Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

4-ТӘТҚИҚ МАҚАЛИСИ

Хатириләш мәрасимиға қатнишиш үчүн чиқарған тиришчанлиғимизни Йәһва бәрикәтләйду

Хатириләш мәрасимиға қатнишиш үчүн чиқарған тиришчанлиғимизни Йәһва бәрикәтләйду

«Буни мени әсләп туруш үчүн қилиңлар» (ЛУҚА 22:19).

8-НАХША Хатириләш кечиси

БУ МАҚАЛИДӘ a

1, 2. Немә үчүн һәр жили Мәсиһни Хатириләш мәрасимиға қатнишимиз?

 ТӘХМИНӘН 2000 жил бурун Әйса Мәсиһ өз һаятини биз үчүн қурбан қилип, бизниң мәңгүлүк һаятлиққа еришишимизгә йол ачқан. У өлүштин авалқи кечидә әгәшкүчилиригә өзини әсләп турушни буйриған. Буниң үчүн улар нан вә шарапни қоллинип, аддий бир хатириләш мәрасимни өткүзүши керәк еди (Кор. 1-х. 11:23—26).

2 Биз Әйса Мәсиһниң буйриғиға бойсунимиз, чүнки биз уни интайин яхши көримиз (Йоһ. 14:15). Һәр жили Мәсиһни хатириләш мәрасиминиң алди-кәйнидики бир қанчә һәптидә биз Мәсиһниң қилған ишлириға миннәтдарлиғимизни билдүрүш үчүн дуа қилип, униң өлүминиң мәнаси һәққидә чоңқур ойлинимиз. Йәнә хошаллиқ билән көпирәк вәз хизмәткә қатнишип, мошу алаһидә жиғилишқа көпирәк адәмләрни тәклип қилиш үчүн тиришчанлиқ көрситимиз. Биз йәнә һечқандақ тосқунлуққа қаримастин, шу мәрасимиға қатнишиш үчүн күч чиқиримиз.

3. Бу мақалидә немиләр һәққидә муһакимә қилимиз?

3 Биз бу мақалидә Мәсиһниң төләм қурбанлиғини хатириләш үчүн Йәһваниң хәлқи қайси үч җәһәттин тиришчанлиқ көрситидиғанлиғини көрүп чиқимиз: 1) Әйса көрсәтмә бәргән усулда Хатириләш мәрасимини өткүзүш, 2) башқиларни Хатириләш мәрасимиға тәклип қилиш, 3) һәр түрлүк қийинчилиқларға қаримай, Хатириләш мәрасимиға қатнишиш.

ӘЙСА КӨРСӘТМӘ БӘРГӘН УСУЛДА ХАТИРИЛӘШ ЖИҒИЛИШИНИ ӨТКҮЗҮШ

4. Һәр жили Хатириләш мәрасимидики нутуқта қайси соалларға җавап алимиз вә немә үчүн бу һәқиқәтләрниң қиммәтлик бәрикәт екәнлигини чүшинәләймиз? (Луқа 22:19, 20)

4 Һәр жили Хатириләш мәрасимида биз Муқәддәс китапқа асасланған бир нутуқни аңлаймиз. Бу нутуқ нурғун соалларға җавап бериду. Мәсилән, инсанийәт немә үчүн төләмгә муһтаҗ? Бир инсанниң җенини пида қилиши қандақларчә шунчә көп адәмләрни гунадин кәчүрүмгә ериштүрәләйду? Нан вә шарап немини билдүриду? Бу мәрасимда нан вә шарапқа кимләр еғиз тәккүзиду? (Луқа 22:19, 20ни оқуң). Буниңдин башқа, бу нутуқ бизниң кәлгүси җәннәттики һаят вә бәрикәтләр һәққидә чоңқур тәпәккүр қилишимизға ярдәм бериду (Йәшая 35:5, 6; 65:17, 21—23). Биз бу һәқиқәтләрниң интайин қиммәтлик бәрикәт екәнлигигә сәл қаримаслиғимиз керәк. Әмәлийәттә, миллиардлиған инсанлар шуларни чүшәнмәйду. Улар Әйсаниң қурбанлиғиниң интайин қиммәтлик екәнлигини билмәйду. Йәнә Әйса дәсләптә көрсәтмә бәргән усулда уни хатирилимәйду. Немә үчүн шундақ?

