Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

Немә үчүн биз үмүткә муһтаҗ?

Немә үчүн биз үмүткә муһтаҗ?

Немә үчүн биз үмүткә муһтаҗ?

АЛДИНҚИ мақалидә тилға елинған рак кесили түпәйлидин өлүп кәткән Дэниел үмүтини үзмигән болса, немә болатти? У рак кесилини йеңип, сақийип кетәттиму? У һазир һаят болаттиму? Һәтта үмүт давалаш күчигә егә дәйдиғанларму һәддидин зиядә өз ой-пикридә чиң турвалмаслиғи мүмкин. Бу йәрдә муһим ой-пикир бар. Үмүтниң күчини көптүрүп ашурвәтмәслик керәк. У һәммә ағриқларниң даваси әмәс.

Америка CBS News хәвәр программисида өткүзүлгән сөһбәттә дохтур Натан Черни еғир кесәллик билән күрәш қиливатқан бемарлар һәққидә сөзлигәндә, үмүтниң күчигә һәддидин зиядә ишинишниң хәтәрлик екәнлиги һәққидә агаһландуруп, мундақ дегән: «Әрләр аяллирини йетәрлик дәриҗидә чоңқур мулаһизә қилмиғанлиғи яки иҗабий көзқарашни сақлимиғанлиғи үчүн тиллап һақарәтлигинигә гува болдуқ. Бирақ бундақ ой-пикир қилиш тәрзи, йәни киши рак кесилиниң еғирлишип кетишини контрол қилалайду дегән гәп бир натоғра ойдурма. Әгәр шундақ болған болса, бемарлар өз кесили билән күрәш қилиш ирадиси күчлүк болмиғач, саламәтлиги начарлишип кетиватиду дәп чүшәндүрүш, бу адаләтсизлик болиду».

Әмәлийәттә, бир кишиниң еғир кесәл билән күрәш қилиши худди һерип һалидин кәткән җәңчиниң урушқа қатнашқиниға охшаш. Кесәл кишиниң жүки толиму еғир болғач, униң йеқинлири уни әйипкардәк һис қилдурушни халимайду. Демәк, үмүтниң һечқандақ әһмийити йоқ, дегән хуласигә келишимиз керәкму?

Яқ. Жуқурида тилға елинған дохтур паллиатив (йениклитиш) давалаш усули бойичә мутәхәссистур. Бу давалаш усули кесәлликни сақайтмайду яки бемарниң һаятини узартмайду. Лекин бу усул кишиниң өз кесили билән күрәш қилиш җәриянидә, униң турмушини йеникләштүриду. Бундақ давалаш усулини қоллинидиған мутәхәссисләр, бу усул һәтта еғир кесәл билән күрәш қиливатқанларға хошал кәйпиятни пәйда қилишқа ярдәм беридиғанлиғиға қәтъий ишиниду. Үмүтниң кесәлләргә иҗабий көзқарашни сақлашқа ярдәм бәргәнлиги вә униңдинму көпирәк пайдилиқ тәсири барлиғи һәққидә йетәрлик испатлар бар.

Үмүтниң әһмийити

Тибабәт саһасида ишләйдиған журналист Гиффорд-Джонс мундақ дәйду: «Үмүт күчлүк давалаш». У еғир кесәл билән күрәш қиливатқан кишини һис-туйғу җәһәттин қоллап-қувәтләшниң пайдиси тоғрисидики түрлүк тәтқиқатларни көрүп чиққан. Бундақ қоллап-қувәтләш кишиләргә техиму үмүтвар болуп, иҗабий көзқарашни сақлашқа ярдәм бериду дәп қаралған. 1989-жили өткүзүлгән бир тәтқиқатқа асасланғанда, һис-туйғу җәһәттин ярдәмгә еришкән бемарлар узунирақ яшиған. Тәтқиқатчилар шуни ейтидуки, һис-туйғу җәһәттики қоллап-қувәтләшни алған бемарлар шундақ ярдәмни алмиғанларға қариғанда, азирақ чүшкүнлүккә чүшиду һәм азирақ ағриқ азавини тартиду.

