Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

ОН БИРИНЧИ БАП

Немә үчүн Худа инсанларниң азап-оқубәт чекишигә йол қойиду?

Немә үчүн Худа инсанларниң азап-оқубәт чекишигә йол қойиду?
  • Бу дуниядики азап-оқубәтләр Худадинму?

  • Ерәм беғида қандақ мәсилә оттуриға қойилди?

  • Худа инсанларниң азап-оқубәтлирини қандақ йоқ қилиду?

1, 2. Бүгүнки күндә кишиләр қандақ азап-оқубәтләрни чекиватиду вә уларда қандақ соаллар пәйда болиду?

БИР уруш оти ичидә қалған дөләттә, миңлиған хәлиқ рәһимсиз урушта өлүп кәткән, өлүп кәткәнләрниң асаси аяллар вә балилар болуп, шу миңлиған адәмниң җәсәтлири бир чоң азгалға дәпнә қилинған. Шу нәччә миң адәмниң ортақ қәбрисиниң әтрапиға чоң-кичик бәлгүләр қадалған болуп, һәммисигә охшашла: “Немә үчүн?” дегән хәт йезилған. Бәзи вақитларда мошу соал адәмләрниң қәлбини әң азаплайду. Адәмләр уруш, балаю-апәт, кесәллик яки қанунсиз ишлар сәвәплик өзиниң бегуна йеқин кишисидин айрилип, өй-бисатлири хану-вәйранә болуп, һәм һәр хил тәсвирлигүсиз қийинчилиққа йолуққанда, адәмләр наһайити азап ичидә: бу “Немә үчүн?” дәп соришиду. Улар шундақ азап-оқубәтлик паҗиәләргә немә үчүн өз аилисиниң дучар болғанлиғини билишни наһайити халайду.

2 Немә үчүн Худа инсанларниң азап-оқубәт чекишигә йол қойиду? Әгәр Йәһвә Худа күч-қудрәтлик, меһир-муһәббәтлик, дана, адил болса, немә үчүн бу дуния өчмәнлик вә наһәқчиликкә толуп кәтти? Илгири сиз өзиңиз мошундақ соалларни сорап баққанму?

3, 4. а) Немә үчүн Худа инсанларниң азап-оқубәт чекишигә йол қойғанлиғини Худадин сорашниң хата әмәслигини қандақ билимиз? ә) Йәһвә рәзил ишлар вә азап-оқубәткә нисбәтән қандақ қарайду?

3 Немә үчүн Худа инсанларниң азап-оқубәт чекишигә йол қойиду дегән соални сораш хатаму? Бәзи адәмләр бундақ соал сораштин қорқиду. Чүнки, шундақ қилиш Худаға болған иман-етиқатниң аҗиз екәнлигини яки униңға һөрмәтсизлик қилғанни билдүриду дәп қаришиду. Амма сиз Муқәддәс Китап оқусиңиз, Йәһвәгә садақәтмән, униңдин әйминидиған кишиләрниң шуниңға охшап кетидиған соални сориғанлиғини тапалайсиз. Мәсилән, Һабақуқ пәйғәмбәр Йәһвә Худадин: “Немә ишқа сән яманлиқни мениң нәзиримгә кәлтүрүп мени инсапсизлиққа қариғили қоюпсән? Чүнки алдимда зулум-ситәм [азап-оқубәт] җари болуп питнә қопуп пасат болуп турадур әмәсму?” дәп сориған (Һабақуқ 1:3).

Пәрвәрдигар Йәһвә һәммә азап-оқубәтләрни йоқ қилиду

4 Садақәтмән пәйғәмбәр Һабақуқ шундақ соал сориғанлиғи үчүн Йәһвә уни әйиплидиму? Яқ. Әксичә, Һабақуқниң сәмимий сөзи Худаниң илһамландуруши билән Муқәддәс Китапқа хатириләнгән. Худа йәнә униң техиму көп ишларни ениқ чүшинип, Худаға болған иман-етиқатиниң мустәһкәм болишиға ярдәм бәргән. Йәһвә сизгиму һәм шундақ ярдәм беришни халайду. Ядиңизда болсун, Муқәддәс Китап: “У силәргә ғәмхорлуқ қилиду” дәп үгитиду (Петрусниң 1-хети 5:7). Әмәлиятта, Йәһвә һәр қандақ бир инсанға қариғанда рәзил ишларни вә шу ишлар арқилиқ болған азап-оқубәтләрни өч көриду (Йәшая 55:8, 9). Ундақта, немә үчүн бу дуния шунчә көп азап-оқубәткә толуп кәтти?

