Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

ТӘРҖИМИҺАЛ

Башқилардин үлгә елип, нурғун бәрикәтләргә ериштим

Башқилардин үлгә елип, нурғун бәрикәтләргә ериштим

КИЧИК чеғимда вәз хизмитигә қатнишиш мән үчүн интайин қийин болған. Чоң болғинимда маңа қолумдин кәлмәйду дәп ойлиған ишлар тапшурулған. Қорққанчақлиғим билән күрәш қилишқа вә 58 жил давамида толуқ вақитлиқ хизмәттин хошаллиқ елишимға ярдәм бәргән бәзи қериндашлар тоғрилиқ ейтип берәй.

Мән Канаданиң Квебек дегән француз тилида сөзлишидиған өлкидә дунияға кәлдим. Ата-анам Луис билән Зилиа мени бәк яхши көрүп чоң қилған. Дадам оқушни бәк яхши көргән уялчақ адәм еди. Мән болсам, йезишни яхши көридиған вә күнләрниң бир күни журналист болушни арман қилаттим.

12 яшта болғинимда, өйүмизгә дадамниң хизмәтдиши Рудольф Сюси вә униң дости кәлди. Улар Йәһва гувачилири еди. Мән Гувачилар тоғрилиқ көп нәрсә билмәттим вә уларниң диниға анчә қизиқмиған едим. Бирақ уларниң соаллиримизға Муқәддәс китапниң ярдими билән мәнтиқлиқ җавап бәргәнлиги мени һәйран қалдурған. Бу ата-анамғиму қаттиқ тәсир қилип, биз Муқәддәс китапни үгинишкә мақул болдуқ.

Шу вақитта мән католик мәктивидә оқаттим. Муқәддәс китаптин үгәнгәнлиримни анда-санда синипдашлиримға ейтип берәттим. Бирақ бир күни бу муәллимләрниң қулиғиға йәтти. Мениң сөзлиримни Муқәддәс китапниң ярдими билән йоққа чиқиришниң орниға, уларниң бири мени пүтүн синипниң алдида қозғилаңчи дәп әйиплиди! Лекин бу қаршилиқ бәрикәткә айланди, сәвәви бу вақиә мәктәпниң дин тәлимлири Муқәддәс китапқа мас кәлмәйдиғанлиғини чүшинишимгә ярдәм бәрди. Шу йәрдә маңа орун йоқ екәнлигини чүшәнгән едим. Ата-анамниң рухсити билән мән башқа мәктәпкә йөткәлдим.

ВӘЗ ҚИЛИШНИ ЯХШИ КӨРҮШНИ ҮГИНИШИМ

Муқәддәс китапни үгинишни давамлаштурсамму, өйму өй вәз қилиштин бәк қорқаттим. Шуңа роһий җәһәттин өсәлмидим. Шу вақитта католик чиркониң тәсири зор болған вә поплар вәз ишимизға қаттиқ қаршилиқ көрсәткән. Квебекниң баш министри Морис Дюплесси чиркони қоллиған. У бир топ адәмләрниң Гувачиларни һақарәтлишини, һәтта уларға һуҗум қилишини қоллиған. Шу күнлири вәз қилиш үчүн җасурлуқ керәк еди.

Қорққанчақлиғим билән күрәш қилишимға Гилиад мәктивиниң тоққузинчи синипини пүтәргән Джон Рэй ярдәм бәргән. Джон бәк тәҗрибилик, жугач вә башқилар билән тез тил тепишидиған адәм еди. У маңа удул мәслиһәт бәрмисиму, униң яхши үлгисидин көп нәрсини үгәндим. Джон француз тилини яхши билмигәчкә, мән униң билән пат-пат вәз хизмитигә чиқип, тилни үгинишигә ярдәм берәттим. Джон билән қоюқ арилашқанлиғим һәқиқәттә чиң турушимға ярдәм бәрди. Мән Гувачилар билән тонушқандин он жил өтүп, 1951-жили, 26-май күни чөмдүрүлүштин өттүм.

