Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

ҚОШУМЧӘ ИЗАҺАТ

1914-жили Муқәддәс Китап бешаритидики муһим жил

1914-жили Муқәддәс Китап бешаритидики муһим жил

МУҚӘДДӘС КИТАПНИ тәтқиқ қилғучилар 1914-жилдин нәччә он жил авал, 1914-жили муһим ишлар йүз бериду дәп җакалиған. Қайси муһим ишлар? Қандақ дәлил-испатлар 1914-жилниң муһим бир жил екәнлигини көрситиду?

Луқа 21:24 айәттә баян қилған хуш хәвәр хатириләнгән, Әйса Мәсиһ: улар “Худаниң йәһудий әмәсләргә бәлгүләп бәргән вақти тошқичә, улар Йерусалимни аяқ асти қилиду” дегән. Йерусалим йәһудий дөлитиниң пайтәхт шәһири қилинип, Давут падиша вә униң тәхт варислири мошу шәһәрдә һакимийәт жүргүзгән (Зәбур 48:1, 2). Бирақ, бу падишалар башқа мәмликәт падишалириға қариғанда алаһидә, улар Худаниң вәкиллири болуп “Худавәндиниң тәхтидә” олтурушқан еди (Тарихнамә 1-язма 29:23). Шуңа, Йерусалим Йәһвәниң һөкүмранлиғиға символ қилинған.

Худаниң һөкүмранлиқ һоқуқини қачан вә қандақ қилип ят хәлиқләр “аяқ асти қилишқа” башлиди? Миладидин илгәрки 607-жили Йерусалим бабилонлиқлар тәрипидин ишғал қилинған. “Худавәндиниң тәхти” қуруқ қалған, Давутниң әвладидин падиша тәхти вариси болуш тохтиған (Падишалар 2-язма 25:1—26). Худаниң һөкүмранлиғини “аяқ асти қилиш” мәңгү давамлишамду? Яқ, Һәзқиял пәйғәмбәр Йерусалимниң әң ахирқи падишаси Сәдиқия тоғрисида Худа сөзинидин бешарәт ейтқан: “Сәлләңни селип таҗиңни елип атқин... һәқдар болуп мәндин муни тапқан кимәрсә [киши] кәлмигүчә бу иш сабит [муһим] болмайдур” (Һәзқиял 21:26, 27). Давут падишаниң таҗиға егә болғучи “һәқдар” киши Әйса Мәсиһтур (Луқа 1:32, 33). Шуңа “аяқ асти қилиш” Әйса падиша болғанда аяқлишиду.

Қачан шу муһим иш йүз бериду? Һәзрити Әйса йәһудий әмәс хәлиқләрниң бәлгүлүк вақит һөкүмранлиқ қилидиғанлиғини көрсәтти. Муқәддәс Китапниң Даниял 4-баби, шу бәлгүләнгән вақитниң қанчә узун вақит екәнлигини билиштики муһим һалқа. Даниял 4-бабида, Бабилон падишаси Небуқаднисарниң бир бешарәтлик чүш көргәнлиги баян қилинған. У чүшидә ғайәт зор бир дәрәқниң кесип ташланғанлиғини көргән. Униң көтиги көкләп өсүп чиқалматти. Чүнки көтиги төмүр вә мис зәнҗирләр билән бағланған. Бир периштә: “Униң үстигә йәттә дәвир өтүп кәтсун” дәп җакалиған еди (Даниял 4:10—16).

Бәзи чағларда, Муқәддәс Китапта дәрәқ һөкүмранлиққа символ қилинған (Һәзқиял 17:22—24; 31:2—5). Шуңа шу дәрәқни кесип ташлаш, әмәлиятта Худаниң һөкүмранлиғиға тосалғуға учрап бир мәзгил тохтиғанлиғиға символ қилинған болуп, Йерусалимдики падишаларниң сәлтәнәт қилишиниң аяқлашқанлиғини билдүриду. Амма, шу чүштики бешарәттә “Йерусалимниң аяқ асти қилиниши” вақитлиқ болуп, бу вақит “йәттә дәвир”. Ундақта, бу йәттә дәвир қанчә узун вақит?

Муқәддәс Китапниң Вәһийләр 12:6, 14 айәтлири үч йерим дәвир “бир миң икки йүз атмиш күн”гә тәң дәп баян қилған. Демәк, “йәттә дәвир” үч йерим дәвирниң икки һәссиси йәни 2 520 күн болиду. Бирақ Йерусалим вәйран болғандин 2 520 күн кейин, йәһудий әмәс хәлиқләр Худаниң һөкүмранлиғини “аяқ асти қилиш”ни тохтатмиған. Наһайити ениқки, мошу бешарәт узун бир мәзгил вақитни көрситиду. Муқәддәс Китаптики Санлар 14:34 вә Һәзқиял 4:6-айәтләргә асасән “һәр бир күнни бир жил санап” һесаплисақ “йәттә дәвир” болса 2 520 жил вақитқа тәң болиду.

2 520 жил вақит, миладидин илгәрки 607-жили октябрьдә Йерусалим бабилонлиқлар тәрипидин ишғал қилинип, Давутниң падишалиқ тәхтигә варислиқ қилғучи падишалиқ таҗидин айрилған шу жили башланған. Шу 2 520 жил вақит 1914-жили октябрьдә аяқлашқан. Шу вақитта “йәһудий әмәсләргә бәлгүләп бәргән вақит” аяқлишип, Әйса Мәсиһ асманда падишалиқ тәхтидә олтарған * (Зәбур 2:1—6; Даниял 7:13, 14).

Дәл Әйса алдин ейтқандәк, у асманда падиша болғинида, йәр йүзидә кишини һәйран қалдуридиған уруш, ачарчилиқ, йәр тәврәш, жуқумлуқ кесәлләргә охшаш бир қатар ишлар йүз бәрди (Мәтта 24:3—8; Луқа 21:11). Әйса алдин ейтқан шу ишларниң һәқиқәтән йүз бәргәнлиги, Худа Падишалиғиниң 1914-жили асманда қурулғанлиғини вә мошу көз алдимиздики рәзил заманниң “ахирқи күнләр”ниң башлиғанлиғини ениқ испатлиған (Тимотийға 2-хәт 3:1—5).

^ 4-абзац Миладидин илгәрки 607-жили октябрьдин миладидин илгәрки 1-жили октябрьгичә 606 жил, нөлинчи жил болмиғанлиқтин, миладидин илгәрки 1-жилидин бизниң милади 1914-жили октябрьгичә 1914 жил. 606 жилни 1914 жилға қошувәтсәк җәми 2 520 жил болиду. Йерусалимниң миладидин илгәрки 607-жилда вәйран болғанлиғи тоғрисида билимгә еришиш үчүн Йәһвә Гувачилири нәшир қилған “Муқәддәс Язмиларни чүшиниш” дегән китапниң “Жилнамә” сәһиписигә қараң.