Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

21-ТӘТҚИҚ МАҚАЛИСИ

Худа сизгә күч бериду

Худа сизгә күч бериду

«Чүнки мән аҗиз вақтимда күчлүкмән» (КОР. 2-Х. 12:10).

137-НАХША Җасарәт бәргин

БУ МАҚАЛИДӘ a

1, 2. Көплигән Гувачилар қандақ қийинчилиқларға дуч келиду?

 ӘЛЧИ Паул Тимотийни вә барлиқ мәсиһийләрни өзлириниң хизмитини толуқ тамамлашқа дәвәт қилған (Тим. 2-х. 4:5). Биз Паулниң бу нәсиһәт сөзигә күчимизниң йетишичә қулақ селишқа тиришсақму, бу асанға тохтимайду. Нурғун қериндашлар вәз қилиштин қорқиду (Тим. 2-х. 4:2). Мәсилән, бизниң паалийитимиз чәкләнгән яки мәнъий қилинған дөләтләрдә яшайдиған қериндашлиримизни ойлап көрәйли. Улар түрмигә ташлиниш хәвп-хәтиригә қаримай, вәз қилиду.

2 Йәһваниң хәлқи чоқум уларни үмүтсизләндүридиған түрлүк қийинчилиқларни баштин өткүзиду. Мәсилән, нурғунлири аилисиниң асасий еһтияҗлирини қамдаш үчүн әтигәндин кәчкичә ишлиши керәк. Амма һәптә ахириға кәлгәндә, улар чарчап кәткәч, өзи халиғандәк узунирақ вақит вәз хизмитигә қатнишалмайду. Йәнә бәзилири кесили еғир яки яшинип қалғач, наһайити аз вақит Йәһваға хизмәт қилалайду, һәтта өйлиридин сиртқа чиқалмайду. Йәнә башқилар дайим өзини Йәһваниң алдида қәдир-қиммити йоқтәк һис қилиду. Қериндишимиз Мария b мундақ дәйду: «Сәлбий һис-туйғулардин айрилиш үчүн көп күч чиқиришимға тоғра келиду. Шундақ һес-туйғуларда болуш, вәз хизмитигә сәрп қилидиған вақтимни вә күчүмни алғач, өзүмни әйипкар сезимән».

3. Бу мақалидә, немини муһакимә қилимиз?

3 Вәзийитимизниң қандақ болушидин қәтъийнәзәр Худа һәрбиримизниң қийинчилиқларға бәрдашлиқ беришимиз үчүн күч берәләйду вә шу вәзийәткә мас Униңға хизмәт қилишимизға ярдәм берәләйду. Авал биз Йәһваниң Паул вә Тимотийға қийинчилиқларға қаримастин вәз хизмитини тамамлишиға қандақ ярдәм бәргәнлигини көрүп чиқимиз. Кейин Униң бизгиму қандақ ярдәм беридиғанлиғини муһакимә қилимиз.

ЙӘҺВА ВӘЗ ХИЗМИТИНИ ДАВАМЛАШТУРУШ ҮЧҮН КҮЧ БЕРИДУ

4. Паул қандақ қийинчилиқларға дуч кәлгән?

4 Паул нурғун қийинчилиқларға дуч кәлгән еди. У болупму таяқ йегәндә, чалма кесәк қилинғанда вә түрмигә ташланғанда күч-мәдәткә муһтаҗ болған (Кор. 2-х. 11:23—25). Паул бәзидә сәлбий һис-туйғулири билән күрәш қилғанлиғини очуқ ейтиштин номус қилмиған (Рим. 7:18, 19, 24). Йәнә у тенигә санчилған тикәнгә охшаш бир ағриққа бәрдашлиқ бәргән. У әшу тикәнни Худаниң чиқирип ташлишини бәк халиған еди (Кор. 2-х. 12:7, 8).

Паулниң вәз хизмитини давамлаштурушиға немә ярдәм бәргән? (5, 6-абзацларға қараң) c

5. Паул өзи дуч кәлгән қийинчилиқларға қаримай, немә ишларни қилалиған?

