Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

АЛТИНЧИ БАП

Адәм өлгәндин кейин қәйәрдә болиду?

Адәм өлгәндин кейин қәйәрдә болиду?
  • Адәм өлгәндин кейин униң билән немә болиду?

  • Немә үчүн биз өлимиз?

  • Өлүм тоғрисидики һәқиқәтни билиш көңлимизгә тәсәлла берәләмду?

1—3. Өлүм тоғрисида кишиләр қандақ соалларни қойиду? Охшаш болмиған динлар қандақ җавапларни бериду?

ЖУҚУРИДИКИ соаллар тоғрисида кишиләр нәччә миң жил издәнгән. Шу муһим соаллардур. Мәйли ким болишимиздин яки қәйәрдә яшишимиздин қәтъий нәзәр, шу соалларниң җавави һәр биримиз билән зич мунасивәтлик.

2 Алдинқи бапта, биз Әйса Мәсиһниң төләм қурванлиғи қандақ қилип мәңгүлүк һаятлиққа йол ачқанлиғи тоғрисида мулаһизә қилған едуқ. Биз йәнә Муқәддәс Китап алдин ейтқан: кәлгүсидә “өлүм әсла болмайду” дегән бешарәтни көргән (Вәһийләр 21:4). Амма, һазир һәр биримиз өлүмдин қечип қутулалмаймиз. Қедимки заманда наһайити дана падиша, Сулайман пәйғәмбәр: “Өлимиз дәп тирик турғанлар биләдур” дегән (Вәз 9:5). Һәр биримиз узун өмүр көрүшни арзу қилимиз. Йәнә, биз өлгәндин кейин улар билән немә болидиғанлиғи тоғрисида һәм билгимиз келиду.

3 Бизниң йеқин адәмлиримиз өлүп кәткәндә, наһайити қайғуримиз. Һәм қәлбимиздә төвәндикидәк соаллар пәйда болуши мүмкин: “Уларға немә болидиғанду? Улар азап чекәмдиғанду? Уларниң әрвалири бизни қоғдиши мүмкинму? Биз уларға ярдәм берәләймизму? Биз уларни қайта көрәләймизму?” Мошу соалларға дуниядики охшаш болмиған динлар һәр хил җавапларни бериду. Мәсилән, бәзи динлар: яхши иш қилған адәмләр өлгәндин кейин асманға яки җәннәткә бариду, яман иш қилған адәмләр өлгәндин кейин дозаққа бариду дәп тәлим бериду. Йәнә бәзи динлар: Адәм өлгәндин кейин роһлар дуниясиға берип өз әҗдатлири билән көрүшиду дәп тәлим бериду. Йәнә башқилири болса: адәм өлгәндин кейин сотлинип һөкүм қилиниду вә қайта һаят болуп шәкиллиниду — йәни қайтидин башқа бир инсан тенидә дунияға туғулиду дәп тәлим бериду.

4. Нурғунлиған динларда өлүм тоғрисида қайси асасий ортақ ой бар?

4 Шу динларниң диний тәлимлириниң һәммисидә бир асасий ортақ чүшәнчә бар. У болсиму, адәм бәдинидики мәлум бир нәрсә адәм өлгәндин кейинму йәнә мәвҗут болуп давамлиқ яшайду дегәндин ибарәттур. Қедимдин таки бүгүнки күнгичә, барлиқ динлар дегүдәк: адәмләр мәлум нуқтидин қариғанда мәңгү яшайду, тән өлсиму биз йәнә көрәләймиз, аңлалаймиз вә ойлалаймиз дәп қарайду. Лекин, у қандақму мүмкин болиду? Бизниң сәзгүмиз вә ой-пикиримиз мейимизниң иқтидари билән мунасивәтлик. Өлгәндә мейә иқтидари иштин тохтайду. Бизниң әслимиз, һис-туйғумиз һәм сәзгүмиз давамлиқ өз иқтидарини тәндин айрилип алаһидә сирлиқ йоллар билән сақлап қелиши мүмкин әмәс. Чүнки мейә өлсә, униң һәммә иқтидари тәң йоқилиду.

