Муқәддәс китап бизгә қандақ йетип кәлгән?
Муқәддәс китап бизгә қандақ йетип кәлгән?
Муқәддәс китап бизниң күнлиримизгичә өзгәрмәй, йетип кәлгәнлиги бир мөҗүзә! У йезилип,1900дин көпирәк жил өтүп кәткән. У тез чирип кетидиған материалларға, йәни папирус қомушидин тәйярланған қәғәзгә вә һайванат терисидин тәйярланған пергаментқа йезилған еди. Бүгүнки күндә Муқәддәс Язмилар йезилған тилларни чүшинидиған адәм аз. Униңдин башқа, һоқуқдарлар, шу җүмлидин императорлар вә дин рәһбәрлири Муқәддәс китапни бар күчи билән йоқ қилишқа урунған.
ҚАНДАҚ қилип бу әҗайип әсәр вақит синиғидин өтүп, әң кәң тарқалған китапқа айланған? Келиң, буниң пәқәт икки сәвәвини көрүп чиқайли.
Нусха көчүрүш
Әң илгирики Муқәддәс Язмилардики мәзмунниң қоғдиғучилири болған исраиллар қедимий орам язмиларни наһайити еһтиятчанлиқ билән сақлап, уларниң нурғунлиған көпәйтилгән нусхилирини чиқарған. Мәсилән, Исраил падишалириға «Қанун китавидин көчәрмини қиливалсун»,— дәп әмир берилгән (Қ.ш 17:18).
Көп исраиллар Муқәддәс Язмиларни Алланиң Сөзи екәнлигини етирап қилип, уни оқушни яхши көргән. Мәхсус тәлим алған катиплар яки көчүргүчиләр Язмиларниң түп нусхисидин наһайити еһтиятчанлиқ билән көчүрүп кәлгән. Худадин әйминидиған бу көчүргүчиләрниң бири Әзра һәққидә мундақ дейилгән: «У Исраилниң Худаси Пәрвәрдигар Мусаға назил қилған Тәврат қануниға пишқан тәвратшунас [көчүргүчи, ЙД] еди» (Әзр 7:6). Милади VI—IX әсирләрдә Ибраний Язмилардин яки «Кона Әһдә» китавидин нусха көчүргән масоретлар хаталиқлар киргүзүлмәслиги үчүн һәтта мәтиндики һәрбир һәрипни санап чиққан еди. Бундақ еһтиятчанлиқ билән көчүрүлүши дүшмәнләрниң бу Язмиларни бар күчи билән йоқ қилишқа урунғанлиғиға қаримастин, мәзмуниң тоғрилиғи вә сақлап қелишиға капаләтлик қилған.
Мәсилән, миладидин илгири 168-жили Сүрийә һөкүмдари Антиох IV Палестина зиминида тепилған Ибраний Язмиларниң барчә нусхилирини йоқ қилишқа урунған. Йәһудийлар тарихида шу дәвир тоғрилиқ мундақ дейилгән: «Һәрхил тепилған Тәврат орам язмилири жиртилип, көйдүрүлүвататти». Йәһудийлар энциклопедиясида болса: «Һоқуқдарлар бу әмирни нәқәдәр жуқури җавапкарлиқ билән атқурған... Муқәддәс китапқа егә болғанларниң һәммиси... өлүм җазаси билән һөкүм қилинған»,— дәп йезилған («The Jewish Encyclopedia»). Қандақла болмисун, Палестинада вә башқа жутларда яшиған йәһудийлар Муқәддәс Язмиларниң нусхилирини сақлап қалған.
Грек Язмилар яки «Йеңи Әһдә» йезилғандин кейин көп өтмәй, өз ичигә алған илһамландурулған хәтләр, пәйғәмбәрлик һәм тарихий китапларниң нусхилири кәң тарқилишқа башлиған. Мәсилән, Йоһан баян қилған хуш хәвәр Әфәстә яки униң йеқин әтрапида йезилған. Мутәхәссисләрниң ейтишичә, әшу хуш хәвәрниң түп нусхиси йезилип, 50 жилдин кейин көчүрүлгән нусхисиниң бир үзүндиси Әфәстин йүзлигән километрлар жирақлиқта турған Мисирда тепилған еди. Бу тепилма жирақ йәрдә яшиған Мәсиһ әгәшгүчилириниң қолида йеқиндила йезилған илһамландурулған мәтинләрдин көчүрүлгән нусхилар барлиғини испатлайду.