5 Худа Паулниң шунчә қийинчилиқларға дуч келишигә қаримай, униң вәз хизмитини давамлаштурушиға күч бәргән. Ундақта, Паулниң немә иш қилғанлиғини көрүп чиқайли. Мәсилән, у Римда өз өйидә қамақта олтарғинида, йәһудий йетәкчиләр вә бәлким һөкүмәт әмәлдарлири алдида қизғинлиқ билән хуш хәвәрни қоғдиған (Әлч. 28:17; Флп. 4:21, 22). У йәнә уни назарәт қилидиған қаравулларға вәз қилған вә уни йоқлап кәлгән барлиқ кишиләргә гувалиқ бәргән (Әлч. 28:30, 31; Флп. 1:13). Шу вақитта Паул һәқиқий Мәсиһ әгәшкүчилиригә ярдәм беридиған хәтләрни язған. Әшу хәтләр бүгүнки күндиму биз үчүн пайдилиқ. Буниңдин башқа, Паулниң үлгиси Римдики җамаәтни күчләндүргәч, улар «улғайған җасурлуқ билән Худа сөзини зор қорқумсизлиқ билән» ейтқан (Флп. 1:14). Гәрчә Паул бәзидә һәммә ишларни өзи халиғандәк әркин қилалмисиму, өз вәзийитидин толуқ пайдиланған. Униң бешиға кәлгән җапа-мәшәққәтләр хуш хәвәрниң техиму кәң тарқилишиға түрткә болған (Флп. 1:12).

6. Коринтлиқларға 2-хәт 12:9, 10-айәтләргә асасланғанда, Паулниң вәз хизмитини тамамлишиға немә ярдәм бәргән?

6 Паул өзи қилған барлиқ ишларни Худаниң күчигә тайинип қилалиғанлиғини етирап қилған. У аҗиз болғанда, Худаниң күчи мукәммәл ипадилинидиғанлиғини ейтқан (Коринтлиқларға 2-хәт 12:9, 10ни оқуң). Паулниң зиянкәшликләргә, түрмигә чүшүшкә вә башқа түрлүк қийинчилиқларға қаримай, вәз хизмитини толуқ тамамлиши үчүн, Йәһва муқәддәс роһ арқилиқ униңға күч бәргән.

Тимотийниң вәз хизмитини давамлаштурушиға немә ярдәм бәргән? (7-абзацқа қараң) d

7. Тимотий вәз хизмитини давамлаштуруш үчүн қандақ қийинчилиқларға бәрдашлиқ бериши керәк болған?

7 Паулниң яш хизмәтдиши Тимотийниңму вәз хизмитидә Худаниң күчигә тайинишиға тоғра кәлгән еди. У Паулниң узунға созулған вәз қилиш сәпәрлиридә униңға һәмра болған. Паул уни җамаәтләрни зиярәт қилип, қериндашларға илһам беришкә әвәткән (Кор. 1-х. 4:17). Тимотий өзини буниңға лайиқ әмәстәк һис қилған. Шуңа Паул бәлким униңға мундақ дегән: «Һечким сени яш дәп камситмисун» (Тим. 1-х. 4:12). Шу вақитта Тимотийниң тенигә тикәндәк санчилидиған, дайим уни беарам қилидиған ағриғи бар еди (Тим. 1-х. 5:23). Бирақ Тимотий Йәһваниң муқәддәс роһиниң ярдими арқилиқ хуш хәвәрни ейталайдиғанлиғиға вә қериндашларға хизмәт қилалайдиғанлиғиға ишәнгән (Тим. 2-х. 1:7).

ЙӘҺВА ҚИЙИНЧИЛИҚЛАРҒА ҚАРИМАЙ, САДАҚӘТМӘНЛИКНИ САҚЛАП ҚЕЛИШИМИЗҒА КҮЧ БЕРИДУ

8. Бүгүнки күндә, Йәһва Өз хәлқигә қандақ күч бериду?

8 Бүгүнки күндә, Йәһва адәттики күчтин ешип чүшидиған күчни Өз хәлқигә бериду. Шуңа улар садақәтмәнлик билән Униңға хизмәт қилалайду (Кор. 2-х. 4:7). Йәһва Өзигә садиқ қелишимизни халайду. У шундақ қилишимиз үчүн төрт йолни көрситип бәргән: дуа, Муқәддәс китап, етиқатчилар вә вәз хизмити.

Йәһва Худа бизни дуа арқилиқ күчләндүриду (9-абзацқа қараң)

9. Дуа бизгә қандақ ярдәм берәләйду?

