Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

12-САВАҚ

Батур жигит

Батур жигит

Келиң, әлчи Паулниң һаятини сақлап қалған жигит тоғрисида биливалайли. У Паулниң җийәни болған. Биз униң исмини билмәймиз, лекин униң наһайити җасарәтлик болғанлиғини билимиз. У немә қилғанлиғи тоғрисида билишни халамсиз? ~

Паул Әйса тоғрисида вәз қилғанлиғи үчүн, тутқунға елинип, Йерусалимдики түрмигә ташланди. Бәзи яман адәмләр Паулни өч көргәнликтин, уни өлтүргүси кәлгән. Шуниң үчүн улар бир-биригә: «Әскәр бешиға берип, Паулни сотниң алдиға кәлтүрүшини сорайли. Биз болсақ йол бойида йошурунуп, Паул өтүватқанда, уни өлтүримиз!»— дейишти.

Паулниң җийәни Паулға вә әскәр бешиға яман кишиләрниң һарам ойи тоғрилиқ ейтип бәрди

Бу гәпни Паулниң җийәни аңлап қалиду. Әнди у немә қилмақчи? У түрмигә берип, Паулға уларниң бу һарам ойини ейтип бәрди. Паул уни дәрру әскәр бешиға әвәтип, бу тоғрилиқ ейтип беришни тапшурди. Қандақ ойлайсиз, Паулниң җийәнигә әскәр беши билән сөзлишиш оңай болдиму? ~ Яқ, чүнки әскәр беши абройлуқ адәм болған. Лекин жигит җасарәт көрситип, униң билән сөзләшти.

Әскәр беши немә қилиш керәклигини яхши билгән. У Паулни қоғдаш үчүн тәхминән 500 әскирини тәйярлап, уни шу кечидә Қәйсәрийә дегән шәһәргә йәткүзүшни буйриди. Паул аман қалдиму? ~ Һә, аман қалди. Яман кишиләр униңға һуҗум қилалмиди. Уларниң һарам ойи әмәлгә ашмиди.

Сиз бу вақиәдин қандақ савақ алалайсиз? ~ Сизму Паулниң җийәнигә охшаш батур болалайсиз. Башқиларға Йәһва тоғрисида ейтқанда, җасарәтлик болушимиз керәк. Сизму җасарәтлик болуп, Йәһва тоғрисида сөзләшни давамлаштурамсиз? ~ Шундақ қилсиңиз, адәмләрниң һаятини сақлап қелишиңиз мүмкин.

МУҚӘДДӘС КИТАВИҢИЗДИН ОҚУҢ