Әйса пәйғәмбәр йәр йүзидә хизмәт қилип, йүзлигән жиллардин кейин Муқәддәс китапниң кәң тарқилишиму униң сақлинип қалғанлиғини илгири сүргән. Мәсилән, милади 303-жили февраль ейиниң 23-күни таң сәһәрдә Рим императори Диоклетиан әскәрләр бир чиркониң ишигини бузуп, Муқәддәс Язмиларниң нусхилирини көйдүргәнлигини өз көзлири билән көрүш үчүн кәлгән. Диоклетиан Муқәддәс Язмиларни йоқ қилсам, Мәсиһ әгәшкүчилирини йилтизидин қомуруп ташлаймән дәп ойлиған. Әтиси у пүтүн Рим империясидә Муқәддәс Язмиларниң барчә нусхилирини көйдүрүшни әмир қилған. Лекин буниңға қаримастин, Муқәддәс Язмиларниң нусхилири сақлинип, көпәйтилгән. Грек тилидики Муқәддәс китапниң пәқәт икки нусхиниң асаслиқ қисми бизниң күнлиримизгичә йетип кәлгән. Улар Диоклетиан буйруқ бәргәндин көп өтмәй, көчүрүлгән болуши мүмкин. Уларниң бири Рим шәһиридә, иккинчиси болса, Лондондики Британия китапханисида сақланмақта.
Гәрчә Муқәддәс китап қолязмилириниң түп нусхиси тепилмиған болсиму, толуқ Муқәддәс китап яки қисимлириниң миңлиған қолязма нусхилири бизниң күнлиримизгичә йетип кәлгән. Уларниң бәзилири бәк қедимий. Муқәддәс китап көчүрүлгәндә, униң мәзмуни өзгәртилгәнму? Алим Уильям Грин Ибраний Язмилар һәққидә мундақ дегән: «Ишәнчлик ейтишқа болидуки, башқа қедимий әсәрлириниң һечқайсиси шунчилик ениқ йәткүзүлмигән». Муқәддәс китап қолязмилири бойичә ишләйдиған йетәкчи алим Фредерик Кеньон Язмилар тоғрилиқ мундақ дәп ейтқан: «Қолязмиларниң түп нусхилири вә қолумизда бар әң қедимий тепилған нусхилири арисидики вақит шунчилик қис болғанки, һәтта әсли буниңға әһмийәт бәрмисиму болиду. Шуңа Муқәддәс китап бизниң күнлиримизгичә дәсләптә йезилғандәк сақлинип қалғанлиғиға һечқандақ гуман йоқ. Дәрвәқә, «Йеңи Әһдә» китаплириниң ишәнчилиги вә сақлинип қалғанлиғи мәсилиси толуқ һәл қилинған дәп ейтсақ болиду». У давамлаштуруп: «Умумән ейтқанда, Муқәддәс китапниң мәзмуни толуқ сақлинип қалғанлиғиға һечқандақ гуман йоқ... Дуниядики башқа һечқайси қедимий китап һәққидә бундақ ейталмаймиз»,—дегән.
Муқәддәс китап тәрҗимиси
Йәнә Муқәддәс китап көп тилларға тәрҗимә қилинғачқа, дуниядики әң тарқалған китапқа айланған. Бу Алланиң нийитигә мас келиду. Чүнки У барчә хәлиқләрниң Өзини тонуп, Өзигә роһ вә һәқиқәт бойичә ибадәт қилишини халайду (Йоһ 4:23, 24; Мик 4:2).
