Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

ҚОШУМЧӘ ИЗАҺАТ

Әйсаниң һәқиқий әгәшкүчилири ибадәт қилғанда чапрас ишләтмәйду

Әйсаниң һәқиқий әгәшкүчилири ибадәт қилғанда чапрас ишләтмәйду

ДУНИЯДА миллионлиған кишиләр чапрасқа чоқуниду вә һөрмәтләйду. “Уйғур тилиниң изаһлиқ луғити”да чапрас “христиан дининиң тевиниш символи” дәп изаһланған. Бирақ, Әйсаниң һәқиқий әгәшкүчилири ибадәт қилғанда чапрасни ишләтмәйду. Немә үчүн?

Муһим бир сәвәви, Әйса Мәсиһ чапраста өлмигән. Адәттә “чапрас” дәп тәрҗимә қилинған грек тилидики сөз “ситаурос” (stau·rosʹ). Бу сөзниң асасий мәнаси “бир түврүк яки қозуқ”. Муқәддәс Китапниң (“The Companion Bible”) нәшри: “[ситаурос] сөзи һәргизму икки лим яғач бир-бири билән һәр қандақ булуң ясап кесиштүрүлгән дегән мәнани билдүрмәйдиғанлиғини көрсәткән... [Инҗилниң] әсли грек тилидики мәтинидә һәтта икки лим яғач дегәндәк гәпләр һеч қандақ йәрдә хатириләнгән әмәс”.

Муқәддәс Китап язғучилири бәзи айәтләрдә, Әйса Мәсиһниң өлүми тоғрисида хатирилигәндә йәнә башқа бир грек сөзи ишләткән болуп, у сөз “ксилон” (xyʹlon) еди (Әлчиләр 5:30; 10:39; 13:29; Галатиялиқлар 3:13; Петрусниң 1-хети 2:24). Мошу сөзниң мәнаси “лим яғач” яки “түврүк, таяқ яки дәрәқ”.

Өлүм җазаси иҗра қилғанда немә үчүн дайим түврүк яғач ишлитиш тоғрисида “Чапрас вә чапрасқа миқлаш” дегән китапниң автори Херман Фулда: “Хәлиқ алдида өлүм җазаси иҗра қилған җайниң һәммисидә дәрәқ бар болиши мүмкин болмиған, шуңа кишиләр бир яғачни йәргә қадап, җинайәтчиниң икки қолини жуқириға қилип бағлиған яки миқлиған, бәзидә икки пути һәм бағланған яки миқланған” дәп чүшәндүргән.

Мәйли қандақ болсун, әң ишәнчилик дәлил-испатлар Худаниң сөзи болған Муқәддәс Китаптин келиду. Әйсаниң шагирти Павлус: “Яғачқа есип қоюлған киши ләнәткә қалған кишидур” дегән (Галатиялиқлар 3:13). Павлус бу йәрдә Тәкрар қанун 21-бап 22, 23-айәтни нәқил кәлтүргән. Наһайити ениқки, мошу айәтләрдә тилға елинғини түврүк яғач, һәргиз чапрас әмәс. Шу шәкилдә өлүм җазаси берилгән кишиләрниң һәммиси “ләнити” йәни қарғишқа учриған адәмләр турса, һәқ Худаға ибадәт қилғучилар өйлирини Мәсиһ миқланған сүрәт вә шәкилләр билән безәш мувапиқ болмайду.

Әйса Мәсиһниң өлүмидин кейинки 300 жил җәриянида, өзини Әйсаниң дәсләпки әгәшкүчилири ибадәт қилғанда чапрас ишләткәнлиги һәққидә һеч қандақ дәлил-испат йоқ. Милади 4-әсирдә ғәйри диндики Рим императори Константин динини өзгәртип, Әйсаниң тәлимигә хиянәт қилғанларға қошулған вә чапрасни христиан динниң символи қилип ишлитишни тәшвиқ қилған. Константинниң бундақ қилишидики мәхсәт-муддиаси қандақ болушидин қәтъий нәзәр, чапрасниң Әйса Мәсиһ билән һеч қандақ бағлиниши йоқ. Әмәлиятта, чапрасниң мәйданға келиши ғәйри дин билән мунасивәтлик. “Йеңи католик қамуси” (“New Catholic Encyclopedia”): “Әйса яшиған заманлардин илгәрки мәдәнийәт вә христиан әмәсләрниң мәдәнийитидә чапрас тепилғанлиғини” етирап қилиду. Йәнә нурғун ишәнчилик мәнбәләрниң көрситишичә, чапрас тәбиәткә чоқунуш вә җинсий әхлақсизлиқ билән мунасивәтлик ғәйри диний мәрасимлар билән бағлинишлиқ болған.

Ундақта, немә үчүн ғәйри динниң бу символи кәңри тәшвиқ қилинди? Қаримаққа, ғәйри динға етиқат қилғучиларниң христиан динини асанирақ қобул қилиши үчүн шундақ қилинған. Бирақ, һәр қандақ ғәйри символларға чоқунуш Муқәддәс Китапта наһайити ениқ әйипләнгән (Коринтлиқларға 2-хәт 6:14—18). Муқәддәс Китап йәнә һәр хил шәкилдики бутқа чоқунушни чәклигән (Чиқиш 20:4, 5; Коринтлиқларға 1-хәт 10:14). Шуңа, жуқуридикидәк сәвәпләр түпәйли Худаға һәқиқий ибадәт қилғучилар чапрас ишләтмәйду *.

^ 1-абзац Чапрас һәққидә көпирәк тәпсилатларға еришиш үчүн, Йәһвә Гувачилири нәшир қилған “Муқәддәс Китапқа асасән әқлий хуласә қилиш” (рус.) дегән китапниң 202—206-бетигичә қараң.