Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

ОН БӘШИНЧИ БАП

Худа қобул қилидиған ибадәт

Худа қобул қилидиған ибадәт
  • Барлиқ дин Худани хурсән қилаламду?

  • Тоғра динни қандақ ениқлашқа болиду?

  • Бүгүнки күндә кимләр Худаға һәқиқий ибадәт қилиду?

1. Әгәр биз Худаға тоғра усулда ибадәт қилсақ, қандақ пайда-мәнпийәткә еришимиз?

ЙӘҺВӘ ХУДА бизгә наһайити көңүл бөлиду вә у меһриванлиқ билән йолбашчилиқ қилиш арқилиқ бизни пайда-мәнпийәткә ериштүрүшни халайду. Әгәр униңға тоғра усулда ибадәт қилсақ, биз хошал яшап турмуштики нурғун аваричилиқлардин хали болалаймиз. Йәнә Худаниң ярдимигә вә бәрикәтлишигә егә болалаймиз (Йәшая 48:17). Бирақ, һазир дунияда өзини Худа тоғрисидики һәқиқәтни үгитидиған дин дәп җакалайдиған нәччә йүзлигән динлар бар. Амма, һәқиқий Худа ким вә у биздин немә тәләп қилиду? Мошу тоғрисида, һәр қайси диндикиләрниң тәлимлиридә һәр хил охшимаслиқлар бар.

2. Биз Йәһвәгә ибадәт қилишниң тоғра усулни қандақ үгинәләймиз? Қайси мисал буни чүшинишкә ярдәм бериду?

2 Қандақ қилип Тәңри Йәһвәгә ибадәт қилишниң бирдин-бир тоғра усул екәнлигини биләләйсиз? Сизниң барлиқ динларниң тәлиматлирини үгинишиңиз вә селиштуруп чиқишиңиз һаҗәтсиз. Сиз пәқәт Муқәддәс Китапниң тоғра ибадәт қилиш тоғрисида немә ейтилидиғинини үгинишиңиз лазим. Мундақ бир мисал алайли: нурғун җайларда ялған пуллар бар, әгәр сиз шундақ ялған пулларни ениқлап чиқидиған хизмәткә егә болсиңиз, сиз ялған пулларни қандақ ениқлап чиқмақчи? Сиз һәр хил ялған пулларниң алаһидә бәлгүлирини әстә сақлаваламсиз? Яқ. Әгәр сиз раст пулниң алаһидә бәлгүлирини үгәнсиңиз, көп вақтиңизни сақлап қалалайсиз. Раст пулниң қандақ алаһидә бәлгүлириниң бар болидиғанлиғини үгинивалғандин кейин, ялған пулни ениқлап чиқалайсиз. Шуниңға охшаш, тоғра динни қандақ ениқлап чиқишни үгәнгән вақитта, биз ялған динни ениқлап чиқалаймиз.

3. Муқәддәс Китапқа асасән, Худаниң мақуллишиға еришишни халисақ, биз чоқум немә иш қилишимиз керәк?

3 Пәрвәрдигар Йәһвә бизниң қандақ усулда униңға ибадәт қилишимизни халиса, у халиған усулда униңға ибадәт қилишимиз әң муһим. Нурғун кишиләр: барлиқ дин Худани хурсән қилиду дәп қарайду. Бирақ, Муқәддәс Китап ундақ дәп тәлим бәрмәйду. Бир кишиниң пәқәт: мән Худаға ишинимән дәп қоюши биләнла иш пүтмәйду. Әлчи Павлус: нурғун адәмләр “Худани тонуймиз, дәп давраң салсиму, лекин әмәлиятида Уни рәт қилиду. Улар һеч кимгә бойсунмайдиған жиркиничлик кишиләр болуп, қолидин һеч қандақ яхши иш кәлмәйду” дегән (Титус 1:16). Шуңа, Худаниң қобул қилишиға еришиш үчүн униң биздин немә қилишимизни тәләп қилидиғанлиғини чоқум үгинишимиз вә үгәнгәнни қилишимиз керәк. Худаниң ирадисини орунлимайдиған шу кишиләрни Әйса Мәсиһ: “яманлиқ қилғучилар” дәп атиған еди (Мәтта 7:21—23). Худди ялған пулға охшаш, ялған динниң һеч қандақ һәқиқий қиммити йоқ. Әң яман болғини, шундақ динлар әмәлиятта кишиләргә зиян кәлтүриду.

