Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

23-ТӘТҚИҚ МАҚАЛИСИ

Ата-анилар, балилириңларға Йәһвани сөйүшни үгинишкә ярдәм бериңлар!

Ата-анилар, балилириңларға Йәһвани сөйүшни үгинишкә ярдәм бериңлар!

«Йәһва Худани пүтүн жүригиң, пүтүн җениң һәм пүтүн әқлиң билән сөйгүн» (МӘТ. 22:37).

41-НАХША Йәһваға яш вақтиңдин хизмәт қил!

БУ МАҚАЛИДӘ a

1, 2. Һаятимизда өзгиришләр болғанда, немә үчүн бәзи айәтләр биз үчүн техиму муһим әһмийәткә егә болидиғанлиғини чүшәндүрүң.

 ТОЙ күни келишкән жигит вә униң чирайлиқ келинчиги бирликтә нека һәққидә Муқәддәс китапқа асаслинип сөзләнгән нутуқни аңлайду. У нутуқта оқулған айәтләр улар үчүн бир йеңилиқ әмәс. Амма дәл бу күндин башлап, шу айәтләр улар үчүн техиму муһим әһмийәткә егә болиду. Немә үчүн? Чүнки улар әшу айәтләрдики мәслиһәт вә нәсиһәт сөзлирини әр-аял бирликтә әмәлий турмушида қоллиниду.

2 Әр-аял етиқатчиларму ата-ана болуш вә балиларни чоң қилиш һәққидә бир қатар нутуқларни нурғун жиллардин буян аңлиған болуши мүмкин. Амма шу нутуқларда аңлиған нәсиһәтләр һазир улар үчүн техиму муһим әһмийәткә егә болиду. Мана әнди уларниң беқип чоң қилидиған өз пәрзәнди бар. Бу интайин чоң бир мәсъулийәт! Һаятимизда бәзи вәзийәтләрдә мәлум айәтләр биз үчүн техиму муһимирақ болиду. Шуңа, барлиқ Йәһваға ибадәт қилғучилар худди өтмүштики исраил падишалириға охшаш, Йәһваниң Сөзи болған Муқәддәс китапни өмүрвайәт оқуп, оқуғанлири үстидә чоңқур мулаһизә қилиду (Қ. шәр. 17:19).

3. Бу мақалидә немиләрни муһакимә қилимиз?

3 Ата-анилар Мәсиһ әгәшкүчилири сүпитидә алаһидә шан-шәрәпкә егә! Силәр балилириңларға Йәһва һәққидә үгитисиләр. Әлвәттә, силәр балилириңларға пәқәт Худайимиз һәққидә тәлим беришнила әмәс, уларниң Яратқучини чин қәлбидин сөйүшни үгинишигә ярдәм беришни халайсиләр. Бу мәхсәткә қандақ йетишкә болиду? Бу мақалидә ата-аниларға ярдәм берәләйдиған Муқәддәс китаптики төрт принципни муһакимә қилимиз (Тим. 2-х. 3:16). Биз йәнә бәзи ата-аниларниң Муқәддәс китаптики нәсиһәтләргә қулақ селишниң қандақ пайдисини көргәнлигини көрүп чиқимиз.

АТА-АНИЛАРҒА ЯРДӘМ БЕРӘЛӘЙДИҒАН ТӨРТ ПРИНЦИП

Һемишәм Йәһвадин йол-йоруқ издәп, яхши үлгә қалдурсаңлар, бу балилириңларға қандақ яхши тәсир қилиду? (4, 8-абзацларға қараң)

4. Ата-аниларниң балилириға Йәһвани чин қәлбидин сөйүшни үгитишигә ярдәм берәләйдиған бир принцип немә? (Яқуп 1:5)

4 1-принцип: Йәһвадин йол-йоруқ сораңлар. Балилириңларниң Йәһвани чин қәлбидин сөйүшни үгинишигә ярдәм бериш үчүн, Йәһвадин әқил-парасәт сораңлар (Яқуп 1:5ни оқуң). У мәслиһәт беришкә әң лайиқ Шәхс. Буниң бирқанчә сәвәплири бар. Улардин иккисини көрүп бақайли. Биринчи, Йәһваниң пәрзәнт тәрбийиләш тәҗрибиси мол (Зәб. 36:9). Иккинчи, У бәргән дана мәслиһәтләр Һемишәм биз үчүн пайдилиқ (Йәшая 48:17).

