МӘСИҺИЙ ҺАЯТИМИЗ
Худаниң Сөзини қанчилик қәдирләйсиз?
Муқәддәс китапниң муәллипи — Йәһва Худа. Униңда Йәһваниң ой-пикирлири һәм сөзлири йезилған (Пт2х 1:20, 21). Бу китапта Худа Падишалиғи арқилиқ Йәһва Өз исмини қандақ улуқлайдиғанлиғи вә йеқин арида һаятимиз қандақ яхшилинидиғанлиғи тоғрилиқ йезилған. Шундақла, Муқәддәс китапта Атимиз Йәһваниң қандақ Худа екәнлиги йезилған (Зб 86:15).
Һәрбиримиз Муқәддәс китапни һәр түрлүк сәвәпләр билән қәдирләймиз. Һәр күни уни оқуп, билгәнлиримизни әмәлийәттә қоллинип, бу бебаһа һәдийәни қәдирләйдиғанлиғимизни көрситимизму? Зәбур язғучиси: «Мән Сениң Қануниңни қанчилик яхши көримән!»— дәп язған. Бу сөзләрни әмәлийәттә орунлишимиз лазим (Зб 119:97).
«УЛАР МУҚӘДДӘС КИТАПНИ ҚӘДИРЛИГӘН» НАМЛИҚ ВИДЕОНИ КӨРҮП, ТӨВӘНДИКИ СОАЛЛАРҒА ҖАВАП БЕРИҢ:
-
Уильям Тиндал Муқәддәс китапни немә сәвәптин толуқ тәрҗимә қилмиған?
-
Немә үчүн униң тиришчанлиғи диққәткә сазавәр?
-
Уильям Тиндал тәрҗимә қилған Муқәддәс китап Англияға қандақ йәткүзүлгән?
-
Һәрбиримиз Худаниң Сөзини қәдирләйдиғанлиғимизни қандақ көрситәләймиз?