4. Әйса пәйғәмбәрниң икки йол тоғрисидики сөзиниң қандақ мәнаси бар? Икки йолниң һәр бири қәйәргә йетәкләйду?

4 Йәһвә йәр йүзидики һәр бир инсанға мәңгүлүк һаятқа еришиш пурситини бериватиду. Амма, җәннәттә мәңгү һаят кәчүрүш үчүн чоқум тоғра усулда Униңға ибадәт қилишимиз вә униң ирадисигә мувапиқ турмуш кәчүрүшимиз керәк. Наһайити әпсуслинарлиғи, нурғун кишиләр шундақ қилишни рәт қилмақта. Бу немә үчүн Мәсиһниң: “Тар дәрвазидин кириңлар. Чүнки кишини һалакәткә елип баридиған дәрваза кәң, йол асан болуп, бу дәрвазидин киридиғанлар көп. Бирақ һаятлиққа елип баридиған дәрваза тар, йол тәс болуп, уни издәп тапалайдиғанларму аз” дәп тәлим бәргәнлигидур (Мәтта 7:13, 14). Тоғра дин кишиләрни мәңгүлүк һаятлиққа йетәкләйду. Ялған дин кишиләрни һалакәткә йетәкләйду. Йәһвә Худа һәр қандақ бир кишиниң һалак болушини халимайду. Бу дәл немә үчүн Йәһвә дунияниң җай-җайлиридики адәмләргә өзи тоғрисида үгиниш пурситини бәргәнлигиниң сәвәвидур (Петрусниң 2-хети 3:9). Шуңа, бизниң Худаға ибадәт қилиш усулимиз, растинла бизниң һаят-маматимиз билән мунасивәтликтур.

ТОҒРА ДИННИ ҚАНДАҚ ЕНИҚЛАШ МҮМКИН?

5. Тоғра динға етиқат қилғучиларни биз қандақ ениқлишимиз мүмкин?

5 Биз “һаятлиқ йолини” қандақ тапалаймиз? Әйса бизгә кишиләрниң тоғра динға етиқат қилидиған яки қилмайдиғанлиғини уларниң турмуш кәчүрүш усули ениқ көрситип беридиғанлиғини ейтқан. Мәсиһ Әйса: “Уларни «мевилиридин» тонувалалайсиләр... яхши дәрәқ яхши мевә бериду” дегән еди (Мәтта 7:16, 17). Башқичә қилип ейтқанда, тоғра динға етиқат қилғучиларни уларниң иман-етиқати вә иш-һәрикәтлиридин тонувалғили болиду. Гәрчә, улар мукәммәл әмәс һәм хаталиқ өткүзидиған кишиләр болсиму, һәқиқий ибадәт қилғучи бир топ адәмләрни ортақ нәзәргә алсақ, уларниң һәммиси Худаниң ирадисини орунлашқа қизғинлиқ билән интилидиған кишиләрдур. Қени биз тоғра динға етиқат қилғучиларни ениқлаштики алтә алаһидиликни бирликтә мулаһизә қилип бақайли.

6, 7. Худаниң хәлқи Муқәддәс Китапқа қандақ қарайду? Вә мошу тоғрисида Әйса Мәсиһ қандақ яхши үлгә қалдурған?

6 Худаға һәқиқий ибадәт қилғучилар Муқәддәс Китапқа асасән тәлим бериду. Муқәддәс Китапта: “Худаниң көрсәтмиси бойичә йезилған болуп, у һәқиқәт тоғрисида тәлим бериш, камчилиқларни түзитиш вә кишиләрни һәққанийлиққа йетәкләшкә пайдилиқтур” дегән (Тимотийға 2-хәт 3:16, 17). Әлчи Павлус етиқатчи қериндашлириға: “Биздин Худаниң сөзини аңлап, уни қобул қилғиниңларда, бу сөзни инсанларниң сөзи әмәс, бәлки Худаниң сөзи, дәп етирап қилдиңлар” дәп язған еди (Салоникилиқларға 1-хәт 2:13). Демәк, тоғра динға болған иман-етиқат вә ибадәт қилиш усули инсанларниң өзиниң көз-қариши яки қаидә-йосунлириға асасланған әмәс. Бәлки, улар Худаниң илһамландурған сөзи Муқәддәс Китапқа асасланған.