5. а) Йәһваниң тәшкилати ата-аниларға ярдәм бериш үчүн немиләрни тәминләйду? ә) Видеода көрситилгән қериндашларниң пәрзәнтлирини чоң қилиш усулидин немиләрни үгәндиңиз?

5 Муқәддәс китап вә тәшкилати арқилиқ Йәһва мол роһий озуқлуқларни тәминләйду, булардин пайдилинип балилириңларниң Йәһвани чин қәлбидин сөйүшни үгинишигә ярдәм берәләйсиләр (Мәт. 24:45). Мәсилән, бирқанчә жиллар «Ойғиниш!» журнилида «Аилигә ярдәм» намлиқ бир қатар мақалиләр бесилған. Шу мақалиләрдә нурғун әмәлий мәслиһәтләрни тапалайсиз. Шу журналлар һазир торбетимиздә бар. Униңдин башқа, jw.org торбетимиздики зиярәт сөһбәтлири вә драмилар бар. Бу видеоларда тәкитләнгән Йәһваниң дана мәслиһәтлири ата-аниларға пәрзәнтлирини чоң қилишқа ярдәм берәләйду b (Пәнд н. 2:4—6).

6. Джо вә аяли Йәһваниң тәшкилатидин кәлгән йол-йоруққа қандақ көзқарашта?

6 Нурғун ата-анилар Йәһваниң Өз тәшкилати арқилиқ қилған ярдимигә миннәтдарлиғини билдүргән. Джо исимлиқ бир ата мундақ дегән: «Үч балини һәқиқәт йолида тәрбийиләш һәқиқәтән асан әмәс. Аялим иккимиз дайим Йәһвадин ярдәм сорап дуа қилимиз. Һемишәм дуч кәлгән вәзийәткә тәқабил турушқа ярдәм беридиған мақалә яки видеониң дәл вақтида чиққанлиғини һис қилдуқ. Һаятимизда һәрдайим Йәһваниң йол-йоруғиға тайинип келиватимиз». Джо вә аяли мақалиләр вә видеоларниң пәрзәнтлирини Йәһваға йеқинлишишини үгитишигә ярдәм беридиғанлиғини көрүп йәткән.

7. Ата-аниларниң яхши үлгә болуши немә үчүн бәк муһим? (Римлиқларға 2:21)

7 2-принцип: Яхши үлгә болуңлар. Балилар ата-анисиға қарап, дайим уларни үлгә қилиду. Әлвәттә, һечқандақ ата-ана мукәммәл әмәс (Рим. 3:23). Шундақтиму, дана ата-анилар балилириға яхши үлгә болуш үчүн қолидин келишичә тиришиду (Римлиқларға 2:21ни оқуң). Балилар һәққидә бир ата мундақ дәйду: «Балилар худди суюқлуқларни өзигә сүмиривалидиған пахтиға охшайду. Әгәр өзүмизниң иш-һәрикәтлиримиз уларға үгәткәнлиримиз билән мас кәлмисә, улар бизгә уни көрситип бериду». Шуңа, балилиримизниң Йәһвани сөйүшини үмүт қилсақ, Яратқучимизға болған чоңқур сөйгү-муһәббитимизни балилиримиз көрүп йетәлиши керәк.

8, 9. Андрей вә Эмманиң сөзлиридин немиләрни үгәндиңиз?

8 Ата-анилар балилириға Йәһвани сөйүшни нурғун усуллар билән үгитәләйду. Андрей исимлиқ 17 яшлиқ бурадәрниң немә дегәнлигигә диққәт қилиң: «Ата-анам һәрдайим дуаниң муһимлиғини тәкитләтти. Һәр күни кәчтә, дадам мән билән биллә дуа қилатти. Һәтта мән аллиқачан өзүм дуа қилип болған болсамму, у шундақ қилатти. Ата-анам сиңлим иккимизгә дайим: “Силәр халиған вақтиңларда, нәччә қетим халисаңлар, шунчә қетим Йәһва билән сөзләшсәңлар болиду” дәп әскәртип туратти. Һәрдайим шундақ тәкитләп туруш маңа чоңқур тәсир қилди, һазир мән Йәһваға әркин-азадә дуа қилимән вә Уни меһир-шәпқәтлик Ата дәп қараймән». Ата-анилар, өзүңларниң Йәһваға болған сөйгү-муһәббитиниң балилириңларға қанчилик тәсир көрситәләйдиғанлиғини һәргиз сәл чағлимаңлар.

