Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

23-САВАҚ

Әдәбиятлиримиз қандақ йезилиду вә қандақ тәрҗимә қилиниду?

Әдәбиятлиримиз қандақ йезилиду вә қандақ тәрҗимә қилиниду?

Язғучилар бөлүми, АҚШ

Җәнубий Корея

Әрмәнстан

Бурунди

Шри-Ланка

«Һәр түрлүк милләт, қәбилә, тил вә хәлиқләргә» хуш хәвәрни җакалаш үчүн, биз әдәбиятлиримизни 750тин ошуқ тилға тәрҗимә қилимиз (Вәһий 14:6). Биз бу қийин тапшуруқни қандақ орунлаймиз? Биз буни дунияниң җай-җайлиридики һәрхил милләтләрдин чиққан язғучиларниң вә пидаий тәрҗиманларниң ярдими билән әмәлгә ашуримиз. Уларниң һәммиси Йәһва гувачилири.

Әсли мәтин инглиз тилида йезилиду. Рәһбәрлик кеңәш дуниявий баш идаридики Язғучилар бөлүминиң паалийитини назарәт қилиду. Бу бөлүм баш идаридә һәм башқа филиалларда хизмәт қиливатқан язғучиларниң ишини башқуриду. Язғучиларниң миллити вә мәдәнийити һәрхил болғанлиқтин, улар һәр түрлүк адәмләргә тәсир қилидиған мавзуларни язалайду.

Мәтин тәрҗиманларға әвәтилиду. Тәһрир қилинған вә тәстиқләнгән мәтин электронлуқ түрдә дунияниң җай-җайлиридики тәрҗиманларға әвәтилиду. Тәрҗиманлар мәтинни тәрҗимә қилип, инглиз тили билән селиштуруп, хаталарни түзәйду. Улар инглиз тилидики мәтинниң ойини өз тилида толуқ йәткүзүш үчүн тоғра сөзләрни таллашқа тиришиду (Вәз 12:10).

Компьютерлар ишни тезлитиду. Компьютер язғучиларниң вә тәрҗиманларниң орнини басалмайду. Лекин у һәр түрлүк программилар, электронлуқ луғәтләр вә қамуслар арқилиқ ишни тезлитишкә ярдәмлишиду. Йәһва гувачилири «Көп тиллиқ электронлуқ нәшир қилиш системисини» (MEPS) иҗат қилди. Униң ярдими арқилиқ мәтинни йүзлигән тилларда терип, уни рәсимләр билән қошуп, бесип чиқиришқа тәйярлаш мүмкин болди.

Немишкә биз әдәбиятлиримизни башқа тилларға, һәтта пәқәт бирнәччә миңла адәм сөзләйдиған тилларға, тәрҗимә қилиш үчүн шунчилик көп күч салимиз? Чүнки Тәңримиз Йәһва «һәрқандақ адәмләрниң қутқузулушини вә һәқиқәтниң тоғра билимигә келишини халайду» (Тимотийға 1-хәт 2:3, 4).

  • Бизниң әдәбиятлиримиз қандақ йезилиду?

  • Немишкә биз әдәбиятлиримизни шунчә көп тилға тәрҗимә қилимиз?