АДӘМ ӨЛГӘНДИН КЕЙИН ҺӘҚИҚӘТӘН УНИҢ БИЛӘН НЕМӘ БОЛИДУ?

5, 6. Муқәддәс Китап өлүк адәмниң әһвали тоғрисида бизгә немә үгитиду?

5 Өлгәндин кейин немә иш йүз беридиғанлиғи Пәрвәрдигар Йәһвә үчүн сирлиқ әмәс. Чүнки, у инсанни яратқан. У өлүм тоғрисидики һәқиқәтни билиду. У өз сөзи болған Муқәддәс Китапта, өлүк адәмниң әһвали қандақ болидиғанлиғини чүшәндүриду. Муқәддәс Китап наһайити ениқ қилип: адәм өлсә, униң мәвҗутлуғи тохтайду дәп тәлим бериду. Өлүм һаятлиқниң қариму-қаршидур. Өлүк адәм көрмәйду, аңлимайду яки ойлимайду. Һәтта бизниң бәдинимиз өлгәндин кейин, йәнә давамлиқ мәвҗут болуп яшайдиған мәлум көрүнмәйдиған бир қисимимиз болмайду. Биздә мәңгү өлмәйдиған роһ яки җан йоқ *.

От ялқуни қәйәргә ғайип болди?

6 Сулайман пәйғәмбәр: һаят кишиләр өлидиғанлиғини билиду дәп ейтқан. Йәнә у: “Өлүкләр һеч немә билмәс” дәп язған. У техиму ениғарақ асасий һәқиқәтни ечип: өлүкләрдә нә муһәббәт, нә нәпрәт йоқ дәп Муқәддәс Китаптики — гөрдә “хаһ [мәйли] иш хаһ пикир қилиш хаһ билишлик хаһ даналиқ йоқтур” дегән айәтни йезип қалдурған (Вәз 9:5, 6, 10). Йәнә Зәбур 146-бап 4-айәттә: адәм өлгәндә “мәслиһәтлири йоқ болуп кәтмәмдур” дәп йезилған. Мошулардин көрүвелишқа болидуки, биз өлимиз вә өлгәндә һәммә нәрсә бирақла йоқилиду. Бизниң һаятимиз худди көйүватқан шамниң ялқуниға охшайду. Шам өчүп қалса, көйүватқан от ялқуни йоқалғандәк бизниң һаятимизму йоқилиду халас.

ӘЙСА МӘСИҺ ӨЛҮМ ТОҒРИСИДА НЕМӘ ЕЙТҚАН?

7. Өлүмниң немигә охшайдиғанлиғини Әйса Мәсиһ қандақ чүшәндүрди?

7 Әйса өлүк адәмниң әһвали тоғрисида сөзлигән. У убдан тонуйдиған Лазар исмилиқ бир киши өлүп кәткәндә: “Достумиз Лазар ухлап қалди” дегән. Униң шагиртлири Әйса Мәсиһ Лазарниң кесәлдин сақийиш үчүн арам елип ухлиғанлиғини ейтқан охшайду дәп ойлап қалған. Бирақ, Әйса уни көздә тутмиған. У: “Лазар аләмдин өтти” дәп чүшәндүргән (Юһанна 11:11—14). Диққәт қилип бақсақ, Әйса Мәсиһ өлүмни арам елиш вә уйқиға селиштурған. Лазар җәннәттә яки от көйүватқан дозақта болмиған. У периштәләр яки әҗдатлири билән көрүшмигән. У башқа бир инсанниң тенидә қайтидин бу дунияға туғулмиған. Худди чүшму көрмәй қаттиқ ухлиған адәмгә охшаш, у өлүм уйқисида арам алған. Башқа айәтләрму охшаш өлүмни уйқа билән селиштурған. Мәсилән, Истипан исимлик бир шагирт чалма-кесәк қилинип өлтүрүлгән болуп, Муқәддәс Китапта: у “өлүмдә ухлиди” дәп хатириләнгән (Әлчиләр 7:60 БҖТ). Шундақла, Әлчи Павлус һәм өз хетидә Әйсаниң бәзи әгәшкүчилири тоғрисида: улар аллиқачан “өлүмдә ухлаптур” дәп тилға алған (Коринтлиқларға 1-хәт 15:6 БҖТ).