5. Әйсаниң көпинчә әлчилири өлгәндин кейин кишиләр Мәсиһниң өлүмини қандақ усулда хатириләшкә башлиған?

5 Әйсаниң көпинчә әлчилири өлгәндин кейин сахта Мәсиһ әгәшкүчилири җамаәткә соқунуп киривалған (Мәт. 13:24—27, 37—39). Улар шагиртларни өзиниң арқисидин әгәштүрүш үчүн һәқиқәтни бурмилиған сөзләрни қилишқан (Әлч. 20:29, 30). Сахта Мәсиһ әгәшкүчилири тарқатқан хата тәлимләрниң бири — Әйса өзини пәқәт бирла қетим қурбанлиққа бәрмигән. Уларниң бу тәлими Муқәддәс китапқа тамамән зит болған (Ибр. 9:27, 28). Әйса бирла қетим өзини тәғдим қилип, нурғун кишиләрниң гунасини өзигә алған. Улар чиркоға дайим, һәтта һәр күни жиғилип «Месса қурбанлиғи сунуш» b дәп атилидиған жиғилишқа қатнишиду. Башқа чирколар Мәсиһниң өлүмини бундақ пат-пат хатирилимисиму, бирақ көпинчә өзини Мәсиһ әгәшкүчилири дәйдиғанлар Мәсиһниң төләм қурбанлиғиниң зади немә мәнаси барлиғини ениқ билмәйду. Бәзиләр, бәлким, Әйсаниң өлүми һәқиқәтән мени гунадин азат қилаламду дәп ойлиши мүмкин. Улар немә үчүн шундақ гуманлиқ соални сорайду? Бәзидә улар, бәлким, төләм қурбанлиғиға ишәнмәйдиған кишиләрниң тәсиригә учриши мүмкин. Ундақта, Мәсиһниң һәқиқий әгәшкүчилири Мәсиһни хатириләш мәрасимиға қандақ көзқарашта болиду?

6. 1872-жили Муқәддәс китап тәтқиқатчилири қандақ хуласигә кәлгән?

6 19-әсирниң ахирлирида Чарлз Тейз Расселл вә башқилар Муқәддәс китапни чоңқур тәтқиқ қилишқа башлиған. Улар Әйсаниң төләм қурбанлиғиниң қиммити вә униң өлүмини қандақ хатириләш керәклиги тоғрисидики һәқиқәтни билишни халиған еди. 1872-жилиға кәлгәндә, улар Муқәддәс китапни асас қилип бир хуласигә кәлди. Әйса һәқиқәтән пүткүл инсанийәт үчүн төләм бәргән. Улар өзлириниң бу байқиғанлирини йошуруп қоймиған. Әксинчә китап, журналлар, гезитлар арқилиқ хәлиққә ашкарилиған. Униңдин башқа, улар дәрһал биринчи әсирдики Мәсиһ әгәшкүчилирини үлгә қилип, һәр жили бир қетим Мәсиһниң өлүмини хатириләш мәрасимини өткүзүшкә башлиған.

7. Шу дәсләпки Муқәддәс китапни тәтқиқ қилғучиларниң издинишлириниң биз үчүн қандақ пайдиси бар?