НЕМӘ ҮЧҮН БУ ДУНИЯ ШУНЧӘ КӨП АЗАП-ОҚУБӘТКӘ ТОЛДИ?

5. Бу дунияниң немә үчүн азап-оқубәткә толуп кәткәнлиги һәққидә диний йетәкчиләр яки устазлар қандақ чүшәндүриду? Амма Муқәддәс Китап немигә үгитиду?

5 Охшаш болмиған динға етиқат қилидиған кишиләр өзлириниң диний йетәкчилири яки устазлиридин, немә үчүн бу дуния шунчә көп азап-оқубәткә толуп кәтти? дәп сорашқан. Бирақ, уларниң һемишәм еришкән җавави: шу азап-оқубәтләр болса Худаниң ирадиси, һәммә ишларни Худа алдин бәлгүләп қойған болуп бала-қазалар шуниң ичидә. Йәнә нурғун адәмләр: Худаниң қилған ишлири сирлиқ, чүшәнмәк бәк тәс дейишиду. Йәнә бәзиләр: Худаниң адәмләр үстигә һәтта кичик балилар үстигә өлүмни елип келиши Худаниң шуларни асманда өз йенида болушини халиғанлиғидиндур дейишиду. Лекин, сиз мошу китапта үгинип өткәндәк, Йәһвә Худа һәргизму рәзил ишларниң пәйда болушиға сәвәпчи әмәс. Муқәддәс Китап: “Яманлиқ қилиш Худадин жирақ болуп натоғра иш қадири мутлақ [һәммигә қадир] дин нери болсун!” дәйду (Аюп 34:10).

6. Немә үчүн нурғун адәмләр бу дуниядики барлиқ азап-оқубәтләр үчүн Худани әйипләп хаталишиду?

6 Немишкә нурғун адәмләр бу дуниядики азап-оқубәтләр үчүн Худани әйипләйдиғанлиғини биләмсиз? Уларниң һәммигә қадир Худани әйиплишидики сәвәп, Худа бу дунияниң һәқиқий һөкүмрани дәп қариғанлиғидур. Улар Муқәддәс Китап үгитидиған аддий амма наһайити муһим болған бир һәқиқәтни билмәйду. Сиз мошу китапниң 3-бабида ейтилғандәк, бу дунияниң һөкүмрани Иблис Шәйтандур.

7, 8. а) Бу дуния өз һөкүмраниниң хусусийәтлирини қандақ әкс әттүргән? ә) Бу дунияниң азап-оқубәтләргә толуп кетиши инсанларниң мукәммәлсиз болуши билән немә мунасивити бар? Йәнә “пурсәт билән һадисә”ниң бу дуниядики азап-оқубәтләр билән немә мунасивити бар?

7 Муқәддәс Китап ениқ қилип: “Тамам дуния яманниң дамидадур [қапқинида]” дәп баян қилиду (Юһаннаниң 1-хети 5:19 БҖТ). Демәк бу пүтүн дуния Шәйтанниң башқуриши астида дегәнликтур. Әгәр сиз мошу тоғрисида тәпсилий ойлап көрсиңиз, бу әмәлийәткә уйғун әмәсму? Мошу көз билән көргили болмайдиған роһий шәхс “пүтүн дунияни аздурғучи” һәм бу дуния униң характер-хусусийәтлирини әкс әттүргән (Вәһийләр 12:9). Шәйтан болса ғәзәп-нәпрәткә толған, сахтипәз вә шәпқәтсиздур. Шуңа, Шәйтанниң тәсири астида бу дуния өчмәнлик, алдамчилиқ вә шәпқәтсизлик билән толуп кәтти. Немә үчүн бу дуния азап-оқубәтләргә толуп кәткәнлигиниң бир сәвәви.