9 Йәнә Эмманиң мисалини көрүп бақайли. Дадиси еғир қәризләргә боғулуп, аилисини ташлап кетип қалғанда, аписи бу қәризләрни төләшкә тоғра кәлгән. Эмма мундақ дәйду: «Көпинчә вақитларда апам пулсиз қалатти. Шундақтиму, у Һемишәм Йәһваниң өз хизмәткарлириға қандақ көңүл бөлидиғанлиғи вә уларни тәминләйдиғанлиғи тоғрисида сөзләтти. Мән апамниң һаят кәчүрүш усулидин, униң һәқиқәтән Худаға ишинидиғанлиғини көрәттим. Апамниң ейтқан сөзлири билән қилған ишлири бирдәк еди». Биз буниңдин немини үгинәләймиз? Ата-анилар һәтта қийин вәзийәттиму балилириға яхши үлгә болалайду (Гал. 6:9).

10. Қедимқи Исраилда ата-аниларниң балилири билән параңлишиши үчүн қандақ пурсәтлири бар еди? (Қанун шәрһи 6:6, 7)

10 3-принцип: Балилириңлар билән дайим параңлишиңлар. Қедимқи заманда Худа Исраил хәлқини пәрзәнтлиригә Яратқучиси Йәһва һәққидә дайим үгитишкә буйриған еди (Қанун шәрһи 6:6, 7ни оқуң). Әшу ата-аниларниң бир күн ичидә балилириниң қәлбигә Йәһваға болған сөйгү-муһәббәтни сиңдүрүши үчүн көп пурсәтлири болатти. Мәсилән, бир яш оғул бала дадисиниң зираәтләрни териш яки һосул жиғишиға бир қанчә саат ярдәм берәтти. Униң сиңлиси шу күни көп қисим вақтини анисиға тиккүчилик, тоқумичилиқ яки башқа аилә ишлириға ярдәмлишишкә сәрип қилатти. Ата-анилар билән балилири биллә ишлигәчкә, улар нурғун муһим мавзулар һәққидә параңлишалатти. Мәсилән, улар Йәһваниң яхшилиғи һәққидә сөзләп, өзлириниң аилисигә Яратқучисиниң қандақ ярдәм қиливатқанлиғини муһакимә қилалатти.

11. Ата-анилар балилири билән қачан параңлашса болиду?

11 Заман өзгәрди. Һазир нурғун дөләтләрдә ата-анилар билән балилар күн бойи биргә болалмайду. Ата-анилар иш орнида, балилар болса мәктәптә болуши мүмкин. Нәтиҗидә, ата-анилар балилири билән параңлишиш үчүн вақит чиқириши керәк (Әфәс. 5:15, 16; Флп. 1:10). Аиләвий ибадәт дәл шундақ қилиш үчүн пурсәт яритип бериду. Александр исимлиқ яш бурадәр мундақ дәйду: «Дадам Һемишәм аиләвий ибадәтни өткүзиду. У биз билән биргә болидиған бу вақитқа һәрқандақ нәрсиниң тосқунлуқ қилишиға йол бәрмәйду. Тәтқиқ үгинишимиздин кейин, биз бирликтә муһим дәп қариған һәрқандақ нәрсиләр һәққидә параңлишимиз».

12. Аиләвий ибадәт вақтида аилә башлиғи немиләрни әстә сақлиши керәк?

12 Әгәр аилә башлиғи болсиңиз, аиләвий ибадәтниң балиларға қизиқарлиқ, хошал-хорам өтүши үчүн немә қилалайсиз? Йеңила нәширдин чиққан «Мәңгү шат-хорам яшаң!» намлиқ китапни балилириңиз билән бирликтә тәтқиқ қилиң. Бу китап асанла җанлиқ сөһбәткә йетәкләйду. Әгәр балилириңизниң өз һис-туйғу вә ғәм-әндишилирини очуқ-ашкарә ейтип беришини халисиңиз, аиләвий ибадәт вақтида, уларни тәнқитләп нәсиһәт бәрмәң. Балилириңиз Муқәддәс китаптики принципларға мас кәлмәйдиған көзқарашни ипадилисә, аччиқланмаслиққа тиришиң. Әксинчә, улар өз һис-туйғулирини сизгә сәмимийлик билән ейтип бәргини үчүн, хошал болуң вә уларни әркин өз ой-пикирлирини баян қилишқа илһамландуруң. Балилириңизниң қандақ һис-туйғуда болуватқанлиғини билгәндила, андин уларға әң яхши ярдәм берәләйсиз.