7 Әйса Мәсиһ, Худаниң сөзигә йәни Муқәддәс Китапқа асасән тәлим бериш арқилиқ әң яхши үлгә қалдурған. Мәсиһ асмандики атисиға дуга қилғанда: “Сениң сөзлириң һәқтур” дегән (Юһанна 17:17). У Худаниң сөзигә ишәнгән вә униң кишиләргә бәргән тәлимлири Муқәддәс язмилар билән маслашқан еди. Әйса Муқәддәс язмилардин нәқил кәлтүрүп сөзлигәндә, дайим Муқәддәс язмиларда шундақ “дәп йезилған” дәтти (Мәтта 4:4, 7, 10). Шуниңға охшаш, Худаниң хәлқи бүгүнки күндә өзлириниң шәхсий ой-пикирини үгәтмәйду. Улар Муқәддәс Китапни Худаниң сөзи дәп ишинипла қалмай, йәнә Муқәддәс Китаптики сөзләргә асасән башқиларға тәлим бериду.

8. Пәрвәрдигар Йәһвәгә ибадәт қилиш қайси ишларни өз ичигә алиду?

8 Худаға һәқиқий ибадәт қилғучилар пәқәт Йәһвәгила ибадәт қилиду вә униң исмини башқиларға билдүриду. Һәзрити Әйса: “Худағила ибадәт қилиңлар, пәқәт Униңғила хизмәт қилиңлар” дәп җакалиған (Мәтта 4:10). Шуңа, Худаниң хизмәтчилири пәқәт Йәһвәгила ибадәт қилиду. Худаға ибадәт қилиш, һәқ Худаниң исмини вә униң қандақ Худа екәнлигини башқиларға билдүрүшни өз ичигә алиду. Муқәддәс Китапниң Зәбур 83-бап 18-айитидә: “Улар сениң барәңдә [сән тоғрисида] ялғуз у Йәһвә атунур дәп уқуп сениң тамам йәр йүзи үстигә һәқтаала [жуқири мәртивилик Худа] екәниңни билгәй” дәп ейтқан. Әйса башқиларниң Худани билиши үчүн ярдәм бериштә үлгә қалдурған. У дуга қилип: “Сән бу дуниядин Маңа таллап бәргәнләргә Сени аян қилдим” дегән еди (Юһанна 17:6). Шуниңға охшаш, һәқиқий ибадәт қилғучилар бүгүнки күндә башқиларға Худаниң исми, униң ирадиси хисләтлири тоғрисида үгитиду.

9, 10. Һәқиқий етиқатчилар қайси усулда бир-биргә меһир-муһәббәт көрситиду?

9 Худаниң хәлқи өз шәхсий мәнпийитини көзлимәстин бир-биригә һәқиқий меһир-муһәббәт көрситиду. Мәсиһ Әйса: “Бир-бириңларға меһир-муһәббитиңлар болса, һәммиси силәрниң Мениң шагиртлирим екәнлигиңларни тонуйду” дегән еди (Юһанна 13:35). Илгәрки Әйсаниң әгәшкүчилири арисида бир-биригә һәқиқий меһир-муһәббәт бар еди. Муқәддәс Китаптики Худа бизгә үгәткән меһир-муһәббәт ирқ, милләт, җәмийәт, дөләтләрниң тосалғулиридин һалқип кәткән болуп, кишиләрни бузулмас һәқиқий қериндашлиқ зәнҗири билән бағлайду (Колосилиқлар 3:14). Ялған динға етиқат қилғучилар арисида шундақ қериндашлиқ меһир-муһәббити йоқ. Биз уни қандақ билимиз? Уларниң ирқи вә миллити охшаш болмиғанлиқтин бир-бирини өлтүриду. Һәқиқий етиқатчилар қоллириға қурал елип өз диний қериндашлирини вә башқиларни өлтүрмәйду. Муқәддәс Китапта: “Һәққаний йолни тутмайдиған яки қериндишиға меһир-муһәббәт көрсәтмәйдиған киши Худаниң пәрзәнди әмәстур. Худаниң пәрзәнтлири билән шәйтанниң пәрзәнтлири мана мошуниң билән пәриқлиниду... Шәйтанға мәнсүп болуп инисини өлтүргән Қабилға охшаш болмаңлар” дейилгән (Юһаннаниң 1-хети 3:10—12; 4:20, 21).

