МӘСҺИЙ ҺАЯТИМИЗ
Аилиңизниң бәхитлик болушиға төһпә қошуң
Йәһва Худа аилиләрниң бәхитлик болушини халайду (Зб 127:3—5; Вз 9:9; 11:9). Амма бу дунияниң бесими яки аилимиздикиләрниң хаталиқлири сәвәвидин хошаллиғимизни йоқитип қоюшимиз мүмкин. Шуниңға қаримастин, аилимизниң һәрбир әзаси хошал болуши үчүн немә қилсақ болиду?
Әр аялиға иззәт-һөрмәт көрситиду (Пт1х 3:7). У аялиға көңүл бөлүш үчүн көп вақит чиқириду. У аялидин артуқ һеч нәрсә тәләп қилмайду. Йолдиши аяли униңға вә аилисидикиләр үчүн қилған ишлирини баһалайдиғанлиғини көрситиду (Кл 3:15). Аялиға меһир-муһәббәт көрситип, уни махтайду (П.н 31:28, 31).
Аяли йолдишини қоллап-қувәтләш үчүн мүмкинчилик издәйду (П.н 31:12). У йолдишиға бойсунуп, униң билән һәмкарлишиду (Кл 3:18). У меһрибанлиқ билән йолдиши билән сөзлишиду вә униң тоғрисида башқилар билән сөзләшкәндә иззәт-һөрмәт көрситиду (П.н 31:26).
Ата-анилар балилириға вақит бөлиду (Қ.ш 6:6, 7). Уларни яхши көридиғанлиғини ейтиду (Мт 3:17). Балиларни тәрбийилигәндә уларға меһир-муһәббәт көрситип, уларни чүшинишкә тиришиду (Әф 6:4).
Балилар ата-анилирини һөрмәтләп, уларға бойсуниду (П.н 23:22). Улар ата-анилириға һис-туйғулири вә ой-пикирлири һәққидә очуқ йоруқ-сөзлишиду. Балилар ата-анилириниң түзитишини қобул қилип, уларға һөрмәт көрситиду (П.н 19:20).
«АИЛИҢИЗ БӘХИТЛИК БОЛСУН!» НАМЛИҚ ВИДЕОНИ КӨРҮП, ТӨВӘНДИКИ СОАЛҒА ҖАВАП БЕРИҢ:
• Видеода аилә әзалириниң һәрбири бәхитлик болуши үчүн немә қилған?