Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

24-ТӘТҚИҚ МАҚАЛИСИ

Сиз мәхсәтлириңизгә йетәләйсиз

Сиз мәхсәтлириңизгә йетәләйсиз

«Яхшилиқ қилип һармайли, чүнки әгәр аҗизлишип қалмисақ, өз вақтида һосул алимиз» (ГАЛ. 6:9).

150-НАХША Тәр төкүп хизмәт қилайли

БУ МАҚАЛИДӘ a

1. Нурғунлиримиз қандақ қийинчилиққа дуч кәлдуқ?

 ҚАНДАҚТУ БИР мәхсәтни қоюп, шу мәхсәткә йетиштә қийналған чағлириңиз болғанму? b Әгәр шундақ болса, бундақ вәзийәткә чүшкән ялғуз сизла әмәс. Мәсилән, Филип дуалириниң сүпитини яхшилаш вә униң санини ашуруш үчүн мәхсәт қойған. Бирақ у дуа қилиш үчүн вақит чиқиралмиған. Эриканиң мәхсити болса, вәз хизмәт жиғилишиға вақтида келиш еди. Бирақ у һәр қетим йәнила учришишқа кечикип кәлгән. Томаш пүтүн Муқәддәс китапни оқуп чиқишқа бир нәччә қетим тиришқан. У шундақ дәйду: «Мән Муқәддәс китапни мундақла оқуп хошаллиқ тапалмидим. Үч қетим синап бақтим, амма һәр қетимда пәқәтла Лавийлар китавиғичә оқалидим».

2. Әгәр һазир биз техиғичә роһий мәхситимизгә йәтмигән болсақ, немә үчүн үмүтсизләнмәслигимиз керәк?

2 Әгәр һазир техи йетәлмигән мәхсәтлириңиз бар болса, униңдин үмүтсизлинип кәтмәң. Һәтта аддий мәхсәтләргә йетиш үчүнму дайим вақит чиқириш вә җапалиқ ишләш керәк. Әмәлийәттә, мәхсәтлириңизгә йетиштин ваз кәчмигиниңиз, Йәһва билән болған мунасивитиңизни қәдирләйдиғанлиғиңизни вә өзүңиздә бар болған әң яхшисини Униңға беришни халайдиғанлиғиңизни көрситиду. Йәһва тиришчанлиғиңизни қәдирләйду вә сиздин қолуңиздин келмәйдиған ишларни қилишиңизни тәләп қилмайду (Зәб. 103:14; Мика 6:8). Шуңа, вәзийитиңизгә яриша мувапиқ мәхсәт қоюшиңиз керәк. Әгәр бир мәхсәт қойған болсиңиз, униңға йетиш үчүн немә қилалайсиз? Төвәндә бәзи тәклип-пикирләрни көрүп бақайли.

КҮЧЛҮК АРЗУ-ИСТӘКНИ ЙЕТИЛДҮРҮҢ

Арзу-истигиңизниң күчлүк болуши үчүн дуа қилиң (3, 4-абзацларға қараң)

3. Немә үчүн күчлүк арзу-истәкниң болуши муһим?

3 Күчлүк арзу-истәк роһий мәхсәткә йетиштә муһим роль ойнайду. Арзу-истигимиз күчлүк болса, мәхситимизгә йетиш үчүн пүтүн күчимиз билән тиришимиз. Арзу-истәкни йәлкәнлик кемини мәнзилгә йәткүзүш үчүн алдиға иштиридиған шамал күчигә охшитишқа болиду. Әгәр шамал тохтимай чиқса, деңизчи мәнзилигә йетәлиши мүмкин. Шамал күчлүк болса, у бәлким техиму тезирақ мәнзилигә йетивалиду. Худди шуниңдәк, күчлүк арзу-истигимиз болса, қойған мәхситимизгә тезирақ йетишимиз мүмкин. Сальвадорда яшайдиған Дейвид исимлиқ бурадәр мундақ дәйду: «Арзу-истигиңиз күчлүк болса, техиму җапалиқ тиришисиз. Һечқандақ бир ишниң мәхситиңизгә йетишиңизгә тосқунлуқ қилишиға йол бәрмәң». Ундақта, арзу-истигиңизни техиму күчәйтиш үчүн немә қилалайсиз?