Ибраний Язмиларниң дәсләпки тәрҗимиси — грек тилидики Септуагинта. У Әйса пәйғәмбәрниң йәр йүзидики хизмити башланғанлиғидин икки әсир илгири Палестинаниң сиртида яшиған грекчә сөзләйдиған йәһудийлар үчүн тәйярланған еди. Инҗил яки Грек Язмиларни өз ичигә алған Муқәддәс китап пүтүнләй йезилип болғандин кейинла бирнәччә әсир ичидә нурғун тилларға тәрҗимә қилинған еди. Лекин кейинәрәк, Муқәддәс китапни инсанларниң мүлкигә айландуруш вәзиписигә егә болған падишилар вә һәтта диний рәһбәрләр буниңға бар күчи билән тосқунлуқ қилишни башлиған. Улар Муқәддәс Язмиларниң аддий кишиләрдики тилларға тәрҗимә қилинишини мәнъий қилип, уларни роһий зулмәттә болуп сақлашқа урунған.
Һөкүмәтниң вә чиркавниң сәяситигә қаримастин, җасур кишиләр өз һаятини хәтәргә тәвәккүл қилип, Муқәддәс китапни аддий адәмләрниң тиллириға тәрҗимә қилған еди. Мәсилән, Оксфордта тәлим алған Уильям Тиндал исимлиқ бир инглиз киши 1530-жили Ибраний Язмиларниң дәсләпки бәш китави болған Тәвратни нәшир қилған. Қаттиқ қаршилиққа қаримай, у биринчи болуп, Муқәддәс китапни беваситә ибраний тилидин инглизчә тәрҗимә қилған. Шуниңдәк, Тиндал Худаниң Йәһва дегән исмини ишләткән биринчи инглиз тәрҗимани еди. Муқәддәс китапни испан тилиға тәрҗимә қилғанларниң бири — Муқәддәс китап тәтқиқатчиси Касиодор де Рейна өз паалийити үчүн католиклар тәрипидин дайим өлүм ховупигә дуч кәлгән. Өз ишини түгитиш үчүн у Англия, Германия, Голландия, Франция вә Швецариядәк түрлүк мәмликәтләрдә яшашқа мәҗбур болған. *
Бүгүнки күндә Муқәддәс китап барғансири көп тилларға тәрҗимә қилинип, миллионлиған нусхилирида нәшир қилинған. Униң сақлинип қалғанлиғи вә әң тарқалған китапқа айланғанлиғи әлчи Петрусниң язған роһландурулған сөзлири һәқ екәнлигини тәстиқләйду: «Гиялар қуруп, гүлләр солишип өлиду, Бирақ Рәббимизниң сөзи мәңгү моҗут болиду!» (Петрусниң 1-хети 1:24, 25, ҺЗ)
[Изаһәт]
^ 14-абзац Рейнаниң тәрҗимиси 1569-жили йоруқ көргән вә 1602-жили Сипрано де Валера тәрипидин қайта нәшир қилинған.
[Рамка]
ҚАЙСИ ТӘРҖИМИНИ ОҚУСАМ БОЛИДУ?
Һазир нурғун тилларда Муқәддәс китапниң бирқанчә тәрҗимә нусхилири бар. Бәзи тәрҗимиләрдә кона сөзләр вә чүшиниш қийин тил ишлитилгән. Башқилирида болса, оқушқа асан сөзләр ишлитилгән болсиму, мәзмунини тоғра чүшиниш қийин. Йәнә бәзилиридә удул, йәни пүтүнләй сөзму-сөз тәрҗимә қилинған.
Йәһва гувачилири «Муқәддәс Язмиларниң йеңи дуния ингилизчә тәрҗимисини» нәшир қилған. Бу тәрҗимини исимлири ашкарланмиған тәрҗиманлар тәрипидин Муқәддәс китапниң әсли тилдики нусхилиридин тәрҗимә қилған. Кейин бу тәрҗимә Муқәддәс китапниң 60тин көпирәк тилға тәрҗимә қилинишида асас болуп ишлитилгән. Шу тилларға тәрҗимә қилғучилар дайим әсли нусхидики тил билән селиштурған. «Йеңи дуния тәрҗимисиниң» мәхсити — мәнасини бурмилимай, әсли нусхидики мәзмунини мүмкинқәдәр сөзму-сөз йәткүзүп бериш болған. Бу тәрҗиманлар Муқәддәс китапниң әсли мәзмунини қедимки заманда яшиған кишиләргә қанчилик чүшинишлик болған болса, бүгүнки күндиму оқурмәнләргә шунчилик чүшинишлик болуши үчүн тиришқан.
