Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

41-ТӘТҚИҚ МАҚАЛИСИ

Сиз һәқиқәтән бәхитлик болалайсиз

Сиз һәқиқәтән бәхитлик болалайсиз

«Йәһва Сәрдардин қорққанлар вә Униң йоли билән жүргәнләр бәхтияр» (ЗӘБ. 128:1).

14-НАХША «Худа һәммини йеңилайду»

БУ МАҚАЛИДӘ a

1. Роһий еһтияҗимиз немә вә буниң бәхитлик болуш билән қандақ мунасивити бар?

 ҺӘҚИҚИЙ бәхит пәйда болуп, кейин бирдин йоқап кетидиған һис-туйғу әмәс. У бир өмүр давам қилиду. Әйса буни Тағдики вәз-нәсиһитидә мундақ чүшәндүргән: «Өзиниң роһий еһтияҗлирини чүшәнгәнләр бәхитлик» (Мәт. 5:3). Әйса Мәсиһ инсанларниң Яратқучи Йәһва Худани тонуш вә Униңға ибадәт қилиш арзу-истиги билән яритилғанлиғини билгән. Демәк, бизниң роһий еһтияҗимиз бар. Йәһва «бәхитлик Худа» болғачқа, Униңға ибадәт қилидиғанларму охшашла бәхитлик болалайду (Тим. 1-х. 1:11).

«Һәққанийлиқ үчүн тәқипләнгәнләр бәхитлик» (Мәт. 5:10) (2, 3-абзацларға қараң) d

2, 3. а) Әйсаниң сөзигә асасланғанда, йәнә кимләр бәхитлик болалайду? ә) Бу мақалидә немиләрни муһакимә қилимиз?

2 Бәхитлик болушимиз үчүн һәммә нәрсимиз тәл-төкүс, һечқандақ қийинчилиғимиз йоқ болуши шәртму? Яқ. Тағдики вәз-нәсиһитидә Әйса һәйран қаларлиқ бәзи нәрсиләрни ейтқан. «Ғәм-қайғуға патқанлар», йәни өз гуналири яки һаятидики қийинчилиқлири сәвәплик езилгәнләр хошал болалайду. Әйса Мәсиһ һәққанийлиқни издигини үчүн зиянкәшликкә учриғанлар яки Мәсиһниң әгәшкүчиси болғини үчүн һақарәт қилинғанлар һәққидә мошу гәпләрни қилған (Мәт. 5:4, 10, 11). Бирақ шундақ вәзийәтләрдә қандақму һәқиқий хошаллиқ тепиш мүмкин болсун?

3 Әйса бизгә бәхит-саадитимизниң һаятимизда һәммә нәрсә тәл болуштин әмәс, бәлки роһий еһтияҗимизни қандуруш билән Худаға йеқинлишиштин келидиғанлиғини үгәткән еди. Униң нәсиһәт сөзигә қандақ қулақ салалаймиз? Бу мақалидә биз һәқиқий бәхит-саадәткә йетәкләйдиған үч муһим қәдәм һәққидә муһакимә қилимиз.

РОҺИЙ ОЗУҚЛУҚЛАР БИЛӘН ОЗУҚЛУНУҢ

4. Һәқиқий шат-хорамлиққа еришишниң биринчи қәдими немә?

4 1-ҚӘДӘМ. Һәқиқий шат-хорамлиққа еришиш үчүн чоқум роһий озуқлуқлар билән озуқлинишимиз керәк. Инсанлар вә һайванатлар һаят қелиши үчүн җисманий озуқлуқларға муһтаҗ. Бирақ пәқәт инсанлар роһий озуқлуқ билән озуқлиналайду вә биз буниңға еһтияҗ. Шу сәвәп Әйса Мәсиһ мундақ дегән: «Инсан ялғуз нан биләнла әмәс, бәлки Йәһваниң еғизидин чиққан һәрбир сөз билән яшиши керәк» (Мәт. 4:4). Шуңлашқа, биз чоқум һәр күни Худаниң қиммәтлик сөзи болған Муқәддәс китаптин бәзи роһий озуқлуқларни елишимиз керәк. Зәбур язғучиси шундақ язған: «Йәһваниң қанунлиридин сөйинип, кечә-күндүз уни оқуғанлар бәхитликтур» (Зәбур 1:1—3ни оқуң).

5, 6. а) Муқәддәс китаптин немиләрни үгинәләймиз? ә) Муқәддәс китапни оқуш бизгә қандақ ярдәм берәләйду?

