Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

11-ТӘТҚИҚ МАҚАЛИСИ

Муқәддәс китапни оқуш қийинчилиқларға бәрдашлиқ беришкә қандақ ярдәм бериду?

Муқәддәс китапни оқуш қийинчилиқларға бәрдашлиқ беришкә қандақ ярдәм бериду?

«Сәвир-тақәт вә илһамбәхшниң Егиси» (РИМ. 15:5, КТ).

37-НАХША Муқәддәс китап Худаниң илһами билән йезилған

БУ МАҚАЛИДӘ a

1. Йәһваниң хәлқи қандақ қийинчилиқларға дуч келиши мүмкин?

 СИЗ қийинчилиқларни баштин өткүзиватамсиз? Мүмкин сизни җамаәттә бирси хапа қилип қойғанду (Яқуп 3:2). Бәлким синипдашлириңиз яки хизмәтдашлириңиз Йәһваға хизмәт қиливатқанлиғиңиз үчүн сизни заңлиқ қиливатқанду (Пет. 1-х. 4:3, 4). Йә болмиса, аилиңиздикиләр җамаәт учришишлириға беришиңизға яки башқиларға өз етиқадиңиз һәққидә ейтишиңизға тосалғулуқ қилидиғанду (Мәт. 10:35, 36). Әгәр синақ бәкму еғир болса, сиз Йәһваға хизмәт қилишни тохтатсам, яхши болар, дәп ойлайдиғансиз. Мәйли қандақ қийинчилиққа дуч кәлмәң, Йәһва уни баштин кәчүрүш үчүн сизгә даналиқ вә күч беридиғанлиғиға ишәнчиңиз камил болсун.

2. Римлиқларға 15:4-айәткә асасланғанда, Муқәддәс китапни оқуш бизгә қандақ тәсир қилиши мүмкин?

2 Йәһва Өз Сөзидә намукәммәл адәмләрниң қийинчилиқларни қандақ йәңгәнлиги тоғрилиқ тәпсилий ейтип бәргән. Немә үчүн? Чүнки улардин савақ алалаймиз. Шуңа, Йәһва әлчи Паулни шу тоғрилиқ йезишқа дәвәт қилған (Римлиқларға 15:4ни оқуң). Бу вақиәләрни оқуғанда, тәсәлли вә үмүт тапалаймиз. Бирақ уларниң бизгә көпирәк пайдиси тегиш үчүн Муқәддәс китапни пәқәт оқупла қоймай, йәнә башқиму ишларни қилишимиз керәк. Язмиларниң пикир қилиш тәрзимизни өзгәртип, жүрәклиримизгә тәсир қилишиға йол қоюшимиз керәк. Әгәр қандақту бир қийинчилиқни һәл қилиш үчүн мәслиһәтни издисәк, немә қилсақ болиду? Биз төрт қәдәмни бесишимиз керәк: 1) Дуа қилиш, 2) Тәсәввур қилиш, 3) Чоңқур ойлиниш вә 4) Әмәлийәттә қоллиниш. Келиңлар, әнди һәрбирини алайтән көрүп чиқайли b. Кейин мошу төрт қәдәмни бесип, Давут падишаниң вә әлчи Паулниң һаятида йүз бәргән вақиәләрни тәтқиқ қилип үгинимиз.

1. ДУА ҚИЛИШ

Муқәддәс китапни оқуштин авал Йәһва Худадин оқуғанлириңизни чүшинип, өзүңиз үчүн пайдилиқ мәслиһәтләрни тепишиңизға ярдәм беришни сораң (3-абзацқа қараң)

3. Муқәддәс китапни оқуштин авал, сизгә немә қилиш керәк вә немә үчүн?

3 1) Дуа қилиш. Муқәддәс китапни оқуштин авал оқуғанлириңизниң пайдисини көрүш үчүн Йәһвадин ярдәм сораң. Мәсилән, сиз қандақту бир қийинчилиқни һәл қилиш үчүн мәслиһәт издисиңиз, Худа Сөзидин сизгә йол көрситидиған принципларни тепиш үчүн, Униңдин ярдәм сорап дуа қилиң (Флп. 4:6, 7; Яқуп 1:5).