Иҗабий яки сәлбий көзқараш таҗсиман жүрәк кесилигә, йәни жүрәк қан томури ағриғиға қандақ тәсир қиливатқанлиғи һәққидики издинишни көрүп чиқайли. 1 300дин көпирәк әрләр һаятқа қандақ көзқараш билән, йәни иҗабий яки сәлбий көзқараш билән қарайдиғанлиғиға қарита синаққа қатнаштурулған. Он жилдин кейин 12 проценттин көпирәки таҗсиман жүрәк кесилигә гириптар болған. Уларниң арисида үмүтсиз кишиләрниң сани үмүтвар кишиләрдин кам дегәндә икки һәссә көп болуп чиққанди. Гарвард университетида ярдәмчи профессор болуп, тән-саламәтлик вә иҗтимаий жүрүш-турушни тәтқиқ қиливатқан Лора Кубзански мундақ дәйду: «“Иҗабий көзқараш” тән-саламәтлик үчүн пайдилиқ дегән пикир бурун көпинчә вақитта илмий җәһәттин толуқ испатланмиған еди. Бирақ жүрәк кесәлликлиригә қарита елип берилған мәзкүр издиниш бу ой-пикирниң тоғра екәнлигини илмий җәһәттин тәстиқләйду».

Бәзи издинишләр шуни көрситидуки, саламәтлигим начар дәп ойлайдиғанларға қариғанда, саламәтлигим яхши дәп ойлайдиғанлар операциядин кейин чапсанирақ әслигә келиватиду. Шәк-шүбһисизки, узақ яшаш үмүтварлиқ билән бағлинишлиқ болуп кәлгән! Бир издиништә яшанғанларниң қерилиққа болған иҗабий яки сәлбий көзқарашлири уларға қандақ тәсир қилидиғанлиғи үстидә тәкшүрүш елип барған. Яшанғанлар инсанларниң йешиниң чоңийишиға әгишип, техиму әқиллиқ вә тәҗрибилик болғанлиғи һәққидики қисқа учурларни көргәндә, улар җанлиқ, җушқун кәйпияттә меңиш истиги пәйда болған. Әсли, бундақ нәтиҗә 12 һәптилик җисманий чиниқиш программисиниң нәтиҗисигә баравәр!

Қизиқ, немә үчүн үмүтварлиқ, иҗабий көзқараш вә кәйпият тән-саламәтликкә пайдилиқ? Еһтимал, алимлар вә дохтурлар инсанниң мейисини вә тенини техичә тәлтөкүс чүшәнмигәчкә, бу соалға ениқ җавап берәлмәйду. Буниңға қаримастин, мәзкүр саһада ишләйдиған мутәхәссисләр тәҗрибиси, билими яки еришкән мәлуматларға асаслинип, бәзи қизиқарлиқ пикирләргә келиду. Мәсилән, нерв кесәлликлири (неврология) саһасида ишләйдиған профессор мундақ дәйду: «Иҗабий көзқарашни сақлайдиған үмүтвар киши өзини хошал һис қилиду. Кишиниң шундақ хуш кәйпияти анчә бесим пәйда қилмайду вә тәң-саламәтликкә һәм пайдилиқ. Бу сағлам болай дегән кишиләр өз-өзи үчүн қилалайдиған йәнә бир иш».

Бәзи дохтурлар, психологлар вә алимлар үчүн бу йеңи бир ой-пикир яки байқаштәк туюлиши мүмкин, лекин Муқәддәс Язмиларни тәтқиқ қиливатқанлар үчүн бу йеңилиқ әмәс. Тәхминән 3 000 жил бурун падиша Сулайман бу ой-пикирни мундақ ипадилигән: «Шат көңүл шипалиқ доридәк тәнгә давадур; сунуқ роһ-дил адәмниң илигини қурутар» (Пәнд-нәсиһәтләр 17:22). Бу сөзләрниң тәңпуңлиғиға диққәт қилиң. Айәттә «шат көңүл» һәрқандақ ағриқни сақайтиду дейилмигән, әксинчә у «шипалиқ доридәк» дәп тәсвирләнгән.

Шәк-шүбһисизки, әгәр үмүт һәрхил кесәлликләр үчүн дора екән, қайси дохтур уни тәвсийә қилмайду? Буниңдин ташқири үмүт пәқәтла тән-саламәтликкә әмәс, бәлки башқа көп җәһәттин пайдилиқ.