7 Нурғун жиллар илгири әшу бир топ әгәшкүчиләр тәтқиқ қилип үгәнгән һәқиқәтләрниң бүгүнки күндә биз үчүнму пайдиси бар. Қандақ пайдиси бар? Йәһваниң бәрикәтлиши билән көзүмиз ечилип, Мәсиһниң қурбанлиғи вә униң биз вә пүтүн инсанийәт үчүн қандақ әһмийити барлиғини техиму чоңқурирақ чүшинип йәттуқ (Йоһ. 1-х. 2:1, 2). Биз йәнә Муқәддәс китаптин Худани хурсән қилидиған инсанларниң икки түрлүк үмүти барлиғини үгәндуқ. Бәзиләрниң асманда өлмәйдиған һаятқа еришиш үмүти бар. Йәнә миллионлиған инсанларниң йәр йүзидә мәңгү яшаш үмүти бар. Йәһваниң бизни қанчилик сөйидиғанлиғи вә Мәсиһниң төләм қурбанлиғиниң биз үчүн шунчә зор әһмийәткә егә екәнлиги һәққидә ойлиниш бизни Йәһваға техиму йеқинлаштуриду (Пет. 1-х. 3:18; Йоһ. 1-х. 4:9). Шуңа илгирики садақәтмән қериндашларға охшаш, бизму Әйса Мәсиһ көрсәткән усулда униң өлүмини Хатириләш мәрасимиға қатнишишқа башқиларни тәклип қилимиз.

БАШҚИЛАРНИ МӘСИҺНИ ХАТИРИЛӘШ МӘРАСИМИҒА ТӘКЛИП ҚИЛИШ

Хатириләш мәрасиминиң тәклипнамисини тарқитиш паалийитигә толуқ қатнишиш үчүн немә қилалайсиз? (8—10 абзацларға қараң) e

8. Йәһваниң хәлқи башқиларни Мәсиһни Хатириләш мәрасимиға тәклип қилиш үчүн немиләрни қилған? (Рәсимгә қараң.)

8 Йәһваниң хәлқи узун жиллардин буян кишиләрни Мәсиһниң өлүмини хатириләш мәрасимиға тәклип қилип келиватиду. 1881-жилида Америкидики қериндашлар Пенсильвания штатиниң Аллегейни шәһиридә бир қериндашниң өйидә җәм болушқан. 1940-жили, март ейида вәз ейтқучилириниң өзлириниң районидики қизиқиш көрсәткән кишиләрни тәклип қилса болидиғанлиғи хәвәр қилинған. 1960-жили Бәйтәл тунҗа қетим җамаәтләрни бесип чиқирилған тәклипнамиләр билән тәминлигән. Шуниңдин башлап, Хатириләш мәрасиминиң миллиардлиған тәклипнамилири тарқитилди. Немә үчүн башқиларни тәклип қилиш үчүн шунчә көп вақит вә күч сәрип қилимиз?

9, 10. Башқиларни Мәсиһниң Хатириләш мәрасимиға тәклип қилиш үчүн чиқарған тиришчанлиғимизниң кимләр үчүн пайдиси бар? (Йоһан 3:16)

9 Башқиларни бу Хатириләш мәрасимиға тәклип қилишимизниң бир сәвәви, биз бу жиғилишқа тунҗа қетим қатнашқан кишиләрниң Яратқучи Йәһва вә Әйса Мәсиһниң инсанийәт үчүн қандақ бәдәл төлигәнлигини үгинишини халаймиз (Йоһан 3:16ни оқуң). Бу Хатириләш мәрасимида көргән вә аңлиғанлири адәмләрниң қәлбигә чоңқур тәсир қилип, техиму көпирәк нәрсиләрни үгинишини вә ахирида Йәһваниң хизмәтчилири болушини үмүт қилимиз.