9 Дуа арқилиқ күчкә еришиң. Әфәсликләргә 6:18-айәттә Паул бизни Худаға һәрдайим дуа қилишқа дәвәт қилған. Худа дуалиримизни аңлап, бизгә күч бериду. Боливиядики қериндишимиз Джони арқа-арқидин кәлгән бир қатар қийинчилиқларда Йәһваниң униңға ярдәм бәргәнлигини һис қилған. Униң аяли вә ата-аниси бирла вақитта еғир кесәл билән ағриған. Үч кишиниң еһтияҗлириға көңүл бөлүш Джониға бәк қийин болған. Аписи еғир кесәл түпәйлидин өлүп кәткән. Аяли вә дадисиниң кесәлдин сақийиши үчүн көп вақит кәткән еди. У қийин вақитларни әсләп мундақ дәйду: «Әшу қийинчилиқлардин баш көтирәлмигәндә, маңа һәрдайим Йәһваға дуа қилиш ярдәм бәргән. Мән һис-туйғулиримни бир-бирләп Униңға ейтип берәттим». Йәһва Джониниң қийинчилиқларға бәрдашлиқ бериши үчүн керәклик күчни бәргән. Боливиядики ақсақал Рональд аписиниң рак кесили болғанлиғини билгән. Аписи бир айдин кейин өлүп кәткән. Униңға шу еғир вақитта немә ярдәм бәргән? У: «Йәһваға дуа қилғанда, ич-бағримни төкүп, һис-туйғулиримни ейтип берәттим. Униң мени һәрқандақ кишидин һәтта өзүмдинму яхширақ чүшинидиғанлиғини билимән»,— дәйду. Бәзидә қийинчилиқларға бәрдашлиқ бериш қийин болғач, немә һәққидә дуа қилишни билмәй қалимиз. Бирақ һис-туйғулиримизни сөз билән ипадиләш қийин болсиму, Худа бизни Униңға дуа қилишқа дәвәт қилиду (Рим. 8:26, 27).

Йәһва Худа бизни Муқәддәс китап арқилиқ күчләндүриду (10-абзацқа қараң)

10. Ибранийларға 4:12-айәттә көрситилгәндәк, немә үчүн Муқәддәс китапни оқуш вә униң үстидә чоңқур ойлиниш биз үчүн бәк муһим?

10 Муқәддәс китап арқилиқ күчкә еришиң. Паул Язмиларни оқуп, күчкә вә тәсәллигә еришкән, бизму шундақ қилалаймиз (Рим. 15:4). Худаниң Сөзини оқуп, оқуғанлиримиз үстидә чоңқур ойлансақ, Йәһва Өз роһини ишлитип, Язмиларниң бизгә пайдилиқ екәнлигини чүшинишимизгә ярдәм берәләйду (Ибранийларға 4:12ни оқуң). Жуқурида тилға алған Рональд: «Һәр күни кәчтә Муқәддәс китапни оқушни адәткә айландурғанлиғимдин бәкму хошалмән. Йәһваниң пәзиләтлири вә өз хизмәтчилиригә көрсәткән меһир-шәпқити һәққидә көп ойлинимән. Бу қайта күчкә толушимға ярдәм бериду»,— дәйду.

11. Азап чекиватқан бир қериндишимизға Муқәддәс китап қандақ күч бәргән?

11 Худаниң Сөзлири үстидин чоңқур ойлиниш, қийинчилиққа дуч кәлгәндә, тоғра көзқарашни сақлишимизға ярдәм бериду. Азап чекиватқан бир тул аялға Муқәддәс китапниң қандақ ярдәм бәргәнлигини көрүп бақайли. Бир ақсақал униңға Аюп китавини оқушқа мәслиһәт бәргән. У аял оқушни башлиғанда, дәсләптә Аюпниң хата ой-пикир қилғанлиғини дәрһалла әйиплигән. У өз хиялида Аюпни мундақ агаһландурған: «Аюп! Пәқәт өз қийинчилиқлириң һәққидила ойлима!» Бирақ у кейинирәк өзиниңму Аюптәк көзқарашта екәнлигини тонуп йәткән. Бу униң өз көзқаришини өзгәртишигә ярдәм бәргән вә йолдишидин айрилиш азавиға бәрдашлиқ беришигә күч бәргән.

Йәһва Худа бизни етиқатдашлар арқилиқ күчләндүриду

12. Йәһва қериндашлиримиз арқилиқ бизгә қандақ күч бериду?