2. ТӘСӘВВУР ҚИЛИШ

Муқәддәс китаптики шәхсләрниң орниға өзүңизни қоюп тәсәввур қилиң (4-абзацқа қараң)

4. Сизгә Муқәддәс китаптики вақиәләрни җанландуруш үчүн немә ярдәм бериду?

4 2Тәсәввур қилиш. Йәһва бизгә әҗайип тәсәввур қилиш қабилийитини бәргән. Муқәддәс китаптики вақиәләрни җанландуруш үчүн тәсәввур қилип, уларни көз алдиңизға кәлтүрүң вә тилға елинған шәхсниң орниға өзүңизни қоюң. У көргән нәрсиләрни көрүшкә вә уларниң һис-туйғулирини һис қилишқа тиришип көрүң.

3. ЧОҢҚУР ОЙЛИНИШ

Оқуғанлириңизни қандақ әмәлийәттә қоллинишқа болидиғанлиғи һәққидә көңүл қоюп пухта ойлиниң (5-абзацқа қараң)

5. Немә һәққидә ойлиниш керәк вә қандақ?

5 3Чоңқур ойлиниш. Чоңқур ойлиниш дегинимиз оқуғанлириңиз вә әшу мәлуматни өз һаятиңизда қандақ әмәлий қоллиналайдиғанлиғиңиз һәққидә еһтиятчанлиқ билән ойлинишни билдүриду. Бу сизниң ой-пикирләрни бир-биригә бағлап, оқуғанлириңизни чоңқурирақ чүшинишкә ярдәм бериду. Әгәр Муқәддәс китапни оқуп, амма оқуғанлар үстидә чоңқур ойланмисақ, үстәл үстидә догилап қоюлған сүрәтниң парчилириға охшаш болиду. Амма, әтраплиқ вә чоңқур ойлиниш болса, шу сүрәтниң парчилирини бир-бирләп өзиниң келидиған орунлириға тизип сүрәттики пүтүн мәнзирини көргәнгә охшаш болиду. Чоңқур ойлинишиңизға ярдәм беридиған соалларни қоюп җавап бериң: Бу вақиәдики шәхс мәсилини һәл қилиш үчүн немә қилған? Йәһва Худа униңға қандақ ярдәм бәргән? Қийинчилиқларға бәрдашлиқ беришим үчүн бу мисалларни һаятимда қандақ әмәлий қоллансам болиду?

4. ӘМӘЛИЙӘТТӘ ҚОЛЛИНИШ

Алған билимиңизни әмәлийәттә қоллинип, яхширақ қарарларни чиқиримиз, тинч-хатирҗәмликкә еришимиз һәм ишәнчимизни мустәһкәмләймиз (6-абзацқа қараң)

6. Немә үчүн биз үгәнгәнлиримизни әмәлийәттә қоллинишимиз керәк?

6 4) Әмәлийәттә қоллиниш. Әйса Мәсиһ үгәнгәнлиримизни әмәлийәттә қолланмисақ, өйини қумниң үстигә салған адәмгә охшаш болимиз, дәп ейтқан. У адәм көп тәр төкүп ишләйду. Бирақ, һәммиси бекар болиду. Немә үчүн? Чүнки ямғур вә кәлкүн һуҗумиға учриғанда, униң өйи өрүлүп кетиду (Мәт. 7:24—27). Шуниңға охшаш, әгәр биз дуа қилсақ, тәсәввур қилсақ вә чоңқур ойлисақ, бирақ үгәнгәнлиримизни әмәлийәттә қолланмисақ, күчимиз бекарға кәткәндәк болимиз. Шуңа қийинчилиқлар яки зиянкәшликкә дуч келип, иман-етиқадимиз синалғанда, аҗизлишип кетимиз. Лекин үгәнгәнлиримизни әмәлийәттә қоллансақ, биз яхширақ қарарларни чиқиримиз вә инақ-иттипақлиққа еришимиз һәм ишәнчимизни мустәһкәмләймиз (Йәшая 48:17, 18). Биз һазир муһакимә қилған төрт қәдәмни қоллинип, падиша Давутниң һаятидики вақиәләрдин немини үгинәләйдиғанлиғимизни көрүп чиқимиз.