8 Немә үчүн бу дуния азап-оқубәтләргә толуп кәткәнлигиниң йәнә бир сәвәви, биз мошу китапниң 3-бабида мулаһизә қилип өткәндәк, Ерәм беғидики Худаға қарши исияндин кейин, барлиқ адәмләр туғулушидин гунакар туғулуп, мукәммәл әмәс болғанлиқтур. Гунакар инсанлар һөкүмранлиқ талишиш үчүн күрәш қилишиниң нәтиҗисидә җәң қилиш, зулум қилиш вә азап-оқубәтләрни чекиш пәйда болди (Вәз 4:1; 8:9). Азап-оқубәтләр чекишиниң үчинчи сәвәви болса: “Пурсәт билән һадисәдин боладур” (Вәз 9:11). Чүнки бу дуния Йәһвә Худаниң һөкүмранлиғи вә қоғдиши астида болмиғачқа, адәмләр азап-оқубәт чекиду. Шуңа, күтүлмигән җайда күтүлмигән вақитта бәхитсизлик йүз бериши мүмкин.

9. Йәһвәниң инсанларниң давамлиқ азап-оқубәт чекишигә йол қойғиниға алаһидә бир яхши сәвәп барлиғиға қандақ ишәшлик болалаймиз?

9 Шуңлашқа, бу дуниядики урушлар, қанунсизлиқ, зулум қилиш һәтта тәбиий апәтләр сәвәплик инсанларниң азап-оқубәтләргә дучар болушиға һәргизму Худа сәвәпчи әмәс. Бирақ, мошу һәқиқәтни билиш биз үчүн наһайити чоң тәсәлла. Ундақта, Пәрвәрдигар Йәһва немә үчүн инсанларниң азап-оқубәт чекишигә йол қойиду? Әгәр у һәммигә қадир, азап-оқубәтләрни тохтитиш күч-қудритигә егә болса, йәнә немә үчүн өз күч-қудритини ишләтмәйду? Биз билимиз Худа меһир-муһәббәтлик Худадур, униң инсанларниң азап-оқубәт чекишигә рухсәт қилишида җәзмән алаһидә бир яхши сәвәп бар (Юһаннаниң 1-хети 4:8).

ИНТАЙИН МУҺИМ БИР МӘСИЛИНИҢ ОТТУРИҒА ЧИҚИШИ

10. Шәйтан қайси җәһәттин Худаға шәк кәлтүрди вә қандақларчә?

10 Немә үчүн Худа инсанларниң азап-оқубәт чекишигә йол қойишиға билиш үчүн азап-оқубәтниң қачан вә қандақ башланғанлиғини әсләп беқишимизға тоғра келиду. Шәйтан Адәм ата билән Һава анини Йәһвәгә бойсунмаслиққа башлиғанда, бир муһим мәсилә оттуриға чиққан. Шәйтан Пәрвәрдигар Йәһвәниң күч-қудритигә шәк кәлтүрмигән. Чүнки Шәйтан, Йәһвәниң күч-қудритиниң чәксиз екәнлигини билиду. Әксичә у, Йәһвәниң һөкүмранлиқ һоқуқиға шәк кәлтүргән. Шәйтан, Худани ялғанчи дәп атап қалмай, Худани йәнә яхши нәрсиләрни өз пухралириға бәрмәй сақлайду дегән. Шуңа, у бир яхши һөкүмран әмәс дәп әйиплигән (Яритилиш 3:2—5). Шәйтанниң шу әйиплиши әмәлиятта инсанлар Худаниң һөкүмранлиқ қилишидин айрилип яшиса, инсанларниң әһвали техиму яхши болиду дегәнни билдүриду. Шәйтан мошундақ қилиш арқилиқ Пәрвәрдигар Йәһвәниң һөкүмранлиқ һоқуқиға қарши һуҗум қилған.

