Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

МӘСИҺИЙ ҺАЯТИМИЗ

Ишик алдидики әдәп-қаидә

Ишик алдидики әдәп-қаидә

Мәсиһийләр «инсанлар үчүн театрдики тамашиға» охшаш (К1х 4:9). Шуңа өй егилири бизгә деризидин қариса яки ишикниң кәйнидә тиңшап турса, биз һеч һәйран қалмаймиз. Бәзи өйләрдә һәтта бехәтәрлик камераси вә микрофон орунлаштурулғанлиқтин, өй егиси бизни көрүши, тиңшиши яки авазимизни йезивелиши мүмкин. Төвәндә ишик алдида турғанда яхши әдәп-қаидә көрситишкә тегишлик айрим мәслиһәтләр берилгән (К2х 6:3).

ҺӘРИКӘТЛИРИҢИЗ (Фп 1:27)

  • Өй егисиниң шәхсий һаятини һөрмәтләп, униң өйигә маримаң. Ишик алдида турғанда бирнемиләрни йәп-ичмәң, телефон қилмаң яки учур әвәтмәң.

СӨЗЛИРИҢИЗ (Әф 4:29)

  • Ишик алдида турғанда өй егисиниң аңлап қелишини халимиған сөзләрни қилмаң. Бәзи җакалиғучилар ойлирини жиғип, немә ейтидиғанлиғини ойлаштуруш үчүн ишик алдида сөзләшмәсликни қарар қилиши мүмкин.

Ишик алдида әдәплик болушниң башқа қандақ усуллирини билисиз?