МӘСИҺИЙ ҺАЯТИМИЗ
«Бариға шүкүр қилиң»
Әгәр һал-әһвалимиз яхши болмиса, уни яхшилитмән дәп Йәһва Худа билән болған мунасивитимизгә зиян йәткүзүп қоюшимиз мүмкин. Мәсилән, айлиқ пули жуқури, бирақ Йәһва Худаға қилған хизмитимизгә яман тәсир қилидиған ишқа келишишимиз мүмкин. Мошундақ вәзийәттә Ибранийларға 13:5тики сөзләр дурус қарар чиқиришимизға ярдәм бериду.
«Һаятиңларда пулпәрәсликкә орун болмисун»
-
Дуа қилип, пул сиз үчүн қанчилик муһим екәнлиги вә балилириңизға қандақ үлгә көрситиватқанлиғиңиз һәққидә ойлиниң (g-U 15/9 6-б.)
«Бариға шүкүр қилиңлар»
-
Сизгә һәқиқәтән немә муһим, шуни ениқлавелиң (w16.07 7-б., 1, 2-абз.)
«Сени һәргиз қалдурмаймән һәм сени һечқачан ташлимаймән»
-
Худа Падишалиғини биринчи орунға қойсиңиз, У һаятимизға керәк нәрсиләрни беридиғанлиғиға ишәнч қилалаймиз (w14 15/4 21-б., 17-абз.)
«ДИЛ АРАМЛИҒИҒА ЕРИШКӘН ЕТИҚАТДАШЛИРИМИЗ. ПУЛНИҢ ЙЕТИШМӘСЛИГИГӘ ҚАРИМАСИТИН» НАМЛИҚ ВИДЕОНИ КӨРҮП, ТӨВӘНДИКИ СОАЛЛАРҒА ҖАВАП БЕРИҢ:
Мигель Новоа бурадәрниң вәзийитидин немини үгәндиңиз?