12 Қериндашлар арқилиқ күчкә еришиң. Худа Өз хизмәтчилиригә етиқатчи қериндашлар арқилиқ күч бериду. Паул қериндашлар билән җәм болуп, өз ара илһам елишқа тәшна екәнлигини язған (Рим. 1:11, 12). Жуқурида тилға алған Мария қериндашлар билән алақә қилишни бәкму қәдирлигән. У: «Йәһва һәтта қийинчилиқлиримни билмәйдиған қериндашлар арқилиқ маңа күч бәргән. Улар тәсәлли сөзлирини ейтатти яки хәтләрни әвәтәтти. Мән дәл шуниңға муһтаҗ едим. Униңдин башқа, охшаш қийинчилиқларға дуч кәлгән қериндашлар билән муңдишиш вә уларниң немә қилғанлиғини билиш ярдәм бериду. Йәнә ақсақаллар җамаәттики қериндашларниң мени яхши көридиғанлиғини дайим есимгә селип туриду»,— дәйду.

13. Биз җамаәт учришишлирида бир-биримизни қандақ күчләндүрәләймиз?

13 Бир-биримизгә илһам беришниң бир пурсити җамаәт учришишлириға қатнишиш. Жиғилишларға қатнашқанда, сиз тәшәббускарлиқ билән қериндашларниң тиришчанлиғини сәмимий махтап, уларни яхши көридиғанлиғиңизни ейтип, уларға күч-мәдәт берәләйсиз. Мәсилән, жиғилиштин бурун бир ақсақал Питер йолдиши Гувачи әмәс аял қериндашқа шундақ дегән: «Жиғилишта сизни алтә балиңиз билән көрүш һәммимизгә илһам бериду. Силәр дайим яхши җавапларни тәйярлап келисиләр». Буни аңлиған қериндишимиз көз йешини туталмай: «Бүгүн мениң мошу сөзләрни аңлашқа қанчилик муһтаҗ болғинимни сиз тәсәввур қилалмайсиз»,— дегән.

Йәһва Худа бизни вәз хизмити арқилиқ күчләндүриду (14-абзацқа қараң)

14. Вәз хизмитигә қатнишиш бизгә қандақ ярдәм бериду?

14 Вәз хизмити арқилиқ күчкә еришиң. Муқәддәс китап һәқиқитини башқиларға ейтқанда, уларниң яхши яки яман инкас қайтурушидин қәтъийнәзәр, биз өзүмизни роһи көтирәнгү, җошқун сезимиз (Пәнд н. 11:25). Қериндишимиз Стэси вәз хизмитиниң өзигә қанчилик күч беридиғанлиғини тонуп йәткән. Аилисидин бири җамаәттин чиқирилғанда, униң көңли бәкму йерим болған. У дайим өз-өзидин: «Аилә әзалиримға ярдәм бериштә немини йетәрлик қилмидим?»— дәп сориғач, роһи чүшүп жүргән. Шу қийин вәзийәттин қутулушқа униңға вәз ейтиш ярдәм бәргән. У әнди диққитини өзигә әмәс, территориясидики ярдәмгә муһтаҗ адәмләргә қаритишқа башлиған. У: «Шу вақитта Йәһва роһий җәһәттин тез өскән бир Муқәддәс китап үгәнгүчини тепишимға ярдәм бәргән. Бу маңа чоң илһам болди. Вәз хизмити маңа күч бәргән»,— дәйду.

15. Марияниң сөзлиридин немини үгәндиңиз?

15 Өз вәзийәтлири сәвәплик, бәзиләр: «Мән вәз қилалмаймән»,— дәйду. Сизму шундақ десиңиз, Йәһваниң қолуңиздин келишичә қилғиниңиздин хурсән екәнлигини унтумаң. Марияниң мисални йәнә бир қетим көрүп бақайли. У чәт әл тилидики җамаәткә көчкән. У: «Мән пәқәт аддий җавапларни берәләттим, Муқәддәс китаптин бир айәтни оқаттим яки вәз хизмитидә бир варақчини берәттим»,— дегән. У шу тилни яхши сөзләйдиғанлар билән өзини селиштурғанда, өзини пайдисиздәк һис қилған. Бирақ Мария өз көзқаришини өзгәрткән. Шу тилда яхши сөзләлмисиму, өзини Йәһваниң ишлитидиғанлиғини чүшинишкә башлиған. У: «Муқәддәс китаптики һәқиқәтләр шунчилик аддийки, улар кишиләрниң һаятини өзгәртәләйду»,— дәйду.

