ вәз қилғанлиғи вә қандақ мөҗүзиләрни көрсәткәнлиги һәққидә биливелиң.
4. Әйса Мәсиһ хуш хәвәрни вәз қилған
Һәзрити Әйса мүмкинқәдәр көпирәк адәмләргә хуш хәвәрни йәткүзүш үчүн нәччә йүз километрчә топа-чаң йолларни пиядә маңған. Луқа 8:1ни оқуң, кейин төвәндики соалларға җавап бериң:
-
Әйса пәйғәмбәр пәқәт униң тәлимлирини аңлаш үчүн кәлгән кишиләргила вәз қилғанму?
-
Әйса Мәсиһ адәмләрни тепиш үчүн қандақ тиришчанлиқ көрсәткән?
Мәсиһниң хуш хәвәрни җакалайдиғанлиғи һәққидә Худа бәшарәт ейтқан. Йәшая 61:1, 2ни оқуң, кейин төвәндики соалларға җавап бериң:
-
Әйса Мәсиһ бу бәшарәтни қандақ әмәлгә ашурған?
-
Сизниңчә, адәмләр бүгүнки күндә бу хуш хәвәргә муһтаҗму?
5. Мәсиһ Әйса муһим һәқиқәтләрни үгәткән
У пәқәт Худа Падишалиғи һәққидә хуш хәвәрни вәз қилипла қалмай, йәнә пайдилиқ нәсиһәтләрниму үгәткән. Һәзрити Әйсаниң тағда ейтқан тәлимлиридин бирқанчисини көрүп бақайли. Мәтта 6:14, 34 вә 7:12ни оқуң, кейин төвәндики соалларға җавап бериң:
-
Бу айәтләрдә Әйса Мәсиһ қандақ нәсиһәтләрни бәргән?
-
Сизниңчә, бу нәсиһәтләр бүгүнки күндә пайдилиқму?
6. Әйса пәйғәмбәр мөҗүзиләрни көрсәтти
Әйсаниң нурғун мөҗүзиләрни көрситиши үчүн Йәһва Худа униңға күч бәргән. Бир мисални көрүш үчүн Марк 5:25—34ни оқуң яки ВИДЕОНИ көрүң. Кейин төвәндики соаллар үстидә ойлинип көрүң.
-
Видеода бир кесәл аял немигә ишәнгән?
-
Бу мөҗүзидә сиз немини әң яқтурдиңиз?
Йоһан 5:36ни оқуң, кейин төвәндики соалға җавап бериң:
-
Һәзрити Әйсаниң мөҗүзилири немини испатлиған?
Сиз биләмсиз?
Муқәддәс китапта Инҗил (Хуш хәвәр) дәп аталған төрт китап бар. Улар Мәтта, Марк, Луқа вә Йоһан баян қилған хуш хәвәрләр. Әйса Мәсиһниң йәр йүзидики иш-излири бу китапларда тәпсилий йезилған. Һәрбир китапни қәләмгә алғанлар һәзрити Әйса билән мунасивәтлик охшимайдиған тәпсилатларни язған. Бу тәпсилатларниң һәммиси бирликтә Әйса Мәсиһниң һаятини көз алдимизға кәлтүрүп, у һәққидә толуғирақ чүшәнчигә егә болушимизға ярдәм бериду.
-
МӘТТА
өз китавини тунҗа болуп язған. Мәтта Әйса Мәсиһниң тәлимлири, болупму Худа Падишалиғи һәққидә ейтқан сөзлирини, хатирилигән.
-
МАРК
язған китап әң қисқа болған. Марк Әйса Мәсиһниң йәр йүзидә қилған тәсирлик ишлирини қисқа баян қилған.
-
ЛУҚА
Әйса Мәсиһ үчүн дуаниң қанчилик муһим болғанлиғини вә униң аялларға меһрибанлиқ билән муамилә қилғанлиғини язған.
-
ЙОҺАН
Әйса Мәсиһниң өз йеқин достлири вә башқа кишиләр билән қилған нурғун гәп-сөзлирини язған. Бу бизниң һәзрити Әйсаниң қандақ адәм болғанлиғини чүшинишимизгә ярдәм бериду.
БӘЗИЛӘР МУНДАҚ ДӘЙДУ: «Әйса Мәсиһ у Худа әвәткән пәйғәмбәрләрниң бири».
-
Сиз қандақ ойлайсиз?
ХУЛАСӘ
Әйса Мәсиһ Худа Падишалиғи һәққидә вәз қилған, мөҗүзиләрни көрсәткән вә түрлүк вәзийәтләрдә Йәһва Худаға итаәтчан болған.
Тәкрарлаш
-
Әйса пәйғәмбәрниң йәр йүзидики әң муһим иши немә болған?
-
Һәзрити Әйсаниң мөҗүзилири немини испатлайду?
-
Әйса Мәсиһ қандақ әмәлий мәслиһәтләрни бәргән?
ИЗДИНИП КӨРҮҢ
Әйса пәйғәмбәр дайим немә һәққидә тәлим бәргән?
«Әйса үчүн Худа Падишалиғи әң муһим болған» («Күзитиш мунари», 2014-жил, 1-октябрь)
Немә үчүн Әйса пәйғәмбәрниң көрсәткән мөҗүзилиригә һәқиқәтән ишинәләймиз?
«Әйсаниң мөҗүзилири. Улардин немини биләләймиз?» («Күзитиш мунари», 2004-жил, 15-июль)
Әйса Мәсиһниң өзини башқилар үчүн пида қилғанлиғи һәққидики мисални оқуғандин кейин һаятини өзгәрткән бир киши һәққидә оқуң.
«Пәқәт өзүм һәққидә ойлинаттим» («Күзитиш мунари», 2014-жил, 1-октябрь)
Әйсаниң йәрдә немә ишларни қилғанлиғини көрситидиған вақит җәдвәллиригә қараң.
«Әйсаниң йәрдики һаятиниң муһим вақиәлири» («Муқәддәс Китап. Мәдһийә тәрҗимиси», 4-қошумчә изаһати)
a 31—33 дәрисләрдә Худа Падишалиғи һәққидә көпирәк муһакимә қилиниду.