Үмүтварлиқ, үмүтсизлик вә һаятиңиз

Тәтқиқатчилар иҗабий кәйпиятниң үмүтвар кишиләргә көп җәһәттин пайдиси болидиғанлиғини байқиған. Адәттә шундақ кишиләр мәктәптә, ишта һәтта спорт саһалирида нәтиҗә қазиналайду. Мәсилән, йеник атлетика билән шуғуллинидиған аялларниң арисида бир тәтқиқат елип барған еди. Тренирлири һәрбир аялниң қабилийәтлирини тәпсилий баһалап чиққан. Шуниң билән биргә, тәтқиқатчилар өзлири һәм шу аялларниң арисида тәкшүрүш елип берип, уларниң үмүтварлиқ дәриҗисигә баһа бәргән. Нәтиҗиләр шуни көрситидуки, аялларниң үмүтварлиқ дәриҗиси уларниң мусабиқисидә мукапатқа еришиш-еришәлмәслигигә көпирәк тәсир қилған. Бу тренерларниң статистика мәлуматлиридин көп пәриқлиқ болуп чиққан. Хош, немә үчүн үмүтниң тәсири шунчә чоң?

Тәтқиқатчилар үмүтварлиқниң қарму-қаршилиғи болған үмүтсизлик һәққидә көпирәк мәлуматларни ашкарә қилди. Һайванатларниң һәрикәтлиригә қарита қилинған бир издиниш нәтиҗисидә, 1960-жилларда «адәтләнгән аҗизлиқ» дегән сөз-ибарә пәйда болди. Тәтқиқатчилар шуни ечип бәргәнки, адәмләрму бу универсал кесәллик аламитиниң бир түридин азап чекиши мүмкин. Мәсилән, бир тәтқиқатқа қатнишиватқан кишиләргә йеқимсиз шавқун авазини қоюп бәргән вә уларға мәлум тәртип бойичә кнопкиларни бесиш арқилиқ шу шавқунни өчүрәләйдиғанлиғини ейтқан. Шундақ қилип, улар шавқунни өчүрәлигән.

Башқа бир топтики кишиләргиму охшаш нәрсини ейтқан. Бирақ кнопкиларни басқанда йеқимсиз шавқун тохтимиған. Бу топтики көпинчә кишиләр үмүтсизликкә чүшүшкә башлиди. Өткүзүлгән кейинки синақлар җәриянидә улар һәрикәт қилишқа иккиләнгән еди. Улар мәйли қандақ һәрикәт қилайли, һеч немә өзгәрмәйду дегән ой-пикиргә кәлгән. Амма бу топтики үмүтвар кишиләр, һәтта үмүтсизликниң өзлиригә тәсир қилишиға йол қоймиған.

Жуқурида тилға елинған издинишләрни тәйярлашта ярдәм бәргән дохтур Мартин Селигман үмүтварлиқ вә үмүтсизликни тәтқиқ қилишқа һаятни беғишлиған еди. У өзини үмүтсиз дәп ойлашқа майил болған кишиләрниң ой-пикир қилиш тәрзини тәпсилий тәтқиқ қилған. Униң ейтишичә, бундақ ой-пикир қилиш тәрзигә егә болған кишиләр һаятида көплигән қизиқарлиқ ишлар билән шуғулланмиған, һәтта паалийәтсиз болуп қалған. Селигман йәкүнләп, мундақ дәйду: «Жигирмә бәш жиллиқ издинишимниң нәтиҗисидә шуниңға көзүм йәттики, әгәр үмүтсиз кишигә охшаш һечқандақ иш қилиш қолумдин кәлмәйду дәп ойлашқа адәтләнсәк, бу барчә ишимизға тәсир қилиду вә һәрқандақ ишта мувәппәқийәт қазиналмаймиз. Бирақ әксинчә ойлисақ, бәлким бундақ болмайду».

Жуқурида ейтилғандәк, буниңға охшаш хуласиләр бүгүнки күндә бәзиләр үчүн йеңи бир ой-пикир яки байқаштәк туюлиши мүмкин. Лекин Муқәддәс Язмиларни тәтқиқ қиливатқанлар үчүн бу йеңилиқ әмәс. Төвәндики һекмәтлик сөзләргә диққәт қилиң: «Еғир күндә җасаритиңни йоқатсаң, сән аҗизсән» (Пәнд-нәсиһәтләр 24:10, ҺЗ). Дәрһәқиқәт, чүшкүнлүк вә униңға хас болған сәлбий ой-пикирләр сизни һәрикәт күчиңиздин қалдуридиғанлиғи һәққидә Муқәддәс китапта ениқ чүшәндүрүлгән. Ундақта, үмүтсизлик билән күрәш қилип, техиму үмүтвар болушни халисиңиз, немә қилсиңиз болиду?

[4, 5-бәтләрдики рәсим]

Үмүтвар болушниң пайдиси көп