Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

МӘСИҺИЙ ҺАЯТИМИЗ

Нуқсансизлиқ вә оюмиз

Нуқсансизлиқ вә оюмиз

Нуқсансизлиғимиз пәқәт сөзлиримиз яки ишлиримиздин әмәс, оюмиздиму көрситишимиз муһим (Зб 19:14). Шуңа Муқәддәс китап бизни немә һәқиқәт, немә ишлар алийҗанап, немә ишлар һәққаний, немә ишлар пак, немә ишлар хуш-йеқимлиқ, әхлақ-пәзиләт яки махташқа лайиқ тәрәпләр бар болса, шу ишларға көңүл қоюп ойлинишқа дәвәт қиливатиду (Фп 4:8). Әлвәттә, әқлимизни һәрқачан яман ойлардин сақлалмаймиз. Шундақ болсиму, өзини тутуш яман ойлардин хали болуп, уни яхши ойларға алмаштурушқа ярдәм бериду. Әгәр оюмиз пак болса, иш-һәрикитимиздиму пак болушқа ярдәм бериду (Мк 7:21—23).

Қандақ ойдин хали болушиңиз керәклигини һәрбир айәтниң астиға йезип қоюң:

Рм 12:3

Лқ 12:15

Мт 5:28

Фп 3:13