Джон Рэйниң 1) яхши үлгиси маңа 2) өйму өй вәз қилишта қорққанчақлиғимни йеңишкә ярдәм бәрди

Кичик җамаитимиздики қериндашларниң тәңдин толиси пионер болуп хизмәт қилатти. Уларниң яхши үлгиси мениму пионер болушқа дәвәт қилди. Шу заманларда биз өйму өй пәқәт Муқәддәс китап билән вәз қилаттуқ. Әдәбиятларсиз вәз қилғанлиқтин, Муқәддәс китапни маһирлиқ билән қоллинишни үгәндуқ. Шуңа, мән һәқиқәтни яқлашқа ярдәм беридиған айәтләрни яхширақ биливелишкә тиришаттим. Лекин қолумиздики Муқәддәс китапта католик чиркосиниң мөһри, йәни рәсмий рухсити болмиса, көп адәмләр һәтта униму оқуштин баш тартқан еди.

1952-жили мән Симона Патри дегән йәрлик қериндашқа өйләндим. Андин биз Монреаль шәһиригә көчтуқ. Бир жил өтмәй қизимиз Лиз туғулди. Өйлинишимизгә аз қалғанда мән пионерлиқ хизмәтни тохтатсамму, Симона иккимиз җамаәт ишлириға паал қатнишиш үчүн аддий һаят кәчүрүшкә тириштуқ.

Қайтидин пионер болуп хизмәт қилиш тоғрилиқ он жил өткәндин кейинла ойлинишқа башлидим. 1962-жили Канададики Бәйтәлдә ақсақаллар үчүн бир айлиқ Падишалиқ хизмәт мәктивидә оқуған чағда, Камиль Уэллет дегән бурадәр билән биллә турдум. У балилиқ болсиму, хизмәткә болған қизғинлиғи маңа қаттиқ тәсир қилди. Шу чағларда Квебекта пионер болуп хизмәт қилидиған бала-чақилиқ қериндашлар дегидәк йоқ еди. Лекин Камиль пионер болушни мәхсәт қилған. У мениму әһвалим тоғрилиқ ойлинишқа дәвәт қилди. Бирнәччә айдин кейин қайтидин пионер болуп хизмәт қилалайдиғанлиғимни чүшәндим. Бәзиләр дурус қарар чиқарғинимға гуман қилған, лекин мән Йәһва Худаниң көпирәк хизмәт қилишқа тиришқанлиғимни бәрикәтләйдиғанлиғини билдим.

КВЕБЕКҚА МӘХСУС ПИОНЕР БОЛУП ҚАЙТИШИМИЗ

1964-жили Симона иккимиз туғулған жутумиз Квебекқа мәхсус пионер болуп тәйинлинип, у йәрдә бирнәччә жил хизмәт қилдуқ. Шу вақитларда вәз қилиш асанирақ болуп қалған еди, бирақ қаршилиқларға техичә дуч келип тураттуқ.

Бир қетим шәнбә күни мән Квебекқа йеқин җайлашқан Сент-Мари шәһиридә қолға елиндим. Мән рухсәтсиз өйму өй вәз қилғанлиқтин, офицер мени сақчиханиға елип келип, түрмигә солап қойди. Кейинирәк мән Байяржон дегән қорқунучлуқ вә сүрлүк сотчиниң алдиға елип келиндим. У мениңдин адвокатиң ким болиду дәп сориди. Мән Глен Хау a дегинимдә, у терикип: «Һә-ә, ума! Яқ, у болмайду!»— дәп вақирап кәтти. Глен Хау Йәһва гувачилирини қанунлуқ қоғдашта һәммигә тонуш бир адвокат болған. Узун өтмәй сот маңа җинайәтчи дәп әйипләнмәйдиғанлиғимни хәвәр қилди.

Қаршилиқниң тәсиридин Квебекта учришишларни өткүзидиған җай тепишму қийин болған еди. Биз пәқәт бир кона соғ гаражнила тапалидуқ. Қишниң қаттиқ соғлирида кичиккинә болсиму иссиниш үчүн бир исситқучни қоллинаттуқ. Биз пат-пат учришиштин бирнәччә саат авал шу исситқучниң чөрисидә олтирип, бир-биримизни роһландуридиған вақиәләрни ейтип берәттуқ.

Жиллар давамида вәз ишиниң қанчилик көп үнүм бәргәнлигини көрүш кишини бәкму хошал қилиду. 1960-жилларда Квебек шәһири, Кот-Нор райони вә Гаспе йерим аралини қошқанда пәқәт бирнәччә кичик җамаәт болған. Бүгүн бу районларда хизмәт қилидиған көплигән қериндашлар чирайлиқ Ибадәт өйлиридә учришиш өткүзиду.

