Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

43-ТӘТҚИҚ МАҚАЛИСИ

Йәһва силәрни күчләндүриду

Йәһва силәрни күчләндүриду

«[Йәһва] силәрни мустәһкәмләп, күчлүк қилиду» (ПЕТ. 1-Х. 5:10).

23-НАХША Йәһва — бизниң күчимиз

БУ МАҚАЛИДӘ a

1. Қедимий заманда Худа хизмәтчилири күч-мәдәткә қандақ еришкән?

 ХУДАНИҢ СӨЗИДӘ дайим садақәтмән кишиләр күчлүк дәп тәсвирлиниду. Амма уларниң арисидики әң күчлүк кишиму һәрдайим өзиниң иман-етиқадини күчлүк һис қилмиған. Мәсилән, бәзи вәзийәтләрдә Давут падиша өзиниң худди тағдәк күчлүк екәнлигини һис қилған, амма башқа вәзийәтләрдә уни «әндишә бағлиған» еди (Зәб. 30:7). Гәрчә, Шимшон Худаниң роһиға еришкәндә алаһидә күчлүк болғанлиғини, амма Худаниң роһидин айрилғанда аҗизлап, башқа кишиләргә охшаш болуп қалғанлиғини тонуп йәткән (Һак. 14:5, 6; 16:17). Бу садақәтмән кишиләрниң күчлүк болушиниң бирдин-бир сәвәви — Йәһва уларни күчләндүргән.

2. Немә үчүн Әлчи Паул өзини һәм аҗиз һәм күчлүк дегән? (Коринтлиқларға 2-хәт 12:9, 10).

2 Әлчи Паул өзиниңму Йәһвадин келидиған күч-мәдәткә муһтаҗ екәнлигини етирап қилған (Коринтлиқларға 2-хәт 12:9, 10ни оқуң). Паулму худди көпинчимизгә охшаш саламәтлик тәрәптин қийинчилиқларға дуч кәлгән (Гал. 4:13, 14). Бәзи вақитларда униң үчүн тоғра иш қилиш қийин болған (Рим. 7:18, 19). Бәзидә у йәнә ғәм-қайғуға петип, амалсиздәк һис қилған (Кор. 2-х. 1:8, 9). Паул қийинчилиқларға бәрдашлиқ берәлиши үчүн Йәһва униңға күч-мәдәт бәргән.

3. Бу мақалидә қайси соалларға җавап тапимиз?

3 Йәһва бизниму күчләндүридиғанлиғини вәдә қилиду (Пет. 1-х. 5:10). Бирақ биз һечқандақ тиришчанлиқ көрсәтмәй туруп, Униңдин келидиған күчкә еришәлмәймиз. Мундақ мисал қилайли, машининиң мотори уни алға илгиритиду. Бирақ шофер халиған еригә бериш үчүн чоқум газ педалини дәссиши керәк. Худди шуниңға охшаш, Йәһва бизгә муһтаҗ болған күч-қувәтни беришкә тәйяр, амма биз чоқум униңдин пайдилиниш үчүн бәзи қәдәмләрни бесишимиз керәк. Йәһва бизни күчләндүрүш үчүн немиләрни тәминлигән? Йәһвадин кәлгән күч-қувәткә еришиш үчүн немә қилишимиз зөрүр? Бу соалларға җавап тепиш үчүн Муқәддәс китаптики үч шәхсни, йәни Юнус пәйғәмбәр, Әйсаниң аниси Мәрийәм вә әлчи Паулни Йәһваниң қандақ күчләндүргәнлигини көрүп чиқимиз. Биз йәнә Йәһваниң охшаш усулда бүгүнки күндә Өз хизмәтчилирини қандақ қилип давамлиқ күчләндүриватқанлиғини үгинимиз.

ДУА ВӘ ҮГИНИШ БӘРДАШЛИҚ БЕРИШИҢИЗГӘ КҮЧ БЕРИДУ

4. Биз Йәһваниң күчигә қандақ еришәләймиз?

