Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

5-БӨЛҮМ

Уруқ-туққанлар билән инақлиқни сақлаңлар

Уруқ-туққанлар билән инақлиқни сақлаңлар

«Меһриванлиқ, әқил мөмүнлигиниң, мулайимлиқ һәм узақ сәвирликниң назук сезимлиригә пүркүнәйли» (Колосилиқларға 3:12).

Нека қийилғанда, йеңи аилиниң һули қурулиду. Гәрчә сиз ата-аниңизни һәрдайим һөрмәтләп, яхши көрсиңизму, әнди сиз үчүн дуниядики әң йеқин адәм — өмүрлүк йолдишиңиздур. Бәлким, уруқ-туққанлириңизниң бәзибирлиригә бу пикир билән келишиш асан болмайду. Бу мәсилидә тоғра көзқарашта болушқа сизгә Муқәддәс китаптики принциплар ярдәм берәләйду. Улар арқилиқ уруқ-туққанлириңиз билән инақлиқта болуп, некариңизни мустәһкәм қилалайсиз.

1. УРУҚ-ТУҚҚАНЛИРИҢИЗҒА НИСБӘТӘН ТОҒРА КӨЗҚАРАШНИ САҚЛАҢЛАР

МУҚӘДДӘС КИТАПТА НЕМӘ ЙЕЗИЛҒАН? «Ата-анаңни һөрмәтлә» (Әфәсликләргә 6:2). Нәччә яшта болушиңиздин қәтъийнәзәр, ата-аниңизни һөрмәтлишиңиз керәк. Өмүрлүк җүптиңизму бирлириниң әзизлик оғли яки қизи, шуниң үчүн ата-анисиға көңүл бөлүш — униң пәрзи. «Меһир-муһәббәт қизғанмайду», шуңа өмүрлүк җүптиңизни униң атисиға яки анисиға қизғиниш наданлиқтур (Коринтлиқларға 1-хәт 13:4; Галатилиқларға 5:26).

ПАЙДИЛИҚ МӘСЛИҺӘТЛӘР

  • «Ата-анаң маңа дайим чепилиду» яки «Сениң апаң һечқачан рази болмайду» дегән ашурма гәп-сөзләрдин нери болуң.

  • Һәммә нәрсиләргә йолдишиңизниң нуқтәий нәзәридин қарашқа тиришиң.

2. АИЛИҢИЗ ҮЧҮН ПӘҚӘТ ӨЗҮҢИЗ ҖАВАПКӘР

МУҚӘДДӘС КИТАПТА НЕМӘ ЙЕЗИЛҒАН? «Әр киши ата-анисидин айрилип, өз аялиға чаплишиду вә улар бир тән болиду» (Яритилиш 2:24). Өй-отақлиқ болғандин кейин, ата-анаңлар өзлирини бурунқидәкла силәр үчүн җавапкәр дәп ойлап, аиләвий ишлириңларға һәддидин ташқири арилишиши мүмкин.

Аиләвий ишлириңларға ата-анаңларниң қанчилик дәриҗидә арилишалайдиғанлиғини өмүрлүк йолдишиңиз билән келишивалсиңиз болиду. Андин буни ата-аниңизға иззәт-һөрмәт көрситип, очуқ һәм удул ейтсиңиз болиду (Пәнд-нәсиһәтләр 15:1). Кичик пейиллиқ, мулайимлиқ вә узақ сәвирлик уруқ-туққанлар билән яхши муамилидә болушқа вә «меһир-муһәббәтлик билән бир-бириңларға кәң қосақлиқ» болушқа ярдәм бериду (Әфәсликләргә 4:2).

ПАЙДИЛИҚ МӘСЛИҺӘТЛӘР

  • Уруқ-туққанлириңиз аилиңизгә һәддидин зиядә арилишиватқандәк көрүнсә, өмүрлүк йолдишиңиз билән бу һәқтә хатирҗәм шараитта сөһбәтлишиң.

  • Немә иш қилидиғанлиғиңларни вә өзүңларни қандақ тутидиғанлиғиңларни келишивелиңлар.