5 Йәһва Худа меһрибанлиқ билән Муқәддәс китап арқилиқ бизгә бәхитлик һаят кәчүрүш тоғрисида муһим мәлуматларни бәргән. Биз Униң һаятимиз үчүн немини мәхсәт қилғанлиғини үгинимиз. Униңға қандақ йеқинлишалайдиғанлиғимиз вә гунайимизни кәчүрүм қилиши үчүн немә қилишимиз керәклигини үгинимиз. Һәмдә униң кәлгүсимиз үчүн қилған вәдиси, йәни әҗайип үмүтимиз һәққидә үгинимиз (Йәр. 29:11). Муқәддәс китапни тәтқиқ қилиш арқилиқ үгәнгән бу һәқиқәтләр қәлбимизни шат-хорамлиққа чөмдүриду.

6 Билгинимиздәк, Муқәддәс китап күндилик турмушимизға мунасивәтлик әмәлий нәсиһәтләр биләнму толған. Әшу нәсиһәт сөзлиригә әмәл қилсақ, бәхитлик турмуш кәчүрәләймиз. Турмушиңизда түрлүк қийинчилиқларға дуч келип, үмүтсизләнгән вақитларда көпирәк Йәһва Худаниң сөзлирини оқушқа вә оқуғанлириңиз үстидин чоңқур ойлинишқа вақит чиқириң. «Тәңриниң сөзини аңлап, униңға әмәл қилидиғанлар бәхитликтур!» (Луқа 11:28).

7. Худаниң Сөзини оқушқа вақит сәрип қилған вақтиңиздин қандақ қилғанда үнүмлүк пайдилиналайсиз?

7 Худаниң Сөзини оқуғиниңизда оқуғанлириңиздин һузур елишқа вақит чиқириң. Мисал қилайли. Мундақ бир ишни баштин кәчүргәнмисиз: бири сизгә әң яхши көридиған тамиғиңизни етип бәрди. Сиз бәк алдираш яки ой-пикриңиз бир йәрдә болмиғачқа, тамақниң тәмини һәқиқий тетимастин алдирапла йәвәттиңиз. Тамиғиңизни йәп болғандин кейин өзүңизниң қанчилик тез тамақни йәвәткәнлигиңизни һис қилдиңиз. Һәмдә аста-аста чайнап, тамақтин һузур алсам болуптекән дәп ойлап қалдиңиз. Худди шуниңдәк, сиз Муқәддәс китапни оқуғанда, бәзидә тезла оқуп, оқуғанлириңизни чүшәнмәйсиз вә униңдин һузур алалмайсиз. Худа Сөзини оқуп, униңдин һузур елиш үчүн вақит чиқириң, йәни иш-вәқиәләрни көз алдиңизға кәлтүрүп, булунған гәп-сөзләрни тәсәввур қилиң вә оқуғанлириңиз һәққидә чоңқур ойлиниң. Мошуларни қилғиниңизда хошаллиғиңизға хошаллиқ қошулиду.

8. «Садиқ вә әқил-парасәтлик қул» өз вәзиписини қандақ орунлаватиду? Изаһәткә қараң.

8 Әйса өз вақтида роһий озуқлуқларни тәминләшкә «садиқ вә әқил-парасәтлик қулни» тәйинлигән. Биз роһий җәһәттин наһайити яхши озуқлинип келиватимиз b (Мәт. 24:45). Садиқ қул тәминлигән барлиқ роһий озуқлуқлар Муқәддәс Язмиларға асасланған (Сал. 1-х. 2:13). Әшу роһий озуқлуқлар Муқәддәс китаптики Худаниң көзқаришини чүшинишимизгә ярдәм бериду. Шуңа биз «Күзитиш мунари» вә «Ойғиниш!» журналлири һәмдә jw.org торбетидики мақалиләрни оқуймиз. Биз һәптә арилиғидики вә һәптә ахиридики җамаәт учришишлириға тәйярлиқ қилимиз. Униңдин башқа әгәр JW интернет телевизия программиси болса, шу айлиқ программини көрүмиз. Йетәрлик роһий озуқлуқларни елиш бизниң һәқиқий бәхиткә еришишимизниң иккинчи қәдимини билишимизгә ярдәм бериду.