10 Биз йәнә Йәһваға хизмәт қилишни тохтатқан кишиләрни шу мәрасимгә тәклип қилимиз. Шу арқилиқ биз Худаниң уларни техичә интайин яхши көридиғанлиғини уларға әслитимиз. Нурғунлири тәкливимизни қобул қилип жиғилишқа кәлгәндә, уларни көрүп хошал болимиз. Бу Хатириләш мәрасимиға қатнишиш уларға өзлириниң Йәһваға хизмәт қилған вақитта қанчилик хошаллиқ тапқанлиғини әслитиду. Мониканиң мисалини көрүп бақайли c. У 2019-жили таҗсиман вирус тарқалған мәзгилдә қайтидин вәз ейтиш хизмитини башлиған. 2021-жилидики Мәсиһни хатириләш мәрасимиға қатнашқандин кейин, у мундақ дәйду: «Бу қетим Мәсиһни хатириләш мәрасими мән үчүн бәкму алаһидә болди. 20 жилдин буян мән тунҗа қетим башқиларға вәз ейтип, уларни Хатириләш мәрасимиға тәклип қилдим. Мән пүтүн күчүм билән бу хизмәткә кириштим. Чүнки Йәһва вә Әйса Мәсиһниң мән үчүн қилған барлиқ ишлириға интайин миннәтдармән» (Зәб. 103:1—4). Башқилар тәкливимизни қобул қилсун-қилмисун, пүтүн күчимиз билән башқиларни тәклип қилишқа тиришимиз, чүнки чиқарған тиришчанлиғимизни Йәһваниң бәкму қәдирләйдиғанлиғини билимиз.

11. Йәһва башқиларни Хатириләш жиғилишиға тәклип қилиш үчүн көрсәткән тиришчанлиғимизни қандақ бәрикәтләп келиватиду? (Һагай 2:7)

11 Йәһва Худа кишиләрни Хатириләш мәрасимиға тәклип қилиш үчүн чиқарған тиришчанлиғимизни мол бәрикәтлиди. 2021-жили жуқумлуқ вирусниң тарқилиши сәвәплик вәз хизмитимиз чәклимигә учришиға қаримай, 21367603 киши Хатириләш мәрасимиға қатнашти. Бу қатнашқанларниң сани пүтүн дуниядики Йәһва гувачилириниң умумий саниниң икки ярим һәссисигә баравәр. Әлвәттә, Йәһваниң көңүл бөлидиғини, бу жиғилишқа қатнашқан һәрбир адәм жиғилишқа қатнашқанларниң сани әмәс (Луқа 15:7; Тим. 1-х. 2:3, 4). Биз шуниңға ишинимизки, әгәр Хатириләш мәрасимиға инсанларни тәклип қилиш үчүн тиришчанлиқ көрсәтсәк, Йәһва сәмимий кишиләрни тепишимизға ярдәм бериду (Һагай 2:7ни оқуң).

ТҮРЛҮК ҚИЙИНЧИЛИҚЛАРҒА ҚАРИМАЙ, ХАТИРИЛӘШ МӘРАСИМИҒА ҚАТНИШИШ

Хатириләш мәрасимиға қатнишиш үчүн көрсәткән тиришчанлиғимизни Йәһва бәрикәтләйду (12-абзацқа қараң) f

12. Мәсиһниң өлүмини Хатириләш жиғилишиға қатнишишимизни немә қийинлаштуриветәләйду? (Рәсимгә қараң).

12 Әйса Мәсиһ ахирқи күнләрдә яшаватқинимизда, һәрхил қийин вәзийәтләргә дуч келидиғанлиғимизни алдин-ала бәшарәт қилған еди. Мәсилән, аилә әзалиримизниң қаршилиғи, зиянкәшлик, урушлар, кесәлликләр вә башқилар (Мәт. 10:36; Марк 13:9; Луқа 21:10, 11). Бәзи чағларда бундақ вәзийәтләр Мәсиһниң өлүмини хатириләш мәрасимиға қатнишишимизни қийинлаштуриветиду. Қериндашлар бундақ қийинчилиқларни йеңиш үчүн немиләрни қиливатиду вә Йәһва уларға қандақ ярдәм бериватиду?

13. Артем түрмидә Мәсиһни Хатириләш мәрасимиға қатнишишни қарар қилғини үчүн Йәһва уни қандақ бәрикәтлигән?

