Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

ОН БӘШИНЧИ БАП

Худа қобул қилидиған ибадәт

Худа қобул қилидиған ибадәт

1. Худаға қандақ ибадәт қилиш керәклигини ким бизгә ейтип берәләйду?

 КӨП динлар «Биз Худа һәққидә һәқиқәтни үгитимиз»,— дәп җакалишиду. Бирақ бу мүмкин әмәс. Чүнки уларниң Алла тәала тоғрилиқ беридиған тәлимлири һәр түрлүк. Ундақта Худа һәққидә һәқиқәтни қәйәрдин тепишқа болиду вә Униңға қандақ ибадәт қилишимиз керәк? Бу һәққидә пәқәт Йәһва Худа Өзи бизгә әң тоғрисини ейтип бериду.

2. Худаға қандақ тоғра ибадәт қилишимиз керәклигини нәдин билимиз?

2 Йәһва Худа бизгә Өз Сөзи болған Муқәддәс китапни бәргән. Пәрвәрдигарға қандақ тоғра ибадәт қилишимиз керәклигини шу китаптин биләләймиз. Шуңа, Муқәддәс китапни оқуп-үгинишни давамлаштуруң. Худа сизниң Униң сөзини чүшинишиңизгә вә һаятиңизда қоллинишиңизға ярдәм бериду. Чүнки У сизгә ғәмхорлуқ қилиду (Йәшая 48:17).

3. Худа бизниң немә қилишимизни күтиду?

3 Бәзи кишиләр Худа һәммә динларни қобул қилиду дейишиду. Амма Әйса бундақ тәлим бәрмигән. У: «“Һәзритим, Һәзритим” дегәнләрниң һәммисила асманниң Падишалиғиға кирәлмәйду. Пәқәт асмандики Худа атамниң ирадисини орунлиғанларла кирәләйду»,— дәп ейтқан. Шуңа биз Худаниң ирадисини билишимиз вә уни орунлишимиз керәк. Бу наһайити муһим, чүнки Әйса Худаниң ирадисини орунлимиған кишиләрни қанун бузғучилар, йәни җинайәтчиләр дәп атиған (Мәтта 7:21—23, ЙД).

4. Әйса Худаниң ирадисини орунлаш һәққидә немә ейтқан?

4 Әйса Худаниң ирадисини орунлаш асан әмәс, дәп агаһландурған. У мундақ дегән: «Тар дәрвазидин кириңлар, чүнки һалакәткә апиридиған йол кәң һәм азадә, нурғунлири шу йолда маңмақта, лекин һаятлиққа апиридиған йол тиқинчақ һәм дәрваза тар вә азлирила уни тапмақта» (Мәтта 7:13, 14). Тар йол яки Худа қобул қилидиған ибадәт мәңгү һаятқа апириду. Кәң йол болса яки Худа қобул қилмайдиған ибадәт, өлүмгә апириду. Амма Йәһва Худа кимду бириниң өлүп кетишини халимайду. Шуңа, У һәммисигә Өзи һәққидә билишкә пурсәт яритип бәрмәктә (Петрусниң 2-хети 3:9).

ХУДАҒА ТОҒРА УСУЛДА ИБАДӘТ ҚИЛИШ

5. Кимләр Худаға тоғра усулда ибадәт қиливатқанлиғини қандақ биләләйсиз?

5 Әйса, Худаға тоғра ибадәт қилидиғанларни башқилардин қандақ пәриқләндүрүшкә болидиғанлиғини ейтқан. Бу кишиләрниң немигә ишинидиғанлиғидин вә иш-һәрикитидин көрүниду. Әйса һәқиқий ибадәтни дәрәқ билән селиштуруп: «Уларни мевилиридин тонувалисиләр» вә «һәрқандақ яхши дәрәқ яхши мевиләрни әкелиду» дегән (Мәтта 7:16, 17). Әлвәттә, бу Тәңригә ибадәт қилидиғанлар һечқачан хаталиқ өткүзмәйду, дегәнни билдүрмәйду. Бирақ улар тоғра һәрикәт қилишқа тиришиду. Һазир ким Худаға тоғра ибадәт қиливатқанлиғини көрүп чиқимиз.

6, 7. Худаға тоғра ибадәт қилғучиларниң тәлимлири немә үчүн Муқәддәс китапқа асаслиниши керәк? Әйсадин қандақ үлгә алалаймиз?