ДАВУТ ПАДИШАНИҢ МИСАЛИДИН НЕМИНИ ҮГИНӘЛӘЙМИЗ?

7. Һазир биз қандақ вақиәни көрүп чиқимиз?

7 Достуңиз яки аилиңиздики бири сизгә хаинлиқ қилғанлиғи көңлүңизни ағриттиму? Шундақ болса, Давут падишаниң оғли Абшалом һәққидики вақиә сизгә ярдәм бериду. У өз дадисиға хаинлиқ қилип, униңдин падишалиғини тартивелишқа һәрикәт қилған (Сам. 2-яз. 15:5—14, 31; 18:6—14).

8. Йәһваниң ярдимигә еришиш үчүн немә қилсиңиз болиду?

8 1) Дуа қилиш. Мошу вақиәни әстә тутуп, башқиларниң сизгә қилған рәһимсиз муамилиси һәққидә Худаға ейтип бериң (Зәб. 6:6—9). Униңға һис-туйғулириңизни ениқ ейтиң. Кейин Йәһвадин мошу қийин мәсилини бир тәрәп қилишқа йол көрситидиған принципларни тепишиңизға ярдәм беришни сораң.

9. Давут билән Абшалом арисида қандақ иш йүз бәргән?

9 2) Тәсәввур қилиш. Мошу вақиәләр тоғрилиқ ойлиниң вә бу Давут падишаға қандақ тәсир қилғанлиғини көз алдиға кәлтүрүң. Давутниң оғли Абшалом хәлиқниң яхши көрүшини қолға кәлтүрүш үчүн бирнәччә жил тиришқан (Сам. 2-яз. 15:7). Абшалом һәрикәт қилишниң вақти кәлгәнлигини чүшәнгәндә, пүтүн Исраил зиминиға мәхпий әлчиләрни әветип, хәлиқни уни падиша сүпитидә қобул қилишқа тәйярлиқ қилған. У һәтта Давутниң йеқин достлирини вә мәслиһәтчиси Ахитофелни исиян көтиришкә көндүргән. Абшалом өзини падиша дәп җакалиғандин кейин, бәлким шу вақитта қаттиқ ағриватқан Давутни тутувелип өлтүрүшкә урунған (Зәб. 41:1—9). Давут униң планини билип, Йерусалимдин қечип кәтти. Ахирида Давутниң садиқ әскәрлири Абшаломниң әскәрлири билән учришип, уларниң үстидин ғәлибә қазинип, Абшаломни өлтүргән.

10. Давут немә қилса болатти?

10 Андин Давут шу вақиәләргә дуч кәлгәндә, униң қандақ һис-туйғуда болғанлиғини тәсәввур қилип көрүң. У Абшаломни яхши көргән һәм Ахитофелға ишәнгән. Амма шу икки йеқин адими униңға сатқунлуқ қилған. Улар уни қаттиқ рәнҗитип, һәтта өлтүрмәкчи болған. Давутниң өзиниң башқа достлириму Абшаломға қошулди дәп, улардин гуман қилиши мүмкин еди. Давут пәқәт өзинила ойлап жутни ташлап ялғуз қечип кәтсә болатти яки үмүтсизлинип, бәл қоювәтсиму болатти. Бирақ Давут буниң һеч қайсисини қилмиған. Әксинчә, у еғир синақларни йәңгән. Немә үчүн у буни қилалиған?

11. Давут қийин әһвалда немә қилған?

11 3) Чоңқур ойлиниш. Мошу вақиәдин қандақ принципларни үгинәләйсиз? Мошу соалға җавап бериң: Давут өзигә ярдәм бериши үчүн немә қилған? Давут һодуқуп қорқуп кәтмигән вә тезла натоғра қарарларни чиқармиған яки қорқуп кетип, немә қиларини билмәй туруп қалмиған. Әксинчә, у Йәһваға дуа қилип ярдәм сориған. У достлиридинму ярдәм сориған. Униңдин башқа, у чиқарған қарарлириға мас тез һәрикәт қилған. Һәтта Давутниң көңли йерим болсиму, у башқиларға ишәнмәй, ғәзиви қайнап жүрмигән. У Йәһваға вә өз достлириға давамлиқ ишәнгән еди.

