Рәһбәрлик кеңәшниң йеңи әзаси
2018-ЖИЛНИҢ 24-январь, чаршәнбә күни, Қошма Штатлардики вә Канадидики Бәйтәл аилилири алаһидә бир уқтурушни аңлиди: Кеннет Кук бурадәр Рәһбәрлик кеңәшниң әзаси болди.
Кеннет бурадәр Қошма Штатларниң Пенсильвания штатида туғулуп, шу йәрдә чоң болди. У һәқиқәтни мәктәпни пүтүрүшниң алдида синипдишидин аңлиған вә 1980-жилниң 7-июнь күни чөмдүрүлүш мәрасимидин өтти. Андин 1982-жилниң 1-сентябрь күни пионер болуп хизмәт қилишни башлиди. Икки жилдин кейин, 1984-жилниң 12-октябрь күни, Кеннет бурадәр Нью-Йорк штатиниң Уолкилл шәһиридики Бәйтәлгә чақирилди.
25 жил давамида Кеннет бурадәр басмиханида вә Бәйтәл бюросида (бәйтәлликләрниң еһтияҗлириға ғәмхорлуқ қилидиған бөлүм) һәрқандақ ишларни атқурған. 1996-жили у Джеми исимлиқ қериндашқа өйлинип, иккилиси Уолкиллдики Бәйтәлдә хизмәт қилди. 2009-жилниң декабрь ейида у аяли билән Паттерсондики Күзитиш мунари тәлим бериш мәркизигә йөткилип, Кеннет бурадәр Хәт-алақә қилиш бөлүмигә тәйинләнгән. 2016-жилниң апрель ейида улар Уолкиллға қайтип, бираз вақит хизмәт қилғандин кейин Бруклинға көчүп барди. Бәш айдин кейин улар Нью-Йорк штатидики Уорвик шәһиригә җайлашқан дуниявий баш идаригә көчти. 2017-жилниң январь ейида Кеннет бурадәр Рәһбәрлик кеңәш Язғучилар комитетиниң ярдәмчиси болди.