13 Түрмә. Етиқади сәвәплик түрмигә ташланған қериндашлар қолидин келишичә Мәсиһни хатириләш мәрасимиға қатнишиш үчүн тиришчанлиқ көрситиду. Артем исимлиқ бурадәрниң мисалини көрүп бақайли. 2020-жилидики Хатириләш мәрасиминиң алди-кәйнидики мәзгилләрдә у 17 квадрат метр чоңлуқтики бир түрмә камериға соланған еди. Бу камерида бәзидә төрт яки бәш адәм болған. У түрмидә қийин вәзийәттә болушиға қаримай, Хатириләш мәрасимини өткүзгәндә, бәзи керәклик нәрсиләрни тапалиған вә өзи үчүн Хатириләш нутуғини ейтмақчи болған. Бирақ униң билән бир камерида болған мәһбуслар дайим тамака чекип, әхлақсиз сөзләрни қилатти. У мошундақ шараитта немә қилған? У улардин пәқәт бир саат тамака чәкмәй, яман гәп-сөзләрни қилмай турушни өтүнгән. Һәйран қаларлиқ йери, улар Хатириләш мәрасими өткүзүлгәндә, тамака чәкмәсликкә қошулған. Артем йәнә улардин бу Хатириләш мәрасими һәққидә билишни халайдиған-халимайдиғанлиғини сориған. Гәрчә улар өзлириниң халимайдиғанлиғини ейтсиму, бирақ Артемниң Хатириләш мәрасимини өткүзгәнлигини көргән вә нутуғини аңлиғандин кейин униңдин нурғун соалларни сориған.

14. Тарқилишчан вирусқа қаримай Хатириләш мәрасимиға қатнишиш үчүн Худа хизмәтчилири қандақ тиришчанлиқни көрсәтти?

14 2019-жилидики таҗсиман жуқумлуқ вирус мәзгили. Тарқилишчан вирус мәзгилидә Йәһваниң хәлқи гәрчә үзму үз бирликтә Мәсиһни хатириләш мәрасимиға қатнишалмиған болсиму, бирақ бу уларниң Хатириләш мәрасимини өткүзишигә тосалғу болалмиған d. Интернет бар йәрләрдә җамаәтләр интернет тори арқилиқ Мәсиһни хатириләш мәрасимини өткүзгән. Ундақта, интернет йоқ җайлардики кишиләр қандақ қилған? Бәзи дөләтләрдә йәрлик Бәйтәлләр телевизия вә радио арқилиқ Хатириләш мәрасиминиң нутуғини тарқитишни орунлаштурған. Униңдин башқа, бәзи Бәйтәлләр бу нутуқни 500дин көпирәк тилда видеоға чүширип жирақ җайлардики қериндашларға әвәткән. Шу арқилиқ жирақ җайларда яшайдиған кишиләрму Мәсиһни хатириләш мәрасимиға қатнишалиған.

15. Сюзанна исимлиқ Муқәддәс китапни үгиниватқан аялниң мисалидин немини үгинәләймиз?

15 Аилидикиләрниң қаршилиғи. Бәзиләр үчүн аилидикиләрниң қаршилиғи Мәсиһни хатириләш мәрасимиға қатнишиш үчүн әң чоң тосалғу болиду. Мәсилән, Сюзанна Муқәддәс китапни үгинивататти. 2021-жили Хатириләш мәрасими өткүзүлидиған күнниң алдинқи күни, Сюзанна өзи билән Муқәддәс китапни тәтқиқ қиливатқан қериндашқа өйидикилири қарши чиққачқа, өзиниң бу мәрасимға қатнишалмайдиғанлиғини ейтқан. Қериндишимиз Сюзаннаға Луқа 22:44-айәтни оқуп бәргән вә униңға шундақ дегән: «Биз қийинчилиқларға дуч кәлгәндә, Мәсиһни үлгә қилишимиз, Йәһваға чин қәлбимиздин ишинип, дуа қилишимиз керәк». Әтиси Сюзанна нан вә шарапни тәйярлиған һәмдә jw.org торбетидин әтигәнлик ибадәт үчүн тәйярланған алаһидә программини көргән. Шу күни кәчтә у ялғуз өз бөлмисидә телефон арқилиқ Хатириләш мәрасимиға қатнашқан. Сюзанна өзи билән Муқәддәс китапни үгиниватқан қериндашқа мундақ дәп язған: «Түнүгүн сиз маңа интайин чоң илһам-мәдәт бәрдиңиз. Мән бу Хатириләш мәрасимиға қатнишиш үчүн қолумдин кәлгән һәммисини қилдим. Қалған ишларни Йәһва Өзи қилди. Мән өзүмниң қанчилик хошал вә миннәтдар болғанлиғимни тил билән ипадиләлмәймән». Сизниңчә, Йәһва сизгиму буниңға охшаш вәзийәткә дуч кәлгәндә ярдәм берәләмду?