10 Һәқиқий меһир-муһәббәтлик киши әлвәттә башқиларни өлтүрмәйду. Һәқиқий етиқатчилар сехийлиқ билән өз вақтини, күчини вә байлиқлирини ишлитип бир-биригә ярдәм вә илһам бериду (Ибранийлар 10:24, 25). Улар қийинчилиқта қалған вақитларда бир-бирини йөләп ярдәм бериду һәм улар башқиларға сәмимий муамилә қилиду. Әмәлиятта, улар Муқәддәс Китапниң: “Башқиларға... яхши ишларни қилип берәйли” дегән несиһитини өз турмушида әмәлий қоллиниду (Галатиялиқлар 6:10).

11. Немә үчүн Әйса Мәсиһни Худа тәрипидин әвәтилгән қутқазғучи дәп қобул қилиш наһайити муһим?

11 Худаға һәқиқий ибадәт қилғучилар Мәсиһ Әйсани Худа тәрипидин әвәтилгән қутқазғучи дәп қобул қилиду. Муқәддәс Китап: “Пүткүл инсанийәт дуниясида һәзрити Әйсадин башқа Худа тайинлиған һеч қандақ Қутқазғучи йоқтур” дәйду (Әлчиләр 4:12). Биз мошу китапниң 5-бабида көрүп өткәндәк, Худаға итаәтчан кишиләр үчүн Мәсиһ Әйса төләм сүпитидә өз һаятини қурванлиққа бәргән (Мәтта 20:28). Буниңдин башқа, Мәсиһ Худа тайинлиған асмандики Падишалиқниң Падишаси. Кәлгүсидә у пүткүл йәр йүзи үстидин һөкүмранлиқ қилиду. Шуңа, әгәр биз мәңгүлүк һаятқа еришишни халисақ, Худа бизниң Мәсиһ Әйсаға бойсунушимизни вә униң тәлимлирини өз турмушимизда әмәл қилишимизни тәләп қилиду. Бу Муқәддәс Китапниң немә үчүн: “Худа оғлиға ишәнгән киши мәңгүлүк һаятқа еришкән болиду, лекин Уни рәт қилған киши мәңгүлүк һаяттин мәһрум қалиду” дәп җакалиғанлиғидур (Юһанна 3:36).

12. Бу дунияға тәвә әмәс дегәнлик немини билдүриду?

12 Худаға һәқиқий ибадәт қилғучилар бу дунияға тәвә әмәс. Һәзрити Әйса римлиқ валий Пилатусниң алдида сорақ қилинған вақитта: “Мениң Падишалиғим бу дунияға мәнсүп әмәс” дегән (Юһанна 18:36). Мәйли қандақ дөләтләрдә яшишидин қәтъий нәзәр, Әйсаниң һәқиқий әгәшкүчилири Худа Падишалиғиниң пухраси. Шуңа, улар бу дунияниң сәясий ишлирида қәтъий һалда битәрәпликни сақлайду. Һәр қандақ сәясий талаш-тартиш вә күрәшләргә қатнашмайду. Башқа кишиләрниң сәясий партияләргә қатнишиши, партия һәйәт (комиссия) намзити болуши яки билет ташлап сайлаш вә сайлиниш ишлириға арилашмайду. Йәһвәгә һәқиқий ибадәт қилғучилар сәясий ишларда битәрәпликни сақлиғучилар, амма улар дөләт қануниға риайә қилиду. Немә үчүн? Чүнки, Муқәддәс Китап уларға: “Һәммә адәм һөкүмәткә бойсунуши керәк” дәп буйруқ қилған (Римлиқлар 13:1). Әгәр Худаниң тәләп қилғини билән сәясий һөкүмәтниң тәләп қилғини оттурисида зиддийәт тоқунуши пәйда болса, Йәһвәгә һәқиқий ибадәт қилғучилар Әйса Мәсиһниң шагиртлири қалдурған үлгигә әгишиду. Шагиртлар: “Биз инсанға әмәс, Худаға бойсунушимиз керәк” дегән (Әлчиләр 5:29; Маркус 12:17).

13. Һәқиқий динға етиқат қилғучилар Худа Падишалиғиға нисбәтән қандақ көз қарашта? Шуңа улар немә иш қилиду?