4 Йәһвадин күч-мәдәткә еришәлишимизниң бир йоли — дуада униңға йеқинлишиш. Йәһва дуалиримизға җавап қайтуруп, бизгә «адәттики күчтин ешип чүшидиған күчни» берәләйду (Кор. 2-х. 4:7). Униңдин башқа, Худаниң Сөзи болған Муқәддәс китапни оқуғанда вә оқуғанлиримиз үстидә чоңқур мулаһизә қилғанда, биз күчлинимиз (Зәб. 86:11). Йәһваниң Муқәддәс китаптики сөзлири күчлүктур (Ибр. 4:12). Йәһваға дуа қилип, Униң сөзини оқуғиниңизда бәрдашлиқ берип, хошаллиғиңизни йоқатмаслиқ үчүн яки мүшкүл бир вәзипини орунлаш үчүн муһтаҗ болған күч-қувәткә еришисиз. Йәһваниң Юнус пәйғәмбәрни қандақ күчләндүргәнлигигә диққәт қилип бақайли.

5. Немә үчүн Юнус пәйғәмбәр күч-мәдәткә муһтаҗ болған?

5 Юнус пәйғәмбәр күч-мәдәткә муһтаҗ болған. У Йәһва тапшурған қийин вәзипидин қечип кәткән. Нәтиҗидә, у қаттиқ боран-чапқунда һаятидин айрилип қелишқа азла қалған вә кемидикиләрниң һаятини хәтәргә дучар қилған. Кемидики деңизчилар уни деңизға ташлиғанда, уни йоған бир белиқ жутувалған. У белиқниң қосиғида қап-қараңғу җайда болған. Сизниңчә, Юнус қандақ һис-туйғуда болған? Белиқниң қосиғида өлүшни күткәнму? Йәһва уни ташлавәтти дәп ойлиғанму? Бәлким, у қаттиқ қорққан.

Юнус пәйғәмбәргә охшаш, биз синақларға дуч кәлгәндә қандақ күчлүк болалаймиз? (6—9 абзацларға қараң)

6. Юнус 2:1, 2, 7-айәтләргә асасланғанда, Юнус белиқниң қосиғида болғанда, уни немә күчләндүргән?

6 Белиқниң қосиғида ялғуз қалғинида, Юнус күч-қувәткә еришиш үчүн немә қилған? У Йәһваға дуа қилған (Юнус 2:1, 2, 7ни оқуң). Гәрчә Юнус Йәһваға итаәт қилмиған болсиму, у Йәһваниң кәмтәрлик билән товва қилған дуасиға қулақ салидиғанлиғиға ишәнгән. Юнус йәнә Муқәддәс Язмилардики айәтләр һәққидә чоңқур ойланған. Немә үчүн бундақ дәймиз? Юнус китавиниң иккинчи бабида йезилған дуада Зәбур китавидики нурғунлиған сөз-җүмлә вә ибариләр ишлитилгән (Мәсилән, Юнус 2:2, 5ни Зәбур 69:1; 86:7 билән селиштуруң). Наһайити ениқки, Юнус әшу айәтләрни яхши билгән. У қийин вәзийәттә өзиниң билгәнлири һәққидә чоңқур ойлиниш арқилиқ Йәһваниң униңға ярдәм беридиғанлиғиға ишәнч қилған. Йәһва Юнусни қутқузған. Кейин у Йәһваниң буйриғанлирини орунлашқа тәйяр болған (Юнус 2:10—3:4).

7, 8. Тайваньда яшайдиған бурадәр қийин вәзийәттә Йәһваниң күч-мәдитигә қандақ еришкән?