12. Йәһва Худа Давутқа қандақ ярдәм бәргән?

12 Худа Давутқа қандақ ярдәм бәргән? Бәзи издинишниң нәтиҗисидә, сиз Йәһва Давутниң синақларға бәрдашлиқ бериши үчүн керәклик күч бәргәнлигини биләләйсиз (Зәб. 3:1—8). Йәһва Худа Давутниң қилған қарарлирини бәрикәтлигән. Йәнә У өз падишаси Давутни һимайә қилидиған садиқ достлирини қоллап-қувәтлигән.

13. Әгәр бирси сизни қаттиқ рәнҗитип қойса, сиз Давуттин қандақ үлгә алалайсиз? (Мәт. 18:15—17)

13 4) Әмәлийәттә қоллиниш. Өзүңиздин мундақ сораң: Мән Давуттин қандақ үлгә алалаймән? Қийинчилиқни һәл қилиш үчүн тез һәрикәт қилиң. Вәзийитиңизгә қарап, Әйса Мәтта 18-бапта ейтқан қәдәмләрни басалайсиз яки шу нәсиһәттики принципқа әмәл қилалайсиз (Мәтта 18:15—17ни оқуң). Амма һис-туйғуларға берилип, бәк алдирапла қарарларни чиқармаслиғиңиз керәк. Йәһва Худа сизгә мәсилини һәл қилиш үчүн тинч-хатирҗәмликни вә даналиқни бериши үчүн дуа қилишиңиз лазим. Достлириңизға болған ишәнчиңизни йоқатмаң. Әксинчә, улар бәргән ярдәмни қобул қилиң (Пәнд н. 17:17). Әң муһими, Йәһва Өз Сөзидә сизгә бәргән нәсиһәткә әмәл қилиң (Пәнд н. 3:5, 6).

ӘЛЧИ ПАУЛНИҢ МИСАЛИДИН НЕМИНИ ҮГИНӘЛӘЙМИЗ?

14. Тимотийға 2-хәт 1:12—16; 4:6—11, 17—22 айәтләр қандақ вәзийәтләрдә сизгә илһам берәләйду?

14 Бәлким сиз аилиңиздикиләрниң қаршилиғиға дуч келиватқансиз яки болмиса, сиз Йәһва гувачилириниң иш-паалийити чәкләнгән яки мәнъий қилинған дөләттә яшаватқансиз. Әгәр шундақ болса, сиз Тимотийға 2-хәт 1:12—16; 4:6—11, 17—22 айәтләрни оқуп, илһам тапалайсиз c. Әлчи Паул Муқәддәс Язмилардики бу айәтләрни зинданда ятқанда язған.

15. Худадин немини сорисиңиз болиду?

15 1) Дуа қилиш. Кәлтүрүлгән айәтләрни оқуштин авал, Йәһваға өз қийинчилиқлириңизни ейтип ич-бағриңизни төкүң. Униңға дуада немини һис қиливатқанлиғиңизни ениқ ейтип бериң. Андин әлчи Паул баштин өткүзгән вақиәләрдин, өзүңиз дуч келиватқан қийинчилиқларға қандақ инкас қайтурушиңизға ярдәм беридиған принципларни тапалишиңиз үчүн Йәһвадин ярдәм сораң.

16. Паулға немә иш болған?

16 2) Тәсәввур қилиш. Өзүңизни Паулниң орниға қоюп тәсәввур қилиң. Римда Паул қоли зәнҗир билән бағлинип, зинданда олтириду. У бурунму зинданда ятқан, бирақ бу қетим өлүм җазасиға һөкүм қилинидиғанлиғиға көз йәткүзди. Бәзи һәмрайилири уни ташлап кәткән вә у һерип чарчап күч мағдиридин кәткән еди (Тим. 2-х. 1:15).

17. Әлчи Паул немә қилалатти?