та-анилар яритилған мәвҗудатлардин пайдилинип, балилириға Йәһваниң есил пәзиләтлири һәққидә үгитиш үчүн немә қилалайду? (13-абзацқа қараң)

13. Ата-анилар, балилириниң Йәһваға йеқинлишишиға ярдәм бериш үчүн йәнә қандақ пурсәтләр бар?

13 Ата-анилар, балилириңларниң Йәһваға йеқинлишишиға ярдәм бериш үчүн һәр күни пурсәтләрни издәңлар. Уларға сөйгү-муһәббәтлик Худайимиз һәққидә үгитиш үчүн рәсмий Муқәддәс китап тәтқиқи өткүзидиған вақитни күтүшүңларниң һаҗити йоқ. Лиса исимлиқ аниниң немә дегәнлигигә диққәт қилип бақайли: «Биз әтрапимиздики һәрқандақ нәрсиләрни ишлитип, балилиримизға Яратқучимиз Йәһва һәққидә үгәттуқ. Мәсилән, иштимизниң қизиқарлиқ оюнлирини көрүп, балилар қақақлап күлгәндә, биз балиларға Яратқучимизниң юмористик туйғуға егә хошал Худа екәнлиги вә шат-хорам яшишимизни халайдиғанлиғини ейтимиз».

Ата-анилар, балилириңларниң достлирини тонамсиләр? (14-абзацқа қараң) d

14. Немә үчүн ата-аниларниң балилириниң яхши достларни таллишиға ярдәм бериши бәк муһим? (Пәнд-нәсиһәтләр 13:20)

14 4-принцип: Балилириңларниң яхши достларни таллишиға ярдәм бериңлар. Худаниң Сөзи шуни ениқ көрситидуки, достлиримиз бизгә яхши яки яман тәсир көрситиду (Пәнд-нәсиһәтләр 13:20ни оқуң). Ата-анилар, балилириңларниң достлирини тонамсиләр? Улар билән көрүшүп, бирликтә вақит өткүзгәнму? Балилириңларниң Йәһвани сөйидиған кишиләр билән дост болушиға ярдәм бериш үчүн немә қилалайсиләр? (Кор. 1-х. 15:33) Йәһва билән йеқин мунасивәт орнатқан кишиләрни аиләңлар билән бирликтә вақит өткүзүшкә тәклип қилиңлар. Шу арқилиқ балилириңларниң яхши достларни таллишиға ярдәм берәләйсиләр (Зәб. 119:63).

15. Ата-анилар балилириниң яхши достларни тепишиға ярдәм бериш үчүн немә қилалайду?

15 Тони исимлиқ дадиниң ейтқанлирини аңлап бақайли. Әр-аял иккиси балилириниң яхши достларни тепишиға қандақ ярдәм бәргәнлигини чүшәндүрүп, Тони мундақ дәйду: «Көп жиллардин буян, аялим иккимиз пәриқлиқ яш вә арқа көрүнүштики қериндашларни өйүмизгә тәклип қилдуқ. Улар биз билән биргә тамақ йәп, аиләвий ибадәтни өткүздуқ. Бу Йәһвани сөйидиған вә Униңға хошал-хорам хизмәт қилидиғанлар билән тонушушниң әң яхши усули. Районға җавапкар ақсақаллар, миссионерлар вә башқилар өйүмиздә меһман болуп қонуп қалди. Уларниң кәчүрмишлири, қизғинлиғи вә өзини беғишлаш роһи балилиримизға ғайәт зор тәсир көрсәтти вә уларниң Йәһваға йеқинлишишиға ярдәм бәрди». Ата-анилар, балилириңларниң яхши достларни тепишиға ярдәм бериш қарариңлар қәтъий болсун.

БӘЛ ҚОЮВӘТМӘҢЛАР!

16. Әгәр балиңиз Йәһваға хизмәт қилишни халимайдиғанлиғини ейтсичу?