7 Юнусниң мисали һәрхил синақларни баштин кәчүргәндә бизгә ярдәм берәләйду. Мәсилән, Тайваньдики Җимин b исимлиқ бурадәрниң тән-саламәтлиги интайин начарлашқан. Униңдин башқа, у Йәһваниң хизмәтчиси болғини үчүн аилисидә зораванлиққа дуч кәлгән. У дуа вә тәтқиқ қилип үгиниш арқилиқ Йәһвадин күч-мәдәт алған. Җимин мундақ дәйду: «Бәзидә қийинчилиқлар пәйда болғанда мән интайин әнсирәп, һәтта шәхсий үгинишни өткүзәлмәймән». Амма у бәл қоювәтмигән. У мундақ дәйду: «Авал мән Йәһваға дуа қилимән, кейин қулиғимға наушникларни тақап, мәдһийә нахшилирини аңлаймән. Бәзидә көңлүм тинч-хатирҗәм болғанға қәдәр төвән авазда әгишип ейтимән. Андин кейин тәтқиқ үгинишини башлаймән».

8 Шәхсий үгиниш Җиминни ойлимиған йәрдин күчләндүргән. Мәсилән, у бир қетим чоң бир операциясидин әслигә келиватқан вақитта бир медсестра униңға қизил қан һүҗәйрисиниң сани төвән болғачқа, униңға қан қуюш керәклигини ейтқан. Операциядин бир күн бурун Җимин өзигә охшаш операцияға чүшкән бир қериндашниң тәрҗимиһалини оқуған. Униң қизил қан һүҗәйрисиниң һәтта Җиминниңкидинму төвән еди. Бирақ у қан қуюшни қобул қилмиған вә саламәтлиги әслигә кәлгән еди. Бу қериндашниң мисали Җиминниң садақәтмәнлигини күчәйткән.

9. Әгәр синақ сизни аҗизлаштурған болса, немә қилсиңиз болиду? (Рәсимләргиму қараң).

9 Синақ җәриянида Йәһваға дуада ич-бағриңизни төкүштин әнсирәмсиз? Тәтқиқ қилип үгиништин һерип кәткәндәк һис қиламсиз? Есиңиздә болсунки, Йәһва сизниң вәзийитиңизни толуқ чүшиниду. Шуңа, сиз аддий дуа қилсиңизму, У муһтаҗ болған нәрсилириңизни беридиғанлиғини җәзмләштүрәләйсиз (Әфәс. 3:20). Әгәр җисманий ағриқ вә һиссий азап-оқубәтлириңиз тәтқиқ қилип үгиниш яки оқуш үчүн қийинчилиқ туғдурса, Муқәддәс китап яки униңға асасланған нәшир материалларниң авазлиқ оқулушлирини аңлашни синап бақсиңиз болиду. Униңдин башқа, сиз jw.org торбетидин нахшиларни яки видеоларни көрүш арқилиқму күч-мәдәткә еришәлишиңиз мүмкин. Йәһва Худа сизни мустәһкәмләшни халайду вә дуа қилғиниңизда, у сизгә күч-мәдәт бериду. Дуалириңизға Муқәддәс китаптин вә У тәминлигән башқа барлиқ материаллардин җавап таписиз.

ЕТИҚАТЧИЛИРИҢИЗ СИЗГӘ КҮЧ-МӘДӘТ БЕРӘЛӘЙДУ

10. Етиқатчилиримиз бизни қандақ күчләндүриду?

10 Йәһва бизни күчләндүрүш үчүн етиқатчилиримизни ишлитәләйду. Биз синаққа дуч кәлгәндә яки қийин бир вәзипини орунлаш үчүн тиришқанда, улар тәсәллиниң мәнбәси болалайду (Кол. 4:10, 11). Биз болупму қийинчилиқларға дуч кәлгән пәйтләрдә достларға муһтаҗ болғинимизни һис қилимиз (Пәнд н. 17:17). Өзүмизни аҗиз һис қилғинимизда қериндашлиримиз җисманий вә һиссий җәһәттин ярдәм берип, давамлиқ бизни Йәһваға садақәтмәнлик билән хизмәт қилишқа илһамландуриду. Әйсаниң аниси Мәрийәмниң башқилардин күч-мәдәткә қандақ еришкәнлигини көрүп бақайли.

11. Немә үчүн Мәрийәм күч-мәдәткә муһтаҗ болған?