Йәһва адәмләрни йәрдә мәңгу яшаш үчүн яратти

8. Инсанларниң өлүши Худаниң мәхсити болмиғанлиғини биз нәдин билимиз?

8 Адәмләрниң өлүши, Худаниң дәсләпки мәхситиму? Әлвәттә яқ! Йәһвә Худа инсанни йәр йүзи җәннәттә мәңгү яшаш үчүн яратқан. Биз мошу китапниң алдинқи баплирида үгинип өткәндәк, Худа биринчи бир җүп инсанни шат-хорамлиққа толған җәннәткә орунлаштурған. У уларға бәхит-саадәт ата қилип уларға мукәммәл сағлам тән бәргән. Йәһвә пәқәт уларға яхши болушни халиған. Қайси бир меһир-муһәббәтлик ата-ана өз пәрзәнтлириниң азаплиқ турмуш кәчүрүп қерип өлүп кетишини халайду? Әлвәттә һеч қандақ ата-ана халимайду! Пәрвәрдигар Йәһвә өз пәрзәнтлирини сөйгән, уларниң йәр йүзидә түгимәс шат-хорамлиқтин һөзүрлинишини халиған еди. Инсанлар тоғрисида Муқәддәс Китап: Пәрвәрдигар Йәһвә “әбәдиликни адәмләрниң көңүллиридә қоюптур” дәп ейтқан (Вәз 3:11). Худа бизни мәңгү яшаш арзу-үмити билән биллә яратқан вә бизниң шу арзу-үмитимизниң әмәлгә айлиниши үчүн йол ачқан.

ИНСАНЛАР НЕМӘ ҮЧҮН ӨЛИДУ?

9. Пәрвәрдигар Йәһвә Адәм атиға қандақ чәкләш буйруғи бәргән? Немә үчүн мошу буйруққа итаәт қилиш қийин әмәс еди?

9 Ундақта, инсанлар немә үчүн өлиду? Җавап тепиш үчүн, йәр шарида пәқәт бир әр вә бир аял бар болған шу чағда немә иш йүз бәргәнлиги тоғрисида ойлинип көрүшимиз керәк. Муқәддәс Китап: “Пәрвәрдигар Худа у йәрдә йәнә мевилири шерин вә чирайлиқ һәр хил дәрәқләрни өстүрди” дәп чүшәндүриду (Яритилиш 2:9). Лекин, Йәһвә Худа Адәм атиға бир чәкләш буйруғи берип: “Бағдики мевиләрни халиғиниңчә йә. Амма «Яхши билән яманни билдүридиған дәрәқниң» мевисини һәргиз йемә, чүнки уни йесәң, чоқум өлисән!— деди” (Яритилиш 2:16, 17). Бу буйруққа итаәт қилиш қийин әмәс еди. Чүнки, Адәм ата билән Һава ана мевисидин йейишигә болидиған нурғун башқа дәрәқләр бар еди. Бирақ уларға берилгән шу буйруқ мукәммәл һаятлиқни өз ичигә алған болуп, уларға берилгән һәммә нәрсә үчүн өзлириниң миннәтдарлиғини билдүридиған алаһидә бир пурсәтни Худа уларға яритип бәргән еди. Әгәр улар шу буйруққа итаәт қилған болса, улар асмандики Атиниң һоқуқини һөрмәтлигәнлигини вә униң меһир-муһәббәтлик билән көрсәткән көрсәтмилирини хошаллиқ билән қобул қилғанлиғини көрситәләтти.