11. Немә үчүн Тәңри Йәһвә Ерәм беғида исиян көтәргүчиләрни дәрһалла йоқатмиди?

11 Адәм ата вә Һава ана Пәрвәрдигар Йәһвәгә қарши исиян көтәргән. Әмәлиятта, уларниң шундақ қилиши: “Биз Йәһвә Худаниң бизгә һөкүмранлиқ қилишиға муһтаҗ әмәс. Биз өз-өзимиз үчүн немә яхши, немә яманни өзимиз қарар қилалаймиз” дегәнлигидин ибарәттур. Йәһвә Худа мошу мәсилини қандақ биртәрәп қилиду? Худа әқиллиқ қилип яратқан мәхлуқатлириға, йәни пәриштәләр вә инсанларға шу бир нәччә исиян көтәргүчиләрниң хата, өзиниң һөкүмранлиқ қилиш усулиниң һәқиқәтән әң яхши екәнлигини қандақ қилип үгитәләйду? Бәзи кишиләр наһайити аддийла Худа исиян көтәргүчиләрни йоқ қилип, йеңи баштин инсанни қайта яратса болидиғу дейиши мүмкин. Бирақ, Тәңри Йәһвә йәр шариниң Адәм ата билән Һава аниниң пәрзәнтлири билән толушини һәм уларниң йәр йүзидики җәннәттә яшишини ирадә қилғанлиғини аллиқачан җакалиған еди (Яритилиш 1:28). Пәрвәрдигар Худа һемишәм өз мәхситини әмәлгә ашуриду (Йәшая 55:10, 11). Униңдин башқа, исиян көтәргүчиләрни Ерәм беғидин қоғлап чиқириш билән Тәңри Йәһвәниң һөкүмранлиқ һоқуқиға мунасивәтлик болуп оттуриға чиққан шу мәсилигә җавап бәргили болмайду.

12, 13. Немә үчүн Йәһвә Худаниң, Шәйтанниң бу дунияниң һөкүмрани болишиға вә инсанларниң бир-бири үстидин һөкүмранлиқ қилиши үчүн йол қойғанлиғиға мисал арқилиқ чүшәндүрүң?

12 Мундақ бир мисални мулаһизә қилип бақайли. Бир муәллим өз оқуғучилириға математикилиқ қийин бир мәсилини қандақ һәл қилишни үгитиватқан бир һаләтни тәсәввур қилсақ, бир зерәк, амма муәллим билән қаршилишишни яхши көридиған бир оқуғучи муәллимниң мәсилини һәл қилиш усулини хата дәп ейтса, бу қаршилиқ шу оқуғучиниң мәсилини наһайити яхши һәл қилиш усулини билидиғанлиғида чиң туридиғанлиғини көрситиду. Һәм бу муәллимни қабилийәтсиз дәп җакалиғанлиқ. Бәзи башқа оқуғучилар: у оқуғучиниң тоғра дәп ойлайду вә уларму муәллимникини аңлимаслиққа башлайду. Муәллим қандақ қилиши керәк? Әгәр муәллим қаршилашқучи оқуғучиларни дәрисханидин қоғлап чиқиривәтсә, башқа оқуғучилар қандақ ойлайду? Улар шу башламчи болуп қаршилашқучи оқуғучиниң вә униңға әгәшкән башқа оқучиларниң тоғра охшайду дәп ишинип кәтмәмду? Дәрисханидики муәллимни һөрмәтләйдиған башқа оқуғучилар муәллим өзиниң хаталиғи ашкарилинип кетиштин қорқуп, шу гәп аңлимиған оқуғучини дәрисханидин қоғлап чиқиривәтти дәп ойлиши һәм көпчилик һәммиси йәнә муәллимни һөрмәтлимәслиги мүмкин. Буниң үчүн, муәллим шу қаршилашқучи оқуғучиниң математикилиқ қийин мәсилини қандақ һәл қилидиғанлиғини дәрисханидики барлиқ оқуғучиларниң алдида көрситишигә рухсәт қилған.

Оқуғучи муәллимгә қариғанда билим бериштә көп лайиқәтликму?

