Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

МУҚАВИДИКИ МАВЗУ | ИНСАНЛАРНИ ХУДАДИН ЖИРАҚЛАШТУРҒАН ЯЛҒАНЧИЛИҚЛАР

Инсанларниң Худани сөйүши қийин болған

Инсанларниң Худани сөйүши қийин болған

«Худайиң Йәһвани пүтүн жүригиң, пүтүн җениң һәм пүтүн күчүң билән сөйгин» (Муса пәйғәмбәр). *

Бәзи адәмләр Худани сөйүш қийин дәйду. Гәрчә улар Аллаға ишәнсиму, У инсанларға, шәхсән маңа көңүл бөлмәйду вә мәндин бәк жирақ дегән ой-пикирдә болуп кәлмәктә. Бәзиләр болса, һәтта Худани рәһим-шәпқәтсиз дәпму қарайду. Төвәндә бир нәччә кишиләрниң ой-пикирлирини көрүп бақайли:

  • «Мән Худаға дуа қилип, ярдәм сорған болсамму, Униң маңа шәхсән көңүл бөлгәнлигини һис қилмидим. Мән Худани һис-туйғулири бар Шәхс дәп қаримиған едим» (Марко, Италия).

  • «Гәрчә мән Худаға хизмәт қилишни халиған болсамму, У мәндин интайин жирақтәк туюлған еди. Һәтта У рәһимсиз вә пәқәт җазалайду дәп ойлидим. У әҗайип һис-туйғуларға толған Худа екәнлигигә ишәнмигән едим» (Роза, Гватемала).

  • «Балилиқ чеғимда Худа хаталиқлиримни издәйду вә пәқәт җазалаш үчүн пурсәт күтиду дәп ойлаттим. Кейинәрәк У бизгә көңүл бөлмәйду дәп ойлашқа башлидим. Мән үчүн Худа адәмләрни башқуридиған, лекин уларниң һаятиға һәргизму қизиқмайдиған баш бир министрдәк болған» (Раймонда, Канада).

Сизниңчә, Худани сөйүш қийинму? Қайси динға тәвә болушидин қәтъийнәзәр, көплигән инсанлар әсирләр бойи ушбу соал үстидин чоңқур ойланған. Қизиқарлиқ йери, оттура әсирләрдә христианлар һәтта Һәммигә Қадир Тәңригә дуа қилмиған. Немә үчүн? Чүнки улар вәһимигә чүшүп Худадин қорққан. Тарихшунас Уилл Дюрант бу һәққидә мундақ дәп ейтқан: «Аддий бир гунакар бәндә шунчә һәйвәтлик Һәммигә Қадир Худаға дуа қилишқа қандақ җүръәт қилалайду?»

Қизиқ, қандақларчә Худани «қорқунчлуқ вә жирақ» бир Шәхс дегән көзқараш пәйда болди? Муқәддәс китап Худа һәққидә немиләрни үгитиду? Худа тоғрисидики һәқиқәтни үгиниш Уни сөйүшиңизгә ярдәм берәләмду?

^ Қанун шәрһи 6:5