11 Мәрийәм Йәһваниң ирадисини орунлаш үчүн күч-мәдәткә муһтаҗ болған. Ойлап көрүң, у Җәбраил пәриштидин еғир бир вәзипини тапшуруп алғандин кейин, у чоқум өзини өз үстигә еғир жүк жүклигәндәк һис қилған. Униң техи бала беқиш тәҗрибиси йоқ еди, амма у келәчәктә Мәсиһ болидиған балиға ғәмхорлуқ қилиши керәк еди. Һечқачан җинсий мунасивәттә болмиған Мәрийәм болғуси ери Йүсүпкә буларниң һәммисини қандақ чүшәндүриду? (Луқа 1:26—33).

12. Луқа 1:39—45 айәтләргә асасланғанда, Мәрийәм керәклик күчкә қандақ еришкән?

12 Мәрийәм адәттин ташқири еғир вәзипини орунлаш үчүн керәклик күчкә қандақ еришкән? У башқилардин ярдәм сориған. Мәсилән, у Җәбраил пәриштидин бу вәзипә тоғрисида техиму көпирәк мәлуматларни ейтип беришини сориған (Луқа 1:34). Шуниңдин узун өтмәй, у Йәһудийәниң тағлиқ йезисидики туққини Елизабетни йоқлап барған. Нәтиҗидә, Елизабет Мәрийәмни махтиған вә муқәддәс роһқа толуп, Мәрийәмниң қосиғидики оғул һәққидики илһам-мәдәт беридиған Йәһвадин кәлгән бәшарәтни ейтип бәргән (Луқа 1:39—45ни оқуң). Мәрийәм Йәһваниң «Өз қоли билән қудрәтлик ишларни» қилғанлиғини ейтқан (Луқа 1:46—51). Йәһва Худа Җәбраил вә Елизабет арқилиқ Мәрийәмни күчләндүргән.

13. Боливиядә яшайдиған қериндаш етиқатдашларниң ярдимини қобул қилип, қандақ бәрикәткә еришкән?

13 Мәрийәмгә охшаш, сизму етиқатчи қериндашлардин күч-мәдәткә еришәләйсиз. Боливиядә яшайдиған Дасури шундақ күч-мәдәткә муһтаҗ болған. Униң дадиси интайин еғир кесәл болған вә кесилигә дәва йоқ еди. Дадиси дохтурханида ятқанда Дасури униң йенида болуп, көпирәк ғәмхорлуқ қилишни халиған (Тим. 1-х. 5:4). Бу дайим асан болмиған. У шуни етирап қилған: «Нурғун қетим өзүмни бәрдашлиқ берәлмәйдиғандәк һис қилдим». У дәсләптә ярдәм соримиған. У чүшәндүрүп мундақ дәйду: «Мән қериндашларни аварә қилишни халимидим. Чүнки мән муһтаҗ болған ярдәмни Йәһва бериду дәп ойлиған едим. Амма кейинчә башқилардин өзүмни жирақлаштуруп, бу қийинчилиқларни ялғуз һәл қилмақчи болғанлиғимни көрүп йәттим» (Пәнд н. 18:1). Дасури бир қанчә достлириға учур йезип, өзиниң әһвалини чүшәндүрүшни қарар қилған. У мундақ дәйду: «Қәдирлик қериндашлиримниң маңа қанчилик күч-мәдәт бәргәнлигини сөзләр билән тәсвирләп берәлмәймән. Улар дохтурханиға тамақ елип кәлди вә Муқәддәс китаптики айәтләр билән маңа тәсәлли бәрди. Ялғуз әмәслигимизни билиш һәқиқәтән кишиниң қәлбини хошал қилиду. Биз Йәһваниң чоң бир аилисигә тәвә, йәни бу бизгә ярдәм бериш, сиз билән биллә жиғлаш вә биргә күрәш қилишқа һәрқачан тәйяр турған аилә».

14. Немә үчүн биз ақсақалларниң ярдимини қобул қилишимиз керәк?