6 Бизниң тәлимлиримиз Муқәддәс китапқа асасланған. Муқәддәс китапта: «Пүтүн Язмилар Худа тәрипидин роһландурулған вә тәлим бериш үчүн, ашкарилаш үчүн, түзитиш үчүн, һәққанийлиқта тәрбийиләш үчүн пайдилиқтур. Сәвәви Худаниң адими һәммидин хәвәрдар болуп, һәрқандақ яхши ишқа толуғи билән тәйяр болуши үчүндур»,— дәп йезилған (Тимотийға 2-хәт 3:16, 17). Әлчи Паул Әйсаниң әгәшкүчилиригә: «Биздин Рәббимизниң сөзини аңлап, силәр уни инсаний сөздәк әмәс, бәлки әсли Худа сөзидәк қобул қилдиңлар»,— дәп ейтқан (Салоникилиқларға 1-хәт 2:13). Худаға қилған ибадәт, адәмләрниң көзқаришиға, урп-адәтләргә вә йәнә башқа нәрсиләргә әмәс, Худаниң сөзигә асаслиниши керәк.

7 Әйсаниң сөзлири һемишәм Йәһваниң сөзигә асасланған (Йоһан 17:17ни оқуң). У тәлим бәргәндә Муқәддәс китаптики айәтләрни нәқил кәлтүргән еди (Мәтта 4:4, 7, 10). Худаниң һәқиқий хизмәтчилири Әйсадин үлгә елип, пәқәт Муқәддәс китапқа асаслинип тәлим бериду.

8. Әйса Худаға ибадәт қилиш һәққидә немә ейтқан?

8 Биз пәқәт бир Йәһва Худағила ибадәт қилимиз. Зәбур 83:18тә (ЙД): «Инсанлар билсунки, исмиң Йәһва болған Сәнла пүткүл йәр йүзи үстидин һөкүмранлиқ қилғучи әң алий Һөкүмрандурсән»,— дәп йезилған. Әйса адәмләрниң һәқиқий Худани тонуп-билишини халиған вә уларға Яратқучиниң исмини ечип бәргән (Йоһан 17:6ни оқуң). Әйса: «Пәқәт Йәһва Худаға ибадәт қил һәм пәқәт Униңғила муқәддәс хизмәт қил»,— дегән (Мәтта 4:10). Шуңа, Худа хизмәтчилири болуп, биз Әйсадин үлгә алимиз. Биз пәқәт Йәһва Худаға ибадәт қилимиз вә Униң исмини ишлитимиз. Һәмдә биз башқиларға Пәрвәрдигарниң исми вә Униң биз үчүн келәчәктә немә қилидиғанлиғи һәққидә ейтимиз.

9, 10. Худаниң һәқиқий хизмәтчилири бир-биригә қандақ меһир-муһәббәт көрситиду?

9 Бир-биримизгә меһир-муһәббәт көрситишимиз керәк. Әйса шагиртлирини бир-бирини яхши көрүшкә үгәткән (Йоһан 13:35ни оқуң). Биз келип-чиқиши, мәдәнийити, бай вә кәмбәғәллик пәрқигә қаримастин, бир-биримизни қериндашларчә яхши көримиз (Колосилиқларға 3:14). Шуңа, биз урушқа қатнашмаймиз, һечкимни өлтүрмәймиз вә әскәргә бармаймиз. Муқәддәс китапта: «Худаниң балилири билән Иблисниң балилирини мундақ билишкә болиду: һәрқандақ һәққаний иш қилмайдиған киши — Худадин әмәс һәм өз қериндишини сөймәйдиғанму худди шундақ... Биз бир-биримизгә меһир-муһәббәт көрситишимиз керәк. Биз Явузға мәнсүп болуп, өз инисини өлтүргән Қабилдәк болмаслиғимиз лазим»,— дәп йезилған (Йоһанниң 1-хети 3:10—12; 4:20, 21).

10 Худаниң һәқиқий хизмәтчилири болуп, биз бир-биримизгә ярдәм бериш үчүн, өз вақтимизни вә күчимизни чиқирип, қолумизда барини айимаймиз (Ибранийларға 10:24, 25). Биз «һәммисигә яхшилиқ» қилишқа тәйяр (Галатилиқларға 6:10).