4. Немә үчүн дуа қилсақ болиду? (Филипиликләргә 2:13) (Рәсимгиму қараң.)

4 Күчлүк арзу-истәк үчүн дуа қилиң. Йәһва Өз Муқәддәс роһи арқилиқ сизни мәхситиңизгә йәткүзидиған арзу-истәккә ериштүриду (Филипиликләргә 2:13ни оқуң). Бәзидә биз бир мәхсәт қоюмиз. Сәвәви, шундақ қилиш керәклигини билимиз. Бу яхши иш. Амма биздә униңға йетиш арзу-истиги болмаслиғи мүмкин. Угандида яшайдиған Норина исимлиқ қериндаш дәл шундақ вәзийәттә болған. У бири билән Муқәддәс китап үгинишини башлаш үчүн мәхсәт қойған, лекин униң арзу-истиги күчлүк әмәс еди. Сәвәви, у өзини яхши тәлим бәргүчи дәп қаримиған. Униңға немә ярдәм бәргән? У мундақ дәйду: «Мән һәр күни дуада Йәһвадин Муқәддәс китап үгинишни башлаш арзу-истигимни күчәйтиш үчүн ярдәм соридим. Шуниң билән бир вақитта, дуалиримға мас тәлим бериш маһарәтлиримни ашуруш үчүн тириштим. Бирнәччә айдин кейин арзу-истигимниң күчәйгәнлигини көрүп йәттим. Шу жили мән икки киши билән Муқәддәс китап үгинишни өткүзүшни башлидим».

5. Арзу-истәклиримизни ашуруш үчүн немиләр үстидә чоңқур ойлиналаймиз?

5 Йәһва сиз үчүн немиләрни қиливатқанлиғини ойлаң (Зәб. 143:5). Әлчи Паул Йәһваниң униңға көрсәткән меһир-шәпқити һәққидә ойланған вә бу униң Йәһва үчүн тиришип ишләш арзу-истигини күчәйткән (Кор. 1-х. 15:9, 10; Тим. 1-х. 1:12—14). Худди шуниңдәк, Йәһваниң сиз үчүн қиливатқан ишлири үстидә ойлиғансири, сизниңму өз мәхситиңизгә йетиш арзу-истигиңиз барғансири күчийиду (Зәб. 116:12). Гондурастики бир қериндашниң пионер болуш мәхситигә йетишигә немә ярдәм қилғанлиғини көрүп бақайли. У мундақ дәйду: «Мән Йәһваниң мени қанчилик яхши көридиғанлиғи һәққидә ойландим. У мени өз хәлқи арисиға елип кирди. У маңа көңүл бөлиду вә мени қоғдайду. Бундақ чоңқур ойлиниш Униңға болған сөйгү муһәббитимни күчәйтип, арзу-истәклиримни ашурди».

6. Арзу-истигимизни ашурушқа йәнә немә ярдәм берәләйду?

6 Мәхситиңизгә йәткәндә, еришидиған бәрикәтләрни ойлаң. Жуқурида тилға алған Эриканиң вақитқа әмәл қилиш үчүн қойған мәхситигә йетишигә немә ярдәм бәргәнлигигә диққәт қилиң. У мундақ дәйду: «Мән вәз хизмәт жиғилишиға кечикип, нурғун нәрсиләрни қолдин берип қойғанлиғимни һис қилдим. Балдурақ барған болсам, етиқатчи қериндашларға салам берип, улар билән вақит өткүзәләттим. Йәнә вәз хизмәттин хошаллиқ тепиш вә хизмәтниң үнүмини яхшилашқа ярдәм беридиған әмәлий тәклип-пикирләрни аңлалаттим». Эрика вақитқа әмәл қилишниң пайдисиға көңүл бөлүп, өз мәхситигә йәтти. Сиз қайси бәрикәтләргә диққитиңизни қариталайсиз? Мәхситиңиз Муқәддәс китап оқуш яки дуа қилиш билән мунасивәтлик болса, униң Йәһва билән болған достлуғиңизни қандақ күчләндүрәләйдиғанлиғини ойлаң (Зәб. 145:18, 19). Әгәр Худани хурсән қилидиған бир пәзиләтни йетилдүрүшни мәхсәт қилған болсиңиз, униң башқилар билән болған мунасивитиңизни яхшилашқа қандақ ярдәм берәләйдиғанлиғиға диққәт қилиң (Кол. 3:14). Немә үчүн мәхситиңизгә йәтмәкчи болғанлиғиңизниң сәвәплирини тизимлап, пат-пат шу тизимликкә қарап қоюң. Жуқурида тилға алған Томаш шундақ дәйду: «Мәлум бир мәхсәткә йетиш үчүн нурғун сәвәпләр болса, шуниңға йәткүчә давамлиқ тиришимән».

