2018-жилниң умумий һесави
Йәһва гувачилириниң филиаллири: 87
Дөләтләр: 240
Җамаәтләрниң умумий сани: 119 954
Дуния бойичә Хатириләш кечисигә қатнашқанлар: 20 329 317
Хатириләш кечисидә символлардин еғиз тәккәнләр: 19 521
Җакалиғучиларниң * әң жуқури сани: 8 579 909
Һәр ай вәз ишиға қатнишидиған җакалиғучиларниң оттура сани: 8 360 594
2017-жил билән селиштурғанда процент өлчимидики өсүм: 1,4
Чөмдүрүлүш мәрасимидин өткәнләрниң * умумий сани: 281 744
Пионерларниң * һәр айлиқ оттура сани: 1 267 808
Ярдәмчи пионерларниң һәр айлиқ оттура сани: 446 642
Вәз ишиға сәрип қилинидиған саат: 2 074 655 497
Һәр ай өткүзүлидиған тәтқиқ қилиш дәрислириниң * оттура сани: 10 079 709
2018-хизмәт жилида * Йәһва гувачилири мәхсус пионерларниң, миссионерларниң вә наһийилик назарәтчиләрниң хизмитини тәминләш үчүн 214 миллиондин ошуқ АҚШ доллирини сәрип қилди. Дуния йүзидики филиалларда 20 331 хизмәтчи хизмәт қилиду. Уларниң һәммиси — Йәһва гувачилириниң мәхсус толуқ вақитлиқ хизмәтчиләр дуниявий бирләшмисиниң әзалири.
^ 7-абзац Җакалиғучи дегинимиз — Худа Падишалиғи һәққидики хуш хәвәрни турақлиқ һалда вәз қилидиған адәм (Мәтта 24:14). Җакалиғучиларниң сани тоғрисида jw.org торбетидики «Дуния йүзи бойичә Йәһва гувачилириниң сани қанчә?» намлиқ мақалидин оқуң.
^ 10-абзац Йәһва гувачиси сүпитидә чөмдүрүлүш мәрасимидин өтүш үчүн қандақ қәдәмләр қилиш керәклиги һәққидә jw.org торбетидики «Йәһва гувачиси болуш үчүн немә қилишим керәк?» намлиқ мақалидин көпирәк мәлумат алалайсиз.
^ 11-абзац Пионер дегинимиз — чөмдүрүлүш мәрасимидин өткән үлгилик җакалиғучи. У хуш хәвәрни вәз қилишқа һәр ай өз ихтияри билән бәлгүлүк саат сәрип қилиду.
^ 14-абзац Көпирәк мәлумат елиш үчүн jw.org торбетидин «Муқәддәс китапни тәтқиқ қилиш дегән немә?» намлиқ мақалини оқуң.
^ 15-абзац 2018-хизмәт жили 2017-жилниң 1-сентябридин 2018-жилниң 31-августиғичә давамлишиду.