13 Пәрвәрдигар Йәһвә мәсилини һәл қилишта биз мисал қилип өткән муәллимниң қилғиниға охшаш усул қолланған. Есиңиздә болсунки, Ерәм бағдики Худаға қарши исиян пәқәт бир нәччә исиянчиларға мунасивәтлик әмәс. Миллионлиған пәриштәләр болуп өткән ишларни өз көзи билән көргән (Аюп 38:7; Даниял 7:10). Йәһвәниң бу исиянни қандақ бир тәрәп қилиши барлиқ пәриштәләргә вә кейинки барлиқ инсанларға наһайити чоң тәсир көрситиду. Ундақта, Йәһвә Худа қандақ қилған? У, Шәйтанниң инсанлар үстидин қандақ һөкүмранлиқ қилидиғанлиғини көрситишигә рухсәт қилған. Худа йәнә Шәйтанниң йетәкчилиги астида инсанларниң бир-бири үстидин һөкүмранлиқ қилиш үчүн һөкүмәтләрни қурушиға рухсәт қилған.

14. Пәрвәрдигар Йәһвәниң, инсанларниң өз-өзигә һөкүмранлиқ жүргүзүшигә рухсәт қилиш қараридин қандақ пайда-мәнпийәт келиду?

14 Бизниң мисалимиздики муәллим баш қаршилашқучи вә униңға әгәшкүчи оқуғучиларниң хата екәнлигини билиду. Амма, у йәнә уларниң көз қаришини испатлиши үчүн пурсәт бериши дәрисханидики барлиқ оқуғучилар үчүн пайдилиқ екәнлигиниму билиду. Қаршилашқучи оқуғучилар мәғлуп болғанда, башқа барлиқ сәмимий оқуғучилар пәқәт муәллимниңла мәсилини һәл қилип оқуғучиларға билим бериш қабилийитиниң барлиғини көриду. Шундила, башқа оқуғучилар немә үчүн муәллим қаршилашқучи оқуғучиларни дәрисханидин қоғлап чиқириветидиғанлиғини чүшинәләйду. Шуниңға охшаш, Пәрвәрдигар Йәһвә барлиқ сап дил кишиләрниң вә пәриштәләрниң Шәйтан вә униңға әгәшкән исиянчиларниң мәғлуп болидиғанлиғини вә инсанларниң өз-өзигә һөкүмранлиқ қилалмайдиғанлиғини көрүш арқилиқ пайда-мәнпийәткә еришәләйдиғанлиғини ениқ билиду. Қедимдә яшиған Йәрәмия пәйғәмбәргә охшаш, улар наһайити муһим һәқиқәтни үгинәләйду: “Әй Худавәндә билурмәнки инсанниң йоли өз ихтиярида әмәс. Маңғинида инсан өз қәдәмлириниму раст башлиялмас” (Йәрәмия 10:23).

НЕМӘ ҮЧҮН ШУНЧӘ УЗУН ВАҚИТ РУХСӘТ ҚИЛИДУ?

15, 16. а) Немә үчүн Пәрвәрдигар Йәһвә инсанларниң азап-оқубәтлириниң давамлишиға рухсәт қилиду? ә) Немә үчүн Йәһвә вәһши қанунсиз қилмишларни тосап қалмайду?

