МӘСИҺИЙ ҺАЯТИМИЗ
Йәһваниң әхлақий өлчәмлирини чиң тутайли
Йәһва адәмләр үчүн әхлақий өлчәмләрни орнатти. Мәсилән, У нека әр билән аялниң мәңгү риштиси болиду дәп қарар қилди (Мт 19:4—6, 9). Йәһва җинсий әхлақсизлиқниң һәрқандақ түрини мәнъий қилиду (К1х 6:9, 10). Йәһва һәтта талланған хәлқигә кийим вә ташқи көрүнүшкә тегишлик принципларни бәргән (Қ.ш 22:5; Т1х 2:9, 10).
Һазирқи заманда, көп адәм Йәһваниң өлчәмлирини рәт қилиду (Рм 1:18—32). Улар кийимгә, ташқи көрүнүш вә жүрүш-турушқа тегишлик пикригә көпчиликниң тәсир қилишиға йол қоюду. Көпинчиси еғир гуна қилғини билән махтинип, башқичә һаят кәчүргәнләрни тәңқит қилиду (Пт1х 4:3, 4).
Йәһва гувачилири сүпитидә биз Йәһваниң әхлақий өлчәмлирини җасурлуқ билән чиң тутушимиз керәк (Рм 12:9). Қандақларчә? Биз Йәһваға немә яқидиғанлиғини башқиларға силиқ-сипайилиқ билән ейтишимиз зөрүр. Лекин шундақла Худаниң жуқури өлчәмлирини һаятимизда чиң тутушимиз лазим. Мәсилән, кийим таллиғанда мундақ дәп ойлансақ болиду: «Таллиған кийимим Йәһваниң өлчәмлиригиму яки бу дунияниңкигә мас келәмду? Кийимим вә ташқи көрүнүшүм билән Худадин әйминидиған адәм екәнлигимни көрситәмду?» Қандақту бир фильм яки телекөрситишни көргүмиз кәлсә, мундақ дәп ойлинип бақайли: «Мән көрмәкчи болған кинони Йәһва мақул көрәмду? У кимниң әхлақий өлчәмлирини қоллайду? Мән таллиған оюн-тамашә әхлақий тәрәптин һимайә боламду? (Зб 101:3). Мошу оюн-тамашә аиләмгә вә башқиларға путликашаң болмамду?» (К1х 10:31—33).
Немишкә Йәһваниң әхлақий өлчәмлирини чиң тутқанлиғимиз шунчилик муһим? Сәвәви йеқин арида Әйса Мәсиһ һәммә рәзил адәмләрни йоқ қилиду (Әзк 9:4—7). Пәқәт Худаниң ирадисини орунлиғанларла аман қалиду (Й1х 2:15—17). Келиңлар, Йәһваниң әхлақий өлчәмлирини чиң тутайли. Шу чағда яхши жүрүш-турушимизни көргән адәмләр Худани мәдһийиләләйду (Пт1х 2:11, 12).
«ЙӘҺВА ХУДА БИЛӘН ДОСТ БОЛУҢ. БИРИ ӘР, БИРИ АЯЛ» НАМЛИҚ ВИДЕОНИ КӨРҮП, ТӨВӘНДИКИ СОАЛЛАРҒА ҖАВАП БЕРИҢ:
-
Йәһваниң әхлақий өлчәмлиригә мас һаят кәчүрүш немишкә дана?
-
Немишкә ата-анилар балилирини кичигидин тартип Йәһваниң әхлақий өлчәмлиригә үгитиши керәк?
-
Һәм яшлар һәм яшанғанлар башқиларға Худаниң меһрибанлиғиниң пайдисини көрүшкә қандақ ярдәм берәләйду?