7. Хулио вә аялиниң мәхситигә йетишигә немә ярдәм қилған?

7 Мәхситиңизгә йетишкә илһамландуридиған кишиләр билән вақит өткүзүң (Пәнд н. 13:20). Хулио вә униң аяли көпирәк вәз қилиш үчүн мәхсәт қойған. Уларниң шу мәхсәткә йетишигә немә ярдәм бәргән? Хулио мундақ дәйду: «Мәхситимизгә йетиш үчүн, бизни қоллап-қувәтләйдиған достларни таллидуқ. Улар билән мәхситимиз үстидә сөһбәтләштуқ. Уларниң көпинчиси аллиқачан охшаш мәхсәтләргә йәткән. Шуңа, улар бизгә пайдилиқ тәклип-пикирләрни бәрди. Достлиримиз йәнә планлиримизниң қандақ болуватқанлиғини сорап турди. Муһтаҗ болғанда, улар бизгә илһам-мәдәт берип турди».

КҮЧЛҮК АРЗУ-ИСТИГИМИЗ БОЛМИҒАНДА

Мәхситиңизгә йетиш үчүн тиришиң (8-абзацқа қараң)

8. Пәқәтла арзу-истигимиз күчлүк болғанда, мәхситимизгә йетиш үчүн тиришсақ, нәтиҗиси қандақ болуши мүмкин? (Рәсимгиму қараң.)

8 Әмәлийәттә, һәммимизниң арзу-истәклиримиз күчлүк болмайдиған чағлар болиду. Бу мәхситимизгә йетишкә башқа амал йоқлиғини билдүрәмду? Яқ. Бундақ бир мисал қилип көрәйли. Шамал йәлкәнлик кемини мәнзилигә йәткүзидиған күчлүк һәрикәтләндүргүчи күч болалайду. Амма шамалниң күчи дайим охшаш болмайду. Бәзи күнләрдә азирақму шамал чиқмаслиғи мүмкин. Бу деңизчиниң давамлиқ сәпәр қилишиға амал йоқлиғини билдүрәмду? Шундақ болуши натайин. Мәсилән, бәзи йәлкәнлик кемиләрниң мотори бар. Йәнә бәзилириниң кемә палақчилири бар. Деңизчи бу нәрсиләрни ишлитип, давамлиқ мәнзилигә қарап илгириләләйду. Арзу-истәклиримиз худди шамалға охшаш болуп, бәзи күнлири башқа күнләргә қариғанда күчлүгирәк болиду. Бәзи күнлири мәхситимиз үчүн тиришишқа арзу-истигимиз йоқтәк һис қилишимиз мүмкин. Әгәр пәқәт арзу-истигимиз күчлүк болғандила мәхситимизгә йетишкә тиришсақ, униңға йетәлмәй қелишимиз мүмкин. Амма деңизчи өз мәнзилигә йетишниң башқа амаллирини тапқанға охшаш, бизму арзу-истигимиз болмай қалған чағда, йәнила мәхситимизгә йетиш үчүн тиришчанлиқ көрситәләймиз. Әлвәттә, ундақ қилиш асан әмәс. Бирақ сиз мәхситиңизгә йәткәндә, чоқум хошал болисиз. Биз немә қилалайдиғанлиғимизни муһакимә қилиштин бурун, авал оттуриға чиққан бир соалниң җававини тапайли.

9. Мәхситимиз үчүн тиришиш арзу-истигимиз болмиғанда, давамлиқ тиришчанлиқ көрситишимиз керәкму? Чүшәндүрүң.