13 Һәқиқий динға етиқат қилғучилар Худа Падишалиғи инсанларниң бирдин-бир үмүти дәп хуш хәвәр ейтиду. Әйса Мәсиһ: “Худаниң Падишалиғи һәққидики бу Хуш Хәвәрниң барлиқ милләтләргә аңлитилиши үчүн, у пүтүн дунияға тарқитилиду, андин заман ахири келиду” дәп бешарәт ейтқан (Мәтта 24:14). Һәқиқий динға етиқат қилғучилар адәмләрни, инсанлар һөкүмити адимизатниң қийин мәсилилирини һәл қилишиға үмүт бағлашқа рәғбәтләндүрмәйду. Әксичә, Худаниң асмандики падишалиғи инсанлар үчүн бирдин-бир үмүт дәп хуш хәвәр ейтиду (Зәбур 146:3). Әйса пәйғәмбәр бизгә шу мукәммәл һөкүмәт үчүн дуга қилишни үгитип: “Падишалиғиң йәр йүзидә намайән болғай. Ирадәң асмандикидәк йәр йүзидиму әмәлгә ашурулғай” дегән (Мәтта 6:10). Муқәддәс Китап алдин ейтип мундақ дегән: Худаниң асмандики падишалиғи “һәммә падишалиқларни сундуруп йоқитип өзи әбәдкичә сабит [тәврәнмәй] қаладур” (Даниял 2:44).

14. Қайси диндики кишиләр Худаға ибадәт қилишта, Худаниң тәләплиригә уйғун ибадәт қилиду дәп қарайсиз?

14 Жуқуридики алаһидиликләрни көрүп өткәндин кейин, “қайси динниң тәлимлири Муқәддәс Китапқа асасланған вә Пәрвәрдигар Йәһвәниң исмини кимләр башқиларға билдүриду? Кимләр Йәһвә буйруғандәк бир-биригә меһир-муһәббәт көрситиду; Әйса Мәсиһкә ишәнч қилиду; Бу дунияға тәвә әмәс вә Худа Падишалиғи инсанларниң бирдин-бир үмүти дәп хуш хәвәр ейтиду?” Дегән соалларни өз-өзиңиздин сорап беқиң; Қайси диндики кишиләр мошу тәләпләргә уйғун ибадәт қилиду? Әмәлият шуни ениқ көрситидуки, шу кишиләр — Йәһвә Гувачилиридур (Йәшая 43:10—12).

СИЗ ҚАНДАҚ ҚИЛМАҚЧИ?

15. Худаға ишиништин башқа, Худа йәнә биздин немә иш қилишни тәләп қилиду?

15 Худани хурсән қилиш үчүн Худаға ишинимән дәп қоюш биләнла иш пүтмәйду. Әмәлиятта, Муқәддәс Китап: һәтта җинларму Худаға ишиниду дәйду (Яқуп 2:19). Лекин наһайити ениқки, җинлар Худаниң ирадисини орунлимайду вә униң қобул қилишиға еришәлмәйду. Худаниң қобул қилишиға еришиш үчүн биз чоқум униңға ишинипла қалмай, йәнә униң ирадисини орунлишимиз зөрүр. Биз йәнә ялған диндин чоқум айрилип чиқип, Худаға тоғра ибадәт қилиш йолиға меңишимиз лазим.

16. Ялған дин билән болған мунасивәтни үзүш үчүн немә иш қилиш лазим?

16 Муқәддәс Китапта әлчи Павлус, бизниң ялған дин билән һеч қандақ алақә қилмаслиғимиз керәклигини тәкитләп: Пәрвәрдигар Йәһвә “Ишәнмәйдиғанлардин айрилип нери туруңлар. Напак ишларға йеқин йоллимаңлар, Шунда Мән силәрни қобул қилимән” дәп буйруқ қилған (Коринтлиқларға 2-хәт 6:17; Йәшая 52:11). Шуңа, Худаға һәқиқий ибадәт қилғучилар ялған дин билән бағлинишлиқ һәр қандақ ишлардин вә нәрсиләрдин хали болиду.

17, 18. “Улуқ Бабил” дегән немә? Немә үчүн “у йәрдин чиқиңлар” дегән буйруқни аңлап тездин һәрикәт қилишимиз лазим?

