24-САВАҚ
Бизниң дуниявий паалийитимиз қандақ мәбләғләндүрүлиниду?
Тәшкилатимиз һәр жили миллионлиған Муқәддәс китапларни вә башқа әдәбиятларни нәшир қилип, һәқсиз тарқитиду. Биз Ибадәт өйлирини һәм филиалларни селип, уларни ремонт қилимиз; миңлиған бәйтәлликләр вә миссионерларни маддий тәрәптин қоллаймиз; тәбиий апәттин зәрдап чәккәнләргә ярдәм беримиз. Еһтимал, сиздә мошундақ соал пәйда болидиғанду: «Буларниң һәммиси қандақ мәбләғләндүрүлиниду?»
Биз һечкимдин пул тәләп қилмаймиз. Гәрчә вәз паалийитимизниң чиқими көп болсиму, биз һечкимдин пул соримаймиз. Буниңдин йүз жилдин бурунирақ чиққан «Күзитиш мунариниң» иккинчи санида бизниң Йәһваниң қоллишиға ишинидиғанлиғимиз вә «адәмләрдин һечқачан ярдәм сорап, ялвурмайдиғанлиғимиз» йезилған еди. Бүгүнки күнгичә биз бу сөзүмиздә туруватимиз! (Мәтта 10:8).
Паалийитимиз ихтиярий ианиләр арқилиқ атқурулиду. Нурғун адәмләр бизниң Муқәддәс китапқа асасланған тәлим бериш паалийитимизни қәдирләп, ихтиярий ианиләрни қилиду. Йәһва гувачилириниң өзлири Худаниң ирадисини йәр йүзи бойичә әмәлгә ашуруш үчүн, вақтини, күчини, пулини вә башқиму нәрсилирини хурсәнлик билән сәрип қилиду (Тарихнамә 1-язма 29:9). Ибадәт өйлиридә вә конгресслиримизда ианә сандуқлири бар, уларға халиғучиларниң һәммиси ианә салалайду. Шуниң билән ианә қилиш үчүн jw.org торбетини қоллиналайсиз. Әйса мәркизий ибадәтханиниң ғәзнә қачисиға икки тийин салған намрат тул аялни махтиған. Шу аялға охшаш, ианә бериватқанларниң көпинчиси бай әмәс (Луқа 21:1—4). Шуңа һәрким «өз жүригидә қандақ қарарға кәлгән болса», шундақ бериши үчүн дайим бир қисим пуллирини ианигә аҗритип қоялайду (Коринтлиқларға 1-хәт 16:2; Коринтлиқларға 2-хәт 9:7).
Пәрвәрдигарни барлиқ «мал дунияси» билән һөрмәт қилишни халайдиған сәмимий адәмләрни У Падишалиқ ишини қоллашқа давамлиқ дәвәт қилидиғанлиғиға ишәнчимиз камил (Пәнд-нәсиһәтләр 3:9).
-
Тәшкилатимизниң башқа динлардин қандақ пәрқи бар?
-
Ихтиярий ианиләр қандақ ишлитилиду?