Мәзмунға өтүш

Муқәддәс китап һаятни өзгәртиду

Муқәддәс китап һаятни өзгәртиду

«Мән пак виждан билән шат-хорам яшаймән»,— ВИКТОРИЯ ТОНГ

  • ТУҒУЛҒАН ЖИЛИ: 1957

  • ДӨЛИТИ: АВСТРАЛИЯ

  • ҚИСҚИЧӘ ТАРИХИ: БӘХИТСИЗ АИЛИДӘ ЧОҢ БОЛДУМ

ӨТМҮШТИКИ ҺАЯТИМ:

Мән Җәнубий Уэльс штатиниң Нью-Кастл шәһиридә дунияға кәлдим. Аиләмдики йәттә пәрзәнтниң тунҗиси едим. Дадам һарақ ичип, қени қизиқ адәм болуп, дайим бизни уратти. Апам болса, рәһимсиз еди. Уму бизни һақарәтләп, уруп-соқатти. Апам дайим маңа: «Сән яман қиз, дозақта көйисән»,— дәтти. Мундақ сөзләр мени қорқунучқа салатти.

Апамниң мени дайим уруп-соққанлиғи сәвәвидин мәктәпни ташлашқа тоғра кәлди. 11 йешимда һөкүмәт мени ата-анамдин елип, дәсләптә балилар өйигә, кейин монастирға беривәтти. 14 яшқа киргәндә монастирдин қечип кәттим. Мениң задила өйүмгә қайтқум кәлмәтти, шуңа Сиднейниң Крис-Кросс кочилирида яшашқа башлидим.

Кочиларда яшап, нәшә чекип, спиртлиқ ичимликләргә берилип кәттим, порнография көридиған болдум вә паһишә болуп ишләшни башлидим. Бир күни мени қорқунучқа салидиған бир вақиә йүз бәрди. Шу вақитта мән кәчки клуб егисиниң өйидә тураттим. Кәчқурунлиғи униңға икки әр киши кәлди вә у мени ятақханида олтирип турушимни өтүнди. Лекин мән уларниң параңлишишини аңлап қалдим. Клубниң егиси мени бу икки кишигә сетивәтмәкчи еди. Улар мени жүк кемисигә олтарғузуп, Японияға әвәтмәкчи болди. Шу кишиләр барларда ишлишимни халатти. Шуңа қорққинимдин балкондин сәкрәп чүшүп, қечип кәттим.

Сиднейға вақитчә кәлгән бир кишини учраттим. У маңа азирақ пул беридиғанлиғини үмүт қилип, униңға мән қандақ әһвалға чүшүп қалғинимни чүшәндүрдүм. У болса, тамақ йейишим вә жуюнушум үчүн мени өз өйигә тәклип қилди. Шу күндин башлап, мән униң өйидә қалдим. Бир жил өткәндин кейин биз той қилдуқ.

МУҚӘДДӘС КИТАП ҺАЯТИМНИ ӨЗГӘРТТИ:

Мән Йәһва гувачилири билән Муқәддәс китап тәтқиқ үгинишини башлидим. Үгиниш вақтида бир-биригә зит болған һис-туйғуларни баштин өткүзәттим. Бир тәрәптин яманлиқниң сәвәпчиси Шәйтан екәнлигини билгинимдә, аччиғим келип кетәтти. Сәвәви маңа Худа азап-оқубәтләргә сәвәпчи дәп үгәтти. Башқа тәрәптин болса, дозақ отиниң йоқлиғини билгинимдә, худди мүрәмдин тағ ғулап чүшкәндәк, өзүмни йеник һис қилишқа башлайдиған болдум. Чүнки бу сахта тәлим дайим мени қорқунучқа салатти.

Йәһва гувачилириниң күндилик турмушида Муқәддәс китапқа асасланған чиқарған қарарлири мени һәйран қалдурди. Улар иман-етиқадини пәқәт гәп-сөзлири биләнла әмәс, бәлки иш-һәрикәтлири билән көрситәтти. Миҗәз-хулқум начар болған болсиму, Йәһва гувачилири ейтқан сөзлиримгә яки қилған ишлиримға көңүл бөлмәй, маңа меһрибанларчә вә һөрмәт билән муамилә қилатти.

Мениң үчүн әң еғир қийинчилиқлардин бири өзүмни һеч немигә яримас дегән һис-туйғу билән күрәш қилиш еди. Мән өзүмдин нәпрәтлинәттим. Һәтта Йәһва гувачиси сүпитидә суға чөмдүрүштин өткәндин кейинму бу һис-туйғулар узақ вақит көңлүмгә арам бәрмәтти. Йәһва Худани сөйәттим, бирақ көңлүмдә У хуш көрәрму мени дегән гуман пәйда болған.

Чөмдүрүлүш мәрасимидин өткәндин кейин 15 жил өтүп, оюм түп йилтизи билән өзгәрди. Ибадәт өйидә нутуқ ейтиватқан бурадәр Яқуп 1:23, 24ни кәлтүрди. Бу айәтләрдә Худа Сөзи әйнәк билән селиштурулған. Шу әйнәктин өзүмизгә Йәһваниң көзқариши билән қаралаймиз. Лекин мениң өзүмгә болған көзқаришим Йәһва Худаниңкидин пәриқлинәмдекин дәп ойлидим. Авал мән бу ойға йол бәрмидим. Чүнки бәри бир өзүмни Йәһваниң меһир-муһәббитигә лайиқсиз һис қилдим.

Бирнәччә күндин кейин һаятимни өзгәрткән бир айәтни оқудум. Бу айәт Йәшая 1:18 болған, униңда Йәһва мундақ дәйду: «Әнди келиңлар, биз муназирә қилишайли... силәрниң гунайиңлар қип-қизил болсиму, йәнила қардәк ақириду, улар қизил қуруттәк пәрәң болса, улар аппақ жуңдәк болиду». Йәһва Худа маңа: «Кәл, Вики, мәсилини оттуриға қоюп, һәл қилайли. Мән сени, сениң гуналириңни, сениң қәлбиңни яхши билимән. Мән сени сөйимән»,— дегәндәк болди.

Шу ахшими ухлалмидим. Йәһваниң мени сөйидиғанлиғиға техичә гуманландим, бирақ Әйсаниң төләм қурбанлиғи һәққидә ойлинишқа башлидим. Бир вақитта көзүм ечилғандәк болди: Йәһва шунчилик узун вақит давамида маңа сәвирчанлиқ көрситип, меһир-муһәббитини һәр түрлүк усулларда көрсәтмәктә. Мән болсам униңға: «Меһир-муһәббитиң қанчилик күчлүк болсиму, мени яхши көрәлмәйсән. Оғлуңниң қурбанлиғиниң күчи маңа йәтмәйду»,— дәп ейтқандәк болдум. Башқа сөз билән ейтқанда, мән берилгән төләмни қобул қилмай, Йәһваға қайтуруп ташлиғандәк болдум. Амма ахирида, бу төләм һәққидә мулаһизә қилғандин кейин, Йәһваниң мени сөйидиғанлиғини һис қилишқа башлидим».

ҚАНДАҚ ПАЙДА АЛДИМ?:

Мән пак виждан билән шат-хорам яшаймән. Йолдишим иккимизниң нека риштилиримиз күчәйди. Маңа охшаш қийинчилиқларни баштин кәчүргән кишиләргә ярдәм бәргинимдин хошалмән. Әнди мән Йәһва Худаға техиму йеқин һис қилимән.