Сиз Йәһваниң ирадисини орунламсиз?
Йәһва гувачилириниң тәшкилати һәм хизмити һәққидә көпирәк билиш үчүн мошу китапчини оқушқа вақит бөлгәнлигиңиз үчүн миннәтдармиз. Бу китапчә сизгә Йәһваниң ирадисини бүгүнки күндә ким орунлаватқанлиғини чүшинишкә ярдәм бәрди дәп үмүт қилимиз. Биз сизни Худа тоғрилиқ билим елишни давамлаштурушқа, билгәнлириңизни уруқ-туққанлириңиз вә достлириңиз билән бөлүшүшкә һәм җамаәт учришишлиримизға дайим қатнишишқа дәвәт қилимиз (Ибранийларға 10:23—25).
Йәһва Худа тоғрилиқ көпирәк билгәнсири, униң сизни һәқиқәтән яхши көридиғанлиғиға көзиңиз йетиду. Бу болса сизни Униңға болған меһир-муһәббитиңизни көрситиш үчүн қолуңиздин кәлгәнниң һәммисини қилишқа дәвәт қилиду (Йоһанниң 1-хети 4:8—10, 19). Амма сиз Худаға болған меһир-муһәббитиңизни һаят тәрзиңиз билән қандақ көрситәләйсиз? Худаниң әхлақий өлчәмлири билән яшиғанлиғиңиз немишкә шунчилик муһим? Худаниң ирадисини биз билән биллә орунлаш хаһишиңизни қандақ риваҗландурсиңиз болиду? Сиз билән Муқәддәс китапни тәтқиқ қилидиған киши мошу соалларға җавап тепишқа ярдәм берәләйду. Шу чағда өзүңизниму, аилиңизниму «мәңгү һаятқа апиридиған... Рәббимизниң меһир-муһәббитидә сақлалайсиз» (Йәһуда 21).
Биз сизни «Худаниң меһир–муһәббитидин айрилмаңлар» китавини тәтқиқ қилиш арқилиқ һәқиқәт йолида меңишни давамлаштурушқа сәмимий тәклип қилимиз.