11. Немә үчүн Әйсаға бойсунушимиз керәк?

11 Биз Әйса Мәсиһкә бойсунушимиз керәк, чүнки у Худаға апиридиған йол. Муқәддәс китапта Әйса һәққидә мундақ йезилған: «Башқа һечкимдә қутқузулуш йоқ, чүнки ниҗат тепишимиз үчүн, асман астида адәмләргә берилгән башқа һеч исим йоқтур» (Әлчиләр 4:12). Бу китапниң 5-бабидин билгинимиздәк, Худаға бойсунидиған адәмләрниң қутқузулуши үчүн Әйса йәргә келип өз җенини қурбан қилған (Мәтта 20:28). Шундақла, Йәһва Худа Әйсани Падиша қилип тәйинлигән. Шу сәвәптин, Муқәддәс китапта биз мәңгү яшаш үчүн Әйсаға бойсунушимиз керәк дәп йезилған (Йоһан 3:36ни оқуң).

12. Биз немә үчүн сәясәткә арилашмаймиз?

12 Биз сәясәткә қәтъий арилашмаймиз. Әйса сәясәткә арилашмиған. У Рим һөкүмрани Понтий Пилатниң алдида сораққа тартилғанда: «Мениң Падишилиғим бу дуниядин әмәс»,— дегән (Йоһан 18:36ни оқуң). Биз һәм Әйсаға охшаш, пәқәт Худа Падишалиғиниң һөкүмранлиқ қилишини халаймиз. Шуңа, биз қәйәрдә яшимайли сәясәткә арилашмаймиз. Амма биз өзүмиз туруватқан дөләтниң қанунлириға риайә қилимиз, сәвәви Муқәддәс китапта: «Һәр бир инсан һакимийәткә бойсунсун»,— дегән тәләп бар (Римлиқларға 13:1). Биз яшаватқан дөләтниң қанунлириға бойсунушимиз керәк. Лекин бирәр қанун Худаниң қануниға зит кәлсә, әлчиләргә охшаш: «Биз һөкүмран сүпитидә инсанларға әмәс, бәлки Худаға беқинишимиз керәк»,— дәймиз (Әлчиләр 5:29; Марк 12:17).

13. Биз немә һәққидә вәз қилимиз?

13 Биз адәмләрниң қийинчилиқлирини пәқәт Худа Падишалиғи һәл қилидиғанлиғиға ишинимиз. Әйса «Падишалиқ һәққидики мошу хуш хәвәр пүткүл йәр йүзи бойичә» вәз қилиниду дәп ейтқан (Мәтта 24:14ни оқуң). Худа Падишалиғи һечбир инсаний һөкүмәтниң қолидин кәлмәйдиған ишларни қилиду (Зәбур 146:3). Әйса адәмләргә дуа қилишни үгәткәндә, мундақ дегән: «Сениң Падишалиғиң кәлгәй. Ирадәң асманда орунланғандәк, йәрдиму шундақ орунланғай» (Мәтта 6:10). Муқәддәс китапта алдин-ала мундақ дейилгән: «Бу падишалиқ... башқа барлиқ падишалиқларни йоқ қилип, өзи мәңгү һөкүм сүриду» (Даниял 2:44).

14. Сизниңчә кимләр Худаға тоғра усулда ибадәт қиливатиду?

14 Мошу баптин билгинимиздәк, Худаниң һәқиқий хизмәтчилири Муқәддәс китапқа асаслинип тәлим бериду. Улар башқиларға Худаниң исми һәққидә ейтиду һәм бир-бирини һәқиқәтән яхши көриду. Шундақла улар Йәһва инсанларни қутқузуш үчүн Әйса Мәсиһни әвәткәнлигигә ишиниду вә пәқәт Худа Падишалиғи адәмләрниң қийинчилиқлирини һәл қилалайдиғанлиғи тоғрисида вәз қилиду. Буниң һәммисини кимләр әмәлгә ашуриватиду? Буларниң һәммисини пәқәт Йәһва гувачилири әмәлгә ашуриватиду (Йәшая 43:10—12).

СИЗ ҚАЙСИ ЙОЛНИ ТАЛЛАЙСИЗ?

15. Худа бизниң ибадитимизни қобул қилиши үчүн немә қилишимиз лазим?