НАҺИЙИЛИК ЗИЯРӘТ ХИЗМИТИНИ БАШЛИШИМИЗ

1977-жили Торонтодики (Канада) наһийилик назарәтчиләр үчүн учришишта болдум

1970-жили Симона иккимиз наһийилик хизмәтни башлашқа тәклип қилиндуқ вә 1973-жили вилайәтлик хизмәтни башлидуқ. Шу жиллири мән наһийилик назарәтчи болуп хизмәт қилған Лорье Сомюр вә Дейвид Сплэйнға b охшаш тәҗрибилик бурадәрләрдин көп нәрсини үгәндим. Һәр конгресстин кейин Дейвид иккимиз бир-биримизгә тәлим бериштә маһаритимизни өстүрүшкә ярдәм беридиған мәслиһәтләр берәттуқ. Бир күни Дейвид маңа келип: «Леонс, ахирқи нутуғуң маңа бәк яқти. Ярайсән! Лекин нутуғуңдики мәлумат шунчә көп болди, мән униңдин үч нутуқ тәй ярлаттим»,— дәп ейтқини есимдә. Мән нутуқларда бәк көп мәлуматтин пайдиланған едим. Шуңа уларни қисқа вә ениқ қилишни үгинишим зөрүр болған.

Мән шәрқий Канаданиң һәрқандақ шәһәрлиридә хизмәт қилдим

Наһийилик назарәтчиләргә тәсәлли бериш вилайәтлик назарәтчиләрниң вәзиписи болған. Амма Квебектики нурғун қериндашлар мени яхши тонуғанлиқтин, мениң билән хизмәткә чиқишни халатти. Қериндашлар билән хизмәткә чиқиш маңиму яқатти, шуңа наһийилик назарәтчи билән көп вақит өткүзмәттим. Бир күни меһрибан наһийилик назарәтчи маңа мундақ деди: «Сениң қериндашларға көңүл бөлгүниң бәк яхши. Бирақ бу мениң һәптәм. Маңиму илһам керәк!» Меһрибанлиқ билән берилгән бу мәслиһәт тәңпуңлуқни сақлишимға ярдәм бәргән.

1976-жили сөйүмлүк аялим Симонаниң җиддий кесәлгә дучар болуп, туюқсиз өлүп кәтәкәнлиги мени гаңгиритип қойди. Симона Йәһва Худани бәк яхши көрүп, җенини айимай хизмәт қилғачқа, мән үчүн әҗайип һәмра болған еди. Хизмәт билән бәнт болғанлиғим җудалиқ билән күрәш қилишқа ярдәм бәрди. Шу қийин вақитларда мени қоллап-қувәтлигәнлиги үчүн Йәһва Худаға бәк миннәтдармән. Кейинирәк мән Кэролин Эллиот дегән инглиз тилида сөзләйдиған қизғин пионерға өйләндим. У Квебекқа хизмәт даирисини кәңәйтиш үчүн кәлгән еди. Кэролин башқиларға, болупму уялчақ вә ялғузсирап жүргән адәмләргә сәмимий қизиқишни көрситидиған очуқ чирай аял. Наһийилик хизмитимдә Кэролин мән үчүн Йәһва Худаниң бәргән бәрикити еди.

БӘК МУҺИМ ЖИЛ

1978-жилниң январь ейида мән Квебектики дәсләпки Пионерлар мәктивини өткүзүшкә тәклип қилиндим. Лекин бу мәктәптә өзүм оқумиғанлиқтин вә дәрисләрни қандақ өткүзүшни билмигәнликтин, бәк һодуқтум. Бәхиткә яриша, дәсләпки синиптики пионерларниң тәңдин толиси тәҗрибилик еди. Өзүм оқутқучи болсамму, оқуғучилардин көп нәрсиләрни үгәндим!