Бәзи тилшунаслар бүгүнки күндики Муқәддәс китап тәрҗимилири, шу җүмлидин «Йеңи дуния тәрҗимиси» тоғра тәрҗимә қилинған-қилинмиғанлиғини вә уларда натоғра сөз-ибариләр бар-йоқлиғини тәкшүрүп чиққан. Әшу алимлардин бири Америкидики Шималий Аризона университетида диншунаслиқ саһасида ишләйдиған доцент — Джейсон Дэвид Бедун. У 2003-жили «инглиз тилида сөзлишидиған хәлиқләр арисида «әң кәң тарқалған Муқәддәс китап тәрҗимисидин» тоққузи һәққидә 200-бәтлик бир тәтқиқат мақалисини елан қилған. У таллаш-тартиш дәп қаралған Муқәддәс Язмиларниң бәзи үзүндилиригә, болупму «тәрҗимә җәриянидә бир тәрәплимә қараш киргүзүлгән» үзүндиләргә диққәт-етибарини қаратқан. У шу үзүндиләрни тәтқиқ қилип, тәрҗиманларниң мәнасини қәстән бузуш нийити барлиғини ениқлаш үчүн инглизчә тәрҗимиләрдики үзүндиләрни грек тилидики һәр бир үзүндә билән селиштурған. У қандақ хуласигә кәлгән?
Джейсон Бедун шуни байқиғанки, «Муқәддәс китап. Йеңи дуния тәрҗимисини» тәрҗимә қилиш усули башқа тәрҗимиләргә охшимиғач, көпинчә кишиләр вә Муқәддәс китап тәтқиқатчилири «Йеңи дуния тәрҗимисиниң» тәрҗиманлири диний көзқарашлириниң тәсиригә учриған дәп қарашқан. У мундақ дәйду: «Йеңи дуния тәрҗимисиниң» башқа тәрҗимиләрдин пәриқлинидиған асаслиқ тәрипи болса, униң сөзму-сөз, бәк ениқ вә еһтиятчанлиқ билән тәрҗимә қилинғанлиғидур». Гәрчә Бедун «Йеңи дуния тәрҗимисидики» бәзи ой-пикирләргә қошулмисиму, умумий җәһәттин алғанда, уни «өзи көрүп чиққан тәрҗимиләр арисидики әң тоғра тәрҗимә» дәп қариған вә һәтта «әң яхши тәрҗимә» дегән.
Ибраний тилини тәтқиқ қиливатқан профессор Биньямин Кедар «Йеңи дуния тәрҗимиси» һәққидә шуниңға охшаш ой-пикирни ипадиләп, 1989-жили мундақ дегән: «Мән бу тәрҗимидин бир топ сәмимий тәрҗиманларниң әсли нусхидики мәзмунни мүмкинқәдәр ениқ вә тоғра йәткүзүп беришкә тиришқанлиғини көрүп йәттим... Мән әсли нусхида болмиған нәрсиләрни «Йеңи дуния тәрҗимисигә» қәстән қошуп қоюш нийити барлиғини һәргизму байқимидим».
Өз-өзүңиздин сораң: «Немә үчүн Муқәддәс китапни оқуймән? Мән үчүн немә муһимирақ: мәзмуни тоғра болушиму, оқушқа асанирақ болушму яки Худа илһамландуруши билән йезилған әсли нусхидики ой-пикирләрниң мүмкинқәдәр ениқ йәткүзүлишиму?» (Петрусниң 2-хети 1:20, 21) Сизниң мәхситиңиз қайси тәрҗимини таллишиңизни бәлгүләйду.
[Рәсим]
«Муқәддәс китап. Йеңи дуния тәрҗимиси» көп тилларда нәшир қилинған
[Рәсим]
Масорет қолязмилири
[Рәсим]
Луқа 12:7-айәтниң бир парчиси «...қорқмаңлар; силәр нурғунлиған қушқачтин қиммәтликсиләр!»
[Рәсим рухсити билән]
Foreground page: National Library of Russia, St. Petersburg; second and third: Bibelmuseum, Münster; background: © The Trustees of the Chester Beatty Library, Dublin