10, 11. а) Тунҗа бир җүп инсан қандақ қилип Худаға итаәтсизлик қилған? ә) Немә үчүн Адәм ата билән Һава аниниң итаәтсизлиги наһайити еғир гуна?

10 Наһайити әпсуслинарлиғи, шу тунҗа бир җүп инсан Тәңри Йәһвәгә итаәтсизлик қилишни таллиған. Шәйтан илан арқилиқ сөзләп Һава анидин: “Худа бағдики һәр қандақ дәрәқниң мевисини йейишиңларни расттинла мәнъий қилдиму?” дәп сориғанда, Һава ана җавап берип: “Бағдики дәрәқләрниң мевилирини йесәк болиду. Пәқәт бағниң оттурисидики дәрәқниң мевисини йесәк болмайду. Худа бизниң бу дәрәқниң мевисини йейишимизни, һәтта униңға қол тәккүзишимизни мәнъий қилди. Әгәр бу ишни қилсақ, өлимиз,— дәп җавап бәрди” (Яритилиш 3:1—3).

11 Шәйтан Һава аниға: “Ялған! Һәргиз өлмәйсиләр! Худа силәрниң уни йесәңлар, көзүңларниң ечилип, Өзигә охшаш яхши билән яманни билидиған болуп қалидиғанлиғиңларни билиду” (Яритилиш 3:4, 5). Шәйтан, Һава аниниң шу чәкләнгән мевини йейиш арқилиқ пайдиға еришәләймән дәп ишинишини халиған. Шәйтанниң дегини бойичә, Һава анида өзи үчүн немә тоғра вә немә хата екәнлигини қарар қилиш һоқуқи бар болған; У немә қилишни халиса шуни қилиш һоқуқи болған. Шәйтан йәнә Пәрвәрдигар Йәһвәни шу чәкләнгән мевини йейишниң ақивети тоғрисида ялған ейтиду дәп Худаға төһмәт қилған еди. Һава ана Шәйтанға ишәнди. Шуниң билән, у шу чәкләнгән мевидин үзүп елип йеди. У йәнә шу мевидин өз еригә бәрди. Униң ериму у мевидин йеди. Уларниң Худаниң буйруғиға итаәт қилмаслиғи һәргизму уларниң билмигәнлигидин әмәс. Улар өзлириниң қиливатқан ишиниң әмәлиятта Худа уларниң қилишини чәклигән иш екәнлигини билиду. Шу чәкләнгән мевини йейиш арқилиқ улар аддий вә орунлуқ шу буйруққа қәстән итаәтсизлик қилған. Улар өзлириниң асмандики атиси вә униң һоқуқини көзгә илмиған. Шундақ һөрмәтсизлик уларниң меһир-шәпқәтлик Яратқучисиниң көз алдида кәчүргили болмайдиған еғир гуна!

12. Немә бизгә Адәм ата билән Һава аниниң Тәңри Йәһвәниң буйруғиға қарши чиққанда униң немә сәзгәнлигини чүшәндүрүп бериду?

12 Мундақ бир мисал қилайли: Әгәр сизниң наһайити җапада чоң қилған бир оғул яки қизиңиз сизгә вапасизлиқ қилип сизни һөрмәтлимисә яки меһир-муһәббәт көрсәтмисә сизниң көңлиңиздә қандақ сезимләр пәйда болатти? Шу сизниң жүригиңизни пичақ санчиғандәк ағритиду. Ундақта тәсәввур қилип беқиң, Адәм ата билән Һава аниниң Тәңри Йәһваниң буйруғиға қарши чиқиши униң көңлини қанчилик ағритқан, һә!

Адәм ата топрақтин кәлгән, у йәнә топраққа қайтқан

13. Йәһвә Худа Адәм ата өлгәндин кейин немә иш йүз беридиғанлиғи тоғрисида немә ейтқан, униң сөзи немә ишни көздә тутқан?

