Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

Бир-бири билән һәмкарлишидиған әр-аял худди учиватқан аэропландики капитан вә ярдәмчи учқучиға охшаш

ӘР-АЯЛЛАР ҮЧҮН

2. Өз ара һәмкарлишиш

2. Өз ара һәмкарлишиш

ДЕГӘН НЕМӘ?

Некасида өз ара һәмкарлишидиған әр-аялни учиватқан аэропландики капитан вә ярдәмчи учқучиға охшитишқа болиду. Әгәр улар бирәр қийинчилиқларға дуч кәлсә, һәрбири «мән» әмәс, бәлки «биз» дәп ойлайду.

МУҚӘДДӘС КИТАПТИКИ ПРИНЦИП: «Әр-аял әнди икки тән әмәс, бир тәндур» (Мәтта 19:6, ҺЗ).

«Той қилғанлар бәхитлик турмуш кәчүрүш үчүн чоқум өз ара һәмкарлишиши керәк» (Кристофер).

НЕМӘ ҮЧҮН БУ МУҺИМ?

Өз ара һәмкарлашмайдиған әр-аял оттурисидики тоқунушлар пәйда болғанда, улар шу қийинчилиқларға қарши әмәс, бәлки өз ара бир-биригә қарши күрәш қилишқа майил болиду. Ахирида әрзимәс түгмидәк кичиккинә иш төгидәк чоң иш кәби бир қийинчилиққа айлиниду.

«Әр-аял арисида һәмкарлиқ роһи болуши керәк. Әгәр һәмрайим иккимиз һәмкарлашмисақ, бир-биримиз билән әр-аял әмәс, ятақдаш болуп қалаттуқ. Башқичә сөз билән ейтқанда, икки киши биллә яшисиму, муһим қарарни чиқиришта бир яқидин баш чиқиралмайду» (Александра).

НЕМӘ ҚИЛСИҢИЗ БОЛИДУ?

ӨЗҮҢИЗНИ СИНАП КӨРҮҢ

  • Ишләп тапқан пулни пәқәт «мениңки» дәп қарамсиз?

  • Мән яхши арам яки дәм елиш үчүн җүптүм билән вақит өткүзүш керәкму?

  • Өмүрлүк җүптүмниң уруқ-туққанлири билән йеқин мунасивәттә болушиға қаримай, улардин қечип жүримәнму?

ҖҮПТИҢИЗ БИЛЛӘ МУҺАКИМӘ ҚИЛИҢ

  • Қайси саһаларда биз өз ара яхши һәмкарлишип келиватимиз?

  • Қайси саһаларда техиму яхширақ һәмкарлишишқа тиришсақ болиду?

  • Һәмкарлиғимизни күчәйтиш үчүн қандақ қәдәм-басқучиларни бесишимиз керәк?

МӘСЛИҺӘТЛӘР

  • Өмүрлүк җүптиңизни теннис ойнайдиған риқабәтчиңиз дәп қаримаң. Буниң орниға җориңиз билән бир тәрәптә туруп, бирликтә қийинчилиқларға қарши күрәш қилиң.

  • «Қандақ йеңивалсам болиду?»— демәй, «Қандақ қилип биз йеңип чиқалаймиз?»— дәп ойлаң.

«Ким тоғра, ким хата дегәнни унтуп кетиң. Әң муһими, әр-аял арисида тинч-хатирҗәмлик вә инақлиқ һөкүм сүрүши керәк» (Итан).

МУҚӘДДӘС КИТАПТИКИ ПРИНЦИП: «Пәқәт өз мәнпәитиңларнила әмәс, башқиларниңму мәнпәәтлирини ойлаңлар» (Филипиликләргә 2:3, 4, ЙД).