16. Өйдин чиқалмайдиған, амма вәз қилишни халайдиғанларниң күчкә еришишкә немә ярдәм берәләйду?

16 Гәрчә өйүмиздин чиқалмисақму, Йәһва вәз хизмитигә қатнишиш истигимизни көриду. Бизни давалаш үчүн өйүмизгә келидиған дохтур яки тиббий хадимларға вәз қилишимизға ярдәм берәләйду. Әгәр биз өтмүштә қилалиған ишлар билән һазир қилалайдиған ишлиримизни селиштурсақ, бәлким үмүтсизлинишимиз мүмкин. Амма Йәһваниң һазир бизгә қандақ ярдәм беридиғанлиғини чүшәнсәк, қийинчилиқларға хошаллиқ билән бәрдашлиқ беришкә керәклик күчкә еришимиз.

17. Вәз 11:6-айәткә асасән, немә үчүн биз нәтиҗисини дәрһалла көрмисәкму, вәз хизмитини давамлаштурушимиз керәк?

17 Биз һәқиқәт уруқлирини чачқанда, қайсисиниң йилтиз тартип, өсүшкә башлайдиғанлиғини билмәймиз (Вәз 11:6ни оқуң). Мәсилән, Барбара исимлик сәксән яштики қериндишимиз дайим телефон вә хәт арқилиқ вәз қилиду. У бир хетигә «Сиз үчүн Худа немиләрни қилған?» дегән мавзудики «Күзитиш мунариниң» 2014-жил, март санини қошуп әвәткән. У әвәткән хәтниң җамаәттин чиқирилған бир җүп әр-аялға йәткәнлигини өзи билмигән. Улар журнални қайта-қайта оқуған. Йолдиши Йәһва униңға удул сөзләватқандәк һис қилған. Шу әр-аял 27 жилдин кейин жиғилишқа қатнишишни башлиған вә аста-аста қайта паал вәз ейтқучилар болған. Барбара язған шу бир парчә хәтниң яхши нәтиҗисини көргәндә, униң қанчилик илһам вә күчкә еришкәнлигини тәсәввур қилип көрүң.

Йәһва Худа бизни 1) дуа, 2) Муқәддәс китап, 3) етиқатдашлар вә 4) вәз хизмити арқилиқ күчләндүриду (9, 10, 12, 14-абзацларға қараң)

18. Худаниң күчигә еришиш үчүн немә қилалаймиз?

18 Йәһваниң чәксиз күчигә егә болушимиз үчүн У көп пурсәтләрни яритип бәрмәктә. Йәһва түрлүк йоллар билән, мәсилән, дуа, Муқәддәс китап, етиқатдашлар вә вәз хизмити арқилиқ бизгә күч бериду. Шу йоллар билән Йәһваға таянсақ, Униң күч қудритигә вә бизгә ярдәм беришкә тәшна екәнлигигә ишәнгинимизни көрситәләймиз. Асмандики Атимиз көңли униңға майил болғанларға Өз күч-қудритини көрситиду. Шуңа һәрқачан Униңға тайинайли! (Тар. 2-яз. 16:9)

17-НАХША Алға бас, Йәһва гувачилири!

a Биз қийин күнләрдә яшаватимиз. Амма Худа бизгә шу қийинчилиқларға бәрдашлиқ бериш үчүн ярдәм бериду. Һазир, Паул билән Тимотийниң қийинчилиқларға қаримай, Йәһваға хизмәт қилишиға Униң қандақ ярдәм бәргәнлигини көрүп чиқимиз. Бүгүнки күндә қийинчилиқларға бәрдашлиқ берип, давамлиқ Йәһва Худаға хизмәт қилишимизға Униң қандақ ярдәм беридиғанлиғиниң төрт йолини муһакимә қилимиз.

b Исим өзгәртилгән

c СҮРӘТТӘ: Паул Римда өз өйидә қамақ астида болғанда, бирқанчә җамаәтләргә хәтләрни язған. Уни йоқлап кәлгәнләргә хуш хәвәрни вәз қилған.

d СҮРӘТТӘ: Тимотий өзи йоқлап барған җамаәтләрдә қериндашларға илһам бериватиду.