17 Муқәддәс Китап шуни көрситидуки, барлиқ ялған динлар “Улуқ Бабил” * ниң бир бөлиги (Вәһийләр 17:5). Шу исим, Нуһ пәйғәмбәрниң күнидики Топан сүйидин кейин ялған дин башланған җай, қедимки Бабилон шәһирини бизгә әслитиду. Бүгүнки күндә, кишиләр арисида умумлашқан ялған динниң нурғун тәлимлири вә қаидә-йосунлириниң келиш мәнбәси қедимки Бабилон шәһири. Мәсилән, қедимки Бабилон кишилири үч бирлик йәни үч бирләшкән Худаға ибадәт қилған еди. Бүгүнки күндә, нурғун динларниң асасий диний тәлимати болса үч бирликни мәркәз қилған. Бирақ, Муқәддәс Китап наһайити ениқ қилип: пәқәт бирдин-бир чин Йәһвә Худа бар һәм Әйса униң оғли дәп тәлим бериду (Юһанна 17:3). Қедимки бабилонлуқлар йәнә адәмдә өлмәйдиған роһ бар, адәм җисми өлгәндин кейин йәнила мәвҗут болиду вә дозақта қийнилиду дегәндәк тәлимләргә ишәнгән. Охшашла бүгүнки күндә нурғун динлар, өлмәйдиған җан яки роһ бар һәм яман иш қилған кишиләрниң роһлири дозақниң ялқунлап турған отида азап-оқубәт чекиду дәп тәлим бериду.

18 Хата диний-етиқатлар қедимки Бабилондин дунияниң һәр қайси җайлириға тарқалған болғачқа, бүгүнки күндә барлиқ ялған динларни умумлаштуруп, Улуқ Бабил дәп аташ наһайити мувапиқ. Шу ялған диний империяниң тосаттин гумран болидиғанлиғи тоғрисида Худа бешарәт бәргән (Вәһийләр 18:8). Немә үчүн Улуқ Бабил билән болған чәк-чегарини айришиниң нәқәдәр муһимлиғини сиз һазир чүшәнгәнсиз? Тәңри Йәһвә, сизниң “у йәрдин чиқиңлар” дегән буйруқни аңлап, вақит бар чағда тезликтә Улуқ Бабилдин айрилишиңизни халайду (Вәһийләр 18:4).

Худаниң хәлқи билән бирликтә униңға хизмәт қилиш арқилиқ бурун йоқатқандин нәччә һәссә көп бәрикәтләргә егә болисиз

19. Сиз Йәһвә Худаға ибадәт қилиш арқилиқ немиләргә егә болисиз?

19 Сиз ялған динға етиқат қилиштин ваз кәчкәнлигиңиз сәвәплик, бәзи кишиләр сиз билән муамилә қилишни тохтитиши мүмкин. Амма, сиз Йәһвә Худаниң хәлқи билән бирликтә униңға ибадәт қилиш арқилиқ илгири йоқатқандин нәччә һәссә көп бәрикәтләргә егә болалайсиз. 1-әсирдики барлиқ нәрсиләрдин ваз кечип Әйсаға әгәшкән униң шагиртлириға охшаш, әң ахирида сиз нурғун роһий қериндаш йәни ака-ука вә һәдә-сиңилларға егә болисиз. Сизгә һәқиқий меһир-муһәббәт көрситидиған, дунияниң җай-җайлиридики миллионлиған Худаға һәқиқий ибадәт қилғучилардин тәркип тапқан чоң аилиниң бир әзаси болисиз. Сиздә “келидиған дунияда” йәни кәлгүси йеңи дунияда мәңгү һаятлиқтин бәһримән болуш үмүти бар (Маркус 10:28—30). Бәлким, иман-етиқатиңиз сәвәплик, сиз билән мунасивәт қилишни тохтатқанлар, күнләрниң биридә Муқәддәс Китапта немә һәқиқәт барлиғини билгәндә, Пәрвәрдигар Йәһвәгә ибадәт қилиши мүмкин.

20. Тоғра усулда Худаға ибадәт қилғучиларни қандақ келәчәк күтмәктә?

20 Муқәддәс Китап Худа пат арида бу рәзил дунияни йоқ қилип, орниға адил йеңи бир дунияни орнитип вә өз Падишалиғиниң бу йеңи дуния үстидин һөкүмранлиқ қилидиғанлиғи тоғрисида тәлим бериду (Петрусниң 2-хети 3:9, 13). Келәчәктики йеңи дуния немә дегән гөзәл, һә! Шу адил йеңи җәмийәттә пәқәт бирла дин вә Худаға ибадәт қилишниң бирла тоғра усули болиду. Һазирниң өзидә һәрикәт қилип, тоғра усулда ибадәт қилғучилар билән мунасивәт қилишни башлаш даналиқ әмәсму?

^ 17-абзац Немә үчүн Улуқ Бабил бу дуниядики барлиқ ялған динларниң умумий атилиши екәнлиги тоғрисида көпирәк мәлуматлар “Улуқ Бабил”ни ениқлаш” намлиқ қошумчә изаһатта берилди.