15 Лекин, немә үчүн Йәһвә инсанларниң мошундақ узун вақит азап-оқубәт чекишигә рухсәт қилиду? Немә үчүн У яман ишларниң йүз беришини тосап қалмайду? Мисалда тилға елип өткән муәллим қилмайдиған икки иш тоғрисида мулаһизә қилип бақайли. Биринчи, у қаршилашқучи оқуғучи өзиниң мәсилини һәл қилиш усулини чүшәндүрүшкә башлиғанда уни тосимайду; иккинчи, у оқуғучи өзиниң мәсилини һәл қилиш усулини чүшәндүрүватқанда муәллим униңға йол көрситип ярдәм бәрмәйду. Мошуниңға охшаш, Тәңри Йәһвә икки ишни қилмаслиқни қарар қилған. Биринчи, Шәйтан вә униңға әгишип исиян көтәргүчиләр өзлириниң тоғрилиғини испатлашқа тиришиватқанда, Йәһвә уларни тосимайду. Улар өзлириниң тоғрилиғини испатлап беқишиға вақит кетиду. Тәңри Йәһвә уларниң испатлап беқишиға зөрүр болған вақитни бәргән. Нәччә миң жиллиқ инсанийәт тарихида, инсанлар һәр хил шәкилдә бир-биригә һөкүмранлиқ қилишини синап бақти. Инсанлар пән-техника вә башқа саһаларда аз болмиған нәтиҗиләрни қолға кәлтүргән болсиму, наһәқчилик, намратлиқ, қанунсизлиқ вә урушлар барғансери көпийип кәтти. Мошу ишлар инсанлар бир-бири үстидин һөкүмранлиқ қилса җәзмән мәғлуп болидиғанлиғини бүгүнки күндә испатлиди.

16 Иккинчи, Йәһвә Шәйтанниң бу дунияға һөкүмранлиқ қилишиға ярдәм бәрмиди. Мәсилән, әгәр Худа вәһши қанунсиз қилмишларни тосап қалса, шу исиянчиларниң һөкүмранлиқ қилиш усулиниң тоғра екәнлигини испатлишиға ярдәм бәргәнлик болмамду? Әгәр Худа шундақ қилса, адәмләр, инсанлар өз-өзигә азап-оқубәтсиз, кишини қанаәтләндүрәлгидәк һөкүмранлиқ қилалайду дегән ой-хиялға келип қалмамду? Әгәр Йәһвә шундақ қилса, у бир ялғанчилиққа шерик болған болиду. Бирақ, “Худа ялған сөзлимәйду” (Ибранийлар 6:18).

17, 18. Йәһвә қандақ қилип Шәйтанниң тәсир қилиши вә инсанларниң бир-бири үстидин һөкүмранлиқ қилиши нәтиҗисидә пәйда болған азап-оқубәтләрни йоқ қилиду?

17 Амма, Худаға бойсунмай яшиған нәччә миң жил давамида, сан-санақсиз зиянкәшликкә учриған кишиләрчу? Чоқум есимиздә сақлишимиз керәкки, Йәһвә Худа һәммигә қадир. Шуңа У, бу дуниядики һәр түрлүк азап-оқубәт вә униң тәсирлирини йоқ қилалайду вә кәлгүсидә шундақ қилмақчи. Биз бурун үгинип өткәндәк, һазир көз алдимиздики инсанлар вәйран қилған йәр шари, кәлгүсидә гөзәл җәннәт маканиға айлиниду. Инсанлар Әйса Мәсиһниң төләм қурванлиғиға ишәнч қилиш арқилиқ гунадин халас болуп, Худаниң инсанларни өлүмдин тирилдүрүши арқилиқ өлүм үстидин ғалибә қилиду. Худаниң шу чағда Мәсиһни ишлитиши “шәйтанниң ишлирини” йоқ қилиш үчүндур (Юһаннаниң 1-хети 3:8). Пәрвәрдигар Йәһвә дәл вақит-саати кәлгәндә мошу ишларни әмәлгә ашуриду. Биз Йәһвә Худаниң наһайити тезла һәрикәткә кәлмигәнлиги вә у тоғрисидики һәқиқәтни үгинип униңға хизмәт қилишимиз үчүн бизгә сәвирчанлиқ билән пурсәт бәргәнлиги үчүн биз наһайити хошал вә көп тәшәккүр ейтимиз (Петрусниң 2-хети 3:9, 10). Шуниң билән бир вақитта, Йәһвә өзигә сәмимий ибадәт қилғучиларни издәп уларниң мошу дуниядики қийинчилиқлар елип келидиған азап-оқубәтләргә бәрдашлиқ бериши үчүн һәр дайим ярдәм бериду (Юһанна 4:23; Коринтлиқларға 1-хәт 10:13).