17 Әлчи Паул бәлким өтмүшини әсләп, мән шунчә бәк қизғин Әйсаниң әгәшкүчиси болмиған болсам, мән зинданда ятмиған болаттим, дәп ойлиши мүмкин. У Асия өлкисидики уни ташлап кәткән қериндашларға аччиқлинип, башқа қериндашларғиму ишинишни тохтатса болатти. Бирақ әлчи Паул шуларниң һечбирини қилмиған. Немә үчүн Паул өз достлириниң униңға садиқ болғанлиғиға вә Йәһваниң уни мукапатлайдиғанлиғиға ишәнгән?

18. Әлчи Паул еғир синақларға дуч кәлгәндә немә қилған?

18 3) Чоңқур ойлиниш. Өзүңиздин сораң: Әлчи Паул өз-өзигә қандақ ярдәм бәргән? Паул һәтта өлүм тәһдиди алдида турсиму, Худани мәдһийиләш пурситини қолдин чиқармиған. У башқиларға қандақ илһам берәләйдиғанлиғи һәққидә давамлиқ ойлиған. Шундақла у давамлиқ дуа қилиш арқилиқ Йәһваға таянған (Тим. 2-х. 1:3). У тохтимай уни ташлап кәткән қериндашлар һәққидә ойлинишниң орниға, униңға ярдәм қолини сунған қериндашларниң ярдими үчүн чоңқур миннәтдарлиғини билдүргән. Униңдин башқа, Паул Худа Сөзини давамлиқ тәтқиқ қилған (Тим. 2-х. 3:16, 17; 4:13). Ән муһими, у Йәһва Худа вә Әйса Мәсиһниң уни яхши көридиғанлиғиға толуқ ишәнгән. Улар Паулни ташлимиған вә садиқ хизмити үчүн бәрикәтләйду.

19. Йәһва әлчи Паулға қандақ ярдәм бәргән?

19 Йәһва әлчи Паулни Әйсаниң әгәшкүчиси болғанлиғи үчүн зиянкәшликкә дуч келидиғанлиғи һәққидә агаһландурған (Әлч. 21:11—13). Худа Паулға қандақ ярдәм бәргән? Униң дуалириға җавап бәргән вә вақит өтүп күч бәргән (Тим. 2-х. 4:17). У Паулни униң җапалиқ хизмәт қилғини үчүн мукапатқа ериштүридиғанлиғиға ишәндүргән. Йәһва Паулниң садиқ достлирини униңға ярдәм қолини сунушқа дәвәт қилған.

20. Римлиқларға 8:38, 39-айәтләрни нәзәрдә тутуп, биз Паулни қандақ үлгә қилалаймиз?

20 4) Әмәлийәттә қоллиниш. Өзүңиздин мундақ сораң: Паулдин қандақ үлгә алалаймән? Униңға охшаш, биз иман-етиқадимиз сәвәплик зиянкәшликкә учрисақ, һәйран болмаймиз (Марк 10:29, 30). Қийинчилиқларға дуч кәлгәндә, Пәрвәрдигарға болған садақәтмәнлигимизни сақлап қелиш үчүн биз Униңға давамлиқ дуа қилишимиз вә Униң Сөзини дайим тәтқиқ қилишимиз керәк. Шуни унтуп қалмайли, биз қилалайдиған әң муһим ишларниң бири Йәһваға шан-шәрәп кәлтүрүштур. Худаниң бизни ташлап кәтмәйдиғанлиғиға вә һечнәрсиниң бизни Униң меһир-муһәббитидин айриветәлмәйдиғанлиғиға ишинәләймиз (Римлиқларға 8:38, 39ни оқуң; Ибр. 13:5, 6).

МУҚӘДДӘС КИТАПТИКИ БАШҚА САДИҚ ӘР ВӘ АЯЛЛАРНИҢ МИСАЛИДИН ҮГИНИҢ

21. Айя вә Гекторға дуч кәлгән қийинчилиқларни йеңишкә немә ярдәм бәргән?

21 Мәйли бизниң әһвалимиз қандақ болсун, биз Муқәддәс китаптики мисаллардин күч алалаймиз. Мәсилән, Япониядики Айя исимлиқ пионерниң ейтишичә, униңға Юнус пәйғәмбәрниң мисали көпчиликниң алдида вәз қилиштин қорқушни йеңишкә ярдәм бәргән. Ата-аниси Йәһва гувачиси әмәс, Индонезиядики яш жигит Гекторниң ейтишичә, уни Рутниң үлгиси Йәһва Худа тоғрилиқ билим елишқа вә Униңға хизмәт қилишқа дәвәт қилиду.