ЙӘҺВАНИҢ ӨЛЧӘМЛИРИГӘ МАС ЯШАҢ

9. Бизни һәқиқий шат-хорамлиққа йетәкләйдиған иккинчи қәдәм немә?

9 2-ҚӘДӘМ. Һәқиқий шат-хорамлиққа еришиш үчүн биз Йәһваниң өлчәмлиригә мас яшишимиз керәк. Зәбур язғучиси шундақ язған: «Йәһвадин қорққан, Униң йолида жүргән киши бәхитликтур» (Зәб. 128:1). Йәһвадин қорқуш дегәнлик, Уни интайин һөрмәтләш вә У өч көридиған һәрқандақ ишни қилиштин хали болуш демәктур (Пәнд н. 16:6). Шуңа биз Муқәддәс Язмиларда чүшәндүрүлгәндәк, Худа тоғра вә хата үчүн бәлгүлигән өлчәмләргә бойсунуп яшаш үчүн давамлиқ тиришимиз (Кор. 2-х. 7:1). Әгәр Йәһва яхши көргән ишларни қилип, өч көргән ишларни рәт қилсақ, техиму хошал-хорам һаят кәчүримиз (Зәб. 37:27; 97:10; Рим. 12:9).

10. Римлиқларға 12:2гә асасланғанда, бизниң қандақ мәсъулийитимиз бар?

10 Римлиқларға 12:2ни оқуң. Бир киши Йәһваниң немә тоғра вә немә хата екәнлигини қарар қилиш һоқуқи барлиғини билиши мүмкин. Шундақтиму у чоқум Худаниң Өзи үчүн бәлгүлигән өлчәмлирини қобул қилиши керәк. Мәсилән, бир адәм һөкүмәтниң таш йолда меңиш сүрәт чәклимисини бәлгүләш һоқуқини билиши мүмкин. Шундақтиму, у бу чәклимини қобул қилишни халиши натайин. Нәтиҗидә, у бәлгүләнгән сүрәттин тез һайдиши мүмкин. Амма биз иш-һәрикитимиз арқилиқ Йәһваниң өлчәмлиригә әмәл қилишниң әң яхши һаят кәчүрүш йол екәнлигигә һәқиқий ишинидиғанлиғимизни көрситимиз (Пәнд-нәсиһәтләр 12:28). Давут шундақ һис-туйғуда болуп, Йәһва һәққидә мундақ дегән: «Маңа һаятлиқ йолини көрситисән, йүзүң алдида шатлиқ мол, оң қолуңда әбәдий һөзүрлиниш» (Зәбур 16:11).

11, 12. а) Биз аварчилиқларға учриғанда яки үмүтсизләнгәндә чоқум немидин пәхәс болушимиз керәк? ә) Филипиликләргә 4:8-айәттики сөзләр оюн-тамашиларни таллиғанда, қандақ ярдәм берәләйду?

11 Биз аварчилиқларға дуч кәлгәндә яки үмүтсизләнгәндә қийинчилиқлиримиздин қутулушқа ярдәм беридиған бәзи ишларни қилишниң зөрүрлигини һис қилимиз. Әлвәттә, буни чүшинишкә болиду. Амма биз Йәһва өч көридиған ишни қилип қоюштин қәтъий пәхәс болушимиз керәк (Әфәс. 5:10—12, 15—17).

12 Филипиликләргә язған хетидә әлчи Паул етиқатчи қериндашларни давамлиқ һәққаний, пак, сөйүндүридиған, әхлақ-пәзиләтлик ишлар тоғрисида давамлиқ ойлинишқа дәвәт қилған (Филипиликләргә 4:8ни оқуң). Гәрчә Паул көңүл ачидиған оюн-тамашилар һәққидә ениқ бир нәрсиләрни язмиған болсиму, амма униң язғанлири оюн-тамашиларни таллишимизға тәсир қилиши керәк. Мундақ синап беқиң. Әгәр айәттә нәрсиләр яки иш дегән сөз учриса, орниға нахшилар, фильмлар, романлар яки электронлуқ оюнлар дегән сөзни қоюң. Мундақ қилиш Худаниң нәзәридә қайсиниң қобул қилинидиғанлиғи яки қобул қилинмайдиғанлиғини пәриқләндүрүшиңизгә ярдәм берәләйду. Биз һаятимизни Йәһваниң жуқури әхлақий өлчәмлиригә маслаштурушни халаймиз. (Зәб. 119:1—3). Шундақ қилғинимизда пак виждан билән һәқиқий шат-хорамлиққа йетәкләйдиған кейинки қәдәмни басалаймиз (Әлч. 23:1).