14 Йәһва йәнә бир йол билән, йәни ақсақаллар арқилиқ бизгә күч-мәдәт бериду. Улар Йәһва бизни күчләндүрүш вә тәсәлли тапқузуш үчүн ишлитидиған һәдийәләрдур (Йәшая 32:1, 2). Шуңа, ғәм-қайғуға патқанда, ғәм-әндишилириңизни ақсақалларға ейтиң. Улар сизгә ярдәм бәргәндә, ярдимини миннәтдарлиқ билән қобул қилиң. Йәһва Худа ақсақаллар арқилиқ сизни күчләндүрәләйду.

КЕЛӘЧӘККӘ БОЛҒАН ҮМҮТИҢИЗ СИЗНИ КҮЧЛӘНДҮРӘЛӘЙДУ

15. Мәсиһ әгәшкүчилириниң һәммиси қайси үмүтни қәдирләйду?

15 Муқәддәс китаптики вәдиләр бизгә үмүт берәләйду вә давамлиқ Яратқучимиз Йәһваға хизмәт қилишимиз үчүн күч бериду (Рим. 4:3, 18—20). Бәзи Мәсиһ әгәшкүчилириниң асманда мәңгү яшаш үмүти бар. Көпинчилириниң йәр йүзи җәннәттә мәңгү яшаш үмүти бар. Үмүтимиз бизни синақларға бәрдашлиқ бериш, хуш хәвәрни йәткүзүш вә җамаәттики һәр түрлүк вәзипиләрни орунлаш үчүн күчләндүриду (Сал. 1-х. 1:3). Әлчи Паулниму әшу үмүт күчләндүргән еди.

16. Немишкә Әлчи Паул күч-мәдәткә муһтаҗ болған еди?

16 Паул күч-мәдәткә муһтаҗ болған еди. У Коринтлиқларға язған хетидә өзини назук сапал қача билән селиштурған еди. У қаттиқ қисилған, гаңгирап тәмтиригән, зиянкәшликкә учриған вә жиқитилған, һәтта һаяти хәтәр ичидә қалған (Кор. 2-х. 4:8—10). Паул бу сөзләрни өзиниң үчинчи қетимлиқ вәз қилиш сәпиридә язған. У бәлким йәнә қандақ қийинчилиқларға дуч келидиғанлиғини билмәтти. У топилаңчиларниң зораванлиғи, қолға елиниш яки деңизда кемә апити яки зинданға ташлиништәк қийинчилиқларға дуч келиши мүмкин еди.

17. Коринтлиқларға 2-хәт 4:16—18 айәтләргә асасланғанда, синақларға бәрдашлиқ беришкә Паулни немә күчләндүргән?

17 Паул диққитини өз үмитигә қаратқачқа, әшу синақларға бәрдашлиқ бериш үчүн күч-қувәткә еришкән (Коринтлиқларға 2-хәт 4:16—18 оқуң). У Коринтлиқларға өзиниң җисманий тени «чириватсиму», бу уни үмүтсизләндүрмигәнлигини ейтқан. Паул келәчигигә көз тиккән. У асманда яшаш үмүтини алаһидә қәдирлигәчкә, мукапатиға еришиш үчүн һәрқандақ азап-оқубәтни баштин кәчүрүшкә рази болған. Паул өз үмүти үстидә чоңқур ойланған, нәтиҗидә, у күндин-күнгә йеңиланғандәк һис қилған.

18. Тихомир вә униң аилисини үмүт қандақ күчләндүргән?

18 Болгариядә яшайдиған Тихомир бурадәр үмүти арқилиқ күч-мәдәткә еришкән. Бир қанчә жил илгири униң иниси Здравко бир һадисидә қаза болған. Шуниңдин кейин Тихомир бир мәзгил қаттиқ қайғу-һәсрәт чекип қийналған. У аилисидикилири билән мошу қийин вәзийәттин қутулуш үчүн келәчәктики тирилишниң қандақ болидиғанлиғини тәсәввур қилған. У чүшәндүрүп мундақ дәйду: «Мәсилән, биз Здравко билән қәйәрдә көрүшидиғанлиғимиз, униңға қандақ тамақ тәйярлайдиғанлиғимиз, у қайтип кәлгәндә биринчи олтиришқа кимләрни чақиридиғанлиғимиз вә униңға ахирқи күнләр һәққидә немиләрни ейтип беридиғанлиғимизни муһакимә қилимиз». Тихомир вә униң аилиси диққитини өзлириниң үмүтигә қаритиш арқилиқ давамлиқ бәрдашлиқ бериш вә Йәһваниң инисини тирилдүридиған вақитни сәвирчанлиқ билән күтүш үчүн керәклик күч-мәдәткә еришкән.