22. Сиз Муқәддәс китаптики аудио вә видео драмилар вә «Уларниң етиқадидин үлгә елиңлар» дегән бир қатар мақалиләрдин сиз қандақ пайдилиналайсиз?

22 Сизни мустәһкәмләйдиған Муқәддәс китаптики мисалларни нәдин тапалайсиз? Аудио вә видео драмилар вә «Уларниң етиқадидин үлгә елиңлар» дегән бир қатар мақалиләр Муқәддәс китаптики вақиәләрни тәсәввур қилишимизға ярдәм берәләйду d. Бу пухта тәтқиқ қилинған Муқәддәс китаптики вақиәләрни көрүш, аңлаш вә оқуштин авал, әмәлийәттә қоллиналайдиған муһим савақларни тапалишиңиз үчүн дуа қилиң. Өзүңизни баш қәһриманниң орниға қоюп тәсәввур қилиң. Худа садиқ хизмәтчилиригә қийинчилиқларни йеңишкә қандақ ярдәм бәргәнлиги вә уларниң иш-излири һәққидә чоңқур пикир жүргүзүң. Алған савақларни вәзийитиңизгә қарап әмәлийәттә қоллиниң. Йәһваға сизгә қилған ярдими үчүн миннәтдарлиқ билдүрүң. Башқиларға илһам бериш вә қоллап-қувәтләш имканийитини издәш арқилиқ Худаниң сизгә қилған ярдимини қәдирләйдиғанлиғиңизни көрситиң.

23. Йәшая 41:10, 13-айәтләргә асасән, Йәһва Худа бизгә немә қилидиғанлиғини вәдә қилған?

23 Шәйтан башқуруватқан дунияда яшаш қийин болуши мүмкин вә бәзидә немә қилиш керәклигини билмәй қалимиз (Тим. 2-х. 3:1). Бирақ әнсиримәслигимиз вә қорқмаслиғимиз керәк. Атимиз Йәһва немиләрни бешимиздин өткүзүватқанлиғимизни яхши билиду. Биз жиқилип чүшкәндә, У күчлүк оң қоли билән бизни чиң тутувалидиғанлиғини вәдә қилиду (Йәшая 41:10, 13ни оқуң). Биз Йәһваниң қоллап-қувәтләйдиғанлиғиға толуқ ишәнсәк, Муқәддәс китаптин күч алалаймиз вә һәрқандақ қийинчилиқларни йеңәләймиз.

152-НАХША Күчимиз, үмүтүмиз вә яр-йөлигимиз

a Муқәддәс китаптики көплигән вақиәләр Йәһва Худаниң Өз хизмәтчилирини яхши көридиғанлиғини вә уларға һәрхил синақларда ярдәм беридиғанлиғини испатлайду. Бу мақалидә, сиз оқуған вақиәләрдин көпирәк билим елиш үчүн шәхсий үгинишниң қандақ ярдәм беридиғанлиғини көрүп чиқимиз.

b Мошу йәрдә кәлтүрүлгән усул нурғунлиған тәтқиқ қилиш усуллириниң бири халас. Муқәддәс китапни үгинишниң башқа усуллирини «Мәсиһий һаятимиз вә хизмитимиз» дегән варақчиниң 2018-жил, март саниниң 8-бетидики «Худани вә йеқинлириңизни яхши көрүң. Буни қандақ қилишқа болиду?» намлиқ мақалидин тапалайсиз.

c Күзитиш мунарини муһакимә қилғанда, бу айәтләрни оқумаң.

d «Уларниң етиқадидин үлгә елиңлар. Муқәддәс китаптики әрләр билән аяллар» дегән бир қатар мақалиләрни jw.org. торбетидин тапалайсиз (МУҚӘДДӘС КИТАП ТӘЛИМЛИРИ > ХУДАҒА ИШИНИШ дегән йәргә қараң.).