9 Йәһва бизниң хошал-хорамлиқ ичидә өз ихтияримиз билән хизмәт қилишимизни халайду (Зәб. 100:2; Кор. 2-х. 9:7). Шундақ екән, арзу-истигимиз болмиса, давамлиқ роһий мәхсәткә йетиш үчүн тиришишимиз керәкму? Әлчи Паулниң мисалини көрүп бақайли. У мундақ дәйду: «Тенимни қамчилап, уни қулдәк назарәт қиливатимән» (Кор. 1-х. 9:25—27). Паул тоғра иш қилиш үчүн өзини мәҗбурлиған. Һәтта Йәһва халиған ишларни қилиш истиги болмиған вақиттиму, у өзини шундақ қилишқа мәҗбурлиған. Шундақ вәзийәттә Паулниң қилған ибадәтлирини Йәһва қобул қилғанму? Әлвәттә! У униң көрсәткән тиришчанлиғини мукапатлиған (Тим. 2-х. 4:7, 8).

10. Арзу-истигимиз болмиған һаләттиму, мәхситимизгә йетиш үчүн давамлиқ тиришишниң қандақ пайдиси бар?

10 Арзу-истигимиз болмиған чағдиму, мәхситимизгә йетиш үчүн давамлиқ тиришайли. Йәһва Худа көрсәткән тиришчанлиғимиздин хурсән болиду. Бәлким, биз қиливатқан ишимизни һемишә яхши көрмәймиз, амма қийин болсиму, уни Йәһвани сөйгинимиз үчүн қилсақ, У буни билиду вә хошал болиду. Йәһва худди Паулни бәрикәтлигәндәк, бизниңму тиришчанлиғимизни бәрикәтләйду (Зәб. 126:5). Йәһваниң бәрикәтлиригә еришкәндә, һәтта арзу-истигимизниң күчәйгәнлигини һис қилимиз. Польшадики Лусина исимлиқ қериндаш мундақ дәйду: «Бәзидә, болупму һерип-чарчап кәткән чағларда вәз хизмитигә чиқишни халимаймән. Шундақтиму, вәз хизмитигә чиққандин кейин өзүмни интайин хошал һис қилимән. Бу һәқиқәтән мән үчүн һәйран қаларлиқ бир соға». Ундақта, күчлүк арзу-истигимиз болмиғанда, немә қилалайдиғанлиғимизни көрүп бақайли.

11. Йәһва өзүмизни тутувелишни йетилдүрүшимизгә қандақ ярдәм берәләйду?

11 Өзүңизни тутувелиш үчүн дуа қилиң. Өзини тутувелиш — адәмниң һис-туйғулирини вә иш-һәрикәтлирини контрол қилиш иқтидаридур. Бу ипадә дайим өзини яман иштин чәкләш дегән мәнани ипадиләйду. Бирақ биз яхши иш қилмақчи болғанда, йәни қилидиған иш қийин болса яки арзу-истәк аҗиз болса, өзүмизни тутувелиш тәләп қилиниду. Есиңиздә болсунки, өзини тутувелиш муқәддәс роһниң мевисиниң бир қисми. Шуңа, Йәһвадин муқәддәс роһни сораң. Бу муһим пәзиләтни йетилдүрүшиңизгә ярдәм бериду (Луқа 11:13; Гал. 5:22, 23). Жуқурида тилға алған Дейвидқа дуа көп ярдәм бәргән еди. У көпирәк шәхсий үгиниш өткүзүш адитини йетилдүрүшни халиған. У мундақ дәйду: «Мән Йәһвадин өзүмни тутувелишни үгинишимгә ярдәм беришини өтүнимән. Униң ярдимидә яхши бир тәтқиқ қилиш программисини башлидим вә уни изчил давамлаштуралидим».

12. Вәз 11:4-айәттики принцип бизгә қандақ ярдәм берәләйду?

12 Вәзийитиңизниң мукәммәл болушини күтмәң. Бу дунияда һәргизму өзүмиз арзу қилғандәк мукәммәл вәзийәткә еришәлмәслигимиз мүмкин. Уни күтсәк, мәхситимизгә һәргиз йетәлмәслигимиз мүмкин (Вәз 11:4ни оқуң). Даниял исимлиқ бурадәр мундақ дәйду: «Һәргизму вәзийитимиз мукәммәл болмайду. Биз пәқәт башлисақла әң яхши вәзийәтләрни яритимиз». Угандадики Пол исимлиқ бурадәр кечиктүрмәй дәрһал һәрикәт қилишимизниң башқа бир сәвәвини тилға елип мундақ дәйду: «Вәзийитимизниң қийин болушиға қаримай, һәрикәт қилишқа башлисақ, Йәһваниң бизни бәрикәтлиши үчүн пурсәт беримиз» (Мал. 3:10).