13 Пәрвәрдигар Йәһваниң, итаәтсиз Адәм ата билән Һава аниниң мәңгүлүк һаятиниң давамлиқ бәһримән болушқа рухсәт қилишиға сәвәп қалмиди. Худа уларға ейтқандәк улар өлди. Әнди Адәм ата билән Һава ана мәвҗут әмәс. Улар һәргизму роһлар дуниясиға кәтмиди. Биз қандақ билимиз? Чүнки, Йәһвә Адәм ата итаәтсизлик қилғандин кейин униңға җаза һөкүм қилип, Адәм атиға: “Топидин яритилдиң, шуңа йәнә топиға қайтисән!— деди” (Яритилиш 3:19). Худа Адәм атини йәрдики топрақтин яратқан (Яритилиш 2:7). Адәм ата яритилиштин илгири мәвҗут әмәс еди. Шуңлашқа, Пәрвәрдигар Йәһвәниң Адәм атиға топраққа қайтисән дегини, мәвҗут әмәс һаләткә қайтидиғанлиғини йәни өзи ясалған топрақтәк җансиз болидиғанлиғини көздә тутқан.

14. Биз немә үчүн өлимиз?

14 Адәм ата билән Һава ана бүгүнгичә яшалатти, амма улар Худаға итаәтсизлик қилишни таллап чоң гуна өткүзгәнлик сәвәплик өлди. Бизниң өлишимиздики сәвәп болса Адәм атиниң әвлатлири болған бизләр гуна вә өлүмгә варис болдуқ (Римлиқлар 5:12). Шу гуна худди бир нәсилдин-нәсилгә өтидиған қорқунучлуқ кесәлгә охшаш болуп, һеч ким қечип қутулалмайду. Гунаниң ақивети өлүм болғачқа, у инсанлар үстидин болған ләнәттур. Өлүм бир дүшмәндур, һәргизму дост әмәс (Коринтлиқларға 1-хәт 15:26). Бизни мошу қорқунчлуқ дүшмәнниң қолидин қутқузуш үчүн Тәңри Йәһвә орунлаштурған төләм үчүн қанчилик миннәтдармиз, һә!

ӨЛҮМ ТОҒРИСИДИКИ ҺӘҚИҚӘТНИ БИЛИШ ПАЙДИЛИҚ

15. Өлүм тоғрисидики һәқиқәтни билиш немә үчүн көңүлгә тәсәлла бериду?

15 Муқәддәс Китапта өлүкләрниң әһвали тоғрисида немә һәқиқәт барлиғини билиш көңүлгә тәсәлла бериду. Биз көрүп өткәндәк, өлүк азап-оқубәт чәкмәйду яки көңли азапланмайду. Улардин қорқушниң һаҗити йоқ, улар бизгә зиянкәшлик қилалмайду. Улар бизниң ярдимимизгә муһтаҗ әмәс вә бизгә ярдәм берәлмәйду. Биз улар билән параңлишалмаймиз, уларму һәм биз билән параңлишалмайду. Бирақ, нурғун диний йетәкчиләр ялғанчилиқ қилип өзлириниң шу өлгәнләр үчүн ярдәм берәләйдиғанлиғини ейтишиду һәм шу диний йетәкчиләргә ишәнгән кишиләр уларға пул бериду. Бирақ, өлүм тоғрисидики һәқиқәтни билиш бизни шундақ ялғанни үгитидиған кишиләрниң алдап кетишидин қоғдайду.

16. Нурғун динларниң үгитидиған тәлимигә ким тәсир көрсәткән? Қайси усул билән?

16 Көплигән динларниң өлүм тоғрисида үгәткән тәлими Муқәддәс Китапниң тәлими билән охшашму? Яқ. Немә үчүн? Чүнки, уларниң тәлими Шәйтанниң тәсиригә учриған. Шәйтан ялған дин арқилиқ кишиләрни адәмниң җисми өлгәндин кейин роһлар дуниясиға берип давамлиқ яшайду дәп ишәндүриду. Мошу ялғанчилиқ вә башқа ялғанчилиқлирини ишлитип Шәйтан кишиләрни Йәһвә Худадин жирақлаштуриду. Шәйтан мошу мәхситигә қандақ йетиду?