16. Хатириләш мәрасимиға қатнишиш үчүн чиқарған тиришчанлиғимизни Йәһваниң бәрикәтләйдиғанлиғиға немә үчүн ишинәләймиз? (Римлиқларға 8:31, 32)

16 Әйсаниң өлүмини Хатириләш мәрасимиға қатнишиш үчүн чиқарған тиришчанлиғимизни көргәндә, Йәһва чоқум интайин хошал болиду. Униң биз үчүн қилған барчә ишлириға миннәтдарлиқ билдүргинимиздә, У чоқум бизни бәрикәтләйду (Римлиқларға 8:31, 32ни оқуң). Ундақта, биз бу жили Мәсиһни хатириләш мәрасимиға қатнишиш үчүн қәтъий бәл бағлап, шу Хатириләшниң алди-кәйнидики бир қанчә һәптидә Йәһваға көпирәк хизмәт қилиш үчүн қолумиздин келишичә күч чиқирайли.

149-НАХША Төләм үчүн миннәтдармиз

a 2023-жили, 4-апрель, сешәнбә күни дунияниң һәрқайси җайлиридики миллионлиған кишиләр Мәсиһниң өлүмини хатириләш мәрасимиға қатнишиду. Шу чағда нурғун кишиләр тунҗа қетим келиду, йәнә бәзи Йәһваға хизмәт қилишни тохтатқан қериндашларму қатнишиду. Улар нурғун жиллардин кейин бу жиғилишқа биринчи қетим келиши мүмкин. Бәзиләр бу жиғилишқа қатнишиш үчүн нурғун қийинчилиқларға дуч келиши мүмкин. Шундақтиму улар бу жиғилишқа қатнишиду. Мәйли сизниң вәзийитиңиз қандақ болушидин қәтъийнәзәр, бу жиғилишқа қатнишиш үчүн күч чиқарсиңиз, Йәһва чоқум буниңдин хурсән болиду.

b Мошу бир топ кишиләр Мәсиһниң өлүмини хатирилигәндә, нан вә шарап Мәсиһниң тени вә қениға өзгириду дәп қарайду. Улар Мәсиһниң тени вә қени әмәлийәттә һәр қетим бу мәрасимға қатнашқанда қурбанлиқ қилиниду дәп қарайду.

c Бәзи исимлар өзгәртилгән

d «2021-жиллиқ Мәсиһни Хатириләш мәрасими» (рус) намлиқ мақалиләрни jw.org торбетидин көрүң.

e СҮРӘТТӘ: 1960-жиллардин башлап, Хатириләш мәрасиминиң тәклипнамилири барғансири яхшиланди, һазир бесип чиқирилған вә электронлуқ нусхилирини ишлитишкә болиду.

f СҮРӘТТӘ: Сәһниләштүрүлгән көрүнүш. Қериндашлар җамаәттә сәясий қалаймиқанчилиқ йүз бәргән мәзгилләрдә Мәсиһни хатириләш мәрасимини өткүзиватиду.