21-БӨЛҮМ
Әйсаниң тирилдүрүлүши
Әйса әгәшкүчилиригә көрүнүп, уларға вәзипә бериши вә илһамландуруши
ӘЙСА өлүп үчинчи күни, униң әгәшкүчилири болған бәзи аяллар қәбиргә келип, қәбирисиниң еғизиға қоюлған ташниң елип ташланғанлиғини көрди вә қәбирә қуруқ туратти!
Икки пәриштә пәйда болуп, уларниң бири: «Силәр...Насирәлик Һәзрити Әйсани издәватисиләр. У тирилди»,— дегән еди (Марк 16:6). Аяллар дәрһал шагиртларға ейтишқа жүгәрди. Йол үстидә, улар Әйсани учратти. Әйса уларға: «Қорқмаңлар! Берип қериндашлиримға хәвәр қилиңлар. Җәлилийәгә барсун, Мени шу йәрдә көриду»,— дегән (Мәтта 28:10).
Шу күни, икки шагирт Йерусалимдин Емаус йезисиға қарап кетивататти. Бир натонуш киши уларға қошулуп маңди вә уларниң немә тоғрисида параңлишиватқанлиғини сориди. Әмәлиятта, тирилдүрүлгән Әйса еди. Шагиртлар уни тоналмиди. Улар қайғулуқ һалда өзлириниң Әйса тоғрисида параңлишиватқанлиғини ейтти. Натонуш киши Муқәддәс Язмиларда Мәсиһкә мунасивәтлик ейтилған барчә бәшарәтләрни чүшәндүрүшкә башлиди. Дәрвәқә, Мәсиһ тоғрисидики бәшарәтләр Әйса арқилиқ тәпсилий әмәлгә ашурулған еди *. Шагиртлар натонуш кишиниң роһий шәхс сүпитидә өлүмдин тирилдүрүлгән Әйса екәнлигини чүшәнгәндә, у ғайип болди.
Икки шагирт дәрһал Йерусалимға қайтип кәлди вә ишикни илип бир өйгә җәм болған әлчиләрни тапти. Улар йүз бәргән ишларни сөзләватқанда, Әйса уларниң арисида пәйда болди. Униң һәйран қалған шагиртлири көргинигә ишәнмәйла қалди! Әйса улардин: «Немидин гуманлинисиләр?»,— дәп сориди. Вә уларға ейтти: «Мәсиһ азап чекип, өлтүрүлүп, үчинчи күни өлүмдин тирилиду» (Луқа 24:38, 46).
Әйса тирилгәндин кейинки 40 күн җәриянида, көп қетим шагиртлириға көрүнгән еди. Бир қетим у 500дин көп кишиләргә көрүнгән. Қаримаққа у шу вақитта, әгәшкүчилригә мундақ бир муһим вәзипини бәргән: «Берип пүткүл милләтләрниң Мениң шагиртлирим қилип йетиштүрүңлар....уларға Мән силәрни буйруған барлиқ әмирләргә әмәл қилишни үгитиңлар. Мән һәқиқәтәнму заман ахириғичә һәр дайим силәр билән биллә болимән» (Мәтта 28:19, 20).
Әйса өзиниң он бир садақәтмән шагиртлириға әң ахирқи қетим көрүнгәндә, у: «Роһулқуддус [муқәддәс роһ] үстиңизгә кәлгәндә сизләр қудрәт тепип... йәрниң интиһалири [чәт җайлири] ғичә мениң гуваһлирим болур сизләр»,— дегән еди (Әлчиләр 1:8). Шуниңдин кейин, Әйса асманға көтүрүлүп, бир парчә булутниң орувелиши билән, у көпчиликниң нәзиридин ғайип болған еди.
Мәтта 28; Марк 16; Луқа 24; Йоһан 20, 21; Коринтлиқларға 1-хәт 15:5, 6ға асасланған.
^ 6-абзац Мәсиһкә мунасивәтлик бәшарәтләрниң Әйсада әмәлгә ашқанлиғи тоғрисида көпирәк тәпсилатларға еришиш үчүн, мошу китапчиниң 14-бөлүмгә, 15-бөлүмгә вә 16-бөлүмгә вә «Муқәддәс китапта немә ейтилиду?» дегән китапниң «Худа вәдә қилған Мәсиһ — Әйса» намлиқ қошумчисигә қараң.