Йеңи дуниядики һаятни қандақ тәсәввур қилисиз? (19-абзацқа қараң) c

19. Сиз өз үмүтиңизни күчләндүрүш үчүн немә қилалайсиз? (Рәсимгиму қараң.)

19 Үмүтиңизни қандақ күчәйтәләйсиз? Мәсилән, йәр йүзидә мәңгү яшаш үмүтиңиз болса, Муқәддәс Язмилардики җәннәт тәсвирләнгән үзүндиләрни тәсәввур қилип, көз алдиңизға кәлтүрүң вә улар һәққидә чоңқур ойлиниң (Йәшая 25:8; 32:16—18). Йеңи дунияда һаят қандақ болидиғанлиғи тоғрисида ойлаң. Өзүңизни у йәрдә болуватқанлиғини тәсәввур қилип беқиң. Кимни көрисиз, қандақ авазларни аңлайсиз, өзүңизни қандақ һис қилисиз. Көз алдиңизға кәлтүргән тәсвирләрни җанландуруш үчүн бизниң нәшир материаллиримиздики җәннәт тәсвирләнгән рәсимләргә қараң яки музыкилиқ видеоларни көрүң. Әгәр биз йеңи дунияда яшаш үмүтини мәһкәм әстә сақлисақ, қийинчилиқлиримиз бирдәмлик вә йеник болиду (Кор. 2-х. 4:17). Йәһва Худа шу үмүт арқилиқ сизни күчләндүриду.

20. Биз өзүмизни аҗиз һис қилсақ, күчкә қандақ еришәләймиз?

20 Һәтта өзүмизни аҗиз һис қилғанда, биз Худадин күч алимиз (Зәб. 108:13). Йәһва Униңдин күч-қувәт елишиңиз үчүн аллиқачан еһтияҗлириңизни тәминләп келиватиду. Шуңа, вәзипини орунлаш, синаққа бәрдашлиқ бериш яки хошаллиғиңизни сақлап қелиш үчүн ярдәмгә муһтаҗ болғанда, чин қәлбиңиздин Йәһваға дуа қилип, Униңға йеқинлишиң вә шәхсий үгиниш арқилиқ Униңдин келидиған көрсәтмиләрни издәң. Етиқатчилардин кәлгән илһам-мәдәтни қобул қилиң. Дайим вақит чиқирип келәчәккә болған үмүтиңизни тәсәввур қилиң. Шундақ қилғиниңизда, «ахириғичә туруп қелишқа һәм хурсәнлик билән узақ сәвирчан болушиңлар үчүн, барлиқ күчиңлар билән Униң шәрәплик қудритигә мувапиқ» мустәһкәм болисиләр (Кол. 1:11).

38-НАХША Жүкүңни Йәһваға ташла

a Бу мақалә чидиғусиз синаққа дуч кәлгәндәк һис қилған яки Йәһва бәргән вәзипини орунлаш қийин болуп көрүнгән қериндашларға ярдәм бериду. Йәһва бизни күчләндүрәләйдиғанлиғини вә Униң ярдимини қандақ қобул қилалайдиғанлиғимизни билимиз.

b Бәзи исимлар өзгәртилгән.

c СҮРӘТТӘ. Қулиғи аңлимайдиған қериндаш Муқәддәс китаптики вәдиләр тоғрисида ойлайду вә музыкилиқ видеони көрүп, йеңи дунияда һаятиниң қандақ болидиғанлиғини тәсәввур қиливатиду.