16 Әгәр силәр тиришчанлиқ көрсәткән болсаңларму, балилириңлардин бири өзиниң Йәһваға ибадәт қилишни халимайдиғанлиғини ейтсичу? Өзүңларни мәғлуп болған ата-ана дәп йәкүн чиқармаңлар. Йәһва һәммимизгә таллаш әркинлигини бәргән. Әлвәттә, сизниң балиңизму буниң ичидә. Һәрким Яратқучи Йәһваға ибадәт қилиш-қилмаслиғини өзи таллайду. Әгәр балиңиз Йәһваға хизмәт қилмаслиқни қарар қилған болса, күнләрниң биридә униң қайтип келишидин үмүт үзмәң. Йоқалған оғул һәққидики тәмсилини әстин чиқармаң (Луқа 15:11—19, 22—24). Шу жигит нурғун яман ишларни қилип, һәққанийлиқ йолидин жирақлап кәткән еди, амма ахирида у қайтип кәлди. Бәлким, бәзиләр: «У пәқәтла бир тәмсил» дейиши мүмкин. «Ундақ вақиә реал турмушта йүз берәмду?» Әлвәттә, йүз бериду! Әмәлийәттә, Ели исимлиқ жигит шундақ ишни баштин өткүзгән.

17. Ели баштин өткүзгән тәҗрибә сизгә қандақ илһам-мәдәт бериду?

17 Ата-аниси тоғрилиқ Ели мундақ дәйду: «Улар пүтүн күчи билән қәлбимгә Йәһва вә Муқәддәс китапқа болған сөйгү-муһәббәтни сиңдүргән. Өсмүрлүк чеғимда мән исиянкар болушқа башлидим». Ели икки йүзлимичилик билән күн кәчүрүшкә башлиған, ата-аниси униң Йәһва йеқинлишишиға ярдәм бериш үчүн көп тиришчанлиқ көрсәткән болсиму, у уларниң сөзлиригә қулақ салмиған. У өйдин чиқип кетип, яман ишларға арилашқан. Шундақ болсиму, бәзи вақитларда у бир дости билән Муқәддәс китап тоғрисида сөһбәтләшкән еди. Ели мундақ дәйду: «Мән достумға Йәһва һәққидә көп сөзлигәнсири, өзүмниң Йәһва һәққидә ойлиниватқанлиғимни байқидим. Ата-анам қәлбимгә чачқан һәқиқәт уруғи, узун жиллар ухлап ятқан болсиму, әнди вақит-саати кәлгәндә, аста-аста бихлап өсүшкә башлиди». Кейин Ели һәқиқәткә қайтип кәлди c. Оғлини кичигидин башлапла Йәһвани сөйүшкә үгәткәнлиги үчүн ата-анисиниң қанчилик хошал болғанлиғини тәсәввур қилип беқиң! (Тим. 2-х. 3:14, 15)

18. Балилириға Йәһвани сөйүшни үгитиш үчүн тиришчанлиқ көрситиватқан ата-аниларни көргәндә сиз қандақ һис-туйғуда болисиз?

18 Ата-анилар, силәргә йеңи бир әвлатниң Йәһваға ибадәт қилғучилар болуп, чоң болушиға ярдәм бериш шан-шәрипи берилгән (Зәб. 78:4—6). Бу асан иш әмәс, биз силәрниң балилириңларға ярдәм бериш үчүн бошашмай тиришчанлиқ көрсәткәнлигиңларни чин көңлүмиздин махтаймиз! Әгәр силәр давамлиқ балилириңларға Йәһвани сөйүшни вә Униңға бойсунуп яшашни пүтүн күчүңлар билән үгәтсәңлар, асмандики Атимизниң хошал болидиғанлиғиға ишәнч қилалайсиләр (Әфәс. 6:4).

11-НАХША Йәһваниң көңлини хуш қилайли

a Йәһваниң хизмәтчилири болған ата-анилар балилирини бәк яхши көриду. Улар балилириниң җисманий вә һиссий җәһәттики еһтияҗлирини қамдаш үчүн тиришип ишләйду. Техиму муһими, шу ата-анилар пүтүн күчи билән балилириниң Йәһвани сөйүшни үгинишигә ярдәм бериду. Һазир ата-аниларниң бу мәхсәткә йетишигә ярдәм берәләйдиған Муқәддәс китаптики төрт принципни бирликтә муһакимә қилимиз.

b jw.org торбетидики, «Бала тәрбийиләшни Йәһва Худадин үгәндуқ» дегән видеони көрүң.

c «Күзитиш мунариниң» (рус) 2012-жил, 1-апрель санидики «Муқәддәс китап һаятни өзгәртиду» намлиқ мақалигә қараң.

d СҮРӘТТӘ: Оғлиниң достлири билән тонушуш үчүн бир дада оғли вә оғлиниң дости билән баскетбол ойнаватиду.