Кейинирәк, 1978-жили Монреальдики Олимпик тәнтәрбийә мәйданида «Ғәлибә қучқан етиқат» дәп аталған хәлиқарилиқ конгресс өтти. Бу Квебектики әң чоң конгресс болуп, униңда 80000дин ошуқ адәм жиғилған. Маңа журналистлар билән тәшкилатимиз тоғрилиқ сөзлишиш тапшурулди. Нурғун журналистлар биз тоғрилиқ көп яхши нәрсиләрни язғанлиғини көрүп бәк хошал болдум. Улар телевизия вә радиопрограммилирида биздин 20 сааттин көпирәк вақит сөһбәт алған вә йүзлигән мақалиләрни нәшир қилған. Шундақ қилип зор гувалиқ берилгән еди!

БАШҚА ТЕРРИТОРИЯГӘ КӨЧҮШИМИЗ

1996-жили мениң һаятимда чоң өзгириш йүз бәрди. Чөмдүрүлүштин өткәндин башлап, мән французчә вәз қилаттим. Лекин әнди Торонтодики инглиз тилида сөзлишидиған территориягә тәйинләнгән едим. Мән үчүн инглиз тилида сөзләш бәк тәс болғачқа, нутуқ ейтишни ойлиғинимда өпкәм ағзимға тиқилип қалатти. Мән Йәһва Худаға пат-пат дуа қилишим вә көпирәк тайинишим керәкти.

Бешида қаттиқ һодуқсамму, Торонтода икки жил хошаллиқ билән хизмәт қилдим. Кэролин маңа инглиз тилида әркин-азадә сөзлишимгә сәвирчанлиқ билән ярдәм берәтти. Қериндашларму мени қоллап, тәсәлли берәтти. Биз көп өтмәй йеңи достларни тепивалдуқ.

Җүмә күни наһийилик конгрессқа мунасивәтлик ишлирим чачтин тола болатти, лекин адәттә шу күни ахшими өйму өй вәз қилиш үчүн бир саат вақит чиқираттим. Бәзилири: «Конгрессқа тақап, вәз хизмитигә чиқишниң немә һаҗити бар?»— дәп ойлиғанду. Лекин вәз хизмитидә адәмләр билән параңлишиш маңа күч берәтти. Һазирқи күндиму вәз иши маңа хошаллиқ әкелиду.

1998-жили Кэролин иккимиз Монреальға мәхсус пионер сүпитидә тәйинләндуқ. Жиллар давамида мән аммивий орунларда вәз қилишни уюштуруш вә аммивий әхбарат васитилирида Йәһва гувачилири тоғрилиқ натоғра ой-пикирләрни түзитиш билән шуғуллинаттим. Һазир болса, Кэролин иккимиз Канадаға йеқинда көчүп кәлгән вә Муқәддәс китап тоғрилиқ көпирәк билгүси келидиған чәт әлликләргә хошаллиқ билән ярдәм беримиз.

Аялим Кэролин билән

Чөмдүрүлүштин өткинимгә 68 жил бопту. Өткән һаятимға қарап, Йәһва Худа һаятимни бәрикәтләргә толдурғанлиғини көрдүм. Вәз хизмитини яхши көрүшни үгиниш вә нурғун адәмләрни һәқиқәт билән тонуштуруш мени бәк хошал қилиду. Қизимиз Лиз йолдиши билән балилирини чоң қилип қатарға қошқандин кейин, пионерлиқ хизмәтни башлиди. Қизимизниң вәз хизмитидә қизғин болғанлиғи жүригимизни шатландуриду. Яхши үлгилири, дана нәсиһәтлири билән роһий җәһәттин өсүшимгә вә һәр түрлүк хизмәтләрни атқурушумға ярдәм бәргән қериндашларға алаһидә рәхмәт ейтимән. Мән бир нәрсини чүшәндим: тәшкилат тапшурған хизмәтни пәқәт Йәһва Худаниң муқәддәс роһиға таянсақла орунлалаймиз (Зәб. 51:11). Өз исмини мәдһийиләш шан-шәрипини бәргини үчүн Йәһва Худаға чәксиз миннәтдармән! (Зәб. 54:6)

a Глен Хау бурадәрниң тәрҗимиһали «Ойғиниңлар!» (рус) журналиниң 2000-жил, 22-апрель саниниң 18—24 бәтлиридә нәшир қилинған.

b Дейвид Сплэйн Йәһва гувачилириниң Рәһбәрлик кеңишиниң әзаси болуп хизмәт қилиду.