13. Кичик мәхсәтләрдин башлашниң қандақ әвзәллиги бар?

13 Кичигидин башлаң. Мәхситимизгә йетиш қаримаққа қийин көрүнгәчкә, арзу-истигимиз күчлүк болмаслиғи мүмкин. Шуңа, мәхситиңизни кичигирәк мәхсәтләргә бөлүветиң. Бир пәзиләтни йетилдүрүшни мәхсәт қойған болсиңиз, алди билән уни кичик йоллар билән көрситишкә һәрикәт қилип беқиң. Муқәддәс китапни пүтүнләй оқуп чиқишни мәхсәт қилған болсиңиз, уни аз-аздин оқушни башлаң. Томаш Муқәддәс китапни бир жилда пүтүнләй оқуп чиқишқа тиришқан. У мундақ дәйду: «Мән наһайити тез оқуватқанлиғимни һис қилдим. Шуңа, сәл аста оқушни қарар қилдим. Амма бу қетим һәр күни бир нәччә абзац оқуп, улар һәққидә чоңқур ойлашни планлидим. Нәтиҗидә, Муқәддәс китапни һузурлинип оқушқа башлидим». Арзу-истиги күчийишигә әгишип, Томаш көпирәк оқушқа вақит чиқарған. Ахирида у Муқәддәс китапни пүтүнләй оқуп түгәткән c.

ОҢУШСИЗЛИҚҚА УЧРИҒАНДА ҮМҮТСИЗЛИНИП КӘТМӘҢ

14. Қандақ оңушсизлиққа учришиимиз мүмкин?

14 Бәкму әпсус, арзу-истигимиз қанчилик күчлүк болсун яки өзүмизни тутувалған болайли, биз оңушсузлиққа учришимиз мүмкин. Мәсилән, күтүлмигән вақиәләр мәхсәтлиримизгә йетиш үчүн сәрип қилидиған вақтимизни оғурлиши мүмкин (Вәз 9:11). Бәлким, биз үмүтсизләндүридиған яки күчсиз һис қилдуридиған қийинчилиққа дуч келимиз (Пәнд н. 24:10). Намукәммәл болғачқа, хаталиқ өткүзүп, мәхсәтлиримизгә йетишимиз техиму қийинлишип кетиши мүмкин (Рим. 7:23). Яки биз һарғинлиқ һис қилимиз (Мәт. 26:43). Дуч кәлгән оңушсизлиқни йеңишимизгә немә ярдәм берәләйду?

15. Әгәр оңушсизлиққа учрисақ, у мәғлуп болғанлиғимизни билдүрәмду? Чүшәндүрүң. (Зәбур 145:14)

15 Есиңиздә болсунки, оңушсизлиқ мәғлуп болғанлиғиңизни билдүрмәйду. Муқәддәс китапта бизниң қайта-қайта қийинчилиқларға дуч келидиғанлиғимиз тилға елинған болсиму, Йәһваниң ярдимидә қайта орнимиздин туралайдиғанлиғимизму ениқ көрситилгән (Зәбур 145:14ни оқуң). Жуқурида тилға елинған Филип исимлиқ бурадәр өз ишлириниң оңушлуқ болушиниң сәвәвини тилға елип мундақ дәйду: «Ишлиримниң оңушлуқ болуши қанчә қетим жиқилип түшкәнлигимгә әмәс, бәлки жиқилғанда орнумдин дәс туруп, өзүмни руслиғанлиғимға бағлиқ». Жуқурида тилға елинған Дейвид мундақ дәйду: «Мән оңушсизлиқларни тосалғулар дәп әмәс, бәлки Йәһвани қанчилик сөйидиғанлиғимни, Униңға көрситишниң пурсәтлири дәп қарашқа тиришимән». Шундақ оңушсизлиқларға қаримай алға илгириләш арқилиқ өзүңизниң Йәһвани хурсән қилишни халайдиғанлиғиңизни Униңға испатлайсиз. Мәхситиңизгә йетиш үчүн давамлиқ тиришиватқанлиғиңизни көргәндә, Йәһва чоқум наһайити хошал болиду!

16. Оңушсизлиқ бизни қандақ тәҗрибә саваққа егә қилиду?