ЙӘҺВАҒА ИБАДӘТ ҚИЛИШНИ БИРИНЧИ ОРУНҒА ҚОЮҢ

13. Һәқиқий шат-хорамлиққа еришишниң үчинчи қәдими немә? (Йоһ. 4:23, 24)

13 3-ҚӘДӘМ. Һаятиңизда Йәһваға ибадәт қилишни биринчи орунға қойғанлиғиңизға капаләтлик қилиң. Йәһва бизни яратқачқа, чоқум Униңға ибадәт қилишимиз лазим. Шуңа «роһ вә һәқиқәт билән» У қобул қилидиған усулда Униңға ибадәт қилишни биринчи орунға қоюшимиз зөрүр. Биз ибадитимизгә Худаниң муқәддәс роһиниң йетәкчилик қилишини халаймиз. Шундақ болғанда, ибадитимиз Униң сөзидики һәқиқәтләр билән маслишиду. Һәтта иш-паалийәтлиримиз чәкләнгән яки мәнъий қилинған дөләтләрдә яшисақму, ибадитимиз чоқум биринчи орунда болуши керәк. Һазир, 100дин артуқ қериндашлиримиз пәқәт Йәһва гувачилири болғанлиғи үчүн түрмидә йетиватиду c. Шундақ әһвалдиму, улар хошаллиқ билән дуа қилиш, тәтқиқ қилиш вә башқиларға Худайимиз вә Униң Падишалиғи һәққидә сөзләш үчүн қолдин келишичә тиришиватиду. Биз һақарәтләнгән яки зиянкәшликкә учриған әһвалдиму, Йәһваниң биз билән биллә екәнлигини вә бизни мукапатлайдиғанлиғини билип, хошал болалаймиз.

ҺӘҚИҚИЙ БОЛҒАН ВАҚИӘ

14. Таҗикистандики бир яш бурадәргә немә болған вә немә үчүн?

14 Бәзи қериндашлиримиз интайин қийин вәзийәтләрни баштин кәчүргән болсиму, улар һәқиқий шат-хорамлиққа еришип келиватиду. Сәвәви, улар биз жуқурида муһакимә қилған үч қәдәмни басқан. Таджикистандики 19 яшлиқ Җовидон Бобоҗонов һәрбий мәҗбурийәт өтәшни рәт қилғанда, немә иш болғанлиғини көрүп бақайли. 2019-жил, 4-октябрьда у өйидин тутуп кетилгән вә бир нәччә ай түрмигә ташлинип, җинайәтчигә охшаш муамилигә учриған. Бу адаләтсизлик бир қанчә дөләтләрдә хәвәр қилинған. Хәвәрдә ейтилишичә, уни һәрбий мәҗбурийәт қәсими қилишқа вә форма кийишкә қистиған вә урған. Кейин у сот тәрипидин гунакар дәп әйиплинип, әмгәк билән өзгәртиш лагериға әвәтилгән. Ахирида, дөләт башлиғи уни кәчүрүм қилип, қоюп беришкә буйриған. Әшу җапалиқ күнләрдә, Җовидон баштин-ахириғичә садақәтмәнлигини вә хошаллиғини сақлап қалған еди. У немә қилған? У һемишәм өзиниң роһий муһтаҗлиғиға көңүл бөлүшкә тиришқан.

Җовидон роһий озуқланған, Худаниң өлчәмлири бойичә яшиған вә Йәһваға ибадәт қилишни биринчи орунға қойған (15—17 абзацларға қараң)

15. Җовидон түрмидики вақтида, роһий озуқлуқларға қандақ еришкән?

15 Түрмидики вақтида, Җовидон һәтта Муқәддәс китап яки һечқандақ нәшири материаллиримиз болмиған әһвалдиму, Йәһва тоғрилиқ үгинишни давамлаштурған. У буни қандақ қилалиған? Шу йәрдики етиқатчи қериндашлар униңға җисманий йемәкликләрни йәткүзүп бәргән, һәмдә йемәклик салған халтиларға һәр күнлүк айәтниң мәзмунини йезип қойған. Шундақ қилип, у һәр күни Муқәддәс китапни оқуп, униң үстидә чоңқур тәпәккүр жүргүзәлигән. Түрмидин чиққандин кейин, у техи еғир синақларға дуч кәлмигәнләргә мундақ тәклип-пикирни бәргән: «Әркинлигиңизни пүтүн күчиңиз билән ишлитип, Униң Сөзи вә нәшир материаллиримизни оқуш арқилиқ Йәһва һәққидики билимиңизни чоңқурлаштуруң, бундақ қилиш толиму зөрүр!»