18 Йәнә бәзи кишиләр мундақ соални оттуриға қойиду: Әгәр Худа Адәм ата билән Һава анини Худаға исиян көтүрәлмәйдиған қилип яратса, дуниядики азап-оқубәтләрниң пәйда болушидин сақланғили болатти әмәсму? Мошу соалниң җавави шуки, Йәһвә сизгә бәргән қиммәт-баһалиқ соғатни унтумаслиғиңиз лазим.

ХУДА БӘРГӘН СОҒАТНИ СИЗ ҚАНДАҚ ИШЛӘТМӘКЧИ?

Худа сизниң азап-оқубәтләргә бәрдашлиқ беришиңиз үчүн ярдәм бериду

19. Пәрвәрдигар Йәһвә бизгә қайси қиммәт-баһалиқ соғатни бәргән? Немә үчүн биз у соғатни қәдирлишимиз керәк?

19 Биз мошу китапниң 5-бабида үгинип өткәндәк, Худа инсанларни яратқанда, уларға таллаш әркинлиги бәргән. Мошуниң бир қиммәт-баһалиқ соғат екәнлигини һис қилип йәттиңизму? Худа сан-санақсиз җан-җаниварларни яратқан һәм улар яшашта көпинчә туғма қабилийәткә тайиниду (Пәнди-нәсиһәт 30:24). Инсанлар бәлгүләнгән буйруқ арқилиқ һәрикәт қилидиған бәзи роботларни ясиған. Әгәр Йәһвә Худа бизни шу роботлардәк яратқан болса, биз хошал болалаттиқму? Әлвәттә, яқ. Мәсилән, қандақ адәм болушни таллаш, қандақ турмуш кәчүрүш йолини таллаш, кимләр билән дост болушни таллаш қатарлиқ ишларда, һәммимиз өзимиздә таллаш әркинлиги болушни наһайити яхши көримиз. Биз мәлум дәриҗидә әркинликтин бәһримән болушни яхши көримиз, Худаму бизниң шундақ әркинликтин бәһримән болушимизни халайду.

20, 21. Қиммәтлик соғат сүпитидә берилгән таллаш әркинлигидин биз қандақ қилип яхши пайдилиналаймиз? Вә биз немә үчүн шундақ қилишимиз керәк?

20 Пәрвәрдигар Йәһвә инсанларни өзигә мәҗбурий ибадәт қилдурушни халимайду (Коринтлиқларға 2-хәт 9:7). Мундақ мисал қилайли: ата-ана болғучи пәрзәнтини беқип, чоң қилип қатарға қошқанлиғи сәвәплик пәрзәнтиниң өз миннәтдарлиғини мәҗбурийәт шәкилидә билдүрүшини халамду? Яки пәрзәнтиниң чин қәлбидин ата-анисиниң сиңдүргән әҗригә миннәтдарлиғини хошаллиқ билән билдүрүшини халамду? Шуңа ойлинишқа тегишлик әң муһим соал: Сиз өзиңиз, Йәһвәниң сизгә бәргән таллаш әркинлигини қандақ ишләтмәкчи? Шәйтан, Адәм ата вә Һава ана қатарлиқлар таллаш әркинлигидин яхши пайдиланмай, Йәһвә Худани рәт қилишни таллиған. Сиз өзиңиз қандақ қилмақчи?

21 Әң қиммәтлик соғат сүпитидә берилгән таллаш әркинлигидин әң яхши пайдилинишқа сиздә пурсәт бар. Сиз миллионлиған Йәһвәниң тәрәпдари болған кишиләргә қошулалайсиз. Улар Йәһвәни хурсән қилиду, чүнки улар Шәйтанниң бир ялғанчи вә мәғлуп болғучи һөкүмран екәнлигини испатлаш үчүн пүтүн күчи билән һәрикәт қиливатиду (Пәнди-нәсиһәт 27:11). Сизму һәм яшашниң тоғра йолини таллаш арқилиқ Йәһвәни хурсән қилалайсиз. Қандақ яшаш арқилиқ Пәрвәрдигар Йәһвәни хурсән қилғили болиду? Кейинки бап бу соалға җавап бериду.