16 Оңушсизлиқни тәҗрибә савақ елишниң бир йоли дәп қараң. Авал оңушсизлиқниң сәвәви һәққидә чоңқур ойлинип, өз-өзүңиздин сорап көрүң: «Мән қайта оңушсизлиққа учримаслиқ үчүн немини өзгәртишим керәк?» (Пәнд н. 27:12). Бәзидә оңушсизлиқлар қойған мәхситимизниң әмәлийәттә анчә уйғун әмәслигини көрситип берәләйду. Әгәр шундақ вәзийәттә болсиңиз, мәхсәтлириңиз сиз үчүн уйғун яки уйғун әмәслиги һәққидә қайта ойлинип көрүң d. Мәхситиңизгә йетәлмәй қалсиңиз, Йәһва сизни мәғлуп болди дәп қаримайду (Кор. 2-х. 8:12).

17. Немә үчүн өтмүштә оңушлуқ қилалиған ишлиримизни унтумаслиғимиз керәк?

17 Қол йәткүзгән мәхсәтлириңизни есиңиздә тутуң. Муқәддәс китапта: «Худа адаләтсиз әмәс, У... хизмәт қилғиниңларни... унтумайду»,— дәп йезилған (Ибр. 6:10) Шуңа, бизму унтуп қалмаслиғимиз керәк. Өтмүштә оңушлуқ қилалиған ишлар һәққидә ойлинип көрүң. Йәһва билән дост болдиңиз, У тоғрилиқ башқиларға вәз қилдиңиз вә суға чөмдүрүлүштин өттүңиз. Өтмүштә алға илгириләп, мошу барлиқ роһий мәхсәтлириңизгә қол йәткүздиңиз. Һазирму худди илгирикигә охшаш, мәхсәтлириңизгә йетиш үчүн давамлиқ тиришалайсиз (Флп. 3:16).

Сәпириңиздин һузур елиң (18-абзацқа қараң)

18. Мәхсәтлиримизгә йетиш үчүн тиришқинимизда, чоқум немини әстә тутушимиз керәк? (Рәсимгиму қараң.)

18 Худди хошалиқ билән өзи көзлигән мәнзилигә йәткән деңизчиға охшаш, Йәһваниң ярдими билән өз мәхситиңизгә йетәләйсиз. Бирақ шуни әстә тутуңки, нурғун деңизчилар бу сәпиридин һузур алған. Сизму роһий мәхситиңизгә йетиш үчүн давамлиқ тиришиң. Мәнзилгә йетишиңизгә Йәһва Худа қандақ ярдәм бериватқанлиғиға нәзәр селип, һузур елишни унтумаң (Кор. 2-х. 4:7). Әгәр ваз кәчмисиңиз, техиму көплигән бәрикәтләргә еришисиз (Гал. 6:9).

43-НАХША Һошияр, мәһкәм вә қәйсәр бол!

a Йәһваниң тәшкилати дайим бизни Униңға хизмәт қилиш усуллиримизни техиму яхшилаш үстидә ойлинишқа дәвәт қилиду. Әгәр аллиқачан бәзи роһий мәхсәтләрни қойған болсақ, амма шуниңға йетиштә қийниливатқан болсақчу? Бу мақалә бизниң мәхсәтлиримизгә қандақ йетиш һәққидә һәрхил тәклип пикирләрни бериду.

b СӨЗ-ИБАРӘ МӘНАСИ: Роһий мәхсәт — сиз яхшилаш яки йетиш үчүн җапалиқ тиришқан һәрқандақ бир иш. Шу арқилиқ Йәһваға техиму көпирәк хизмәт қилип, Униң көңлини хурсән қилалайсиз. Мәсилән, сиз Мәсиһ әгәшкүчилиригә хас пәзиләтни йетилдүрүш үчүн яки ибадитиңиздә, йәни Муқәддәс китап оқуш, шәхсий тәтқиқ өткүзүш яки вәз хизмитигә қатнишиш дегәндәк иш-паалийәтләрдә техиму яхширақ қилиш үчүн мәхсәт қоюшиңиз мүмкин.

d Көпирәк мәлумат елиш үчүн, «Күзитиш мунари» (рус) 2008-жил, 15-июль санидики «Қол йәткүзүшкә болидиған мәхсәтләрни қоюп, хошаллиқни сақлаң» дегән мақалигә қараң.