16. Җовидон ой-пикирлирини немигә қаратқан?

16 Қериндишимиз Йәһваниң өлчәмлиригә мас яшиған. У хата арзу-һәвәсләр тоғрилиқ ойлимай вә яман ишларни қилмай, әксичә өз ой-пикрини Йәһваға вә У қәдирлигән нәрсиләргә қаратқан. Җовидон Тәңриниң яратқанлириниң гөзәллигигә һәйран болған. Һәр күни әтигәндә қушлар сайрап, нахшиларни ейтқанда, уйқусидин ойғинатти. Кечидә болса, ай вә юлтузларға қариған. У шундақ дәйду: «Йәһваниң бу соғилири мени хошал қилди вә илһамландурди». Биз Йәһва тәминлигән роһий вә җисманий озуқлуқ үчүн миннәтдар болсақ, көңлүмиз шат-хорамлиққа толиду вә бу хошаллиқ билән бәрдашлиқ беришимизгә ярдәм берәләйду.

17. Җовидонға охшаш әһвалға чүшкән кишигә, Петрусниң 1-хети 1:6, 7-айәтләрдики сөзләр қандақ ярдәм бериду?

17 Җовидон йәнә Йәһваға ибадәт қилишни биринчи орунға қойған. У һәқ Худаға өз садиқлиғини сақлап қелишниң муһимлиғини билгән. Һәзрити Әйса мундақ дегән: «Сениң Худайиң Йәһвағила ибадәт қилғин һәм пәқәт Униңғила муқәддәс хизмәтни атқурғин» (Луқа 4:8). Һәрбий башлиқлар вә әскәрләр Җовидонни Йәһва гувачиси болуштин ваз кәчтүрмәкчи болған. Әксичә, у һәр күни кечә-күндүз давамлиқ Йәһваға дуа қилип, Униңға садиқ қелиши үчүн ярдәм сориған. Адаләтсиз муамилигә учришиға қаримай, Җовидон садақәтмәнлигини сақлап қалған. Нәтиҗидә, һазир униңда тутқун қилиниш, таяқ йейиш вә түрмигә ташлиништин илгири өзидә болмиған нәрсә бар, йәни синақтин өткән күчлүк иман-етиқади бар. Шуңа һазир өзини интайин бәхитлик һис қилалайду (Петрусниң 1-хети 1:6, 7ни оқуң).

18. Шат-хорамлиғимизни қандақ сақлап қалалаймиз?

18 Йәһва бизниң һәқиқий шат-хорамлиққа еришиш үчүн немә қилишимиз керәклигини билиду. Әгәр сиз һәқиқий бәхит-саадәткә ериштүридиған үч қәдәмни бассиңиз, қийин синақларға қаримай, хошаллиғиңизни сақлап қалалайсиз. Шуниң билән, сизму мундақ дейәләйсиз: «Худайи Йәһва Илаһ болған хәлиқ нәқәдәр бәхтиярдур!» (Зәб. 144:15)

6-НАХША Худа хизмәтчисиниң дуаси

a Нурғун кишиләрниң һәқиқий бәхит тепиши қийин. Сәвәви улар байлиқ, нам-шөһрәт вә һоқуқ қоғлишиш арқилиқ бәхит-саадәтни хата усулда издәйду. Бирақ Әйса йәр йүзидә болғанда, кишиләргә қандақ қилип һәқиқий бәхитни тепишниң йолини ейтип бәргән. Биз бу мақалидә һәқиқий бәхитни тепишимизға ярдәм беридиған үч қәдәм басқучни муһакимә қилимиз.

b «Күзитиш мунариниң» 2014-жил, 15-август санидики «Өз вақтида роһий озуқлуққа еришиватамсиз?» намлиқ мақалини оқуң.

c Көпирәк билиш үчүн, jw.org торбетидин «Улар етиқади үчүн түрмигә ташланған» дегән сәһипини көрүң.

d СҮРӘТТӘ: Бу көрүнүштә қолға елинип сотқа елип кетиливатқан бурадәрни Гувачилар қоллап-қувәтләватиду.