17. Немә үчүн мәңгүлүк азаплаш тоғрисидики тәлим Йәһвәгә қилинған һақарәт?

17 Алдинқи абзацларда үгәнгәндәк, бәзи динлар: әгәр бир киши һаят чеғида яман иш қилса, өлгәндин кейин мәңгүлүк азап-оқубәт тартиш үчүн от ялқунлап турған җайға бариду дәп тәлим бериду. Бу тәлимләр Йәһвә Худани һақарәтлигәнлик, меһир-муһәббәт егиси Йәһвә һәргиз кишиләрни ялқунлап турған отта азаплимайду (Юһаннаниң 1-хети 4:8). Балисиниң итаәтсизликни җазалаш үчүн өз балисиниң қоллирини көйүватқан отқа тиққан адәмни көрсиңиз, сиздә қандақ сезимләр пәйда болатти? Сиз шу адәмни һөрмәтләмсиз? Һәм шу киши билән тонушушни халамсиз? Әлвәттә, яқ! Сиз еһтимал у адәмни наһайити шәпқәтсиз адәм екән дәп ойлишиңиз мүмкин. Шәйтан дәл бизниң Йәһвәни адәмләрни ялқунлап туридиған дозақ отида мәңгү көйдүрүп азаплайдиған Худа дәп ишинишимизни халайду.

18. Өлүкләргә чоқунуш қайси диний ялғанчилиқ үстигә қурулған?

18 Шәйтан йәнә бәзи динлардин пайдилинип адәм өлгәндин кейин әрваға айлиниду, шуңа улар биз һаят яшиғучилар тәрипидин чоқум һөрмәтлиниши керәк дәп үгитиду. Мошу тәлимләргә асасланғанда, өлүкләрниң роһлири күчлүк достқа яки қорқунчлуқ дүшмәнгә айлиналайду. Нурғун адәмләр мошу ялғанчилиққа ишиниду. Шу сәвәптин, улар өлүкләрдин қорқиду, уларни һөрмәтләйду вә уларға чоқуниду. Әксичә, Муқәддәс Китап бизгә өлүкләрниң ухлаватқанлиғини, шундақла бизниң пәқәт Яратқучи егимиз вә Һаят бәргүчи, бирдин-бир һәқиқий Йәһвә Худаға ибадәт қилишимиз керәклигини үгитиду (Вәһийләр 4:11).

19. Өлүм тоғрисидики һәқиқәтни билиш бизниң Муқәддәс Китаптики қайси башқа тәлимни чүшинишимиз үчүн ярдәм бериду?

19 Өлүм тоғрисидики һәқиқәтни билиш сизни диний ялғанчилиқниң аздуруп кетишидин қоғдайду. Һәм сизниң башқа Муқәддәс Китап тәлимлирини чүшинишиңизгә ярдәм бериду. Мәсилән, сиз адәм өлгәндин кейин роһлар дуниясиға берип яшимайдиғанлиғини билип йәткәндә, вәдә қилинған йәр йүзидики җәннәттики мәңгүлүк һаятлиқ сиз үчүн һәқиқәтән муһим әһмийәткә егә болиду.

20. Кейинки бапта биз қайси соал тоғрисида мулаһизә қилимиз?

20 Узун заманлар илгири яшиған һәққаний адәм Аюп мундақ соал сориған: “Өлгән адәм йәнә тириләмдур?” (Аюп 14:14). Өлүм уйқусида ухлаватқан бир өлүк адәм қайта һаятлиққа қайтурулуп келинәмду? Мошу соалниң Муқәддәс Китаптики көңүлгә тәсәлла беридиған җавави тоғрисида, биз кейинки бапта мулаһизә қилимиз.

^ 5-абзац “Җан” вә “роһ” мошу сөз тоғрисида бир мулаһизә бар. ““Җан” вә “роһ” немини билдүриду?” намлиқ қошумчә изаһатқа қараң.