15 Алла тәала бар дәп, ишинипла қоюш йетәрлик әмәс. Һәтта җинларму Алла тәаланиң бар екәнлигигә ишиниду (Яқуп 2:19). Бирақ Худа ибадитимизни қобул қилиши үчүн, Униң бар екәнлигигә ишинипла қоймай, Униң ейтқанлирини орунлишимиз лазим.

16. Немә үчүн сахта динни рәт қилишимиз керәк?

16 Худа бизниң ибадитимизни қобул қилиши үчүн, сахта динни рәт қилишимиз керәк. Йәшая пәйғәмбәр: «Униң оттурисидин чиқип... өзүңларни пак тутуңлар»,— дәп язған (Йәшая 52:11, КТ; Коринтлиқларға 2-хәт 6:17). Мана шу сәвәптин, биз сахта дин билән бағлинишлиқ болған һәммә нәрсини рәт қилишимиз лазим.

17, 18. Бүйүк Бабил дегән немә вә немә үчүн униңдин чапсан чиқиш керәк?

17 Қандақ динни Сахта дин дәп ейтишқа болиду? Худаниң Сөзигә зит тәлимләрни үгитидиған һәммә динлар сахта болиду. Муқәддәс китап сахта динларни «Бүйүк Бабил» дәп атайду (Вәһий 17:5). Немә үчүн? Чүнки Нуһ пәйғәмбәрниң күнлиридә Топан сүйидин кейин, Бабил шәһиридә көплигән ялған тәлимләр пәйда болған. Кейин бу ялған тәлимләр дуния йүзигә тарқилип кәткән. Мәсилән, Бабилда туридиған кишиләр үч худалиқ илаһлар топлириға сәҗдә қилған еди. Бүгүнки күндиму көплигән динлар Худа — Үчбирлик дәп үгитиду. Амма Муқәддәс китапта Йәһва «бирдин-бир һәқиқий Худа» һәм Әйса Мәсиһ Униң Оғли, дәп йезилған (Йоһан 17:3). Шундақла, бабиллиқлар адәм өлгәндин кейин, өлмәс роһ давамлиқ һаят кәчүриду вә бу роһ дозақта азап чекиши мүмкин, дәп ишәнгән. Бирақ буниң һәммиси ялған (14, 17 вә 18-изаһәтләргә қараң).

18 Худа һәммә сахта динларни пат йеқинда вәйран қилидиғанлиғини алдин-ала ейтқан (Вәһий 18:8). Шуңа, сахта диндин чапсан чиқип кетиш керәк. Йәһва Худа сизниң кечиктүрмәй, вақитниң барида сахта диндин чиқип кетишиңизни халайду (Вәһий 18:4).

Йәһваға хизмәт қилсиңиз, Униң дуния йүзлүк аилисигә қошулисиз

19. Худаға хизмәт қилишни қарар қилсиңиз, У сизгә қандақ ғәмхорлуқ қилиду?

19 Әгәр сиз сахта диндин чиқип, Йәһва Худаға хизмәт қилишни қарар қилсиңиз, бәзи уруқ-туққанлириңиз яки достлириңиз сизни чүшәнмәй, қарши чиқиши мүмкин. Бирақ Йәһва сизни ташлимайду. Сиз һәрхил милләттин чиққан вә бир-бирини яхши көридиған миллионлиған кишиләрдин топланған дуниявий қериндашчилиққа қошулисиз. Шундақла, сизниң йеңи дунияда яшаш үмүтиңиз болиду (Марк 10:28—30). Бәлким, вақит өткәнсири, Йәһваға хизмәт қилишқа қарши чиққан уруқ-туққанлириңиз вә достлириңиз Муқәддәс китапни оқуп-үгинишни башлиши мүмкин.

20. Немә үчүн һазирдин башлап, Йәһваға тоғра ибадәт қилиш муһим?

20 Пат арида Худа йәр-йүзидики һәммә рәзилликни йоқ қилиду вә Униң Падишалиғи һөкүмранлиқ қилиду (Петрусниң 2-хети 3:9, 13). Шу вақитта, һәммә адәмләр Йәһва Худаға тоғра усулда ибадәт қилиду. Биз шу вақитни тақәтсизлик билән күтүватимиз. Шуңа, һазирдин башлап, Йәһва Худаға тоғра ибадәт қилиш муһим.